< Падишаһлар 2 23 >

1 Падиша адәмләрни әвәтип, Йәһуда билән Йерусалимниң һәммә ақсақаллирини өз қешиға чақиртип кәлди.
王差遣人招聚犹大和耶路撒冷的众长老来。
2 Падиша Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти; барлиқ Йәһудадики әр кишиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң һәммиси, каһинлар билән пәйғәмбәрләр, йәни барлиқ хәлиқ, әң кичигидин тартип чоңиғичә һәммиси униң билән биллә чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйидә тепилған әһдә китавиниң һәммә сөзлирини уларға оқуп бәрди.
王和犹大众人与耶路撒冷的居民,并祭司、先知,和所有的百姓,无论大小,都一同上到耶和华的殿;王就把耶和华殿里所得的约书念给他们听。
3 Падиша түврүкниң йенида туруп Пәрвәрдигарниң алдида: — Пәрвәрдигарға әгишип пүтүн қәлбим вә пүткүл җеним билән Униң әмирлирини, һөкүм-гувалиқлири вә бәлгүлимилирини тутуп, ушбу китапта пүтүлгән әһдигә әмәл қилимән дәп әһдигә өзини бағлиди. Шуниң билән хәлиқниң һәммисиму әһдә алдида туруп униңға өзини бағлиди.
王站在柱旁,在耶和华面前立约,要尽心尽性地顺从耶和华,遵守他的诫命、法度、律例,成就这书上所记的约言。众民都服从这约。
4 Андин кейин падиша баш каһин Һилқия билән орун басар каһинларға вә һәм дәрвазивәнләргә: — Баалға, Ашәраһ бутиға вә асманниң барлиқ қошуниға атап ясалған барлиқ әсвап-үскүниләрни Пәрвәрдигарниң өйидин чиқириветиңлар, дәп әмир қилди; у буларни Йерусалимниң сиртида, Кидрон етизлиғида көйдүрди вә күллирини Бәйт-Әлгә елип барди.
王吩咐大祭司希勒家和副祭司,并把门的,将那为巴力和亚舍拉,并天上万象所造的器皿,都从耶和华殿里搬出来,在耶路撒冷外汲沦溪旁的田间烧了,把灰拿到伯特利去。
5 У Йәһуда падишалириниң Йәһуда шәһәрлиридики «жуқури җайлар»да һәмдә Йерусалимниң әтраплиридики «жуқури җайлар»да хушбуй яндурушқа тиклигән бут каһинлирини, шуниңдәк Баалға, қуяшқа, айға, юлтуз түркүмлиригә һәмдә асманниң барлиқ қошуниға хушбуй яққучиларни иштин һайдивәтти.
从前犹大列王所立拜偶像的祭司,在犹大城邑的邱坛和耶路撒冷的周围烧香,现在王都废去,又废去向巴力和日、月、行星,并天上万象烧香的人;
6 У Пәрвәрдигарниң өйидин Ашәраһ бутни елип чиқип Йерусалимниң сиртиға елип берип, Кидрон җилғисиға апирип шу йәрдә көйдүрүп кукум-талқан қилип езип, тописини аддий пухраларниң қәбирлири үстигә чечивәтти.
又从耶和华殿里将亚舍拉搬到耶路撒冷外汲沦溪边焚烧,打碎成灰,将灰撒在平民的坟上;
7 Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә җайлашқан бәччивазларниң туралғулирини чеқип ғулатти; бу өйләрдә йәнә аяллар Ашәраһ бутқа чедир тоқуйтти.
又拆毁耶和华殿里娈童的屋子,就是妇女为亚舍拉织帐子的屋子,
8 У Йәһуда шәһәрлиридин барлиқ каһинларни чақиртип, өзигә жиғди. Андин у Гәбадин тартип Бәәр-Шебағичә каһинлар хушбуй яқидиған «жуқури җайлар»ни бузуп булғивәтти; у «дәрвазилардики жуқури җайлар»ни чеқип бузди; булар «Шәһәр башлиғи Йәшуаниң қувиқи»ниң йенида, йәни шәһәр қувиқиға кириш йолиниң сол тәрипидә еди
并且从犹大的城邑带众祭司来,污秽祭司烧香的邱坛,从迦巴直到别是巴,又拆毁城门旁的邱坛,这邱坛在邑宰约书亚门前,进城门的左边。
9 (әнди «жуқури җайлар»дики каһинларниң Йерусалимда Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға чиқиши чәкләнгән еди; лекин улар давамлиқ өз қериндашлири билән биргә питир нанлардин йейишигә муйәссәр еди).
但是邱坛的祭司不登耶路撒冷耶和华的坛,只在他们弟兄中间吃无酵饼。
10 Йосия һеч ким өз оғли яки қизини Моләккә атап оттин өткүзмисун дәп, Һинномниң оғлиниң җилғисидики Тофәтниму бузуп булғивәтти.
又污秽欣嫩子谷的陀斐特,不许人在那里使儿女经火献给摩洛;
11 Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған йолниң еғизида Йәһуда падишалири қуяшқа тәқдим қилип қойған атларни шу йәрдин йөткәп, «қуяш һарвулири»ни отта көйдүрди (улар [ибадәтханиниң] һойлилириға җайлашқан, Натан-Мәләк дегән ағватниң өйиниң йенида туратти).
又将犹大列王在耶和华殿门旁、太监拿单·米勒靠近游廊的屋子、向日头所献的马废去,且用火焚烧日车。
12 Падиша йәнә Йәһуда падишалири Аһазниң балиханисиниң өгүзидә салдурған қурбангаһларни вә Манассәһ Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисиға ясатқан қурбангаһларни чеқип кукум-талқан қиливәтти; у уларниң тописини у йәрдин елип, Кидрон җилғисиға чечивәтти.
犹大列王在亚哈斯楼顶上所筑的坛和玛拿西在耶和华殿两院中所筑的坛,王都拆毁打碎了,就把灰倒在汲沦溪中。
13 Исраилниң падишаси Сулайман Йерусалимниң мәшриқ тәрипигә вә «Һалак теғи»ниң җәнубиға Зидонийларниң жиркиничлик бути Аштарот, Моабийларниң жиркиничлик бути Кемош вә Аммонларниң жиркиничлик бути Милкомға атап ясатқан «жуқури җайлар»ниму падиша бузуп булғивәтти.
从前以色列王所罗门在耶路撒冷前、邪僻山右边为西顿人可憎的神亚斯她录、摩押人可憎的神基抹、亚扪人可憎的神米勒公所筑的邱坛,王都污秽了,
14 У бут түврүкләрни парчилап, Ашәраһ бутлирини кесип жиқитип, улар турған йәрләрни адәм сүйәклири билән толдурди.
又打碎柱像,砍下木偶,将人的骨头充满了那地方。
15 У йәнә Исраилни гунаға путлаштурған, Нибатниң оғли Йәробоам Бәйт-Әлдә салдурған қурбангаһ билән «жуқури җай»ни, уларни бузуп чақти, андин кейин «жуқури җай»ни көйдүрүп кукум-талқан қиливәтти, Ашәраһ бутиниму көйдүрүвәтти.
他将伯特利的坛,就是叫以色列人陷在罪里、尼八的儿子耶罗波安所筑的那坛,都拆毁焚烧,打碎成灰,并焚烧了亚舍拉。
16 Йосия бурулуп қарап, тағдики қәбирләрни көрүп, адәм әвәтип қәбирләрдики сүйәкләрни колап чиқирип, қурбангаһ үстидә көйдүрди, шу йол билән уни булғивәтти. Бу ишлар Пәрвәрдигарниң каламини йәткүзүп, дәл уларни алдин-ала бешарәт қилип җакалиған Худаниң адиминиң сөзиниң әмәлгә ашурулуши еди.
约西亚回头,看见山上的坟墓,就打发人将坟墓里的骸骨取出来,烧在坛上,污秽了坛,正如从前神人宣传耶和华的话。
17 Андин Йосия: Көз алдимдики бу қәбир теши кимниң? — дәп сориди. Шәһәрдикиләр униңға: Бу Йәһудадин кәлгән, силиниң Бәйт-Әлдики қурбангаһни бузған мошу ишлирини бешарәт қилған Худаниң адиминиң қәбри екән, деди.
约西亚问说:“我所看见的是什么碑?”那城里的人回答说:“先前有神人从犹大来,预先说王现在向伯特利坛所行的事,这就是他的墓碑。”
18 Йосия: — Уни қоюңлар, һеч ким униң сүйәклирини мидирлатмисун, дәп буйруди. Шуниң билән улар униң сүйәклири билән Самарийәдин кәлгән пәйғәмбәрниң сүйәклиригә һеч кимни тәккүзмиди.
约西亚说:“由他吧!不要挪移他的骸骨。”他们就不动他的骸骨,也不动从撒马利亚来那先知的骸骨。
19 Андин Йосия Исраилниң падишалири Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиған, Самарийәниң шәһәрлиридә ясатқан «жуқури җайлар»дики барлиқ өйләрни чақти; у уларни Бәйт-Әлдә қилғандәк қилип, йоқатти.
从前以色列诸王在撒马利亚的城邑建筑邱坛的殿,惹动耶和华的怒气,现在约西亚都废去了,就如他在伯特利所行的一般;
20 У у йәрләрдики «жуқури җайлар»ға хас болған һәммә каһинларни қурбангаһниң үстидә өлтүрүп, қурбанлиқ қилди, андин уларниң үстигә адәм сүйәклирини көйдүрди; у ахирда Йерусалимға йенип барди.
又将邱坛的祭司都杀在坛上,并在坛上烧人的骨头,就回耶路撒冷去了。
21 Падиша барлиқ хәлиққә ярлиқ чүшүрүп: — Бу әһдә китавида пүтүлгәндәк, Худайиңлар Пәрвәрдигарға «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүңлар, дәп буйруди.
王吩咐众民说:“你们当照这约书上所写的,向耶和华—你们的 神守逾越节。”
22 «Батур һакимлар» Исраилниң үстидин һөкүм сүргән күнләрдин тартип, нә Исраил падишалириниң вақитлирида нә Йәһуда падишалириниң вақитлирида ундақ бир «өтүп кетиш һейти» өткүзүлүп бақмиған еди;
自从士师治理以色列人和以色列王、犹大王的时候,直到如今,实在没有守过这样的逾越节;
23 Йосия падишаниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида, Пәрвәрдигарға атап бу «өтүп кетиш һейти» Йерусалимда өткүзүлди.
只有约西亚王十八年在耶路撒冷向耶和华守这逾越节。
24 Шуниңдәк Йосия Йәһуда жутида вә Йерусалимда пәйда болған җинкәшләр вә палчиларни, тәрафим мәбудлири, һәр қандақ бутлар вә барлиқ башқа ләнәтлик нәрсиләрни зиминдин йоқатти. Униң шундақ қилишиниң мәхсити, Һилқия каһин Пәрвәрдигарниң өйидин тапқан китапта хатириләнгән Тәвраттики сөзләргә әмәл қилиштин ибарәт еди.
凡犹大国和耶路撒冷所有交鬼的、行巫术的,与家中的神像和偶像,并一切可憎之物,约西亚尽都除掉,成就了祭司希勒家在耶和华殿里所得律法书上所写的话。
25 Униңдәк Мусаға чүшүрүлгән қанунға интилип пүтүн қәлби, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән Пәрвәрдигарға қайтип, өзини беғишлиған бир падиша униңдин илгири болмиған еди вә униңдин кейинму униңға охшаш бириси болуп бақмиди.
在约西亚以前没有王像他尽心、尽性、尽力地归向耶和华,遵行摩西的一切律法;在他以后也没有兴起一个王像他。
26 Лекин Пәрвәрдигарниң аччиғи Манассәһниң Өзини рәнҗиткән барлиқ рәзилликлири түпәйлидин Йәһудаға туташқандин кейин, Өзиниң шиддәтлик ғәзивидин янмиди.
然而,耶和华向犹大所发猛烈的怒气仍不止息,是因玛拿西诸事惹动他。
27 Пәрвәрдигар: — Исраилни ташлиғандәк Йәһуданиму Өз көзүмдин нери қилимән вә Өзүм таллиған бу шәһәр Йерусалимни вә Мән: — «Мениң намим шу йәрдә болиду» дегән шу ибадәтханини тәрк қилимән, деди.
耶和华说:“我必将犹大人从我面前赶出,如同赶出以色列人一般;我必弃掉我从前所选择的这城—耶路撒冷和我所说立我名的殿。”
28 Йосияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
约西亚其余的事,凡他所行的都写在犹大列王记上。
29 Униң күнлиридә Мисирниң падишаси Пирәвн-Нәко Асурийәниң падишасиға һуҗум қилғили Әфрат дәриясиға барди. У чағда Йосия падиша Пирәвн билән соқушушқа чиқти; лекин Пирәвн уни көрүп Мәгиддода уни өлтүрди.
约西亚年间,埃及王法老尼哥上到幼发拉底河攻击亚述王;约西亚王去抵挡他。埃及王遇见约西亚在米吉多,就杀了他。
30 Хизмәткарлири униң өлүгини җәң һарвусиға селип Мәгиддодин Йерусалимға елип келип, уни өз қәбридә дәпнә қилди. Жут хәлқи Йосияниң оғли Йәһоаһазни мәсиһ қилип, атисиниң орнида падиша қилди.
他的臣仆用车将他的尸首从米吉多送到耶路撒冷,葬在他自己的坟墓里。国民膏约西亚的儿子约哈斯接续他父亲作王。
31 Йәһоаһаз падиша болғанда жигирмә үч яшта болуп, үч ай Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Һамутал еди; у Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи еди.
约哈斯登基的时候年二十三岁,在耶路撒冷作王三个月。他母亲名叫哈慕她,是立拿人耶利米的女儿。
32 Йәһоаһаз бовилири барлиқ қилғанлиридәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
约哈斯行耶和华眼中看为恶的事,效法他列祖一切所行的。
33 Әнди Пирәвн-Нәко униң Йерусалимда сәлтәнәт қилмаслиғи үчүн, уни Хамат жутидики Риблаһда солап қойди вә [Йәһуда] зиминиға йүз талант күмүч билән бир талант алтун селиқ чүшүрди.
法老尼哥将约哈斯锁禁在哈马地的利比拉,不许他在耶路撒冷作王,又罚犹大国银子一百他连得,金子一他连得。
34 Андин Пирәвн-Нәко Йосияниң оғли Елиакимни атисиниң орнида падиша қилип, исмини Йәһоакимға өзгәртти. У Йәһоаһазни өзи билән Мисирға елип кәтти; Йәһоаһаз Мисирға келип шу йәрдә өлди.
法老尼哥立约西亚的儿子以利亚敬接续他父亲约西亚作王,给他改名叫约雅敬,却将约哈斯带到埃及,他就死在那里。
35 Йәһоаким күмүч билән алтунни Пирәвнгә бәрди; лекин Пирәвнниң шу буйруғини иҗра қилип пулни тапшуруш үчүн жутқа һәр бир адәмниң чамиға қарап баҗ-алван қойған еди; алтун вә күмүчни у жутниң хәлқидин, һәр биригә салған өлчәм бойичә Пирәвн-Нәкоға беришкә жиққан еди.
约雅敬将金银给法老,遵着法老的命向国民征取金银,按着各人的力量派定,索要金银,好给法老尼哥。
36 Йәһоаким падиша болғанда жигирмә бәш яшта болуп, он бир жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Зибидаһ еди; у Румаһлиқ Пәдаяниң қизи еди.
约雅敬登基的时候年二十五岁,在耶路撒冷作王十一年。他母亲名叫西布大,是鲁玛人毗大雅的女儿。
37 Йәһоаким бовилири барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.
约雅敬行耶和华眼中看为恶的事,效法他列祖一切所行的。

< Падишаһлар 2 23 >