< Падишаһлар 2 4 >

1 Пәйғәмбәр шагиртлиридин бириниң тул қалған хотуни Елишаға пәряд қилип: Сениң қулуң болған мениң ерим өлүпту. Билисәнки, сениң қулуң Пәрвәрдигардин қорққан адәм еди. Әнди қәриз егиси мениң икки оғлумни қуллуққа алғили кәлди.
Peyghember shagirtliridin birining tul qalghan xotuni Élishagha peryad qilip: Séning qulung bolghan méning érim ölüptu. Bilisenki, séning qulung Perwerdigardin qorqqan adem idi. Emdi qerz igisi méning ikki oghlumni qulluqqa alghili keldi.
2 Елиша униңдин: Сениң үчүн немә қилай? Дегинә, өйүңдә немәң бар? — дәп сориди. У: Дедигиңниң өйидә кичик бир коза майдин башқа һеч нәрсә йоқ, — деди.
Élisha uningdin: Séning üchün néme qilay? Dégine, öyüngde némeng bar? — dep soridi. U: Dédikingning öyide kichik bir koza maydin bashqa héchnerse yoq, — dédi.
3 У: Берип һәммә хошнилириңдин чөгүн-коза, йәни бош чөгүн-козиларни өтнә алғин, улар аз болмисун.
U: Bérip hemme qoshniliringdin chögün-koza, yeni bosh chögün-kozilarni ötne alghin, ular az bolmisun.
4 Андин өзүң билән оғуллириң өйгә киргин, ишикни йепип һәммә чөгүн-козиларға май қачилиғин. Тошқанлирини бир чәткә елип қойғин, — деди.
Andin özüng bilen oghulliring öyge kirgin, ishikni yépip hemme chögün-kozilargha may qachilighin. Toshqanlirini bir chetke élip qoyghin, — dédi.
5 Шуниң билән у у йәрдин айрилип оғуллири билән өйгә кирип ишикни япти. Оғуллири чөгүн-козиларни униң алдиға елип кәлгәндә, у май қуйди.
Shuning bilen u u yerdin ayrilip oghulliri bilen öyge kirip ishikni yapti. Oghulliri chögün-kozilarni uning aldigha élip kelgende, u may quydi.
6 Вә шундақ болдики, чөгүн-козиларниң һәммиси толғанда у оғлиға: Йәнә бир коза елип кәл, деди. Амма оғли: Әнди коза қалмиди, деди. У вақитта май тохтап қалди.
We shundaq boldiki, chögün-kozilarning hemmisi tolghanda u oghligha: Yene bir koza élip kel, dédi. Emma oghli: Emdi koza qalmidi, dédi. U waqitta may toxtap qaldi.
7 Әнди у берип Худаниң адимигә хәвәр йәткүзди. У: Берип майни сетивәт, қәрзиңни түгәткин; андин қалған пул билән өзүң вә оғуллириңниң җенини беқиңлар, деди.
Emdi u bérip Xudaning adimige xewer yetküzdi. U: Bérip mayni sétiwet, qerzingni tügetkin; andin qalghan pul bilen özüng we oghulliringning jénini béqinglar, dédi.
8 Бир күни Елиша Шунәм шәһиригә барди. У йәрдә бир бай аял бар еди вә у уни өз өйидә тамаққа тутуп қалди. Шуниңдин кейин һәр қачан у йәрдин өтүп маңса, у униң өйигә кирип ғизалинатти.
Bir küni Élisha Shunem shehirige bardi. U yerde bir bay ayal bar idi we u uni öz öyide tamaqqa tutup qaldi. Shuningdin kéyin herqachan u yerdin ötüp mangsa, u uning öyige kirip ghizalinatti.
9 Бир күни у өз еригә: Бу йәрдин дайим өтидиған киши Худаниң бир муқәддәс адими екәнлигини билип йәттим.
Bir küni u öz érige: Bu yerdin daim ötidighan kishi Xudaning bir muqeddes adimi ikenlikini bilip yettim.
10 Биз өгүздә униңға бир кичикрәк өй салайли. Униңға өйдә кариват, ширә, орундуқ вә чирақдан тәйярлап берәйли; вә шундақ болсунки, у қачанла йенимизға кәлсә шу өйдә турсун, — деди.
Biz ögzide uninggha bir kichikrek öy salayli. Uninggha öyde kariwat, shire, orunduq we chiraghdan teyyarlap béreyli; we shundaq bolsunki, u qachanla yénimizgha kelse shu öyde tursun, — dédi.
11 Әнди пәйғәмбәр бир күни у йәргә кәлгәндә, шу балиханиға кирип йетип қалди.
Emdi peyghember bir küni u yerge kelgende, shu balixanigha kirip yétip qaldi.
12 У өз хизмәткари Гәһазиға: Сән у Шунәмлик аялни чақирғин, деди. У уни чақирғанда, аял униң қешиға кәлди.
U öz xizmetkari Gehazigha: Sen u Shunemlik ayalni chaqirghin, dédi. U uni chaqirghanda, ayal uning qéshigha keldi.
13 Пәйғәмбәр хизмәткариға: Сән униңға: «Сили бизниң ғемимизни йәп мошундақ өзлирини көп аварә қилдила; мән сили үчүн немә қилип берәй? Падишаға яки қошун сәрдариға бирәр тәләплирини йәткүзәйму?» — дегин, деди. Аял буниңға җавап берип: — Мән өз хәлқим арисида яшаватимән, болди! деди.
Peyghember xizmetkarigha: Sen uninggha: «Sili bizning ghémimizni yep mushundaq özlirini köp aware qildila; men sili üchün néme qilip bérey? Padishahqa yaki qoshun serdarigha birer teleplirini yetküzeymu?» — dégin, dédi. Ayal buninggha jawab bérip: — Men öz xelqim arisida yashawatimen, boldi! dédi.
14 Әнди Елиша Гәһазидин, униңға немә қилип бериш керәк? — дәп сориди. Гәһази: Униң оғул балиси йоқ екән, вә ериму қери екән, деди.
Emdi Élisha Gehazidin, uninggha néme qilip bérish kérek? — dep soridi. Gehazi: Uning oghul balisi yoq iken, we érimu qéri iken, dédi.
15 У: Уни чақирғин, деди. Аялни чақиривиди, аял ишиккә келип турди.
U: Uni chaqirghin, dédi. Ayalni chaqiriwidi, ayal ishikke kélip turdi.
16 Пәйғәмбәр униңға: Келәр жили тәхминән мошу вақитта қучағлирида бир оғуллири болиду, деди. У: Яқ, и ғоҗам! И Худаниң адими, дедигиңгә ялған ейтмиғин, деди.
Peyghember uninggha: Kéler yili texminen mushu waqitta quchaqlirida bir oghulliri bolidu, dédi. U: Yaq, i ghojam! I Xudaning adimi, dédikingge yalghan éytmighin, dédi.
17 Әнди Елиша униңға дегәндәк у аял һамилдар болуп, иккинчи жили бекитилгән вақитта оғул туғди.
Emdi Élisha uninggha dégendek u ayal hamilidar bolup, ikkinchi yili békitilgen waqitta oghul tughdi.
18 Бала өсүп чоң болди. Бир күни шундақ болдики, у атиси бар йәргә, ормичиларниң қешиға чиқип кәтти.
Bala ösüp chong boldi. Bir küni shundaq boldiki, u atisi bar yerge, ormichilarning qéshigha chiqip ketti.
19 У атисиға: Вай бешим, вай бешим, дәп вайсиди. У хизмәткариға, уни анисиниң қешиға елип барғин, деди.
U atisigha: Way béshim, way béshim, dep waysidi. U xizmetkarigha, uni anisining qéshigha élip barghin, dédi.
20 У уни көтирип анисиниң йениға апирип қойди. Бала анисиниң етигидә чүшкичә олтарди, андин өлүп қалди.
U uni kötürüp anisining yénigha apirip qoydi. Bala anisining étikide chüshkiche olturdi, andin ölüp qaldi.
21 Андин аниси чиқип, уни Худаниң адиминиң өйидики кариватқа ятқузуп қоюп, ишикни йепип чиқип кәтти.
Andin anisi chiqip, uni Xudaning adimining öyidiki kariwatqa yatquzup qoyup, ishikni yépip chiqip ketti.
22 У ерини чақирип униңға: Ғуламлардин бирини маңдурғин, у бир ешәкни елип кәлсун; мән уни чаптуруп, Худаниң адиминиң қешиға дәрһал берип келәй, деди.
U érini chaqirip uninggha: Ghulamlardin birini mangdurghin, u bir éshekni élip kelsun; men uni chapturup, Xudaning adimining qéshigha derhal bérip kéley, dédi.
23 Ери униңға: Немишкә униң қешиға бүгүн барисән? Бүгүн я йеңи ай я шабат күни болмиса, деди. Аяли униңға, Һәммә иш течлиқ — деди.
Éri uninggha: Némishqa uning qéshigha bügün barisen? Bügün ya yéngi ay ya shabat küni bolmisa, dédi. Ayali uninggha, Hemme ish tinchliq — dédi.
24 У ешәкни тоқутуп ғуламиға: Иштик һайдап маң; мән демигичә тохтимиғин, деди.
U éshekni toqutup ghulamigha: Ittik heydep mang; men démigüche toxtimighin, dédi.
25 Шуниң билән у Кармәл теғиға берип Худаниң адими алдиға кәлди. Вә шундақ болдики, Худаниң адими уни жирақтинла көрүп өз хизмәткари Гәһазиға: Мана Шунәмлик аял келиватиду;
Shuning bilen u Karmel téghigha bérip Xudaning adimi aldigha keldi. We shundaq boldiki, Xudaning adimi uni yiraqtinla körüp öz xizmetkari Gehazigha: Mana Shunemlik ayal kéliwatidu;
26 Сән униң алдиға жүгүрүп берип униңдин: Сили течлиқму? Әрлири течлиқму? Балилири течлиқму?» — дәп сориғин, деди. — Һәммә иш течлиқ, дәп ейтти аял.
Sen uning aldigha yügürüp bérip uningdin: Sili tinchliqmu? Erliri tinchliqmu? Baliliri tinchliqmu?» — dep sorighin, dédi. — Hemme ish tinchliq, dep éytti ayal.
27 Әнди таққа чиқип Худаниң адиминиң қешиға кәлгәндә, у униң путлирини қучағлиди. Гәһази униң йениға берип уни иштиривәтмәкчи болди; лекин Худаниң адими: — Уни өз ихтияриға қойғин; чүнки униң көңли интайин сунуқ вә Пәрвәрдигар бу ишни маңа демәй йошурупту, деди.
Emdi taghqa chiqip Xudaning adimining qéshigha kelgende, u uning putlirini quchaqlidi. Gehazi uning yénigha bérip uni ittiriwetmekchi boldi; lékin Xudaning adimi: — Uni öz ixtiyarigha qoyghin; chünki uning köngli intayin sunuq we Perwerdigar bu ishni manga démey yoshuruptu, dédi.
28 Аял: Мән ғоҗамдин бир оғул тилидимму? Маңа ялған сөз қилмиғин, дәп сәндин өтүнмидимму? — деди.
Ayal: Men ghojamdin bir oghul tilidimmu? Manga yalghan söz qilmighin, dep sendin ötünmidimmu? — dédi.
29 Пәйғәмбәр Гәһазиға: — Белиңни чиң бағлап, мениң һасамни елип маңғин. Бирисигә учрисаң, униңға салам қилмиғин, бириси саңа салам қилса, сән униңға җавап бәрмигин. Мениң һасамни балиниң йүзигә қойғин, деди.
Peyghember Gehazigha: — Bélingni ching baghlap, méning hasamni élip mangghin. Birsige uchrisang, uninggha salam qilmighin, birsi sanga salam qilsa, sen uninggha jawab bermigin. Méning hasamni balining yüzige qoyghin, dédi.
30 Балиниң аниси: Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сәндин айрилмаймән, деди. Елиша орнидин туруп униң кәйнидин әгәшти.
Balining anisi: Perwerdigarning hayati bilen we séning hayating bilen qesem qilimenki, sendin ayrilmaymen, dédi. Élisha ornidin turup uning keynidin egeshti.
31 Гәһази улардин бурун берип һасисини балиниң йүзигә қойған еди. Амма һеч аваз яки тивиш чиқмиди. Шуниң билән у йенип Елишаниң алдиға берип униңға: Бала ойғанмиди, деди.
Gehazi ulardin burun bérip hasisini balining yüzige qoyghanidi. Emma héch awaz yaki tiwish chiqmidi. Shuning bilen u yénip Élishaning aldigha bérip uninggha: Bala oyghanmidi, dédi.
32 Елиша өйгә келип қариса, мана, бала униң каривитида өлүк ятатти.
Élisha öyge kélip qarisa, mana, bala uning kariwitida ölük yatatti.
33 У бала билән өзини айрим қалдуруп, ишикни йепиветип Пәрвәрдигарға дуа қилди.
U bala bilen özini ayrim qaldurup, ishikni yépiwétip Perwerdigargha dua qildi.
34 Андин у кариватқа чиқип балиниң үстигә өзини қоюп ағзини униң ағзиға, көзлирни униң көзлиригә, қоллирини униң қоллириға йеқип ятти. Шуниң билән балиниң бәдини иссишқа башлиди.
Andin u kariwatqa chiqip balining üstige özini qoyup aghzini uning aghzigha, közlirni uning közlirige, qollirini uning qollirigha yéqip yatti. Shuning bilen balining bedini issishqa bashlidi.
35 У чүшүп өйдә у яқ-бу яққа меңип андин йәнә кариватқа чиқип йәнә балиниң үстигә егилди. У вақитта бала йәттә қетим чүшкүрди, андин көзлирини ачти.
U chüshüp öyde u yaq-bu yaqqa méngip andin yene kariwatqa chiqip yene balining üstige égildi. U waqitta bala yette qétim chüshkürdi, andin közlirini achti.
36 Пәйғәмбәр Гәһазини чақирип униңға: Шунәмлик аялни чақирғин, деди. У уни чақирип қойди. У Елишаниң йениға кәлгәндә. У униңға: Оғуллирини көтирип алсила, деди.
Peyghember Gehazini chaqirip uninggha: Shunemlik ayalni chaqirghin, dédi. U uni chaqirip qoydi. U Élishaning yénigha kelgende. U uninggha: Oghullirini kötürüp alsila, dédi.
37 У өйигә кирипла униң айиғи алдиға жиқилип дүм ятти, беши йәргә тәккидәк тазим қилди. Андин өз оғлини көтирип чиқип кәтти.
U öyige kiripla uning ayighi aldigha yiqilip düm yatti, béshi yerge tegküdek tezim qildi. Andin öz oghlini kötürüp chiqip ketti.
38 Елиша Гилгалға йенип барди. Шу чағда жутта ачарчилиқ болған еди. Пәйғәмбәрләрниң шагиртлири Елишаниң йенида олтарғанда у өз хизмәткариға: Сән чоң қазанни есип пәйғәмбәрләрниң шагиртлириға шорпа пиширип бәргин, деди.
Élisha Gilgalgha yénip bardi. Shu chaghda yurtta acharchiliq bolghanidi. Peyghemberlerning shagirtliri Élishaning yénida olturghanda u öz xizmetkarigha: Sen chong qazanni ésip peyghemberlerning shagirtlirigha shorpa pishurup bergin, dédi.
39 Улардин бириси отяш тәргили далаға чиқип явайи қапақ пелигини тепип, униңдин явайи қапақ үзүп етигини толдуруп келип, тоғрап қазанға салди; чүнки улар буларниң зиянлиқ екәнлигини билмәйтти.
Ulardin birsi otyash tergili dalagha chiqip yawa qapaq pélikini tépip, uningdin yawa qapaq üzüp étikini toldurup kélip, toghrap qazan’gha saldi; chünki ular bularning ziyanliq ikenlikini bilmeytti.
40 Андин улар йәңлар дәп адәмләргә усуп бәрди. Лекин улар тамақни йегили башлиғанда: И Худаниң адими, қазанда өлүм бар, дәп вақирашти. Һеч ким униңдин йейәлмиди.
Andin ular yenglar dep ademlerge usup berdi. Lékin ular tamaqni yégili bashlighanda: I Xudaning adimi, qazanda ölüm bar, dep warqirashti. Héchkim uningdin yéyelmidi.
41 Елиша: Азраққинә ун елип келиңлар, деди. У шуни қазанға ташлап: Хәлиққә усуп бәргин, йесун, деди. Вә мана, қазанда һеч зәһәр қалмиди.
Élisha: Azraqqine un élip kélinglar, dédi. U shuni qazan’gha tashlap: Xelqqe usup bergin, yésun, dédi. We mana, qazanda héch zeher qalmidi.
42 Әнди Баал-Шалишаһдин бир адәм келип, Худаниң адимигә арпа һосулиниң тунҗа мевисидин аш-нан, йәни жигирмә арпа нанни вә бир халта көк башни елип келивиди, у: Хәлиққә йегили алдиға қойғин, деди.
Emdi Baal-Shalishahdin bir adem kélip, Xudaning adimige arpa hosulining tunji méwisidin ash-nan, yeni yigirme arpa nanni we bir xalta kök bashni élip kéliwidi, u: Xelqqe yégili aldigha qoyghin, dédi.
43 Униң хизмәткари: Шуни бир йүз адәмниң алдида қандақ қоялаймән? деди. Елиша: Хәлиққә йегили бәргин; чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Улар йәйду вә униңдин ешип қалиду, деди.
Uning xizmetkari: Shuni bir yüz ademning aldida qandaq qoyalaymen? dédi. Élisha: Xelqqe yégili bergin; chünki Perwerdigar mundaq deydu: Ular yeydu we uningdin éship qalidu, dédi.
44 Шуниң билән у шуни уларниң алдида қойди; улар йеди вә дәл Пәрвәрдигарниң дегинидәк, униңдин ешип қалди.
Shuning bilen u shuni ularning aldida qoydi; ular yédi we del Perwerdigarning déginidek, uningdin éship qaldi.

< Падишаһлар 2 4 >