< Падишаһлар 2 16 >
1 Рәмалияниң оғли Пикаһниң он йәттинчи жилида, Йотамниң оғли Аһаз Йәһудаға падиша болди.
2 Аһаз падиша болғанда жигирмә яшқа киргән болуп, Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилған еди. У атиси Давут қилғандәк әмәс, әксичә Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилмиди.
3 У Исраилниң падишалириниң йолида маңатти, һәтта Пәрвәрдигар Исраилниң алдидин һайдап чиқарған әлләрниң жиркиничлик гуналириға әгишип, өз оғлини оттин өткүзүп көйдүрди.
4 У «жуқури җайлар»да, дөңләрдә вә һәр бир көк дәрәқләрниң астида қурбанлиқ қилип, күҗә көйдүрәтти.
5 Шу вақитта Сурийәниң падишаси Рәзин билән Исраилниң падишаси, Рәмалияниң оғли Пикаһ Йерусалимға һуҗум қилип, [падиша] Аһазни муһасиригә елип қоршивалғини билән, лекин уни мәғлуп қилалмиди.
6 Әшу вақитта Сурийәниң падишаси Рәзин Елат шәһирини Сурийәгә қайтурувалди вә шу йәрдә туруватқан Йәһудаларни һайдивәтти. Андин Сурийләр келип у йәрдә олтирақлашти; улар бүгүнгичә шу йәрдә турмақта.
7 Аһаз Асурийәниң падишаси Тиглат-Пиләсәргә әлчиләрни әвәтип: Мән силиниң қуллири, силиниң оғуллири болимән; маңа һуҗум қиливатқан Сурийәниң падишасиниң қолидин вә Исраилниң падишасиниң қолидин қутқузушқа чиққайла, деди.
8 Шуни ейтип Аһаз Пәрвәрдигарниң өйи вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдики күмүч билән алтунни соға қилип, Асурийәниң падишасиға әвәтти.
9 Асурийәниң падишаси униң тәливигә қошулди; шуниң билән Асурийәниң падишаси Дәмәшққә һуҗум қилип уни ишғал қилди; униңдики аһалини тутқун қилип Кир шәһиригә елип барди вә Рәзинни өлтүрди.
10 Аһаз падиша әнди Асурийәниң падишаси Тиглат-Пиләсәр билән көрүшкили Дәмәшққә барди вә шундақла Дәмәшқтики қурбангаһни көрди. Андин Аһаз падиша шу қурбангаһниң рәсимини, униң барлиқ ясилиш тәпсилатлириниң лайиһисини сизип, уни Урия каһинға йәткүзди.
11 Шуниң билән Урия каһин Аһаз падиша Дәмәшқтин әвәткән барлиқ тәпсилатлар бойичә бир қурбангаһ ясиди. Аһаз падиша Дәмәшқтин йенип кәлмәстә, Урия каһин уни шундақ тәйяр қилған еди.
12 Падиша Дәмәшқтин йенип келип, қурбангаһни көрүп, қурбангаһқа берип, униң үстигә қурбанлиқ сунди;
13 у қурбангаһниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқ вә ашлиқ һәдийәсини көйдүрүп, «шарап һәдийә»сини төкүп, «енақлиқ қурбанлиғи»ниң қенини чачти.
14 Шундақ қилип у Пәрвәрдигарниң һозуриниң алдидики мис қурбангаһни елип уни Пәрвәрдигарниң өйи билән өзиниң қурбангаһиниң оттурисидин өткүзүп, өз қурбангаһиниң шимал тәрипигә қойдурди.
15 Аһаз падиша Урия каһинға буйруқ қилип: Мошу чоң қурбангаһ үстигә әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ билән кәчлик ашлиқ һәдийәсини, падишаниң көйдүрмә қурбанлиғи билән ашлиқ һәдийәсини, һәммә жутниң пүтүн хәлқиниң көйдүрмә қурбанлиғи, ашлиқ һәдийә вә шарап һәдийәлирини көйдүрүп сунисән. Көйдүрмә қурбанлиқларниң барлиқ қанлири вә башқа қурбанлиқларниң барлиқ қанлирини ушбу қурбанлиқниң үстигә төкисән. Мис қурбангаһ болса мениң йол соришим үчүн болсун, деди.
16 Шуниң билән Урия каһин Аһаз падиша буйруғанниң һәммисини ада қилди.
17 Аһаз падиша дас тәгликлиригә бекитилгән тахтайларни кесип аҗритип, дасларни тәгликлиридин еливәтти; у мис «деңиз»ни тегидики мис уйларниң үстидин көтирип елип, уни таш тахтайлиқ бир мәйданға қойдурди.
18 У Асурийә падишасини рази қилиш үчүн Пәрвәрдигарниң өйигә тутишидиған «Шабат күнидики айванлиқ йол» билән падиша ташқиридин киридиған йолни етивәтти.
19 Аһазниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
20 Аһаз өз ата-бовилири арисида ухлиди; у ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди; оғли Һәзәкия орнида падиша болди.