< Падишаһлар 2 5 >
1 Сурийә падишасиниң қошун сәрдари Нааман өз ғоҗисиниң алдида толиму қәдирләнди вә иззәтләнди, чүнки Пәрвәрдигар униң қоли арқилиқ Сурийәгә нусрәтләр бәргән еди. У батур җәңчи болғини билән, лекин мохо кесилигә гириптар болуп қалған еди.
Suriye padishahining qoshun serdari Naaman öz ghojisining aldida tolimu qedirlendi we izzetlendi, chünki Perwerdigar uning qoli arqiliq Suriyege nusretler bergenidi. U batur jengchi bolghini bilen, lékin maxaw késilige giriptar bolup qalghanidi.
2 Әнди Сурийләр топ-топ болуп, булаңчилиққа чиқип Исраилдин бир кичик қизни тутуп кәлгән еди; бу қиз Нааманниң аялиниң хизмитини қилатти.
Emdi Suriyler top-top bolup, bulangchiliqqa chiqip Israildin bir kichik qizni tutup kelgenidi; bu qiz Naamanning ayalining xizmitini qilatti.
3 У ханимға: Кашки, мениң ғоҗам Самарийәдики пәйғәмбәрниң қешида болсиди! У уни мохо кесилидин сақайтатти, деди.
U xanimgha: Kashki, méning ghojam Samariyediki peyghemberning qéshida bolsidi! U uni maxaw késilidin saqaytatti, dédi.
4 Нааман берип ғоҗисиға: — Исраилниң жутидин болған кичик қиз мундақ-мундақ ейтти, деди.
Naaman bérip xojisigha: — Israilning yurtidin bolghan kichik qiz mundaq-mundaq éytti, dédi.
5 Сурийә падишаси: Яхши! Сән барғин, мән Исраилниң падишасиға бир мәктуп әвәтимән, деди. Нааман он талант күмүч билән алтә миң шәкәл алтун вә һәм он кишилик кийимни елип Исраилға барди.
Suriye padishahi: Yaxshi! Sen barghin, men Israilning padishahigha bir mektup ewetimen, dédi. Naaman on talant kümüsh bilen alte ming shekel altun we hem on kishilik kiyimni élip Israilgha bardi.
6 У мәктупни Исраилниң падишасиға апирип тапшуруп бәрди. Мәктупта: — «Бу мәктуп саңа йәткәндә билгәйсәнки, мән өз хизмәткарим Нааманни сениң қешиңға маңдурдум. Сән уни мохо кесилидин сақайтқайсән», дәп пүтүлгән еди.
U mektupni Israilning padishahigha apirip tapshurup berdi. Mektupta: — «Bu mektup sanga yetkende bilgeysenki, men öz xizmetkarim Naamanni séning qéshinggha mangdurdum. Sen uni maxaw késilidin saqaytqaysen», dep pütülgenidi.
7 Исраилниң падишаси хәтни оқуп болуп, өз кийимлирини житип-житивәтти вә: — Мән Худаму? Кишини өлтүрүп һәм тирилдүрәләймәнму? Немишкә у киши: — Бу адәмни мохо кесилидин сақайтқин, дәп һавалә қилиду? Қени, ойлинип көрүңлар, у дәрвәқә мән билән җәң қилғили банә издәйду, деди.
Israilning padishahi xetni oqup bolup, öz kiyimlirini yirtip-yirtiwetti we: — Men Xudamu? Kishini öltürüp hem tirildüreleymenmu? Némishqa u kishi: — Bu ademni maxaw késilidin saqaytqin, dep hawale qilidu? Qéni, oylinip körünglar, u derweqe men bilen jeng qilghili bahane izdeydu, dédi.
8 Вә шундақ болдики, Худаниң адими Елиша Исраилниң падишасиниң өз кийимлирини житқинини аңлиғанда, падишаға адәм әвитип: Немишкә өз кийимлириңни життиң? У киши һазир бу йәргә кәлсун, андин у Исраилда бир пәйғәмбәр бар екән дәп билиду, деди.
We shundaq boldiki, Xudaning adimi Élisha Israilning padishahining öz kiyimlirini yirtqinini anglighanda, padishahqa adem ewitip: Némishqa öz kiyimliringni yirtting? U kishi hazir bu yerge kelsun, andin u Israilda bir peyghember bar iken dep bilidu, dédi.
9 Нааман атлири вә җәң һарвуси билән келип, Елишаниң өйиниң ишиги алдида тохтиди.
Naaman atliri we jeng harwisi bilen kélip, Élishaning öyining ishiki aldida toxtidi.
10 Елиша бир хәвәрчини маңдуруп Нааманға: — Берип Иордан дәриясида йәттә қетим жуюнуп кәлгин; шундақ қилсаң әтлириң әслигә келип пакиз болисән, деди.
Élisha bir xewerchini mangdurup Naaman’gha: — Bérip Iordan deryasida yette qétim yuyunup kelgin; shundaq qilsang etliring eslige kélip pakiz bolisen, dédi.
11 Лекин Нааман аччиқлинип йенип келип: — Мана, у чоқум чиқип, мениң билән көришиду, өрә туруп Худаси Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип, [яра] җайниң үстидә қолини силкип, мохо кесилини сақайтиду, дәп ойлап кәлгән едим.
Lékin Naaman achchiqlinip yénip kélip: — Mana, u choqum chiqip, méning bilen körishidu, öre turup Xudasi Perwerdigarning namigha nida qilip, [yara] jayning üstide qolini silkip, maxaw késilini saqaytidu, dep oylap kelgenidim.
12 Дәмәшқниң дәриялири, йәни Абарна билән Фарпар [дәриясиниң сулири] Исраилниң һәммә сулиридин яхши әмәсму? Мән уларда жуюнсам пакиз болмамдим? — деди. У қаттиқ ғәзәплинип бурулуп йолға чиқти.
Demeshqning deryaliri, yeni Abarna bilen Farpar [deryasining suliri] Israilning hemme suliridin yaxshi emesmu? Men ularda yuyunsam pakiz bolmamdim? — dédi. U qattiq ghezeplinip burulup yolgha chiqti.
13 Лекин униң хизмәткарлири униң қешиға берип: — И атам, әгәр пәйғәмбәр силигә еғир бир ишни тапилиған болса, қилмасмидила? Ундақ болған йәрдә, у силигә суға чүшүп жуюнуп, пакиз болисила, дегән болса шундақ қилмамла? — дейишти.
Lékin uning xizmetkarliri uning qéshigha bérip: — I atam, eger peyghember silige éghir bir ishni tapilighan bolsa, qilmasmidila? Undaq bolghan yerde, u silige sugha chüshüp yuyunup, pakiz bolisila, dégen bolsa shundaq qilmamla? — déyishti.
14 Шуңа у чүшүп, Худаниң адиминиң сөзигә бенаән Иордан дәриясида йәттә қетим чөмүлди. Шуниң билән униң ети паклинип, кичик балиниң етидәк болуп сақайди.
Shunga u chüshüp, Xudaning adimining sözige binaen Iordan deryasida yette qétim chömüldi. Shuning bilen uning éti paklinip, kichik balining étidek bolup saqaydi.
15 Шуниң билән у барлиқ һәмраһлири билән Худаниң адиминиң қешиға қайтип келип, униң алдида туруп: — Мана әнди пүткүл йәр йүзидә Исраилдин башқа йәрдә Худа йоқ екән, дәп билип йәттим; әнди һазир, өз кәминәңдин бир соғатни қобул қилғин, деди.
Shuning bilen u barliq hemrahliri bilen Xudaning adimining qéshigha qaytip kélip, uning aldida turup: — Mana emdi pütkül yer yüzide Israildin bashqa yerde Xuda yoq iken, dep bilip yettim; emdi hazir, öz keminengdin bir sowghatni qobul qilghin, dédi.
16 Лекин Елиша: Мән хизмитидә туруватқан Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, һеч немини қобул қилмасмән, деди. [Нааман] тола чиң турувалсиму, һеч қобул қилмиди.
Lékin Élisha: Men xizmitide turuwatqan Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, héch némini qobul qilmasmen, dédi. [Naaman] tola ching turuwalsimu, héch qobul qilmidi.
17 Андин Нааман мундақ деди: — Әгәр қобул қилмисаң, кәминәңгә топидин икки қечир жүк берилсун; чүнки кәминәң бундин кейин Пәрвәрдигардин башқа һеч қандақ илаһларға көйдүрмә қурбанлиқ яки енақлиқ қурбанлиғини кәлтүмәйду.
Andin Naaman mundaq dédi: — Eger qobul qilmisang, keminengge topidin ikki qéchir yük bérilsun; chünki kemineng bundin kéyin Perwerdigardin bashqa héchqandaq ilahlargha köydürme qurbanliq yaki inaqliq qurbanliqini keltümeydu.
18 Лекин Пәрвәрдигар кәминәңниң шу бир ишини кәчүрүм қилғай: ғоҗамниң өзи Риммонниң бутханисиға сәҗдә қилмақ үчүн киргәндә, мениң қолумға йөләнсә мән Риммонниң бутханисида тиз пүксәм, мошу амалсиз тиз пүккиним үчүн Пәрвәрдигар мән кәминәңни кәчүргәй, деди.
Lékin Perwerdigar keminengning shu bir ishini kechürüm qilghay: ghojamning özi Rimmonning butxanisigha sejde qilmaq üchün kirgende, méning qolumgha yölense men Rimmonning butxanisida tiz püksem, mushu amalsiz tiz pükkinim üchün Perwerdigar men keminengni kechürgey, dédi.
19 Елиша униңға: — Сән аман-хатирҗәмлиткә кәткин, деди. У униңдин айрилип азғинә йол маңди.
Élisha uninggha: — Sen aman-xatirjemlitke ketkin, dédi. U uningdin ayrilip azghine yol mangdi.
20 Лекин Худаниң адими Елишаниң хизмәткари Гәһази көңлидә: — Мана, у Сурийәлик Нааман елип кәлгән нәрсилиридин ғоҗам һеч немини алмай, уни бекар кәткүзүветипту. Лекин Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән униң кәйнидин жүгүрүп берип, униңдин азрақ бир нәрсә алай, дәп ойлиди.
Lékin Xudaning adimi Élishaning xizmetkari Gehazi könglide: — Mana, u Suriyelik Naaman élip kelgen nersiliridin ghojam héchnémini almay, uni bikar ketküzüwétiptu. Lékin Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, men uning keynidin yügürüp bérip, uningdin azraq bir nerse alay, dep oylidi.
21 Шуни дәп Гәһази Нааманниң кәйнидин барди. Нааман бир кимниң кәйнидин жүгүрүп келиватқинини көрүп, һарвусидин чүшүп униң алдиға берип: Һәммә иш течлиқму? — дәп сориди.
Shuni dep Gehazi Naamanning keynidin bardi. Naaman bir kimning keynidin yügürüp kéliwatqinini körüp, harwisidin chüshüp uning aldigha bérip: Hemme ish tinchliqmu? — dep soridi.
22 У: — Течлиқ, — деди, — амма ғоҗам мени маңдуруп: Мана әнди Әфраим тағлиғидин пәйғәмбәрләрниң шагиртлиридин икки жигит қешимға кәлди. Буларға бир талант күмүч билән икки кишлик кийим бәрсилә, дәп ейтти, — деди.
U: — Tinchliq, — dédi, — emma ghojam méni mangdurup: Mana emdi Efraim taghliqidin peyghemberlerning shagirtliridin ikki yigit qéshimgha keldi. Bulargha bir talant kümüsh bilen ikki kishlik kiyim bersile, dep éytti, — dédi.
23 Нааман: — Икки талант күмүчни қобул қилғин, дәп уни зорлап икки талант күмүчни икки халтиға чегип, икки кишилик кийимни чиқирип бәрди. Буларни Нааман ғуламлиридин икки жигиткә йүдкүзди; улар Гәһазиниң алдида буларни көтирип маңди.
Naaman: — Ikki talant kümüshni qobul qilghin, dep uni zorlap ikki talant kümüshni ikki xaltigha chégip, ikki kishilik kiyimni chiqirip berdi. Bularni Naaman ghulamliridin ikki yigitke yüdküzdi; ular Gehazining aldida bularni kötürüp mangdi.
24 У турған дөңгә йәткәндә буларни уларниң қоллиридин елип өйигә тиқип қойди; андин бу адәмләрни кәткүзүвәтти.
U turghan döngge yetkende bularni ularning qolliridin élip öyige tiqip qoydi; andin bu ademlerni ketküzüwetti.
25 Андин у ғоҗисиниң алдиға кирип турди. Елиша униңдин: — И Гәһази, нәгә берип кәлдиң? — дәп сориди. У җавап берип: Қулуң һечйәргә бармиди, — деди.
Andin u ghojisining aldigha kirip turdi. Élisha uningdin: — I Gehazi, nege bérip kelding? — dep soridi. U jawab bérip: Qulung héchyerge barmidi, — dédi.
26 Елиша униңға: — Мәлум бир киши һарвусидин чүшүп, кәйнигә йенип, сениң алдиңға кәлгәндә, мениң роһум шу чағда сениң билән биргә барған әмәсму? Бу кишиләр күмүч билән кийим, зәйтун бағлири билән үзүмзарлар, қой билән кала, малайлар билән кенизәкләрни қобул қилидиған вақитму?
Élisha uninggha: — Melum bir kishi harwisidin chüshüp, keynige yénip, séning aldinggha kelgende, méning rohim shu chaghda séning bilen birge barghan emesmu? Bu kishiler kümüsh bilen kiyim, zeytun baghliri bilen üzümzarlar, qoy bilen kala, malaylar bilen kénizeklerni qobul qilidighan waqitmu?
27 Лекин һазир Нааманниң мохо кесили саңа һәм нәслиңгә мәңгүгә чаплишиду, — деди. Шуниң билән у Елишаниң қешидин чиққанда қардәк ақ болуп қалди.
Lékin hazir Naamanning maxaw késili sanga hem neslingge menggüge chaplishidu, — dédi. Shuning bilen u Élishaning qéshidin chiqqanda qardek aq bolup qaldi.