< Падишаһлар 2 2 >
1 Пәрвәрдигар Илиясни қара қуюнда асманға көтәрмәкчи болған вақитта Илияс билән Елиша Гилгалдин чиқип кетивататти.
So it came about, when Yahweh was going to take up Elijah by a whirlwind into heaven, that Elijah left with Elisha from Gilgal.
2 Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимән, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Бәйт-Әлгә маңғузди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән! деди. Шуниң билән улар Бәйт-Әлгә чүшүп кәлди.
Elijah said to Elisha, “Stay here, please, because Yahweh has sent me to Bethel.” Elisha replied, “As Yahweh lives, and as you live, I will not leave you.” So they went down to Bethel.
3 У вақитта Бәйт-Әлдики пәйғәмбәр шагиртлири Елишаниң қешиға келип униңға: Биләмсән, Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду? — деди. У: Билимән; шүк туруңлар, деди.
The sons of the prophets who were at Bethel came to Elisha and said to him, “Do you know that Yahweh will take away your master from you today?” Elisha replied, “Yes, I know it, but do not talk about it.”
4 Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимәнки, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Йерихоға маңғузди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән, деди. Шуниң билән улар иккиси Йерихоға барди.
Elijah said to him, “Elisha, wait here, please, for Yahweh has sent me to Jericho.” Then Elisha replied, “As Yahweh lives, and as you live, I will not leave you.” So they went to Jericho.
5 У вақитта Йериходики пәйғәмбәр шагиртлири Елишаниң қешиға келип униңға: Биләмсән, Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду? — деди. У: Билимән; шүк туруңлар, деди.
Then the sons of the prophets who were at Jericho came to Elisha and said to him, “Do you know that Yahweh will take away your master from you today?” Elisha answered, “Yes, I know it, but do not talk about it.”
6 Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимәнки, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Иордан дәриясиға маңғузди, деди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән, деди, шуниң билән улар иккиси меңивәрди.
Then Elijah said to him, “Stay here, please, for Yahweh has sent me to the Jordan.” Elisha replied, “As Yahweh lives, and as you live, I will not leave you.” So the two went on.
7 Әнди пәйғәмбәр шагиртлиридин әллик киши берип, уларниң удулида жирақтин қарап туратти. Амма у иккилән Иордан дәриясиниң бойида тохтап турди.
Later, fifty of the sons of the prophets stood opposite them at a distance while the two stood by the Jordan.
8 Илияс йепинчисини қатлап, униң билән суни уривиди, су иккигә бөлүнүп турди; улар иккиси қуруқ йолдин өтти.
Elijah took his cloak, rolled it up, and struck the water with it. The river divided on both sides so that the two of them walked over on dry ground.
9 Өтүп болғандин кейин Илияс Елишаға: Мән сәндин айрилмаста, сениң өзүң үчүн мәндин немә тилигиң болса, дәвәргин, деди. Елиша: Сениң үстүңдә турған Роһниң икки һәссиси үстүмгә қонсун, — деди.
It came about, after they had crossed over, that Elijah said to Elisha, “Ask me what I should do for you before I am taken from you.” Elisha replied, “Please let a double portion of your spirit come on me.”
10 У: Бу тилигиңгә еришмәк қийиндур; мән сәндин елип кетилгән вақтимда, мени көрүп турсаң, саңа шундақ берилиду; болмиса, берилмәйду, — деди.
Elijah answered, “You have asked for a difficult thing. Nevertheless, if you see me when I am taken from you, this will happen for you, but if not, it will not happen.”
11 Вә шундақ болдики, улар сөзлишип маңғанда, мана, отлуқ бир җәң һарвуси билән отлуқ атлар намайән болди; улар иккисини айривәтти вә Илияс қара қуюнда асманға көтирилип кәтти.
As they still went on and talked, behold, a chariot of fire and horses of fire appeared, which separated the two men from each other, and Elijah went up by a whirlwind into heaven.
12 Елиша буни көрүп: И атам, и атам, Исраилниң җәң һарвуси вә атлиқ әскәрлири! — дәп вақириди. Андин у уни йәнә көрәлмиди. У өз кийимини тутуп, уларни житип икки парчә қиливәтти.
Elisha saw it and cried out, “My father, my father, the chariots of Israel and their horsemen!” He saw Elijah no more, and he took hold of his own clothes and tore them into two pieces.
13 Андин у Илиясниң учисидин чүшүп қалған йепинчисини йәрдин елип, Иордан дәриясиниң қирғиқиға қайтип кәлди.
He picked up Elijah's cloak that had fallen off him, and went back to stand by the bank of the Jordan.
14 У Илиясниң үстидин чүшүп қалған йепинчиси билән суни уруп: «Илиясниң Худаси Пәрвәрдигар нәдидур?», деди. Елиша суни шундақ урғанда су иккигә бөлүнди; Елиша судин өтүп кәтти.
He struck the water with Elijah's cloak that had fallen and said, “Where is Yahweh, the God of Elijah?” When he had struck the waters, they divided on both sides and Elisha crossed over.
15 Йериходики пәйғәмбәр Шагиртлири қарши қирғақта туруп уни көрди вә: «Илиясниң роһи Елишаниң үстидидур» дәп униң алдиға берип, баш уруп тазим қилди.
When the sons of the prophets who were from Jericho saw him across from them, they said, “The spirit of Elijah does rest on Elisha!” So they came to meet him, and bowed themselves to the ground before him.
16 Улар униңға: Мана сениң кәминилириң арисида әллик әзимәт бар; өтүнимиз, булар ғоҗаңни издигили барсун. Пәрвәрдигарниң Роһи бәлким уни көтирип тағларниң бир йеридә яки җилғиларниң бир тәрипидә ташлап қойдимики, деди. Лекин у: Силәр һеч адәмни әвәтмәңлар, деди.
They said to him, “See now, among your servants there are fifty strong men. Let them go, we ask, and look for your master, in case the Spirit of Yahweh has taken him up and thrown him onto some mountain or into some valley.” Elisha answered, “No, do not send them.”
17 Амма уларниң уни қиставериши билән у хиҗаләт болуп: Адәм әвәтиңлар, деди. Шуңа улар әллик кишини әвәтти; булар үч күн уни издиди, лекин һеч тапалмиди.
But when they urged Elisha until he was ashamed, he said, “Send them.” Then they sent fifty men, and they looked for three days, but did not find him.
18 Улар Елишаниң йениға қайтип кәлгәндә (у Йерихода турувататти) у уларға: Мән дәрвәқә силәргә «Издәп бармаңлар!» демидимму? — деди.
They came back to Elisha, while he stayed at Jericho, and he said to them, “Did I not say to you, 'Do not go'?”
19 Шәһәрдики адәмләр Елишаға: Ғоҗам көргәндәк, шәһәр өзи убдан җайдидур, лекин су начар вә тупрақ туғмастур, деди.
The men of the city said to Elisha, “See, we beg of you, the situation of this city is pleasant, as my master can see, but the water is bad and the land is not fruitful.”
20 У: Йеңи бир коза елип келип, ичигә туз қоюп, маңа бериңлар, деди. Улар уни елип келип униңға бәрди.
Elisha replied, “Bring me a new bowl and put salt in it,” so they brought it to him.
21 У булақниң бешиға берип униңға тузни төкти вә: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән бу суларни сақайттим; әнди улардин қайта өлүм болмайду вә йәрниң туғмаслиғи болмайду» — деди.
Elisha went out to the spring of water and threw salt in it; then he said, “Yahweh says this, 'I have healed these waters. From this time on, there will be no more death or unfruitful land.'”
22 Худди Елишаниң ейтқан бу сөзидәк, у су таки бүгүнгә қәдәр пак болуп кәлди.
So the waters were healed to this day, by the word which Elisha spoke.
23 Елиша Йериходин чиқип Бәйт-Әлгә барди. У йолда кетип барғанда, бәзи балилар шәһәрдин чиқип уни заңлиқ қилип: Чиқип кәт, и тақир баш! Чиқип кәт, и тақир баш! — дәп вақирашти.
Then Elisha went up from there to Bethel. As he was going up the road, young boys came out of the city and mocked him; they said to him, “Go up, you baldhead! Go up, you baldhead!”
24 У бурулуп уларға қарап Пәрвәрдигарниң нами билән уларға ләнәт оқуди; шуниң билән орманлиқтин икки чиши ейиқ чиқип, балилардин қириқ иккини житивәтти.
Elisha looked behind him and saw them; he called on Yahweh to curse them. Then two female bears came out of the woods and injured forty-two of the boys.
25 У у йәрдин кетип, Кармәл теғиға берип, у йәрдин Самарийәгә йенип барди.
Then Elisha went from there to Mount Carmel, and from there he returned to Samaria.