< Падишаһлар 2 3 >

1 Йәһуда падишаси Йәһошафатниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили, Аһабниң оғли Йәһорам Самарийәдә Исраилға падиша болуп, он икки жил сәлтәнәт қилди.
Yehuda padishahi Yehoshafatning seltenitining on sekkizinchi yili, Ahabning oghli Yehoram Samariyede Israilgha padishah bolup, on ikki yil seltenet qildi.
2 У өзи Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти, лекин атиси билән аниси қилған дәриҗидә әмәс еди. У атиси ясатқан «Баал түврүги»ни елип ташлиди.
U özi Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilatti, lékin atisi bilen anisi qilghan derijide emes idi. U atisi yasatqan «Baal tüwrüki»ni élip tashlidi.
3 Лекин у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида чиң туруп, улардин һеч янмиди.
Lékin u Israilni gunahqa putlashturghan Nibatning oghli Yeroboamning gunahlirida ching turup, ulardin héch yanmidi.
4 Моабниң падишаси Меша наһайити чоң қойчи еди; у Исраилниң падишасиға йүз миң қоза һәм йүз миң қочқарниң жуңини олпан қилатти.
Moabning padishahi Mésha nahayiti chong qoychi idi; u Israilning padishahigha yüz ming qoza hem yüz ming qochqarning yungini olpan qilatti.
5 Әнди шундақ болдики, Аһаб өлүп кәткәндин кейин Моабниң падишаси Исраилниң падишасиға йүз өрүди.
Emdi shundaq boldiki, Ahab ölüp ketkendin kéyin Moabning padishahi Israilning padishahigha yüz örüdi.
6 У вақитта Йәһорам падиша Самарийәдин чиқип һәммә Исраилни [җәң үчүн] едитлиди.
U waqitta Yehoram padishah Samariyedin chiqip hemme Israilni [jeng üchün] éditlidi.
7 У йәнә адәм әвитип Йәһуданиң падишаси Йәһошафатқа хәвәр берип: Моабниң падишаси мәндин йүз өриди; Моаб билән соқушқили чиқамсән? — деди. У: Чиқимән; биздә мениң-сениң дәйдиған гәп йоқтур, мениң хәлқим сениң хәлқиңдур, мениң атлирим сениң атлириңдур, деди.
U yene adem ewitip Yehudaning padishahi Yehoshafatqa xewer bérip: Moabning padishahi mendin yüz öridi; Moab bilen soqushqili chiqamsen? — dédi. U: Chiqimen; bizde méning-séning deydighan gep yoqtur, méning xelqim séning xelqingdur, méning atlirim séning atliringdur, dédi.
8 У йәнә: Қайси йол билән чиқайли, дәп сориди. Йәһорам: Биз Едом чөлиниң йоли билән чиқайли, дәп җавап бәрди.
U yene: Qaysi yol bilen chiqayli, dep soridi. Yehoram: Biz Édom chölining yoli bilen chiqayli, dep jawab berdi.
9 Андин Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Едомниң падишасиға қошулуп маңди. Улар йәттә күн айлинип жүрүш қилғандин кейин, қошун вә улар елип кәлгән ат-улақларға су қалмиди.
Andin Israilning padishahi bilen Yehudaning padishahi Édomning padishahigha qoshulup mangdi. Ular yette kün aylinip yürüsh qilghandin kéyin, qoshun we ular élip kelgen at-ulaghlargha su qalmidi.
10 Исраилниң падишаси: Апла! Пәрвәрдигар биз үч падишани Моабниң қолиға чүшсун дәп, бир йәргә җәм қилған охшайду, деди.
Israilning padishahi: Apla! Perwerdigar biz üch padishahni Moabning qoligha chüshsun dep, bir yerge jem qilghan oxshaydu, dédi.
11 Лекин Йәһошафат: Пәрвәрдигардин йол соришимиз үчүн бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бир пәйғәмбири йоқму? — деди. Исраилниң падишасиниң чакарлиридин бири: Илиясниң қолиға су қуюп бәргән Шафатниң оғли Елиша бу йәрдә бар, деди.
Lékin Yehoshafat: Perwerdigardin yol sorishimiz üchün bu yerde Perwerdigarning bir peyghembiri yoqmu? — dédi. Israilning padishahining chakarliridin biri: Iliyasning qoligha su quyup bergen Shafatning oghli Élisha bu yerde bar, dédi.
12 Йәһошафат: Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңда бар, деди. Шуниң билән Исраилниң падишаси билән Йәһошафат вә Едомниң падишаси униң қешиға чүшүп барди.
Yehoshafat: Perwerdigarning söz-kalami uningda bar, dédi. Shuning bilen Israilning padishahi bilen Yehoshafat we Édomning padishahi uning qéshigha chüshüp bardi.
13 Елиша Исраилниң падишасиға: — Мениң сениң билән немә карим! Өз атаңниң пәйғәмбәрлири билән анаңниң пәйғәмбәрлириниң қешиға барғин, деди. Исраилниң падишаси: Ундақ демигин; чүнки Пәрвәрдигар бу үч падишани Моабниң қолиға тапшуруш үчүн җәм қилған охшайду, — деди.
Élisha Israilning padishahigha: — Méning séning bilen néme karim! Öz atangning peyghemberliri bilen anangning peyghemberlirining qéshigha barghin, dédi. Israilning padishahi: Undaq démigin; chünki Perwerdigar bu üch padishahni Moabning qoligha tapshurush üchün jem qilghan oxshaydu, — dédi.
14 Елиша: Мән хизмитидә туруватқан Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, әгәр Йәһуданиң падишаси Йәһошафатниң һөрмитини қилмиған болсам, сени көзгә илмиған яки саңа қаримиған болаттим.
Élisha: Men xizmitide turuwatqan Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, eger Yehudaning padishahi Yehoshafatning hörmitini qilmighan bolsam, séni közge ilmighan yaki sanga qarimighan bolattim.
15 Лекин әнди берип бир сазчини маңа елип келиңлар, — деди. Сазчи саз чалғанда, Пәрвәрдигарниң қоли униң үстигә чүшти.
Lékin emdi bérip bir sazchini manga élip kélinglar, — dédi. Sazchi saz chalghanda, Perwerdigarning qoli uning üstige chüshti.
16 У: Пәрвәрдигар сөз қилип: «Бу вадиниң һәммә йеригә ора колаңлар» деди, — деди андин йәнә:
U: Perwerdigar söz qilip: «Bu wadining hemme yérige ora kolanglar» dédi, — dédi andin yene:
17 — Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр я шамал я ямғур көрмисәңларму, бу вади суға толуп, өзүңлар билән ат-улақлириңлар һәммиси су ичисиләр».
— Chünki Perwerdigar mundaq deydu: «Siler ya shamal ya yamghur körmisenglarmu, bu wadi sugha tolup, özünglar bilen at-ulaghliringlar hemmisi su ichisiler».
18 Лекин бу Пәрвәрдигарниң нәзиридә кичик иш болуп, у Моабниму силәрниң қоллириңларға тапшуриду.
Lékin bu Perwerdigarning neziride kichik ish bolup, u Moabnimu silerning qolliringlargha tapshuridu.
19 Силәр барлиқ мустәһкәм шәһәрләрни вә барлиқ есил шәһәрләрни бөсүп өтүп, барлиқ яхши дәрәқләрни кесип ташлап, һәммә булақларни тиндуруп, һәммә мунбәт екинзарлиқни ташлар билән қаплап харап қилисиләр» — деди.
Siler barliq mustehkem sheherlerni we barliq ésil sheherlerni bösüp ötüp, barliq yaxshi derexlerni késip tashlap, hemme bulaqlarni tindurup, hemme munbet ékinzarliqni tashlar bilen qaplap xarab qilisiler» — dédi.
20 Вә әтиси әтигәнлик қурбанлиқ сунулған вақтида, мана, су Едом зимини тәрәптин еқип келип, һәммә йәрни суға тошқузди.
We etisi etigenlik qurbanliq sunulghan waqtida, mana, su Édom zémini tereptin éqip kélip, hemme yerni sugha toshquzdi.
21 Амма Моабларниң һәммиси: Падишаһлар биз билән җәң қилғили чиқипту, дәп аңлиған болуп, савут-қалқан көтирәлигидәк чоң-кичик һәммиси чегарада тизилип сәптә турди.
Emma Moablarning hemmisi: Padishahlar biz bilen jeng qilghili chiqiptu, dep anglighan bolup, sawut-qalqan kötüreligüdek chong-kichik hemmisi chégrada tizilip septe turdi.
22 Улар әтиси сәһәрдә қопуп қариса, күн нури уларниң удулидики су үстигә чүшкән еди; күнниң шолисида су уларға қандәк көрүнди. Улар: —
Ular etisi seherde qopup qarisa, kün nuri ularning udulidiki su üstige chüshkenidi; künning sholisida su ulargha qandek köründi. Ular: —
23 Бу қан екән! Падишаһлар урушуп бир-бирини қирған охшайду. И Моаблар! Дәрһал олҗиниң үстигә чүшүп бөлишивалайли! деди.
Bu qan iken! Padishahlar urushup bir-birini qirghan oxshaydu. I Moablar! Derhal oljining üstige chüshüp bölishiwalayli! dédi.
24 Лекин улар Исраилниң ләшкәргаһиға йәткәндә, Исраиллар орнидин қопуп Моабларға һуҗум қилиши билән улар бәдәр қачти. Исраиллар уларни сүрүп-тоқай қиливәтти.
Lékin ular Israilning leshkergahigha yetkende, Israillar ornidin qopup Moablargha hujum qilishi bilen ular beder qachti. Israillar ularni sürüp-toqay qiliwetti.
25 Улар шәһәрләрни вәйран қилип, һәр бир адәм таш елип, һәммә мунбәт екинзарлиқни толдурувәткичә таш ташлиди. Улар һәммә булақ-қудуқларни тиндуруп, һәммә яхши дәрәқләрни кесивәтти. Улар Кир-Һарәсәт шәһиридики ташлардин башқа һеч немини қалдурмиди. Шу шәһәргә болса, салға атқучилар униңға чөргиләп һуҗум қилди.
Ular sheherlerni weyran qilip, herbir adem tash élip, hemme munbet ékinzarliqni tolduruwetküche tash tashlidi. Ular hemme bulaq-quduqlarni tindurup, hemme yaxshi derexlerni késiwetti. Ular Kir-Hareset shehiridiki tashlardin bashqa héch némini qaldurmidi. Shu sheherge bolsa, salgha atquchilar uninggha chörgilep hujum qildi.
26 Моабниң падишаси җәңниң өзигә зиядә қаттиқ кәлгинини көрүп өзи билән йәттә йүз қиличвазни елип Едомниң падишасиға һуҗум қилип бөсүп өтүшкә атланди; лекин улар бөсүп өтәлмиди.
Moabning padishahi jengning özige ziyade qattiq kelginini körüp özi bilen yette yüz qilichwazni élip Édomning padishahigha hujum qilip bösüp ötüshke atlandi; lékin ular bösüp ötelmidi.
27 Шуниң билән тәхтигә варислиқ қилғучи тунҗа оғлини елип, сепилниң төписидә уни көйдүрмә қурбанлиқ қилди. У вақитта Исраил Пәрвәрдигарниң қаттиқ қәһригә учриған еди. Шуниң билән бу үч падиша Моаб падишадин айрилип, һәр қайсиси өз жутиға кетишти.
Shuning bilen textige warisliq qilghuchi tunji oghlini élip, sépilning töpiside uni köydürme qurbanliq qildi. U waqitta Israil Perwerdigarning qattiq qehrige uchrighanidi. Shuning bilen bu üch padishah Moab padishahtin ayrilip, herqaysisi öz yurtigha kétishti.

< Падишаһлар 2 3 >