< Падишаһлар 2 22 >
1 Йосия падиша болғанда сәккиз яшта болуп, Йерусалимда оттуз бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәдидаһ еди; у Бозкатлиқ Адаяниң қизи еди.
Yosiya padixaⱨ bolƣanda sǝkkiz yaxta bolup, Yerusalemda ottuz bir yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Yǝdidaⱨ idi; u Bozkatliⱪ Adayaning ⱪizi idi.
2 Йосия Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, һәр ишта атиси Давутниң барлиқ йолида жүрүп, нә оңға нә солға чәтнәп кәтмиди.
Yosiya Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilip, ⱨǝr ixta atisi Dawutning barliⱪ yolida yürüp, nǝ ongƣa nǝ solƣa qǝtnǝp kǝtmidi.
3 Падиша Йосия сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида, падиша Мәшулламниң нәвриси, Азалияниң оғли катип Шафанни Пәрвәрдигарниң өйигә әвәтип:
Padixaⱨ Yosiya sǝltǝnitining on sǝkkizinqi yilida, padixaⱨ Mǝxullamning nǝwrisi, Azaliyaning oƣli katip Xafanni Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ ǝwǝtip:
4 «Баш каһин Һилқияниң қешиға чиқип шуни буйруғинки, у Пәрвәрдигарниң өйигә елип келингән, дәрвазивәнләр хәлиқтин жиққан пулни санисун.
«Bax kaⱨin Ⱨilⱪiyaning ⱪexiƣa qiⱪip xuni buyruƣinki, u Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ elip kelingǝn, dǝrwaziwǝnlǝr hǝlⱪtin yiƣⱪan pulni sanisun.
5 Андин улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған ишларни назарәт қилғучи ишчиларға тапшуруп бәрсун. Булар һәм Пәрвәрдигарниң өйидики бузулған йәрләрни оңшашқа өйдә ишлигүчиләргә, йәни яғаччилар, тамчилар вә таштирашларға бәрсун. Улар мошу пул билән өйни оңшашқа лазим болған яғач билән оюлған ташларни сетивалсун, дегин» — деди.
Andin ular Pǝrwǝrdigarning ɵyini ongxaydiƣan ixlarni nazarǝt ⱪilƣuqi ixqilarƣa tapxurup bǝrsun. Bular ⱨǝm Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki buzulƣan yǝrlǝrni ongxaxⱪa ɵydǝ ixligüqilǝrgǝ, yǝni yaƣaqqilar, tamqilar wǝ taxtiraxlarƣa bǝrsun. Ular muxu pul bilǝn ɵyni ongxaxⱪa lazim bolƣan yaƣaq bilǝn oyulƣan taxlarni setiwalsun, degin» — dedi.
7 Лекин уларниң қолиға тапшурулған пулниң һесави қилинмиди. Чүнки улар инсап билән иш қилатти.
Lekin ularning ⱪoliƣa tapxurulƣan pulning ⱨesabi ⱪilinmidi. Qünki ular insap bilǝn ix ⱪilatti.
8 Баш каһин Һилқия катип Шафанға: — Мән Пәрвәрдигарниң өйидә бир Тәврат китавини таптим, деди. Шуни ейтип Һилқия китапни Шафанға бәрди. У уни оқуди.
Bax kaⱨin Ⱨilⱪiya katip Xafanƣa: — Mǝn Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ bir Tǝwrat kitabini taptim, dedi. Xuni eytip Ⱨilⱪiya kitabni Xafanƣa bǝrdi. U uni oⱪudi.
9 Андин кейин катип Шафан падишаниң қешиға берип падишаға хәвәр берип: — Хизмәткарлири ибадәтханидики пулни жиғип Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған иш бешилириниң қоллириға тапшуруп бәрди, деди.
Andin keyin katip Xafan padixaⱨning ⱪexiƣa berip padixaⱨⱪa hǝwǝr berip: — Hizmǝtkarliri ibadǝthanidiki pulni yiƣip Pǝrwǝrdigarning ɵyini ongxaydiƣan ix bexilirining ⱪolliriƣa tapxurup bǝrdi, dedi.
10 Андин катип Шафан падишаға: Һилқия маңа бир китапни бәрди, деди. Андин Шафан падишаға уни оқуп бәрди.
Andin katip Xafan padixaⱨⱪa: Ⱨilⱪiya manga bir kitabni bǝrdi, dedi. Andin Xafan padixaⱨⱪa uni oⱪup bǝrdi.
11 Вә шундақ болдики, падиша Тәврат китавиниң сөзлирини аңлиғанда, өз кийимлирини житти.
Wǝ xundaⱪ boldiki, padixaⱨ Tǝwrat kitabining sɵzlirini angliƣanda, ɵz kiyimlirini yirtti.
12 Падиша Һилқия каһин билән Шафанниң оғли Аһикамға, Микаяниң оғли Акбор билән Шафан катипқа вә падишаниң хизмәткари Асаяға буйруп: —
Padixaⱨ Ⱨilⱪiya kaⱨin bilǝn Xafanning oƣli Aⱨikamƣa, Mikayaning oƣli Akbor bilǝn Xafan katipⱪa wǝ padixaⱨning hizmǝtkari Asayaƣa buyrup: —
13 Берип мән үчүн вә хәлиқ үчүн, йәни пүткүл Йәһудадикиләр үчүн бу тепилған китапниң сөзлири тоғрисида Пәрвәрдигардин йол сораңлар. Чүнки ата-бовилиримиз бу китапниң сөзлиригә, униңдики бизләргә пүтүлгәнлиригә әмәл қилишқа қулақ салмиғанлиғи түпәйлидин Пәрвәрдигарниң бизгә қозғалған ғәзиви интайин дәһшәтлик, деди.
Berip mǝn üqün wǝ hǝlⱪ üqün, yǝni pütkül Yǝⱨudadikilǝr üqün bu tepilƣan kitabning sɵzliri toƣrisida Pǝrwǝrdigardin yol soranglar. Qünki ata-bowilirimiz bu kitabning sɵzlirigǝ, uningdiki bizlǝrgǝ pütülgǝnlirigǝ ǝmǝl ⱪilixⱪa ⱪulaⱪ salmiƣanliⱪi tüpǝylidin Pǝrwǝrdigarning bizgǝ ⱪozƣalƣan ƣǝzipi intayin dǝⱨxǝtlik, dedi.
14 Шуниң билән Һилқия каһин, Аһикам, Акбор, Шафан вә Асаялар Хархасниң нәвриси, Тикваһниң оғли кийим-кечәк беги Шаллумниң аяли аял пәйғәмбәр Һулдаһниң қешиға берип, униң билән сөзләшти. У Йерусалим шәһириниң иккинчи мәһәллисидә олтиратти.
Xuning bilǝn Ⱨilⱪiya kaⱨin, Aⱨikam, Akbor, Xafan wǝ Asayalar Harhasning nǝwrisi, Tikwaⱨning oƣli kiyim-keqǝk begi Xallumning ayali ayal pǝyƣǝmbǝr Ⱨuldaⱨning ⱪexiƣa berip, uning bilǝn sɵzlǝxti. U Yerusalem xǝⱨirining ikkinqi mǝⱨǝllisidǝ olturatti.
15 У уларға мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәрни әвәткән кишигә мундақ дәңлар: —
U ularƣa mundaⱪ dedi: — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Silǝrni ǝwǝtkǝn kixigǝ mundaⱪ dǝnglar: —
16 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана Мән Йәһуданиң падишаси оқуған китапниң һәммә сөзлирини әмәлгә ашуруп, бу җайға вә бу йәрдә турғучиларға балаю-апәт чүшүримән.
Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana Mǝn Yǝⱨudaning padixaⱨi oⱪuƣan kitabning ⱨǝmmǝ sɵzlirini ǝmǝlgǝ axurup, bu jayƣa wǝ bu yǝrdǝ turƣuqilarƣa balayi’apǝt qüxürimǝn.
17 Чүнки улар Мени ташлап, башқа илаһларға хушбуй йеқип, қоллириниң һәммә ишлири билән Мениң аччиғимни кәлтүрди. Униң үчүн Мениң қәһрим бу йәргә қарап янди һәм өчүрүлмәйду.
Qünki ular Meni taxlap, baxⱪa ilaⱨlarƣa huxbuy yeⱪip, ⱪollirining ⱨǝmmǝ ixliri bilǝn Mening aqqiⱪimni kǝltürdi. Uning üqün Mening ⱪǝⱨrim bu yǝrgǝ ⱪarap yandi ⱨǝm ɵqürülmǝydu.
18 Лекин силәрни Пәрвәрдигардин йол сориғили әвәткән Йәһуданиң падишасиға болса шундақ дәңлар: Сән аңлиған сөзләр тоғрисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар шундақ дәйду: —
Lekin silǝrni Pǝrwǝrdigardin yol soriƣili ǝwǝtkǝn Yǝⱨudaning padixaⱨiƣa bolsa xundaⱪ dǝnglar: Sǝn angliƣan sɵzlǝr toƣrisida Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: —
19 Чүнки көңлүң юмшақ болуп, мошу җай вә униңда турғучиларниң вәйранә вә ләнәткә айландурулидиғанлиғи тоғрисида уларни әйипләп ейтқан сөзлиримни аңлиғиниңда, Пәрвәрдигарниң алдида өзүңни төвән қилип, кийимлириңни житип, Мениң алдимда жиғлиғиниң үчүн, Мәнму дуайиңни аңлидим, дәйду Пәрвәрдигар.
Qünki kɵnglüng yumxaⱪ bolup, muxu jay wǝ uningda turƣuqilarning wǝyranǝ wǝ lǝnǝtkǝ aylandurulidiƣanliⱪi toƣrisida ularni ǝyiblǝp eytⱪan sɵzlirimni angliƣiningda, Pǝrwǝrdigarning aldida ɵzüngni tɵwǝn ⱪilip, kiyimliringni yirtip, Mening aldimda yiƣliƣining üqün, Mǝnmu duayingni anglidim, dǝydu Pǝrwǝrdigar.
20 Буниң үчүн сени ата-бовилириң билән жиғилишқа, өз қәбрәңгә аман-хатирҗәмлик ичидә беришқа несип қилимән; сениң көзлириң Мән бу җай үстигә чүшүридиған барлиқ күлпәтләрни көрмәйду». Улар йенип берип, бу хәвәрни падишаға йәткүзди.
Buning üqün seni ata-bowiliring bilǝn yiƣilixⱪa, ɵz ⱪǝbrǝnggǝ aman-hatirjǝmlik iqidǝ berixⱪa nesip ⱪilimǝn; sening kɵzliring Mǝn bu jay üstigǝ qüxüridiƣan barliⱪ külpǝtlǝrni kɵrmǝydu». Ular yenip berip, bu hǝwǝrni padixaⱨⱪa yǝtküzdi.