< Падишаһлар 2 18 >

1 Елаһниң оғли, Исраилниң падишаси Һошияниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида, Йәһуданиң [сабиқ] падишаси Аһазниң оғли Һәзәкия Йәһудаға падиша болди.
以色列王以拉的兒子何細亞第三年,猶大王亞哈斯的兒子希西家登基。
2 У падиша болғанда жигирмә бәш яшта болуп, Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аби еди; у Зәкәрияниң қизи еди.
他登基的時候年二十五歲,在耶路撒冷作王二十九年。他母親名叫亞比,是撒迦利雅的女兒。
3 Һәзәкия болса атиси Давутниң барлиқ қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
希西家行耶和華眼中看為正的事,效法他祖大衛一切所行的。
4 У «жуқури җайлар»ни йоқитип, «бут түврүкләр»ни чеқип «Ашәраһ»ларни кесип ташлап, Муса ясатқан мис иланни чеқип парә-парә қилип (чүнки у чаққичә Исраиллар униңға хушбуй яқатти), униңға «Нәһуштан!» дәп исим қойди.
他廢去邱壇,毀壞柱像,砍下木偶,打碎摩西所造的銅蛇,因為到那時以色列人仍向銅蛇燒香。希西家叫銅蛇為銅塊。
5 Һәзәкия Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға таянди. Бу җәһәттә нә униңдин кейин кәлгән нә униңдин илгири өткән Йәһуда падишалириниң арисидики һеч бири униңға йәтмәйтти.
希西家倚靠耶和華-以色列的上帝,在他前後的猶大列王中沒有一個及他的。
6 У Пәрвәрдигарға чиң бағлинип униңға әгишиштин чиқмай, бәлки Пәрвәрдигар Мусаға буйруған әмирләрни тутатти.
因為他專靠耶和華,總不離開,謹守耶和華所吩咐摩西的誡命。
7 Пәрвәрдигар униң билән биллә еди; у қайсила ишқа чиқса шуниңда раваҗлиқ болатти. У Асурийә падишасиниң һакимийитигә қарши чиқип униңға беқинди болуштин янди.
耶和華與他同在,他無論往何處去盡都亨通。他背叛、不肯事奉亞述王。
8 У Филистийләргә һуҗум қилип уларни Газа шәһири вә униң әтрапидики зиминлириғичә, күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә бесип мәғлуп қилди.
希西家攻擊非利士人,直到迦薩,並迦薩的四境,從瞭望樓到堅固城。
9 Вә шундақ болдики, Һәзәкия падишаниң сәлтәнитиниң төртинчи жилида, йәни Исраилниң [сабиқ] падишаси Елаһниң оғли Һошияниң сәлтәнитиниң йәттинчи жилида, Асурийәниң падишаси Шалманәзәр Самарийәгә һуҗум қилип уни қамал қилди.
希西家王第四年,就是以色列王以拉的兒子何細亞第七年,亞述王撒縵以色上來圍困撒馬利亞;
10 Үч жилдин кейин улар шәһәрни алди; Һәзәкияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, йәни Исраил падишаси Һошияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жилида, Самарийә ишғал қилинди.
過了三年就攻取了城。希西家第六年,以色列王何細亞第九年,撒馬利亞被攻取了。
11 Андин Асурийәниң падишаси Исраилларни Асурийәгә елип кетип, уларни Халаһда, Гозандики Хабор дәриясиниң бойлирида вә Медиаларниң шәһәрлиридә маканлаштурди.
亞述王將以色列人擄到亞述,把他們安置在哈臘與歌散的哈博河邊,並米底亞人的城邑;
12 Чүнки улар өз Худаси Пәрвәрдигарниң авазиға итаәт қилмиди, бәлки Униң әһдисигә, йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса буйруғанниң һәммисигә хилаплиқ қилди; улар яки қулақ салмиди, яки әмәл қилмиди.
都因他們不聽從耶和華-他們上帝的話,違背他的約,就是耶和華僕人摩西吩咐他們所當守的。
13 Һәзәкия падишаниң сәлтәнитиниң он төртинчи жили, Асурийәниң падишаси Сәннахериб Йәһуданиң барлиқ қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип чиқип, уларни ишғал қилди.
希西家王十四年,亞述王西拿基立上來攻擊猶大的一切堅固城,將城攻取。
14 У вақитта Йәһуданиң падишаси Һәзәкия Лақишқа адәм әвәтип, Асурийәниң падишасиға: Мән гунакар! Мәндин чекингәйла, үстүмгә һәр немә чүшүрсилә шуни [төләймән], — деди. Асурийәниң падишаси Һәзәкияға үч йүз талант күмүч билән оттуз талант алтун тохтитип қойди.
猶大王希西家差人往拉吉去見亞述王,說:「我有罪了,求你離開我;凡你罰我的,我必承當。」於是亞述王罰猶大王希西家銀子三百他連得,金子三十他連得。
15 Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйидики вә падишаниң ордисиниң ғәзнисидики барлиқ күмүчни елип бәрди.
希西家就把耶和華殿裏和王宮府庫裏所有的銀子都給了他。
16 Шуниң билән бир вақитта Йәһуданиң падишаси Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйиниң ишиклиридин вә өзи әслидә қаплатқан ишик кешәклиридин алтунни аҗритип елип, Асурийәниң падишасиға бәрди.
那時,猶大王希西家將耶和華殿門上的金子和他自己包在柱上的金子都刮下來,給了亞述王。
17 Шу чағда Асурийә падишаси Сәннахериб Тартан, Раб-Сарис вә Раб-Шакәһлирини чоң қошун билән Лақиш шәһиридин Йерусалимға, Һәзәкияниң йениға әвәтти. Улар Йерусалимға чиқип кәлди. Чиққанда, улар кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң бешиға келип турди.
亞述王從拉吉差遣他珥探、拉伯撒利,和拉伯沙基率領大軍往耶路撒冷,到希西家王那裏去。他們上到耶路撒冷,就站在上池的水溝旁,在漂布地的大路上。
18 Улар падишани чақирғанда, Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, ординиң диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар уларниң йениға кәлди.
他們呼叫王的時候,就有希勒家的兒子家宰以利亞敬,並書記舍伯那和亞薩的兒子史官約亞,出來見他們。
19 Вә Раб-Шакәһ уларға мундақ деди: — «Силәр Һәзәкияға: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишаси саңа мундақ деди, дәңлар: — Сениң мошу ишәнгән таянчиң зади немиди?
拉伯沙基說:「你們去告訴希西家說,亞述大王如此說:『你所倚靠的有甚麼可仗賴的呢?
20 Сән: «Уруш қилишқа тәдбир-мәслиһәтимиз һәм күчимиз бар, дәйсән — бу пәқәт бир қуруқ гәп, халас! — Сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?
你說有打仗的計謀和能力,我看不過是虛話。你到底倚靠誰才背叛我呢?
21 Мана әнди сән йериқи бар әшу қомуш һаса, йәни Мисирға тайинисән. Бириси униңға йөләнсә, униң қолиға санҗип кириду; Мисир падишаси Пирәвнгә таянғанларниң һәммиси шундақ болиду!
看哪,你所倚靠的埃及是那壓傷的葦杖;人若靠這杖,就必刺透他的手。埃及王法老向一切倚靠他的人也是這樣。
22 Әгәр силәр маңа: «Биз Худайимиз болған Пәрвәрдигарға тайинимиз» — десәңлар, Һәзәкия өзи Йәһудадикиләргә вә Йерусалимдикиләргә: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, униңға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?
你們若對我說:我們倚靠耶和華-我們的上帝,希西家豈不是將上帝的邱壇和祭壇廢去,且對猶大和耶路撒冷的人說:你們當在耶路撒冷這壇前敬拜嗎?
23 Әнди һазир ғоҗайиним Асурийә падишаси билән бир тохтамға келиңлар: — «Әгәр силәрдә уларға минәлигидәк әскәрлириңлар болса, мән силәргә икки миң атни бекарға берәй!»
現在你把當頭給我主亞述王,我給你二千匹馬,看你這一面騎馬的人夠不夠。
24 Силәрдә ундақлар болмиса, ғоҗайинимниң әмәлдарлириниң әң кичиги болған бир ләшкәр бешини қандақму чекиндүрәләйсиләр?! Гәрчә силәр җәң һарвулири вә атларни елиш үчүн Мисирға тайинисиләр!
若不然,怎能打敗我主臣僕中最小的軍長呢?你竟倚靠埃及的戰車馬兵嗎?
25 Мән мошу йәрни һалак қилиш үчүн Пәрвәрдигарсиз кәлдимму? Чүнки Пәрвәрдигар маңа: «Мошу зиминни һалак қилишқа чиққин» — деди!».
現在我上來攻擊毀滅這地,豈沒有耶和華的意思嗎?耶和華吩咐我說:你上去攻擊毀滅這地吧!』」
26 Елиаким, Шәбна вә Йоаһ Раб-Шакәһгә: — Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә; биз буни чүшинимиз. Бизгә ибраний тилида сөзлимисилә, гәплири сепилда турғанларниң қулиқиға кирмисун! — деди.
希勒家的兒子以利亞敬和舍伯那,並約亞,對拉伯沙基說:「求你用亞蘭言語和僕人說話,因為我們懂得;不要用猶大言語和我們說話,達到城上百姓的耳中。」
27 Бирақ Раб-Шакәһ: — Ғоҗайиним мени мошу гәпни ғоҗайиниңларға вә силәргила ейтишқа әвәткәнму? Мошу гәпни силәр билән бирликтә сепилда олтарғанларға дейишкә әвәткән әмәсму? Чүнки улар өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — деди.
拉伯沙基說:「我主差遣我來,豈是單對你和你的主說這些話嗎?不也是對這些坐在城上、要與你們一同吃自己糞、喝自己尿的人說嗎?」
28 Андин Раб-Шакәһ ибраний тилида жуқури аваз билән: «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишасиниң сөзлирини аңлап қоюңлар!» — дәп вақириди.
於是拉伯沙基站着,用猶大言語大聲喊着說:「你們當聽亞述大王的話!
29 — «Падиша мундақ дәйду: — Һәзәкия силәрни алдап қоймисун! Чүнки у силәрни [падишаниң] қолидин қутқузалмайду.
王如此說:『你們不要被希西家欺哄了;因他不能救你們脫離我的手。
30 Униң силәрни: — «Пәрвәрдигар бизни җәзмән қутқузиду; мошу шәһәр Асурийә падишасиниң қолиға чүшүп кәтмәйду» дәп Пәрвәрдигарға таяндурушиға йол қоймаңлар!
也不要聽希西家使你們倚靠耶和華,說耶和華必要拯救我們,這城必不交在亞述王的手中。』
31 Һәзәкияға қулақ салмаңлар; чүнки Асурийә падишаси мундақ дәйду: — Мән билән сүлһилишип, мән тәрәпкә өтүңлар; шундақ қилсаңлар һәр бириңлар өзүңларниң үзүм бариңидин һәм өзүңларниң әнҗир дәриғидин мевә йәйсиләр, һәр бириңлар өз су көлчигиңлардин су ичисиләр;
不要聽希西家的話!因亞述王如此說:『你們要與我和好,出來投降我,各人就可以吃自己葡萄樹和無花果樹的果子,喝自己井裏的水。
32 та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени, үзүмзарлири вә зәйтун дәрәқлири бар, һәсәл чиқиридиған бир зиминға, йәни зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар! Шуниң билән силәр тирик қелип, өлмәйсиләр! Һәзәкия силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» десә униңға қулақ салмаңлар!
等我來領你們到一個地方與你們本地一樣,就是有五穀和新酒之地,有糧食和葡萄園之地,有橄欖樹和蜂蜜之地,好使你們存活,不至於死。希西家勸導你們,說耶和華必拯救我們;你們不要聽他的話。
33 Әл-жутларниң илаһ-бутлириниң бири өз зиминини Асурийә падишасиниң қолидин қутқузғанму?
列國的神有哪一個救他本國脫離亞述王的手呢?
34 Хамат вә Арпад дегән жутларниң илаһ-бутлири қени? Сәфарваим, Хена вә Ивваһ шәһәрлириниң илаһ-бутлири қени? Улар Самарийәни мениң қолумдин қутқузғанму?!
哈馬、亞珥拔的神在哪裏呢?西法瓦音、希拿、以瓦的神在哪裏呢?他們曾救撒馬利亞脫離我的手嗎?
35 Мошу әл-жутларниң илаһ-бутлиридин өз зиминини қутқузған зади ким бар? Шундақ екән, Пәрвәрдигар Йерусалимни мениң қолумдин қутқузаламду?» — деди.
這些國的神有誰曾救自己的國脫離我的手呢?難道耶和華能救耶路撒冷脫離我的手嗎?』」
36 Амма хәлиқ сүкүт қилип униңға җававән һеч қандақ бир сөз қилмиди; чүнки падишаниң буйруғи шуки: — «Униңға җавап бәрмәңлар».
百姓靜默不言,並不回答一句,因為王曾吩咐說:「不要回答他。」
37 Андин Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар кийим-кечәклирини житишип, Һәзәкияниң йениға келип, Раб-Шакәһниң гәплирини униңға уқтурди.
當下,希勒家的兒子家宰以利亞敬和書記舍伯那,並亞薩的兒子史官約亞,都撕裂衣服,來到希西家那裏,將拉伯沙基的話告訴了他。

< Падишаһлар 2 18 >