< Падишаһлар 2 20 >
1 Шу күнләрдә Һәзәкия әҗәл кәлтүргүчи бир кесәлгә муптила болди. Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр униң қешиға берип, униңға: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Өйүң тоғрилиқ вәсийәт қилғин; чүнки әҗәл кәлди, яшимайсән» — деди.
2 [Һәзәкия] болса йүзини там тәрәпкә қилип Пәрвәрдигарға дуа қилип: —
3 И Пәрвәрдигар, Сениң алдиңда мениң һәқиқәт вә пак дил билән меңип жүргәнлигимни, нәзириң алдиңда дурус болған ишларни қилғанлиғимни әсләп қойғайсән, — деди. Вә Һәзәкия жиғлап еқип кәтти.
4 Йәшая чиқип ордидики оттура һойлиға йәтмәстә, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға йетип мундақ дейилди: —
5 Йенип берип хәлқимниң башламчиси Һәзәкияға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар, атаң Давутниң Худаси мундақ дәйду: — «Дуайиңни аңлидим, көз яшлириңни көрдүм; мана, Мән сени сақайтимән. Үчинчи күнидә Пәрвәрдигарниң өйигә чиқисән.
6 Күнлириңгә Мән йәнә он бәш жил қошимән; шуниң билән Мән сени вә бу шәһәрни Асурийә падишасиниң қолидин қутқузимән; Өзүм үчүн вә қулум Давут үчүн Мән бу шәһәрни әтрапидики сепилдәк қоғдаймән.
7 (Йәшая болса: — «Әнҗир пошкили тәйярлаңлар, деди. Улар уни елип келип, ярисиға чапливиди, у сақайди.
8 Һәзәкия Йәшаядин: Пәрвәрдигар мени сақайтип, үчинчи күни униң өйигә чиқидиғанлиғимни испатлайдиғанға қандақ бешарәтлик аламәт болиду? — дәп сориған еди.
9 Йәшая: — Пәрвәрдигарниң Өзи ейтқан ишини җәзмән қилидиғанлиғини саңа испатлаш үчүн Пәрвәрдигардин шундақ бешарәтлик аламәт болидуки, сән қуяшниң пәләмпәй үстигә чүшкән сайисиниң он басқуч алдиға меңиши яки он басқуч кәйнигә йенишини халамсән? — деди.
10 Һәзәкия: Қуяш сайисиниң он басқуч алдиға меңиши асан; сайә он башқуч кәйнигә янсун, дегән еди.
11 Шуниң билән Йәшая пәйғәмбәр Пәрвәрдигарға нида қилди вә У қуяшниң Аһаз падиша қурған пәләмпәй басқучилири үстигә чүшкән сайисини яндуруп, он басқуч кәйнигә маңдурди).
12 Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан, Һәзәкияни кесәл болуп йетип қапту, дәп аңлап, хәтләр һәдийә билән әвәтти.
13 Һәзәкия болса әлчиләрниң гепини тиңшап, уларға барлиқ ғәзнә-амбарлирини, күмүчни, алтунни, дора-дәрманларни, сәрхил майларни, савут-қураллар амбиридики һәммини вә байлиқлириниң барлиғини көрсәтти; ордиси вә пүткүл падишалиғи ичидики нәрсиләрдин Һәзәкия уларға көрсәтмигән бириму қалмиди.
14 Андин Йәшая пәйғәмбәр Һәзәкияниң алдиға берип, униңдин: — «Мошу кишиләр немә деди? Улар сени йоқлашқа нәдин кәлгән?» — дәп сориди. Һәзәкия: — «Улар жирақ бир жуттин, йәни Бабилдин кәлгән» деди.
15 Йәшая йәнә: — «Улар ордаңда немини көрди?» дәп сориди. Һәзәкия: — «Ордамда бар нәрсиләрни улар көрди; байлиқлиримниң арисидин мән уларға көрсәтмигән бириму қалмиди» — деди.
16 Йәшая Һәзәкияға: Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қойғин: —
17 — Мана шундақ күнләр келидуки, ордаңда бар нәрсиләр вә бүгүнгә қәдәр ата-бовилириң топлап, сақлап қойған һәммә Бабилға елип кетилиду; һеч нәрсә қалмайду — дәйду Пәрвәрдигар.
18 — Һәмдә Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду.
19 Һәзәкия әнди өз-өзигә «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, Худаниң һәқиқәт-вапалиғи болмамду?», дәп Йәшаяға: — «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — деди.
20 Һәзәкияниң башқа әмәллири, җүмлидин униң сәлтәнитиниң қудрити, униң қандақ қилип шәһәргә су тәминләш үчүн көл, шундақла су апиридиған нор ясиғанлиғи «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
21 Һәзәкия ата-бовилириниң арисида ухлиди; оғли Манассәһ орнида падиша болди.