< Падишаһлар 2 15 >
1 Исраилниң падишаси Йәробоамниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Амазияниң оғли Азария Йәһуданиң падишаси болди.
2 Он алтә яшқа киргәндә падиша болуп Йерусалимда әллик икки жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәколия болуп, у Йерусалимлиқ еди.
3 У атиси Амазияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
4 Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
5 Амма Пәрвәрдигар падишани уруп, униң өлүмигичә уни мохо кесилигә муптила қилғач, у айрим өйдә туратти вә падишаниң оғли Йотам ордини башқуруп жутниң хәлқиниң үстигә һөкүм сүрәтти.
6 Азарияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
7 Азария ата-бовилириниң арисида ухлиди; кишиләр уни «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң арисида дәпнә қилди. Оғли Йотам униң орнида падиша болди.
8 Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида, Йәробоамниң оғли Зәкәрия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, алтә ай сәлтәнәт қилди.
9 У ата-бовилири қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
10 Ябәшниң оғли Шаллум униңға қәст қилип, уни хәлиқниң алдида уруп өлтүрди вә униң орнида падиша болди.
11 Зәкәрияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
12 [Униң өлтүрүлүши] Пәрвәрдигарниң Йәһуға: — Сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, дегән сөзини әмәлгә ашурди. Дәрвәқә шундақ болди.
13 Ябәшниң оғли Шаллум Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида падиша болуп, Самарийәдә толуқ бир ай сәлтәнәт қилди.
14 Гадиниң оғли Мәнаһәм Тирзаһдин чиқип, Самарийәгә келип, Ябәшниң оғли Шаллумни шу йәрдә уруп өлтүрди вә униң орнида падиша болди.
15 Шаллумниң башқа ишлири, җүмлидин униң қәст қилишлири, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
16 Шу чағда Мәнаһәм Типсаһ шәһиригә һуҗум қилип, у йәрдә туруватқанларниң һәммисини өлтүрди; у йәнә Тирзаһдин тартип униңға тәвә барлиқ зиминлирини вәйран қилди. Улар тән берип дәрвазини ачмиғини үчүн шәһәргә шундақ һуҗум қилдики, һәтта униңдики җими һамилдар аялларниң қарнини житип өлтүрди.
17 Йәһуда падишаси Азария сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида, Гадиниң оғли Мәнаһәм Исраилға падиша болуп, Самарийәдә он жил сәлтәнәт қилди.
18 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, пүтүн өмридә Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
19 Асурийәниң падишаси Пул Исраил зиминиға таҗавуз қилди; у вақитта Мәнаһәм: «Падишаһлиғимниң мустәһкәмлиги үчүн маңа ярдәм қилғайла» дәп униңға миң талант күмүч бәрди.
20 Мәнаһәм Асурийәниң падишасиға беридиған шу пулни Исраилниң һәммә бай адәмлиригә баҗ селиш билән алди; у һәр биридин әллик шәкәл күмүч алди. Шуниң билән Асурийәниң падишаси қайтип кәтти вә бу зиминда туруп қалмиди.
21 Мәнаһәмниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
22 Мәнаһәм ата-бовилириниң арисида ухлиди вә оғли Пәкаһия орнида падиша болди.
23 Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң әллигинчи жилида, Мәнаһәмниң оғли Пәкаһия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, икки жил сәлтәнәт қилди.
24 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
25 Вә униң сәрдари Рәмалияниң оғли Пикаһ униңға қәст қилип уни Самарийәдә, падиша ордисидики қәлъәдә өлтүрди; шу ишта Аргоб билән Арийә вә әллик Гилеадлиқ киши Пикаһ тәрәптә турди; у Пәкаһияни өлтүрүп униң орнида падиша болди.
26 Пәкаһияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
27 Йәһуданиң падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң әллик иккинчи жилида, Рәмалияниң оғли Пикаһ Самарийәдә Исраилға падиша болуп, жигирмә жил сәлтәнәт қилди.
28 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
29 Исраилниң падишаси Пикаһниң күнлиридә Асурийәниң падишаси Тиглат-Пиләсәр келип Ийон, Абәл-Бәйт-Маакаһ, Яноаһ, Кәдәш, Һазор, Гилеад, Галилийә, җүмлидин Нафталиниң пүткүл зиминини ишғал қилип, шу йәрдики хәлиқни тутқун қилип, Асурийәгә елип барди.
30 Әлаһниң оғли Һошия Рәмалияниң оғли Пикаһға қәст қилип уни өлтүрди. Уззияниң оғли Йотамниң сәлтәнитиниң жигирминчи жилида, у Пикаһниң орнида падиша болди.
31 Пикаһниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
32 Исраилниң падишаси Рәмалияниң оғли Пикаһниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида, Уззияниң оғли Йотам Йәһудаға падиша болди.
33 У падиша болғанда жигирмә бәш яшқа киргән болуп, Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәруша еди; у Задокниң қизи еди.
34 Йотам атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
35 Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти. Пәрвәрдигарниң өйиниң «Жуқириқи дәрваза»сини ясиғучи шу еди.
36 Йотамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
37 Шу чағларда Пәрвәрдигар Сурийәниң падишаси Рәзин билән Рәмалияниң оғли Пикаһни Йәһудаға һуҗум қилишқа қозғиди.
38 Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә ата-бовилириниң арисида атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Оғли Аһаз орнида падиша болди.