< Падишаһлар 2 8 >
1 Елиша өзи оғлини тирилдүргән аялға несиһәт қилип: — Сән вә өз өйдикилириң билән берип, қәйәрдә олтарғидәк җай тапсаң, у йәрдә турғин; чүнки Пәрвәрдигар: — Ачарчилиқ болсун, дәп бекитти. Бу ачарчилиқ зиминда йәттә жилғичә түгимәйду, деди.
Elixa ɵzi oƣlini tirildürgǝn ayalƣa nǝsiⱨǝt ⱪilip: — Sǝn wǝ ɵz ɵydikiliring bilǝn berip, ⱪǝyǝrdǝ olturƣudǝk jay tapsang, u yǝrdǝ turƣin; qünki Pǝrwǝrdigar: — Aqarqiliⱪ bolsun, dǝp bekitti. Bu aqarqiliⱪ zeminda yǝttǝ yilƣiqǝ tügimǝydu, dedi.
2 Шуниң билән у аял Худаниң адими ейтқандәк өз өйдикилири билән берип, Филистийләрниң жутида йәттә жилғичә турди.
Xuning bilǝn u ayal Hudaning adimi eytⱪandǝk ɵz ɵydikiliri bilǝn berip, Filistiylǝrning yurtida yǝttǝ yilƣiqǝ turdi.
3 Вә шундақ болдики, йәттә жил өткәндә, аял Филистийләрниң жутидин йенип кәлди; у падишадин өйи билән зиминини өзигә қайтуруп беришни илтимас қилғили барди.
Wǝ xundaⱪ boldiki, yǝttǝ yil ɵtkǝndǝ, ayal Filistiylǝrning yurtidin yenip kǝldi; u padixaⱨtin ɵyi bilǝn zeminini ɵzigǝ ⱪayturup berixni iltimas ⱪilƣili bardi.
4 Шу вақитта падиша Худаниң адиминиң хизмәткари Гәһази билән сөзлишип униңға: — Елиша қилған һәммә улуқ әмәлләрни маңа баян қилип бәргин, дәвататти.
Xu waⱪitta padixaⱨ Hudaning adimining hizmǝtkari Gǝⱨazi bilǝn sɵzlixip uningƣa: — Elixa ⱪilƣan ⱨǝmmǝ uluƣ ǝmǝllǝrni manga bayan ⱪilip bǝrgin, dǝwatatti.
5 Вә шундақ болдики, у падишаға Елишаниң қандақ қилип бир өлүкни тирилдүргәнлигини дәп бериватқанда, Елиша оғлини тирилдүргән шу аял падишадин өз өйи вә зиминини қайтуруп беришни илтимас қилғили кәлди. Гәһази: — И падиша ғоҗам, мана, булар мән ейтқан аял вә Елиша өлүмдин тирилдүргән оғли дәл шу, деди.
Wǝ xundaⱪ boldiki, u padixaⱨⱪa Elixaning ⱪandaⱪ ⱪilip bir ɵlükni tirildürgǝnlikini dǝp beriwatⱪanda, Elixa oƣlini tirildürgǝn xu ayal padixaⱨtin ɵz ɵyi wǝ zeminini ⱪayturup berixni iltimas ⱪilƣili kǝldi. Gǝⱨazi: — I padixaⱨ ƣojam, mana, bular mǝn eytⱪan ayal wǝ Elixa ɵlümdin tirildürgǝn oƣli dǝl xu, dedi.
6 Падиша аялдин соривиди, у шу вақиәни униңға дәп бәрди. Шуниң билән падиша бир ағватни бәлгүләп: — Униң һәммә тәәллуқатлирини яндуруп бәргин вә шуниңдәк өз жутидин кәткән күндин тартип бу вақитқичә йеридин чиққан һосулниң барлиқ киримини униңға бәргин, деди.
Padixaⱨ ayaldin soriwidi, u xu wǝⱪǝni uningƣa dǝp bǝrdi. Xuning bilǝn padixaⱨ bir aƣwatni bǝlgilǝp: — Uning ⱨǝmmǝ tǝǝlluⱪatlirini yandurup bǝrgin wǝ xuningdǝk ɵz yurtidin kǝtkǝn kündin tartip bu waⱪitⱪiqǝ yeridin qiⱪⱪan ⱨosulning barliⱪ kirimini uningƣa bǝrgin, dedi.
7 Әнди Елиша Сурийәниң падишаси Бән-Һадад кесәл ятқинида Дәмәшққә кәлди. Падишаға: Худаниң адими бу йәргә кәлди, дәп хәвәр берилди.
Əmdi Elixa Suriyǝning padixaⱨi Bǝn-Ⱨadad kesǝl yatⱪinida Dǝmǝxⱪⱪǝ kǝldi. Padixaⱨⱪa: Hudaning adimi bu yǝrgǝ kǝldi, dǝp hǝwǝr berildi.
8 Падиша Һазаәлгә: — Өзүң бир соға елип, Худаниң адиминиң алдиға берип униң билән көрүшүп, у арқилиқ Пәрвәрдигардин мениң тоғрамда: «У бу кесәлдин сақиямду, сақаймайду» дәп сориғин, — деди.
Padixaⱨ Ⱨazaǝlgǝ: — Ɵzüng bir sowƣa elip, Hudaning adimining aldiƣa berip uning bilǝn kɵrüxüp, u arⱪiliⱪ Pǝrwǝrdigardin mening toƣramda: «U bu kesǝldin saⱪiyamdu, saⱪaymaydu» dǝp soriƣin, — dedi.
9 Шуниң билән Һазаәл униң билән көрүшүшкә барди. У өзи билән Дәмәшқтики һәр хил есил маллардин қириқ төгә соға елип, униң алдиға берип: «Оғлуң Сурийәниң падишаси Бән-Һадад мени әвәтип, бу кесәлдин сақийимәнму, сақаймаймәнму?» дәп сорайду, — деди.
Xuning bilǝn Ⱨazaǝl uning bilǝn kɵrüxüxkǝ bardi. U ɵzi bilǝn Dǝmǝxⱪtiki ⱨǝrhil esil mallardin ⱪiriⱪ tɵgǝ sowƣa elip, uning aldiƣa berip: «Oƣlung Suriyǝning padixaⱨi Bǝn-Ⱨadad meni ǝwǝtip, bu kesǝldin saⱪiyimǝnmu, saⱪaymaymǝnmu?» dǝp soraydu, — dedi.
10 Елиша униңға: — Берип униңға: — Чоқум сақийисән, дәп ейтқин. Лекин Пәрвәрдигар маңа қандақла болмисун у чоқум өлиду, дәп вәһий қилди, деди.
Elixa uningƣa: — Berip uningƣa: — Qoⱪum saⱪiyisǝn, dǝp eytⱪin. Lekin Pǝrwǝrdigar manga ⱪandaⱪla bolmisun u qoⱪum ɵlidu, dǝp wǝⱨiy ⱪildi, dedi.
11 Худаниң адими таки Һазаәл хиҗил болуп кәткичә униңға тикилип қарап турди, андин Худаниң адими жиғлашқа башлиди.
Hudaning adimi taki Ⱨazaǝl hijil bolup kǝtküqǝ uningƣa tikilip ⱪarap turdi, andin Hudaning adimi yiƣlaxⱪa baxlidi.
12 Һазаәл: — Ғоҗам немишкә жиғлайла! дәп сориди. У: — Мән сениң Исраилларға қилидиған яман ишлириңни билимән; чүнки сән уларниң қорғанлирини көйдүрүп, жигитлирини қилич билән өлтүрүп, ушшақ балилирини чөрүп ташлап, һамилдар аяллириниң қарнини йериветисән, деди.
Ⱨazaǝl: — Ƣojam nemixⱪa yiƣlayla! dǝp soridi. U: — Mǝn sening Israillarƣa ⱪilidiƣan yaman ixliringni bilimǝn; qünki sǝn ularning ⱪorƣanlirini kɵydürüp, yigitlirini ⱪiliq bilǝn ɵltürüp, uxxaⱪ balilirini qɵrüp taxlap, ⱨamilidar ayallirining ⱪarnini yeriwetisǝn, dedi.
13 Һазаәл: — Мәнки ишттәк бир қулуң немә едим, ундақ улуқ ишларни қилаламтим? Елиша: — Пәрвәрдигар маңа сениң Сурийәниң падишаси болидиғанлиғиңни мәлум қилди, деди.
Ⱨazaǝl: — Mǝnki ittǝk bir ⱪulung nemǝ idim, undaⱪ uluƣ ixlarni ⱪilalamtim? Elixa: — Pǝrwǝrdigar manga sening Suriyǝning padixaⱨi bolidiƣanliⱪingni mǝlum ⱪildi, dedi.
14 У Елишаниң қешидин чиқип ғоҗисиниң йениға барди. Бән-һадад униңдин: — Елиша саңа немә деди, дәп сориди. У: — У маңа силиниң тоғрилирида, чоқум сақийду, дәп ейтти, деди.
U Elixaning ⱪexidin qiⱪip ƣojisining yeniƣa bardi. Bǝn-ⱨadad uningdin: — Elixa sanga nemǝ dedi, dǝp soridi. U: — U manga silining toƣrilirida, qoⱪum saⱪiydu, dǝp eytti, dedi.
15 Әтиси Һазаәл бир парчә бөзни елип, суға чилап падишаниң йүзини әтти. Шуниң билән у өлди; вә Һазаәл униң орнида падиша болди.
Ətisi Ⱨazaǝl bir parqǝ bɵzni elip, suƣa qilap padixaⱨning yüzini ǝtti. Xuning bilǝn u ɵldi; wǝ Ⱨazaǝl uning ornida padixaⱨ boldi.
16 Исраилниң падишаси, Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң бәшинчи жилида, Йәһошафат техи Йәһуданиң падишаси вақтида, Йәһошафатниң оғли Йәһорам Йәһуданиң падишаси болди.
Israilning padixaⱨi, Aⱨabning oƣli Yoramning sǝltǝnitining bǝxinqi yilida, Yǝⱨoxafat tehi Yǝⱨudaning padixaⱨi waⱪtida, Yǝⱨoxafatning oƣli Yǝⱨoram Yǝⱨudaning padixaⱨi boldi.
17 У падиша болғанда оттуз икки яшта болуп, Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди.
U padixaⱨ bolƣanda ottuz ikki yaxta bolup, Yerusalemda sǝkkiz yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
18 У Аһабниң җәмәти қилғандәк Исраил падишалириниң йолида жүрди (чүнки униң аяли Аһабниң қизи еди); у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
U Aⱨabning jǝmǝti ⱪilƣandǝk Israil padixaⱨlirining yolida yürdi (qünki uning ayali Aⱨabning ⱪizi idi); u Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi.
19 Лекин Пәрвәрдигар Давутқа: — Сениң билән оғуллириңға «мәңгү өчмәйдиған чирақ» беримән дегән вәдиси түпәйлидин у Йәһудани харап қилишни халимиди.
Lekin Pǝrwǝrdigar Dawutⱪa: — Sening bilǝn oƣulliringƣa «mǝnggü ɵqmǝydiƣan qiraƣ» berimǝn degǝn wǝdisi tüpǝylidin u Yǝⱨudani harab ⱪilixni halimidi.
20 Униң күнлиридә Едом Йәһуданиң идарә қилишиға исян көтирип, азат болуп өз алдиға бир падишалиқ тиклиди.
Uning künliridǝ Edom Yǝⱨudaning idarǝ ⱪilixiƣa isyan kɵtürüp, azad bolup ɵz aldiƣa bir padixaⱨliⱪ tiklidi.
21 Шуниң билән Йорам һәммә җәң һарвулири билән йолға чиқип Заир шәһиригә өтти. У кечиси орнидин туруп, өзини вә җәң һарвулириниң сәрдарлирини қоршивалған Едомларға һуҗум қилип, уларни мәғлуп қилди; лекин ахирида [Йәһуда] ләшкәрлири өз өйлиригә қечип кәтти.
Xuning bilǝn Yoram ⱨǝmmǝ jǝng ⱨarwiliri bilǝn yolƣa qiⱪip Zair xǝⱨirigǝ ɵtti. U keqisi ornidin turup, ɵzini wǝ jǝng ⱨarwilirining sǝrdarlirini ⱪorxiwalƣan Edomlarƣa ⱨujum ⱪilip, ularni mǝƣlup ⱪildi; lekin ahirida [Yǝⱨuda] lǝxkǝrliri ɵz ɵylirigǝ ⱪeqip kǝtti.
22 Шуниң билән Едомлар Йәһуданиң һөкүмранлиғидин бүгүнгичә азат болди. У вақитта Либнаһму исян көтирип азат болди.
Xuning bilǝn Edomlar Yǝⱨudaning ⱨɵkümranliⱪidin bügüngiqǝ azad boldi. U waⱪitta Libnaⱨmu isyan kɵtürüp azad boldi.
23 Әнди Йорамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Əmdi Yoramning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi bolsa «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
24 Йорам өз ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йенида дәпнә қилинди. Оғли Аһазия униң орнида падиша болди.
Yoram ɵz ata-bowiliri arisida uhlidi wǝ «Dawutning xǝⱨiri»dǝ ata-bowilirining yenida dǝpnǝ ⱪilindi. Oƣli Aⱨaziya uning ornida padixaⱨ boldi.
25 Исраилниң падишаси, Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он иккинчи жили, Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Аһазия Йәһудаға падиша болди.
Israilning padixaⱨi, Aⱨabning oƣli Yoramning sǝltǝnitining on ikkinqi yili, Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoramning oƣli Aⱨaziya Yǝⱨudaƣa padixaⱨ boldi.
26 Аһазия падиша болғанда жигирмә икки яшта болуп, Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия еди; у Исраил падишаси Омриниң қизи еди.
Aⱨaziya padixaⱨ bolƣanda yigirmǝ ikki yaxta bolup, Yerusalemda bir yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Ataliya idi; u Israil padixaⱨi Omrining ⱪizi idi.
27 [Аһазия] Аһабниң җәмәтиниң йолида жүрүп Аһабниң җәмәти қилғандәк, Худаниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки у Аһабниң күйоғли болуп униңға һәмҗәмәт еди.
[Aⱨaziya] Aⱨabning jǝmǝtining yolida yürüp Aⱨabning jǝmǝti ⱪilƣandǝk, Hudaning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi; qünki u Aⱨabning küy’oƣli bolup uningƣa ⱨǝmjǝmǝt idi.
28 Аһабниң оғли Йорам Сурийәниң падишаси Һазаәл билән Гилеадтики Рамотта соқушқанда Аһазия униңға һәмдәмлишип соқушқа чиққан еди. Сурийләр Йорамни зәхимләндүрди.
Aⱨabning oƣli Yoram Suriyǝning padixaⱨi Ⱨazaǝl bilǝn Gileadtiki Ramotta soⱪuxⱪanda Aⱨaziya uningƣa ⱨǝmdǝmlixip soⱪuxⱪa qiⱪⱪanidi. Suriylǝr Yoramni zǝhimlǝndürdi.
29 Йорам падиша Рамаһда Сурийә падишаси Һазаәл билән соқушқанда Сурийләрдин йегән зәхмини давалитиш үчүн, Йизрәәлгә йенип кәлди. Аһабниң оғли Йорам кесәл болғачқа, Йәһуданиң падишаси, Йәһорамниң оғли Аһазия уни йоқлиғили Йизрәәлгиму барди.
Yoram padixaⱨ Ramaⱨda Suriyǝ padixaⱨi Ⱨazaǝl bilǝn soⱪuxⱪanda Suriylǝrdin yegǝn zǝhmini dawalitix üqün, Yizrǝǝlgǝ yenip kǝldi. Aⱨabning oƣli Yoram kesǝl bolƣaqⱪa, Yǝⱨudaning padixaⱨi, Yǝⱨoramning oƣli Aⱨaziya uni yoⱪliƣili Yizrǝǝlgimu bardi.