< Падишаһлар 2 17 >
1 Йәһуданиң падишаси Аһазниң сәлтәнитиниң он иккинчи жилида, Елаһниң оғли Һошия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, тоққуз жил сәлтәнәт қилди.
Yehudaning padishahi Ahazning seltenitining on ikkinchi yilida, Élahning oghli Hoshiya Samariyede Israilgha padishah bolup, toqquz yil seltenet qildi.
2 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; лекин униңдин илгири өткән Исраилниң падишалиридәк ундақ рәзиллик қилмайтти.
U Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilatti; lékin uningdin ilgiri ötken Israilning padishahliridek undaq rezillik qilmaytti.
3 Асурийәниң падишаси Шалманәзәр униңға һуҗум қилғили чиққанда, Һошия униңға беқинип соға-салам бәрди.
Asuriyening padishahi Shalmanezer uninggha hujum qilghili chiqqanda, Hoshiya uninggha béqinip sowgha-salam berdi.
4 Амма Асурийәниң падишаси Һошияниң асийлиқ қилмақчи болғинини байқиди; чүнки Һошия бурунқидәк Асурийәниң падишасиға жиллиқ соға-салам йоллимай, бәлки Мисирниң падишаси соға әлчиләрни маңдурған еди. Униң үчүн Асурийәниң падишаси уни тутуп, бағлап зинданға соливәтти.
Emma Asuriyening padishahi Hoshiyaning asiyliq qilmaqchi bolghinini bayqidi; chünki Hoshiya burunqidek Asuriyening padishahigha yilliq sowgha-salam yollimay, belki Misirning padishahi sogha elchilerni mangdurghanidi. Uning üchün Asuriyening padishahi uni tutup, baghlap zindan’gha soliwetti.
5 Андин Асурийәниң падишаси чиқип пүткүл [Исраил] зиминини талан-тараҗ қилип, Самарийәни үч жилғичә қамал қилди.
Andin Asuriyening padishahi chiqip pütkül [Israil] zéminini talan-taraj qilip, Samariyeni üch yilghiche qamal qildi.
6 Һошияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жилида, Асурийәниң падишаси Самарийәни ишғал қилип, Исраилларни Асурийәгә сүргүн қилип, уларни Халаһ шәһири, Гозандики Хабор дәриясиниң бойлири вә Медиаларниң шәһәрлиригә орунлаштурди.
Hoshiyaning seltenitining toqquzinchi yilida, Asuriyening padishahi Samariyeni ishghal qilip, Israillarni Asuriyege sürgün qilip, ularni Xalah shehiri, Gozandiki Xabor deryasining boyliri we Médialarning sheherlirige orunlashturdi.
7 Мана, шундақ ишлар болди; чүнки Исраиллар өзлирини Мисирниң падишаси Пирәвнниң қолидин қутқузуп, Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасиға гуна қилип башқа илаһлардин қорқуп
Mana, shundaq ishlar boldi; chünki Israillar özlirini Misirning padishahi Pirewnning qolidin qutquzup, Misir zéminidin chiqarghan Perwerdigar Xudasigha gunah qilip bashqa ilahlardin qorqup
8 Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдивәткән ят әлликләрниң қаидә-бәлгүлимилиридә, шундақла Исраилниң падишалири өзлири чиқарған қаидә-бәлгүлимилиридә маңған еди.
Perwerdigar Israillarning aldidin heydiwetken yat elliklerning qaide-belgilimiliride, shundaqla Israilning padishahliri özliri chiqarghan qaide-belgilimiliride mangghanidi.
9 Вә Исраиллар өз Пәрвәрдигар Худасиға қарши чиқип, йошурунларчә тоғра болмиған ишларни қилди; улар барлиқ шәһәрлиридә күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә «жуқури җайлар»ни ясиди.
We Israillar öz Perwerdigar Xudasigha qarshi chiqip, yoshurunlarche toghra bolmighan ishlarni qildi; ular barliq sheherliride közet munaridin mustehkem qorghan’ghiche «yuqiri jaylar»ni yasidi.
10 Улар һәммә егиз дөңләрдә вә һәммә көк дәрәқләрниң астида «бут түврүк» вә «Ашәраһ» бути турғузди.
Ular hemme égiz dönglerde we hemme kök derexlerning astida «but tüwrük» we «Asherah» buti turghuzdi.
11 Пәрвәрдигар уларниң алдидин һайдап чиқарған [ят] әлликләр қилғандәк, улар һәммә «жуқури җайлар»да хушбуй яқатти вә Пәрвәрдигарниң ғәзивини кәлтүридиған һәр хил рәзил ишларни қилатти.
Perwerdigar ularning aldidin heydep chiqarghan [yat] ellikler qilghandek, ular hemme «yuqiri jaylar»da xushbuy yaqatti we Perwerdigarning ghezipini keltüridighan herxil rezil ishlarni qilatti.
12 Гәрчә Пәрвәрдигар уларға: — «Бу ишни қилмаңлар!» дегән болсиму, улар бутларниң қуллуғиға берилип кәткән еди.
Gerche Perwerdigar ulargha: — «Bu ishni qilmanglar!» dégen bolsimu, ular butlarning qulluqigha bérilip ketkenidi.
13 Пәрвәрдигар һәммә пәйғәмбәрләр билән һәммә алдин көргүчиләрниң вастиси билән һәм Исраилни һәм Йәһудани агаһландуруп: Рәзил йоллириңлардин йенип, ата-бовилириңларға тапиланған вә қуллирим болған пәйғәмбәрләр арқилиқ силәргә тәстиқлиған пүтүн қанунға бойсунуп, Мениң әмирлирим вә Мениң бәлгүлимилиримни тутуңлар, дегән еди.
Perwerdigar hemme peyghemberler bilen hemme aldin körgüchilerning wasitisi bilen hem Israilni hem Yehudani agahlandurup: Rezil yolliringlardin yénip, ata-bowiliringlargha tapilan’ghan we qullirim bolghan peyghemberler arqiliq silerge testiqlighan pütün qanun’gha boysunup, Méning emrlirim we Méning belgilimilirimni tutunglar, dégenidi.
14 Лекин улар қулақ салмай, Пәрвәрдигар Худасиға ишәнмигән ата-бовилири қилғандәк, боюнлирини қаттиқ қилди.
Lékin ular qulaq salmay, Perwerdigar Xudasigha ishenmigen ata-bowiliri qilghandek, boyunlirini qattiq qildi.
15 Улар Униң бәлгүлимилирини, шундақла У уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдини вә уларға тапшурған агаһ-гуваларни чәткә қаққан; улар әрзимәс нәрсиләргә әгишип, өзлири әрзимәс болуп чиқти; Пәрвәрдигар уларға: — Әтрапиңлардики әлликләрниң қилғинидәк қилмаңлар, дегән дәл шу әлләргә әгишип, рәзиллик қилатти.
Ular Uning belgilimilirini, shundaqla U ularning ata-bowiliri bilen tüzgen ehdini we ulargha tapshurghan agah-guwahlarni chetke qaqqan; ular erzimes nersilerge egiship, özliri erzimes bolup chiqti; Perwerdigar ulargha: — Etrapinglardiki elliklerning qilghinidek qilmanglar, dégen del shu ellerge egiship, rezillik qilatti.
16 Улар Худаси болған Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини ташлап, өзлири үчүн қуйма мәбудларни, йәни икки мозайни қуйдурди, бир «Ашәраһ бут» қилдурди, асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә Баалниң қуллуғиға кирди.
Ular Xudasi bolghan Perwerdigarning barliq emrlirini tashlap, özliri üchün quyma mebudlarni, yeni ikki mozayni quydurdi, bir «Asherah but» qildurdi, asmandiki nurghunlighan ay-yultuzlargha bash urdi we Baalning qulluqigha kirdi.
17 Улар өз оғуллири билән қизлирини оттин өткүзди, палчилиқ вә җадугәрлик ишләтти, шундақла Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилиш үчүн, өзлирини сетип Униң ғәзивини қозғиди.
Ular öz oghulliri bilen qizlirini ottin ötküzdi, palchiliq we jadugerlik ishletti, shundaqla Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilish üchün, özlirini sétip Uning ghezipini qozghidi.
18 Шуниң үчүн Пәрвәрдигар Исраилға интайин аччиқлинип, уларни Өз нәзиридин нери қилди; Йәһуданиң қәбилисидин башқа һеч қайсиси өз [зиминида] қалдурулмиди.
Shuning üchün Perwerdigar Israilgha intayin achchiqlinip, ularni Öz neziridin néri qildi; Yehudaning qebilisidin bashqa héchqaysisi öz [zéminida] qaldurulmidi.
19 Лекин Йәһудаму өз Худаси Пәрвәрдигарниң әмирлирини тутмиди, бәлки Исраил чиқарған қаидә-бәлгүлимиләр ичидә маңди.
Lékin Yehudamu öz Xudasi Perwerdigarning emrlirini tutmidi, belki Israil chiqarghan qaide-belgilimiler ichide mangdi.
20 Униң үчүн Пәрвәрдигар Исраилниң барлиқ нәслини чәткә қақти; уларни Өз нәзиридин ташлиған күнигичә [зиминида] харлиққа қалдуруп, булаңчиларниң қолиға тапшуруп бәрди.
Uning üchün Perwerdigar Israilning barliq neslini chetke qaqti; ularni Öz neziridin tashlighan künigiche [zéminida] xarliqqa qaldurup, bulangchilarning qoligha tapshurup berdi.
21 У Исраилни Давутниң җәмәтидин тартивалған еди. Улар Нибатниң оғли Йәробоамни падиша қилди вә Йәробоам болса Исраилни Пәрвәрдигарниң йолидин яндуруп, уларни еғир бир гунаға патқузуп аздурди.
U Israilni Dawutning jemetidin tartiwalghanidi. Ular Nibatning oghli Yeroboamni padishah qildi we Yeroboam bolsa Israilni Perwerdigarning yolidin yandurup, ularni éghir bir gunahqa patquzup azdurdi.
22 Исраиллар Йәробоамниң қилған һәммә гуналирида жүрүп, улардин чиқмиди.
Israillar Yeroboamning qilghan hemme gunahlirida yürüp, ulardin chiqmidi.
23 Ахир берип Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләрниң вастиси билән ейтқандәк, Исраилни Өз нәзиридин нери қилди; Исраиллар өз жутидин Асурийәгә елип кетилип, у йәрдә бүгүнгә қәдәр туруп кәлди.
Axir bérip Perwerdigar Öz qulliri bolghan peyghemberlerning wasitisi bilen éytqandek, Israilni Öz neziridin néri qildi; Israillar öz yurtidin Asuriyege élip kétilip, u yerde bügün’ge qeder turup keldi.
24 Амма Асурийәниң падишаси Бабил, Куттаһ, Авва, Хамат вә Сәфарваимдин хәлиқни йөткәп Исраилниң орниға Самарийәниң шәһәрлиригә маканлаштурди. Улар шуниң билән Самарийәгә егидарчилиқ қилип шәһәрләрдә олтарди.
Emma Asuriyening padishahi Babil, Kuttah, Awwa, Xamat we Sefarwaimdin xelqni yötkep Israilning ornigha Samariyening sheherlirige makanlashturdi. Ular shuning bilen Samariyege igidarchiliq qilip sheherlerde olturdi.
25 Вә шундақ болдики, улар у йәрдә дәсләптә олтарғинида Пәрвәрдигардин қорқмиған еди; Пәрвәрдигар уларни қийма-җийма қилидиған бир нәччә ширларни уларниң арисиға әвәтти.
We shundaq boldiki, ular u yerde deslepte olturghinida Perwerdigardin qorqmighanidi; Perwerdigar ularni qiyma-jiyma qilidighan birnechche shirlarni ularning arisigha ewetti.
26 Шуниң билән Асурийәниң падишасиға хәвәр йәткүзүлүп: — Сили йөткәп Самарийәниң шәһәрлиридә маканлаштурған хәлиқләр шу жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини билмәйду; шуңа У уларниң арисиға ширларни әвәтти; мана булар уларни өлтүрмәктә, чүнки хәлиқ жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини билмәйду, дейилди.
Shuning bilen Asuriyening padishahigha xewer yetküzülüp: — Sili yötkep Samariyening sheherliride makanlashturghan xelqler shu yurtning ilahining qaide-yosunlirini bilmeydu; shunga U ularning arisigha shirlarni ewetti; mana bular ularni öltürmekte, chünki xelq yurtning ilahining qaide-yosunlirini bilmeydu, déyildi.
27 Шуниң билән Асурийәниң падишаси әмир қилип: — Силәр у йәрдин елип кәлгән каһинларниң бирини йәнә у йәргә апириңлар; у у йәрдә туруп, уларға у жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини үгәтсун, — деди.
Shuning bilen Asuriyening padishahi emr qilip: — Siler u yerdin élip kelgen kahinlarning birini yene u yerge apiringlar; u u yerde turup, ulargha u yurtning ilahining qaide-yosunlirini ögetsun, — dédi.
28 Униң буйруғи билән улар Самарийәдин йөткигән каһинларниң бири келип, Бәйт-Әлдә туруп Пәрвәрдигарниң қорқунучини уларға үгәтти.
Uning buyruqi bilen ular Samariyedin yötkigen kahinlarning biri kélip, Beyt-Elde turup Perwerdigarning qorqunchini ulargha ögetti.
29 Лекин шу хәлиқләрниң һәр бири өз илаһлириниң бутлирини ясап, Самарийәликләр салған «жуқури җайлар»дики ибадәтгаһлар ичигә турғузди; һәр бир хәлиқ өзи турған шәһәрдә шундақ қилди.
Lékin shu xelqlerning herbiri öz ilahlirining butlirini yasap, Samariyelikler salghan «yuqiri jaylar»diki ibadetgahlar ichige turghuzdi; herbir xelq özi turghan sheherde shundaq qildi.
30 Бабилдин кәлгәнләр Суккот-Бинот дегән мәбудни ясиди, Куттин кәлгәнләр Нәргал бутни, Хаматтин кәлгәнләр Ашима бутни,
Babildin kelgenler Sukkot-Binot dégen mebudni yasidi, Kuttin kelgenler Nergal butni, Xamattin kelgenler Ashima butni,
31 Аввийлар Нибһаз билән Тартак бутларни ясиди; Сәфарвийлар Сәфарваимдики бутлири болған Адраммәләк билән Анаммәләккә өз балилирини атап отта көйдүрди.
Awwiylar Nibhaz bilen Tartak butlarni yasidi; Sefarwiylar Sefarwaimdiki butliri bolghan Adrammelek bilen Anammelekke öz balilirini atap otta köydürdi.
32 Улар әнди мошундақ һаләттә Пәрвәрдигардин қорқуп, өз арисидики һәр түрлүк адәмләрни өзлири үчүн «жуқури җайлар»дики бутханиларда қурбанлиқларни сунидиған каһин қилип бекиткән.
Ular emdi mushundaq halette Perwerdigardin qorqup, öz arisidiki her türlük ademlerni özliri üchün «yuqiri jaylar»diki butxanilarda qurbanliqlarni sunidighan kahin qilip békitken.
33 Улар Пәрвәрдигардин қорқатти вә шуниң билән тәң қайси әлдин кәлгән болса, шу әлниң қаидә-йосунлирида өз илаһлириниң қуллуғидиму болатти.
Ular Perwerdigardin qorqatti we shuning bilen teng qaysi eldin kelgen bolsa, shu elning qaide-yosunlirida öz ilahlirining qulluqidimu bolatti.
34 Бүгүнгә қәдәр улар илгәрки адәтләр бойичә меңип кәлмәктә; улар Пәрвәрдигардин қорқмай, Пәрвәрдигар Исраил дәп атиған Яқупниң әвлатлириға тапилиған бәлгүлимиләр вә һөкүмләр, қанун вә әмирләргә мувапиқ иш көрмәйду.
Bügün’ge qeder ular ilgiriki adetler boyiche méngip kelmekte; ular Perwerdigardin qorqmay, Perwerdigar Israil dep atighan Yaqupning ewladlirigha tapilighan belgilimiler we hökümler, qanun we emrlerge muwapiq ish körmeydu.
35 Пәрвәрдигар улар билән бир әһдә қилишип уларға буйруп: — «Башқа илаһлардин қорқмай, уларға сәҗдә қилмай яки уларға баш урмай вә уларға қурбанлиқ қилмаңлар —
Perwerdigar ular bilen bir ehde qiliship ulargha buyrup: — «Bashqa ilahlardin qorqmay, ulargha sejde qilmay yaki ulargha bash urmay we ulargha qurbanliq qilmanglar —
36 пәқәт зор қудрәт вә узатқан билиги билән силәрни Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигардинла қорқуңлар, униңға сәҗдә қилиңлар вә униңға қурбанлиқ сунуңлар.
peqet zor qudret we uzatqan biliki bilen silerni Misir zéminidin chiqarghan Perwerdigardinla qorqunglar, uninggha sejde qilinglar we uninggha qurbanliq sununglar.
37 У силәр үчүн пүткүзгән бәлгүлимиләр, һөкүмләр, қанун вә әмирни болса, уларни әбәткичә көңүл бөлүп тутуңлар; башқа илаһлардин қорқмаңлар.
U siler üchün pütküzgen belgilimiler, hökümler, qanun we emrni bolsa, ularni ebedgiche köngül bölüp tutunglar; bashqa ilahlardin qorqmanglar.
38 Мән силәр билән қилған әһдини унтумаңлар я башқа илаһлардин қорқмаңлар,
Men siler bilen qilghan ehdini untumanglar ya bashqa ilahlardin qorqmanglar,
39 бәлки Худайиңлар Пәрвәрдигардин қорқуңлар; вә У силәрни һәммә дүшмәнлириңларниң қолидин қутқузиду» — дегән еди.
belki Xudayinglar Perwerdigardin qorqunglar; we U silerni hemme düshmenliringlarning qolidin qutquzidu» — dégenidi.
40 Лекин улар қулақ салмай, илгәрки қаидә-йосунларни жүргүзәтти.
Lékin ular qulaq salmay, ilgiriki qaide-yosunlarni yürgüzetti.
41 Мошу әлләр шу тәриқидә Пәрвәрдигардин қорқатти һәм ойма мәбудларниң қуллуғида болатти; уларниң балилири билән балилириниң балилириму шундақ қилатти; өз ата-бовилири қандақ қилған болса, уларму бүгүнки күнгичә шундақ қилип кәлди.
Mushu eller shu teriqide Perwerdigardin qorqatti hem oyma mebudlarning qulluqida bolatti; ularning baliliri bilen balilirining balilirimu shundaq qilatti; öz ata-bowiliri qandaq qilghan bolsa, ularmu bügünki kün’giche shundaq qilip keldi.