< Падишаһлар 2 19 >

1 Шундақ болдики, Һәзәкия буни аңлиғанда, кийим-кечәклирини житип, өзини бөз билән қаплап Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға кирди.
quae cum audisset rex Ezechias scidit vestimenta sua et opertus est sacco ingressusque est domum Domini
2 У Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә каһинларниң ақсақаллирини бөз қапланған пети Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти.
et misit Eliachim praepositum domus et Sobnam scribam et senes de sacerdotibus opertos saccis ad Esaiam prophetam filium Amos
3 Улар униңға: — Һәзәкия мундақ дәйду: — «Балилар туғулай дәп қалғанда аниниң туққидәк һали қалмиғандәк, мошу күн аваричилик, рәсва қилинидиған, мазақ қилинидиған бир күнидур.
qui dixerunt haec dicit Ezechias dies tribulationis et increpationis et blasphemiae dies iste venerunt filii usque ad partum et vires non habet parturiens
4 Өз ғоҗайини болған Асурийә падишаси тирик Худани мазақ қилишқа әвәткән Раб-Шакәһниң мошу барлиқ гәплирини Пәрвәрдигар Худайиң нәзиригә елип тиңшиса, буларни аңлиған Пәрвәрдигар Худайиң шу гәпләр үчүн униң дәккисини берәрмекин? Шуңа қелип қалған қалдиси үчүн авазиңни көтирип, бир дуайиңни бәрсәң» — деди.
si forte audiat Dominus Deus tuus universa verba Rabsacis quem misit rex Assyriorum dominus suus ut exprobraret Deum viventem et argueret verbis quae audivit Dominus Deus tuus et fac orationem pro reliquiis quae reppertae sunt
5 Шу гәпләр билән Һәзәкияниң хизмәткарлири Йәшаяниң алдиға кәлди.
venerunt ergo servi regis Ezechiae ad Esaiam
6 Йәшая уларға: — «Ғоҗайиниңларға: — Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу Маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма;
dixitque eis Esaias haec dicetis domino vestro haec dicit Dominus noli timere a facie sermonum quos audisti quibus blasphemaverunt pueri regis Assyriorum me
7 Мана, Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у бир иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. Мән уни өз зиминида турғузуп қилич билән өлтүргүзимән» — дәңлар» — деди.
ecce ego inmittam ei spiritum et audiet nuntium et revertetur in terram suam et deiciam eum gladio in terra sua
8 Раб-Шакәһ өзи кәлгән йоли билән қайтип маңғанда, Асурийә падишасиниң Лақиш шәһиридин чекингәнлигини аңлап, Либнаһ шәһиригә қарши җәң қиливатқан падишаниң йениға кәлди.
reversus est igitur Rabsaces et invenit regem Assyriorum expugnantem Lobnam audierat enim quod recessisset de Lachis
9 Чүнки падиша: «Мана, Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» дегән хәвәрни аңлиған еди. Лекин у йәнә Һәзәкияға әлчиләрни мундақ хәт билән әвәтти: —
cumque audisset de Tharaca rege Aethiopiae dicentes ecce egressus est ut pugnet adversum te et iret contra eum misit nuntios ad Ezechiam dicens
10 «Силәр Йәһуда падишаси Һәзәкияға мундақ дәңарисалдилар: — «Сән тайинидиған Худайиңниң саңа: «Йерусалим Асурийә падишасиниң қолиға тапшурулмайду» дегинигә алданма;
haec dicite Ezechiae regi Iudae non te seducat Deus tuus in quo habes fiduciam neque dicas non tradetur Hierusalem in manu regis Assyriorum
11 мана, сән Асурийә падишалириниң һәммә әл-жутларни немә қилғанлирини, уларни өз илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғини аңлиғансән; әнди өзүң қутқузуламсән?
tu enim ipse audisti quae fecerint reges Assyriorum universis terris quomodo vastaverint eas num ergo solus poteris liberari
12 Ата-бовилирим һалак қилған әлләрниң өз илаһ-бутлири уларни қутқузғанму? Гозан, Һаран, Рәзәф шәһиридикиләрничу, Телассарда турған Едәнләрничу?
numquid liberaverunt dii gentium singulos quos vastaverunt patres mei Gozan videlicet et Aran et Reseph et filios Eden qui erant in Thelassar
13 Хамат падишаси, Арпад падишаси, Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ шәһәрлириниң падишалири қени?»».
ubi est rex Emath et rex Arfad et rex civitatis Sepharvaim Ana et Ava
14 Шуниң билән Һәзәкия хәтни әкәлгүчиләрниң қолидин елип оқуп чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, Пәрвәрдигарниң алдиға хәтни йейип қойди.
itaque cum accepisset Ezechias litteras de manu nuntiorum et legisset eas ascendit in domum Domini et expandit eas coram Domino
15 Вә Һәзәкия Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ деди: — «И керублар оттурисида турған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси: — Сән Өзүңдурсән, җаһандики барлиқ әл-жутларниң үстидики Худа пәқәт Өзүңдурсән; асман-зиминни Яратқучисән.
et oravit in conspectu eius dicens Domine Deus Israhel qui sedes super cherubin tu es Deus solus regum omnium terrae tu fecisti caelum et terram
16 И Пәрвәрдигар, қулиқиңни төвән қилип аңлиғайсән; көзүңни ачқайсән, и Пәрвәрдигар, көргәйсән; Сәннахерибниң адәм әвәтип мәңгү һаят Худани һақарәтләп ейтқан гәплирини аңлиғайсән!
inclina aurem tuam et audi aperi Domine oculos tuos et vide et audi omnia verba Sennacherib qui misit ut exprobraret nobis Deum viventem
17 И Пәрвәрдигар, Асурийә падишалири һәқиқәтән һәммә жутларни, шуларға беқинди болған жутларниму харабә қилип,
vere Domine dissipaverunt reges Assyriorum gentes et terras omnium
18 уларниң илаһ-бутлирини отқа ташливәткән; чүнки уларниң илаһлири илаһ әмәс, бәлки инсан қоли билән ясалғанлири, яғач вә таш, халас; шуңа асурийлар уларни һалак қилди.
et miserunt deos eorum in ignem non enim erant dii sed opera manuum hominum e ligno et lapide et perdiderunt eos
19 Әнди, и Пәрвәрдигар Худайимиз, җаһандики барлиқ әл-жутларға Сениң, пәқәт Сениңла Пәрвәрдигар екәнлигиңни билдүрүш үчүн, бизни униң қолидин қутқузғайсән!».
nunc igitur Domine Deus noster salvos nos fac de manu eius ut sciant omnia regna terrae quia tu es Dominus Deus solus
20 Шуниң билән Амозниң оғли Йәшая Һәзәкияға сөз әвәтип мундақ деди: — — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң Маңа Сәннахериб тоғрилиқ қилған дуайиңни аңлидим.
misit autem Esaias filius Amos ad Ezechiam dicens haec dicit Dominus Deus Israhel quae deprecatus es me super Sennacherib rege Assyriorum audivi
21 Пәрвәрдигарниң униңға қарита дегән сөзи шудурки: — «Пак қиз, йәни Зионниң қизи сени кәмситиду, Сени мазақ қилип күлиду; Йерусалимниң қизи кәйниңгә қарап бешини чайқайду;
iste est sermo quem locutus est Dominus de eo sprevit te et subsannavit virgo filia Sion post tergum tuum caput movit filia Hierusalem
22 сән кимни мазақ қилип күпүрлүк қилдиң? Сән кимгә қарши авазиңни көтирип, Нәзириңни үстүн қилдиң? Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши!
cui exprobrasti et quem blasphemasti contra quem exaltasti vocem et elevasti in excelsum oculos tuos contra Sanctum Israhel
23 Әлчилириң арқилиқ сән Рәбни мазақ қилип; — «Мән нурғунлиған җәң һарвулирим билән тағ чоққисиға, Ливан тағ бағрилириға йетип кәлдимки, Униң егиз кедир дәрәқлирини, есил қариғайлирини кесиветимән; Мән униң әң чәт туралғусиға, Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғиға кирип житимән.
per manum servorum tuorum exprobrasti Domino et dixisti in multitudine curruum meorum ascendi excelsa montium in summitate Libani et succidi sublimes cedros eius electas abietes eius et ingressus sum usque ad terminos eius saltum Carmeli eius
24 Өзүм қудуқ колап яқа жутниң сүйини ичтим; Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутивәттим — дедиң.
ego succidi et bibi aquas alienas et siccavi vestigiis pedum meorum omnes aquas clausas
25 — Сән шуни аңлап бақмиғанмидиң? Узундин буян Мән шуни бекиткәнмәнки, Қедимдин тартип шәкилләндүргәнмәнки, Һазир уни әмәлгә ашурдумки, Мана, сән қәлъә-қорғанлиқ шәһәрләрни харабиләргә айландурдуң;
numquid non audisti quid ab initio fecerim ex diebus antiquis plasmavi illud et nunc adduxi eruntque in ruinam collium pugnantium civitates munitae
26 Шуниң билән у йәрдә туруватқанлар күчсизлинип, Йәргә қаритип қоюлди, шәрмәндә қилинди; Улар өсиватқан от-чөптәк, Юмран көк чөпләрдәк, Өгүздики от-чөпләр өсмәй қуруп кәткәндәк болди.
et qui sedent in eis humiles manu contremuerunt et confusi sunt facti sunt quasi faenum agri et virens herba tectorum quae arefacta est antequam veniret ad maturitatem
27 Бирақ сениң олтарғиниңни, орнуңдин турғиниңни, чиқип-киргиниңни вә Маңа қарши ғалҗирлишип кәткиниңни билимән;
habitaculum tuum et egressum tuum et viam tuam ego praescivi et furorem tuum contra me
28 Сениң Маңа қарши ғалҗирлишип кәткәнлигиңниң, һакавурлишип кәткәнлигиңниң қулиқимға йәткәнлиги түпәйлидин, Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, Жүгинимни ағзиңға салимән, Вә өзүң кәлгән йол билән сени қайтуримән.
insanisti in me et superbia tua ascendit in aures meas ponam itaque circulum in naribus tuis et camum in labris tuis et reducam te in viam per quam venisti
29 И [Һәзәкия], шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки, Мошу жили өзлүгидин өскән, Иккинчи жили шулардин чиққанларму силәрниң рисқиңлар болиду; Үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; Улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр.
tibi autem Ezechia hoc erit signum comede hoc anno quod reppereris in secundo autem anno quae sponte nascuntur porro in anno tertio seminate et metite plantate vineas et comedite fructum earum
30 Йәһуда җәмәтиниң қечип қутулған қалдиси болса йәнә төвәнгә қарап йилтиз тартиду, Жуқириға қарап мевә бериду;
et quodcumque reliquum fuerit de domo Iuda mittet radicem deorsum et faciet fructum sursum
31 Чүнки Йерусалимдин бир қалдиси, Зион теғидин қечип қутулғанлар чиқиду; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мошуни ада қилиду.
de Hierusalem quippe egredientur reliquiae et quod salvetur de monte Sion zelus Domini exercituum faciet hoc
32 Шуңа, Пәрвәрдигар Асурийә падишаси тоғрилиқ мундақ дәйду: — У нә мошу шәһәргә йетип кәлмәйду, Нә униңға бир тал оқму атмайду; Нә қалқанни көтирип алдиға кәлмәйду, Нә униңға қарита қашаларниму ясимайду.
quam ob rem haec dicit Dominus de rege Assyriorum non ingredietur urbem hanc nec mittet in eam sagittam nec occupabit eam clypeus nec circumdabit eam munitio
33 У қайси йол билән кәлгән болса, У йол билән қайтиду вә мошу шәһәргә кәлмәйду — дәйду Пәрвәрдигар,
per viam qua venit revertetur et civitatem hanc non ingredietur dicit Dominus
34 — Чүнки Өзүм үчүн вә Мениң қулум Давут үчүн уни әтрапидики сепилдәк қоғдап қутқузимән».
protegamque urbem hanc et salvabo eam propter me et propter David servum meum
35 Шу кечә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси чиқип, Асурийәликләрниң баргаһида бир йүз сәксән бәш миң әскәрни урди; мана, кишиләр әтигәндә орнидин турғанда, уларниң һәммисиниң өлгәнлигини көрди!
factum est igitur in nocte illa venit angelus Domini et percussit castra Assyriorum centum octoginta quinque milia cumque diluculo surrexisset vidit omnia corpora mortuorum et recedens abiit
36 Шуңа Асурийә падишаси Сәннахериб чекинип, йолға чиқип, Нинәвә шәһиригә қайтип турди.
et reversus est Sennacherib rex Assyriorum et mansit in Nineve
37 Вә шундақ болдики, у өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти; андин улар болса Арарат дегән жутқа қечип кәтти. Униң оғли Есарһаддон униң орнида падиша болди.
cumque adoraret in templo Neserach deum suum Adramelech et Sarasar filii eius percusserunt eum gladio fugeruntque in terram Armeniorum et regnavit Eseraddon filius eius pro eo

< Падишаһлар 2 19 >