< Падишаһлар 2 21 >
1 Манассәһ падиша болғанда он икки яшта болуп, Йерусалимда әллик бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Һәфзибаһ еди.
Manassǝⱨ padixaⱨ bolƣanda on ikki yaxta bolup, Yerusalemda ǝllik bǝx yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Ⱨǝfzibaⱨ idi.
2 У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап чиқиривәткән ят әлликләрниң жиркиничлик адәтлиригә охшаш ишлар билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
U Pǝrwǝrdigar Israillarning aldidin ⱨǝydǝp qiⱪiriwǝtkǝn yat ǝlliklǝrning yirginqlik adǝtlirigǝ ohxax ixlar bilǝn Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi.
3 У атиси Һәзәкия бузуп йоқатқан «жуқури җайлар»ни қайтидин ясатти; у Баалға атап қурбангаһларни салдуруп, Исраилниң падишаси Аһаб қилғандәк бир Ашәраһ мәбуд ясиди; у асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә уларниң қуллуғиға кирди.
U atisi Ⱨǝzǝkiya buzup yoⱪatⱪan «yuⱪiri jaylar»ni ⱪaytidin yasatti; u Baalƣa atap ⱪurbangaⱨlarni saldurup, Israilning padixaⱨi Aⱨab ⱪilƣandǝk bir Axǝraⱨ mǝbud yasidi; u asmandiki nurƣunliƣan ay-yultuzlarƣa bax urdi wǝ ularning ⱪulluⱪiƣa kirdi.
4 У Пәрвәрдигарниң өйидиму қурбангаһларни ясатти. Шу ибадәтхана тоғрилиқ Пәрвәрдигар: Мән Йерусалимда Мениң намимни қойимән, дегән еди.
U Pǝrwǝrdigarning ɵyidimu ⱪurbangaⱨlarni yasatti. Xu ibadǝthana toƣruluⱪ Pǝrwǝrdigar: Mǝn Yerusalemda Mening namimni ⱪoyimǝn, degǝnidi.
5 У Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисида «асманниң қошуни»ға қурбангаһларни атап ясатти.
U Pǝrwǝrdigarning ɵyining ikki ⱨoylisida «asmanning ⱪoxuni»ƣa ⱪurbangaⱨlarni atap yasatti.
6 Өз оғлини оттин өткүзди; җадугәрчилик билән палчилиқ ишләтти, өзигә җинкәшләр билән әпсунчиларни бекитти; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә сан-санақсиз рәзилликни қилип униң ғәзивини қозғиди.
Ɵz oƣlini ottin ɵtküzdi; jadugǝrqilik bilǝn palqiliⱪ ixlǝtti, ɵzigǝ jinkǝxlǝr bilǝn ǝpsunqilarni bekitti; u Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ san-sanaⱪsiz rǝzillikni ⱪilip uning ƣǝzipini ⱪozƣidi.
7 У ясатқан «Ашәраһ» ойма мәбудни [Худаниң] өйигә қойди. Шу өй тоғрилиқ Пәрвәрдигар Давутқа вә униң оғли Сулайманға: — «Бу өйдә, шундақла Исраилниң һәммә қәбилилириниң зиминлири арисидин Мән таллиған Йерусалимда Өз намимни әбәткичә қалдуримән;
U yasatⱪan «Axǝraⱨ» oyma mǝbudni [Hudaning] ɵyigǝ ⱪoydi. Xu ɵy toƣruluⱪ Pǝrwǝrdigar Dawutⱪa wǝ uning oƣli Sulaymanƣa: — «Bu ɵydǝ, xundaⱪla Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililirining zeminliri arisidin Mǝn talliƣan Yerusalemda Ɵz namimni ǝbǝdgiqǝ ⱪaldurimǝn;
8 әгәр Исраил пәқәт Мән уларға тапилиған барлиқ әмирләргә, йәни Өз қулум Муса уларға буйруған барлиқ қанунға мувапиқ әмәл қилишқа көңүл қойсила, Мән уларниң путлирини ата-бовилириға тәқсим қилған бу зиминдин қайтидин нери қилмаймән», дегән еди.
ǝgǝr Israil pǝⱪǝt Mǝn ularƣa tapiliƣan barliⱪ ǝmrlǝrgǝ, yǝni Ɵz ⱪulum Musa ularƣa buyruƣan barliⱪ ⱪanunƣa muwapiⱪ ǝmǝl ⱪilixⱪa kɵngül ⱪoysila, Mǝn ularning putlirini ata-bowiliriƣa tǝⱪsim ⱪilƣan bu zemindin ⱪaytidin neri ⱪilmaymǝn», degǝnidi.
9 Лекин улар қулақ салмайтти; шуңлашқиму, Манассәһ уларни шундақ аздурдики, улар Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һалак қилған ят әлликләрдин ашуруп рәзиллик қилатти.
Lekin ular ⱪulaⱪ salmaytti; xunglaxⱪimu, Manassǝⱨ ularni xundaⱪ azdurdiki, ular Pǝrwǝrdigar Israillarning aldidin ⱨalak ⱪilƣan yat ǝlliklǝrdin axurup rǝzillik ⱪilatti.
10 Шуңа Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләрниң вастиси арқилиқ мундақ деди: —
Xunga Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪulliri bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝrning wasitisi arⱪiliⱪ mundaⱪ dedi: —
11 Йәһуданиң падишаси Манассәһ бу жиркиничлик ишларни қилип, һәтта униңдин илгири өткән Аморийлар қилған барлиқ рәзилликтин зиядә рәзиллик қилип, униң бутлири билән Йәһуданиму гунаға аздурғини үчүн
Yǝⱨudaning padixaⱨi Manassǝⱨ bu yirginqlik ixlarni ⱪilip, ⱨǝtta uningdin ilgiri ɵtkǝn Amoriylar ⱪilƣan barliⱪ rǝzilliktin ziyadǝ rǝzillik ⱪilip, uning butliri bilǝn Yǝⱨudanimu gunaⱨⱪa azdurƣini üqün
12 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Йерусалим билән Йәһуданиң үстигә шундақ балаю-апәт кәлтүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду.
Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mana, Yerusalem bilǝn Yǝⱨudaning üstigǝ xundaⱪ balayi’apǝt kǝltürimǝnki, kimki uni anglisila ⱪulaⱪliri zingildap ketidu.
13 Мән Самарийәни өлчигән тана вә Аһабниң җәмәтини тәкшүргән тик өлчигүч жип билән Йерусалимни тәкшүртимән; киши қачини чайқап сүрткәндин кейин дүм көмтүрүп қойғандәк, Йерусалимни чайқап өрүймән.
Mǝn Samariyǝni ɵlqigǝn tana wǝ Aⱨabning jǝmǝtini tǝkxürgǝn tik ɵlqigüq yip bilǝn Yerusalemni tǝkxürtimǝn; kixi ⱪaqini qayⱪap sürtkǝndin keyin düm kɵmtürüp ⱪoyƣandǝk, Yerusalemni qayⱪap ɵrüymǝn.
14 Мән мирасимниң қалғанлиридинму ваз кечип, дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән; уларни һәммә дүшмәнлиригә булаң-талаң объекти вә олҗа қилип беримән;
Mǝn mirasimning ⱪalƣanliridinmu waz keqip, düxmǝnlirining ⱪoliƣa tapxurimǝn; ularni ⱨǝmmǝ düxmǝnlirigǝ bulang-talang obyekti wǝ olja ⱪilip berimǝn;
15 Чүнки улар Мениң нәзиримдә рәзил болғанни қилип, уларниң ата-бовилири Мисирдин чиққан күндин тартип бүгүнгичә ғәзивимни қозғап кәлди».
Qünki ular Mening nǝzirimdǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip, ularning ata-bowiliri Misirdin qiⱪⱪan kündin tartip bügüngiqǝ ƣǝzipimni ⱪozƣap kǝldi».
16 Манассәһ әнди пүткүл Йерусалимни бир четидин йәнә бир четигичә қанға толдуруп, көп наһәқ қан төккүзди вә охшашла өзи қиливатқан гунайи билән Йәһудаларни аздуруп, уларниң Пәрвәрдигарниң нәзиридики рәзилликни қилишиға сәвәп болди.
Manassǝⱨ ǝmdi pütkül Yerusalemni bir qetidin yǝnǝ bir qetigiqǝ ⱪanƣa toldurup, kɵp naⱨǝⱪ ⱪan tɵkküzdi wǝ ohxaxla ɵzi ⱪiliwatⱪan gunaⱨi bilǝn Yǝⱨudalarni azdurup, ularning Pǝrwǝrdigarning nǝziridiki rǝzillikni ⱪilixiƣa sǝwǝb boldi.
17 Манассәһниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин у садир қилған гуна «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Manassǝⱨning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, jümlidin u sadir ⱪilƣan gunaⱨ «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
18 Манассәһ ата-бовилириниң арисида ухлиди вә өз өйиниң беғида, йәни Уззаһниң беғида дәпнә қилинди. Андин оғли Амон униң орнида падиша болди.
Manassǝⱨ ata-bowilirining arisida uhlidi wǝ ɵz ɵyining beƣida, yǝni Uzzaⱨning beƣida dǝpnǝ ⱪilindi. Andin oƣli Amon uning ornida padixaⱨ boldi.
19 Амон падиша болғанда жигирмә икки яшта болуп, Йерусалимда икки жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Мәшулләмәт еди; у Йотбаһлиқ Һарузниң қизи еди.
Amon padixaⱨ bolƣanda yigirmǝ ikki yaxta bolup, Yerusalemda ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Mǝxullǝmǝt idi; u Yotbaⱨliⱪ Ⱨaruzning ⱪizi idi.
20 Амон атиси Манассәһ қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.
Amon atisi Manassǝⱨ ⱪilƣandǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilatti.
21 У атиси маңған барлиқ йолларда маңатти; у атиси қуллуғида болған бутларниң қуллуғида болуп, уларға сәҗдә қилип,
U atisi mangƣan barliⱪ yollarda mangatti; u atisi ⱪulluⱪida bolƣan butlarning ⱪulluⱪida bolup, ularƣa sǝjdǝ ⱪilip,
22 Пәрвәрдигарниң йолида жүрмәй, өз ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни тәрк қилди.
Pǝrwǝrdigarning yolida yürmǝy, ɵz ata-bowilirining Hudasi Pǝrwǝrdigarni tǝrk ⱪildi.
23 Әнди Амонниң хизмәткарлири падишани қәстләп, уни өз ордисида өлтүрди.
Əmdi Amonning hizmǝtkarliri padixaⱨni ⱪǝstlǝp, uni ɵz ordisida ɵltürdi.
24 Лекин жут хәлқи Амон падишани қәстлигәнләрниң һәммисини өлтүрди; андин жут хәлқи униң орнида оғли Йосияни падиша қилди.
Lekin yurt hǝlⱪi Amon padixaⱨni ⱪǝstligǝnlǝrning ⱨǝmmisini ɵltürdi; andin yurt hǝlⱪi uning ornida oƣli Yosiyani padixaⱨ ⱪildi.
25 Амонниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Amonning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
26 У Уззаһниң беғида өз қәбридә дәпнә қилинди. Андин оғли Йосия униң орнида падиша болди.
U Uzzaⱨning beƣida ɵz ⱪǝbrisidǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Andin oƣli Yosiya uning ornida padixaⱨ boldi.