< Падишаһлар 2 25 >

1 Андин шундақ болдики, униң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күнидә Бабил падишаси Небоқәднәсар пүткүл қошуниға йетәкчилик қилип Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди; һәмдә уни қоршивелип баргаһ қуруп, униң әтрапида қаша-потәйләрни қурушти.
And in the ninth yeere of his reigne, the tenth moneth and tenth day of the moneth Nebuchad-nezzar King of Babel came, he, and all his hoste against Ierusalem, and pitched against it, and they built fortes against it round about it.
2 Шуниң билән шәһәр Зәдәкияниң он биринчи жилиғичә муһасиридә турди.
So the citie was besieged vnto the eleueth yeere of King Zedekiah.
3 Шу жили төртинчи айниң тоққузинчи күни шәһәрдә еғир қәһәтчилик һәммини басқан вә зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди.
And the ninth day of the moneth the famine was sore in the citie, so that there was no bread for the people of the lande.
4 Шәһәр сепили бөсүлди; барлиқ җәңгивар ләшкәрләр қачмақчи болуп, түн кечидә бәдәр тикиветишти. Улар падишаниң бағчисиға йеқин «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин кетишти (калдийләр болса шәһәрниң һәрйенида туратти). Улар [Иордан җилғисидики] «Арабаһ түзләңлиги»ни бойлап қечишти.
Then the citie was broken vp, and all the men of warre fled by night, by the way of the gate, which is betweene two walles that was by the Kings garden: nowe the Caldees were by the citie round about: and the King went by the way of the wildernesse.
5 Лекин калдийләрниң қошуни падишани қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишти; униң пүтүн қошуни униңдин тарқилип кәткән еди.
But the armie of the Caldees pursued after the King, and tooke him in the desertes of Iericho, and all his hoste was scattered from him.
6 Вә улар падишани тутуп, Риблаһ шәһиригә, Бабил падишасиниң алдиға апарди; улар шу йәрдә униң үстигә һөкүм чиқарди.
Then they tooke the King, and caried him vp to the King of Babel to Riblah, where they gaue iudgement vpon him.
7 [Бабил падишаси] Зәдәкияниң оғуллирини униң көз алдида қәтл қилди; андин Зәдәкияниң көзлирини оювәтти; у уни мис кишәнләр билән бағлап, Бабилға елип барди.
And they slew the sonnes of Zedekiah before his eyes, and put out the eyes of Zedekiah, and bounde him in chaines, and caried him to Babel.
8 Вә бәшинчи айниң йәттинчи күнидә (бу Бабил падишаси Небоқәднәсарниң он тоққузинчи жили еди) Бабил падишасиниң хизмәткари, пасибан беги Небозар-Адан Йерусалимға йетип кәлди.
And in the fift moneth, and seuenth day of the moneth, which was the nineteenth yere of King Nebuchad-nezzar King of Babel, came Nebuzar-adan chiefe stewarde and seruaunt of the King of Babel, to Ierusalem,
9 У Пәрвәрдигарниң өйини, падишаниң ордисини вә шәһәрдики барлиқ өйләрни көйдүривәтти; барлиқ бәһәйвәт имарәтләргә у от қоюп көйдүривәтти.
And burnt the house of the Lord, and the Kings house, and all the houses of Ierusalem, and all the great houses burnt he with fire.
10 Вә пасибан беги йетәкчилигидики калдийләрниң пүткүл қошуни Йерусалимниң әтрапидики пүткүл сепилини өрүвәтти.
And all the armie of the Caldees that were with the chiefe stewarde, brake downe the walles of Ierusalem round about.
11 Пасибан беги Небозар-Адан шәһәрдә қалған башқа кишиләрни, Бабил падишаси тәрәпкә қечип тәслим болғанларни вә қалған һүнәрвәнләрни әсир қилип уларни елип кәтти.
And the rest of the people that were left in the citie, and those that were fled and fallen to the King of Babel, with the remnant of the multitude, did Nebuzar-adan chiefe steward carie away captiue.
12 Лекин пасибан беги зиминдики әң намратларниң бир қисмини үзүмзарлиқларни пәрвиш қилишқа вә териқчилиқ қилишқа қалдурди.
But the chiefe steward left of the poore of the land to dresse the vines, and to till the land.
13 Калдийләр Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған икки түврүкни, дас тәгликлирини вә Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған «деңиз»ни чеқип, барлиқ мислирини Бабилға елип кәтти.
Also the pillars of brasse that were in the house of the Lord, and the bases, and the brasen Sea that was in the house of the Lord, did the Caldees breake, and caried the brasse of them to Babel.
14 Улар йәнә [ибадәттә ишлитилидиған] идишлар, гүҗәк-бәлгүҗәкләр, лахшигирлар, пиялә-тәхсиләр һәм мистин ясалған барлиқ әсвапларни елип кәтти;
The pots also and the besomes, and the instruments of musike, and the incense dishes, and al the vessels of brasse that they ministred in, tooke they away.
15 хушбуйданлар вә қачиларни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти.
And the asshe pannes, and the basens, and all that was of gold, and that was of siluer, tooke the chiefe steward away,
16 Вә Сулайман [падиша] Пәрвәрдигарниң өйи үчүн мистин ясатқан икки түврүк вә «деңиз»ни, шундақла дас тәгликлирини елип кәтти; бу мис сайманларниң еғирлиғини өлчәш мүмкин әмәс еди.
With the two pillars, one Sea and the bases, which Salomon had made for the house of the Lord: the brasse of all these vessels was without weight.
17 Биринчи түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз, униң үстидики таҗи болса мис болуп, егизлиги үч гәз еди; униң пүтүн айланмиси тор шәклидә һәм анар нусхисида безәлгән еди, һәммиси мистин еди; иккинчи түврүкму униңға охшаш болуп, уму анар нусхисида безәлгән еди.
The height of the one pillar was eighteene cubits, and the chapiter thereon was brasse, and the height of the chapiter was with networke three cubites, and pomegranates vpon the chapiter rounde about, all of brasse: and likewise was the second pillar with the networke.
18 Пасибан беги Небузар-Адан болса баш каһин Серая, орунбасар каһин Зәфания вә ибадәтханидики үч нәпәр ишикбақарниму әсиргә алди.
And the chiefe steward tooke Seraiah the chiefe Priest, and Zephaniah the second Priest, and the three keepers of the doore.
19 У шәһәрдин ләшкәрләрни башқуридиған бир ағват әмәлдарни, шәһәрдин тапқан орда мәслиһәтчилиридин бәшини, йәрлик хәлиқни ләшкәрликкә тизимлиғучи, йәни қошунниң сәрдариниң кативини вә шәһәрдин атмиш нәпәр йәрлик кишини тутти.
And out of the citie hee tooke an Eunuch that had the ouersight of the men of warre, and fiue men of them that were in the Kinges presence, which were founde in the citie, and Sopher captaine of the hoste, who mustred the people of the lande, and threescore men of the people of the lande, that were founde in the citie.
20 Пасибан беги Небузар-Адан буларни Бабил падишасиниң алдиға, Риблаһға елип барди.
And Nebuzar-adan the chiefe stewarde tooke them, and brought them to the King of Babel to Riblah.
21 Бабил падишаси Хамат зиминидики Риблаһда бу кишиләрни қиличлап өлтүрүвәтти. Шу йол билән Йәһуда өз зиминидин сүргүн қилинди.
And the King of Babel smote them, and slew them at Riblah in the land of Hamath. So Iudah was caried away captiue out of his owne land.
22 Йәһуда зиминида қалған кишиләрни, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсар қалдурған кишиләрни болса, у уларни идарә қилиш үчүн, уларниң үстигә Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни тайинлиди.
Howbeit there remained people in the land of Iudah, whom Nebuchad-nezzar King of Babel left, and made Gedaliah the sonne of Ahikam the sonne of Shaphan ruler ouer them.
23 Далада қалған Йәһуданиң ләшкәр башлиқлири һәм ләшкәрлири Бабил падишасиниң Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни зимин үстигә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигәнлигини аңлап қалди; шуниң билән [бу ләшкәр башлиқлири адәмлири билән] Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди; башлиқлар болса Нәтанияниң оғли Ишмаил, Кареаһниң оғли Йоһанан, Нәтофатлиқ Танхумәтниң оғли Серая вә Маакат җәмәтидин бирисиниң оғли Җаазания еди.
Then when all the captaines of the host and their men heard, that the king of Babel had made Gedaliah gouernour, they came to Gedaliah to Mizpah, to wit, Ishmael the sonne of Nethaniah, and Iohanan the sonne of Kareah, and Seraiah the sonne of Tanhumeth the Netophathite, and Iaazaniah the sonne of Maachathi, they and their men.
24 Гәдалия улар вә адәмлиригә: «Калдийләргә беқиништин қорқмаңлар; зиминда олтирақлишип Бабил падишасиға беқиниңлар, шундақ қилсаңлар силәргә яхши болиду» дәп қәсәм қилди.
And Gedaliah sware to them, and to their men, and sayd vnto them, Feare not to be the seruants of the Caldees: dwell in the land, and serue the King of Babel, and ye shalbe well.
25 Әнди йәттинчи айда шундақ болдики, шаһзадә Әлишаманиң нәвриси, Нәтанияниң оғли Ишмаил он адәм елип келип, Гәдалияни һәм Мизпаһда униң йенида турған Йәһудийлар вә Калдийләрни уруп өлтүрди.
But in the seuenth moneth Ishmael the sonne of Nethaniah the sonne of Elishama of the Kings seede, came, and ten men with him, and smote Gedaliah, and he died, and so did he the Iewes, and the Caldees that were with him at Mizpah.
26 Шуниң билән барлиқ хәлиқ, кичик болсун, чоң болсун, вә ләшкәр башлиқлири орнидин туруп Мисирға кирди; чүнки улар Калдийләрдин қорқатти.
Then all ye people both small and great, and the captaines of the armie arose, and came to Egypt: for they were afraide of the Caldees.
27 Вә шундақ болдики, Йәһуда падишаси Йәһоакин сүргүн болған оттуз йәттинчи жили он иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни муну иш йүз бәрди; Әвил-Меродақ Бабилға падиша болған биринчи жили, Йәһуда падишаси Йәһоакинниң қәддини көтирип, уни зиндандин чиқарди;
Notwithstanding in the seuen and thirtieth yeere after Iehoiachin King of Iudah was caried away, in the twelft moneth and the seuen and twentieth day of the moneth, Euil-merodach King of Babel in the yeere that hee began to reigne, did lift vp the head of Iehoiachin King of Iudah out of the prison,
28 У униңға мулайим сөз қилип, униң орнини өзи билән биргә Бабилда турған башқа падишаларниң орнидин жуқури қилди;
And spake kindly to him, and set his throne aboue the throne of the Kings that were with him in Babel,
29 Шуниң билән Йәһоакин зиндандики кийимлирини селиветип, өмриниң қалған һәр бир күнидә һәрдайим падиша билән биллә һәмдәстихан болушқа муйәссәр болди.
And changed his prison garments: and he did continually eate bread before him, all the dayes of his life.
30 Униң несивиси болса, [Бабил] падишасиниң униңға беғишлиған дайимлиқ илтипати еди; бу илтипат күндилик еди, йәни униңға өмриниң һәр бир күни муйәссәр қилинған.
And his portion was a continual portion giuen him by the King, euery day a certaine, all the dayes of his life.

< Падишаһлар 2 25 >