< Падишаһлар 2 24 >
1 Униң күнлиридә Бабилниң падишаси Небоқаднәсар [Йәһудаға] һуҗум қилишқа чиқти; Йәһоаким униңға үч жилғичә беқинди болди, андин униңдин тенип униң һөкүмранлиғиға қарши чиқти.
Uning künliride Babilning padishahi Néboqadnesar [Yehudagha] hujum qilishqa chiqti; Yehoakim uninggha üch yilghiche béqindi boldi, andin uningdin ténip uning hökümranliqigha qarshi chiqti.
2 Шу вақитларда Пәрвәрдигар униңға һуҗум қилишқа Калдийләр булаңчилар шайкиси, Сурийләр булаңчилар шайкиси, Моабийлар булаңчилар шайкиси, вә Аммонийлар булаңчилар шайкилирини қозғиди; у уларни Йәһудани һалак қилиш үчүн қозғиди. Бу ишлар Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләр арқилиқ агаһ қилған сөз-каламиниң әмәлгә ашурулуши еди.
Shu waqitlarda Perwerdigar uninggha hujum qilishqa Kaldiyler bulangchilar shaykisi, Suriyler bulangchilar shaykisi, Moabiylar bulangchilar shaykisi, we Ammoniylar bulangchilar shaykilirini qozghidi; u ularni Yehudani halak qilish üchün qozghidi. Bu ishlar Perwerdigar Öz qulliri bolghan peyghemberler arqiliq agah qilghan söz-kalamining emelge ashurulushi idi.
3 Дәрвәқә Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Манассәһниң гуналири түпәйлидин Йәһудани Өз көзлиридин нери қилиш үчүн, бу ишлар уларниң бешиға чүшти.
Derweqe Perwerdigarning éytqinidek, Manassehning gunahliri tüpeylidin Yehudani Öz közliridin néri qilish üchün, bu ishlar ularning béshigha chüshti.
4 Чүнки [Манассәһниң] наһәқ қан төкүп, Йерусалимни наһәқ қанлар билән толдурғини түпәйлидин, Пәрвәрдигар [Йәһудаларни] әпу қилишқа көңли унимайтти.
Chünki [Manassehning] naheq qan töküp, Yérusalémni naheq qanlar bilen toldurghini tüpeylidin, Perwerdigar [Yehudalarni] epu qilishqa köngli unimaytti.
5 Йәһоакимниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Yehoakimning bashqa ishliri hem qilghanlirining hemmisi «Yehuda padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
6 Йәһоаким ата-бовилириниң арисида ухилди; оғли Йәһоакин униң орнида падиша болди.
Yehoakim ata-bowilirining arisida uxildi; oghli Yehoakin uning ornida padishah boldi.
7 Мисирниң падишаси болса өз жутидин иккинчи чиқмиди. Чүнки Бабилниң падишаси «Мисир еқини»дин тартип Әфрат дәриясиғичә болған Мисир падишасиға тәвә зиминни тартивалған еди.
Misirning padishahi bolsa öz yurtidin ikkinchi chiqmidi. Chünki Babilning padishahi «Misir éqini»din tartip Efrat deryasighiche bolghan Misir padishahigha tewe zéminni tartiwalghanidi.
8 Йәһоакин падиша болғанда он сәккиз яшта болуп, үч ай Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Нәһушта еди; у Йерусалимлиқ Әлнатанниң қизи еди.
Yehoakin padishah bolghanda on sekkiz yashta bolup, üch ay Yérusalémda seltenet qildi. Uning anisining ismi Nehushta idi; u Yérusalémliq Elnatanning qizi idi.
9 Йәһоакин атисиниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
Yehoakin atisining barliq qilghanliridek Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi.
10 Бабилниң падишаси Небоқаднәсарниң сәрдарлири Йерусалимға җәң қилғили чиқип, шәһәрни қамал қилди.
Babilning padishahi Néboqadnesarning serdarliri Yérusalémgha jeng qilghili chiqip, sheherni qamal qildi.
11 Униң сәрдарлири шәһәрни қамал қилип турғанда Небоқаднәсар өзиму шәһәрниң сиртиға чиқти.
Uning serdarliri sheherni qamal qilip turghanda Néboqadnesar özimu sheherning sirtigha chiqti.
12 Андин Йәһуданиң падишаси Йәһоакин билән аниси, барлиқ хизмәткарлири, әмәлдарлири вә ағватлири Бабил падишасиниң алдиға чиқип униңға тән бәрди. Шундақ қилип Бабилниң падишаси өз сәлтәнитиниң сәккизинчи жилида уни әсир қилип тутти.
Andin Yehudaning padishahi Yehoakin bilen anisi, barliq xizmetkarliri, emeldarliri we aghwatliri Babil padishahining aldigha chiqip uninggha ten berdi. Shundaq qilip Babilning padishahi öz seltenitining sekkizinchi yilida uni esir qilip tutti.
13 Небоқаднәсар Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ ғәзниләр билән падишаниң ордисидики ғәзниләрни елип кәтти; Пәрвәрдигар агаһ бәргинидәк, у Исраилниң падишаси Сулайман Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси үчүн ясатқан һәммә алтун қача-әсвапларни кесип сөкти.
Néboqadnesar Perwerdigarning öyidiki barliq xeziniler bilen padishahning ordisidiki xezinilerni élip ketti; Perwerdigar agah berginidek, u Israilning padishahi Sulayman Perwerdigarning ibadetxanisi üchün yasatqan hemme altun qacha-eswablarni késip sökti.
14 Йерусалимниң барлиқ аһалисини, җүмлидин һәммә әмәлдарлар, һәммә батур палванлар, җәмий болуп он миң әсирни вә барлиқ һүнәрвәнләр вә төмүрчиләрниму елип кәтти; жуттики хәлиқтин әң намратлардин башқа һеч ким қалмиди.
Yérusalémning barliq ahalisini, jümlidin hemme emeldarlar, hemme batur palwanlar, jemiy bolup on ming esirni we barliq hünerwenler we tömürchilernimu élip ketti; yurttiki xelqtin eng namratlardin bashqa héchkim qalmidi.
15 У Йәһоакинни Бабилға елип кәтти вә шуниңдәк падишаниң анисини, падишаниң аяллирини, униң ағватлири вә жуттики мөтивәрләрни әсир қилип Йерусалимдин Бабилға елип барди.
U Yehoakinni Babilgha élip ketti we shuningdek padishahning anisini, padishahning ayallirini, uning aghwatliri we yurttiki mötiwerlerni esir qilip Yérusalémdin Babilgha élip bardi.
16 У батур-палванларниң һәммисини (йәттә миң еди), һүнәрвән вә төмүрчиләрни (җәмий бир миң еди) — буларниң һәммиси җәңгивар адәмләр болуп, Бабилниң падишаси уларни әсир қилип, Бабилға елип кәтти.
U batur-palwanlarning hemmisini (yette ming idi), hünerwen we tömürchilerni (jemiy bir ming idi) — bularning hemmisi jenggiwar ademler bolup, Babilning padishahi ularni esir qilip, Babilgha élip ketti.
17 Андин Бабилниң падишаси Йәһоакинниң тағиси Маттанияни униң орнида падиша қилип, униң исмини Зәдәкияға өзгәртти.
Andin Babilning padishahi Yehoakinning taghisi Mattaniyani uning ornida padishah qilip, uning ismini Zedekiyagha özgertti.
18 Зәдәкия падиша болғанда жигирмә бир яшта болуп, он бир жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң аниси Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи болуп, исми Һамутал еди.
Zedekiya padishah bolghanda yigirme bir yashta bolup, on bir yil Yérusalémda seltenet qildi. Uning anisi Libnahliq Yeremiyaning qizi bolup, ismi Hamutal idi.
19 Зәдәкия Йәһоакимниң барлиқ қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.
Zedekiya Yehoakimning barliq qilghinidek, Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilatti.
20 Пәрвәрдигарниң Йерусалимға һәм Йәһудаға қаратқан ғәзиви түпәйлидин, Пәрвәрдигар уларни Өз һозуридин һайдивәткичә болған арилиқта, төвәндики ишлар йүз бәрди: — авал, Зәдәкия Бабил падишасиға исян көтәрди.
Perwerdigarning Yérusalémgha hem Yehudagha qaratqan ghezipi tüpeylidin, Perwerdigar ularni Öz huzuridin heydiwetküche bolghan ariliqta, töwendiki ishlar yüz berdi: — awwal, Zedekiya Babil padishahigha isyan kötürdi.