< Падишаһлар 2 14 >
1 Исраилниң падишаси Йәһоаһазниң оғли Йоашниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида [Йәһудадики] Йоашниң оғли Амазия Йәһудаға падиша болди.
以色列王約哈斯的兒子約阿施第二年,猶大王約阿施的兒子亞瑪謝登基。
2 Падиша болғанда у жигирмә бәш яшқа киргән еди; у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң аниси Йерусалимлиқ Йәһоаддан еди.
他登基的時候年二十五歲,在耶路撒冷作王二十九年。他母親名叫約耶但,是耶路撒冷人。
3 Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти, лекин әҗдати Давут қилғандәк әмәс, бәлки атиси Йоашниң барлиқ қилғанлири бойичә иш көрәтти.
亞瑪謝行耶和華眼中看為正的事,但不如他祖大衛,乃效法他父約阿施一切所行的;
4 Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
只是邱壇還沒有廢去,百姓仍在那裏獻祭燒香。
5 Вә шундақ болдики, сәлтәнити униң қолида муқим болғанда, у падиша атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди.
國一堅定,就把殺他父王的臣僕殺了,
6 Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду я оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргүчиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди.
卻沒有治死殺王之人的兒子,是照摩西律法書上耶和華所吩咐的說:「不可因子殺父,也不可因父殺子,各人要為本身的罪而死。」
7 У «Шор вадиси»да Едомийлардин он миң әскәрни өлтүрди вә җәң қилип Селани ишғал қилип уни Йоқтәәл дәп атиди; бүгүнгичә у шундақ атилип кәлмәктә.
亞瑪謝在鹽谷殺了以東人一萬,又攻取了西拉,改名叫約帖,直到今日。
8 Андин кейин Амазия Исраилниң падишаси Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йәһоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, [җәң мәйданида] йүз туранә көрүшәйли» деди.
那時,亞瑪謝差遣使者去見耶戶的孫子約哈斯的兒子以色列王約阿施,說:「你來,我們二人相見於戰場。」
9 Исраилниң падишаси Йәһоаш Йәһуданиң падишаси Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: — «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин, деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти.
以色列王約阿施差遣使者去見猶大王亞瑪謝,說:「黎巴嫩的蒺藜差遣使者去見黎巴嫩的香柏樹,說:將你的女兒給我兒子為妻。後來黎巴嫩有一個野獸經過,把蒺藜踐踏了。
10 Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип кәттиң. Әнди яйрап пәхирлән, бирақ өйдә қалғин; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?».
你打敗了以東人就心高氣傲,你以此為榮耀,在家裏安居就罷了,為何要惹禍,使自己和猶大國一同敗亡呢?」
11 Амма Амазия қулақ салмиди. Исраилниң падишаси Йәһоаш җәңгә чиқти; шуниң билән у Йәһуданиң падишаси Амазия билән Йәһудадики Бәйт-Шәмәштә учришип соқушти.
亞瑪謝卻不肯聽這話。於是以色列王約阿施上來,在猶大的伯‧示麥與猶大王亞瑪謝相見於戰場。
12 Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти.
猶大人敗在以色列人面前,各自逃回家裏去了。
13 Вә Исраилниң падишаси Йәһоаш Бәйт-Шәмәштә Аһазияниң нәвриси, Йәһоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазияни әсир қилип, Йерусалимға елип барди; у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти.
以色列王約阿施在伯‧示麥擒住亞哈謝的孫子、約阿施的兒子猶大王亞瑪謝,就來到耶路撒冷,拆毀耶路撒冷的城牆,從以法蓮門直到角門共四百肘,
14 У Пәрвәрдигарниң өйидин һәмдә падишаниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, һәммә қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти.
又將耶和華殿裏與王宮府庫裏所有的金銀和器皿都拿了去,並帶人去為質,就回撒馬利亞去了。
15 Амма Йәһоашниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң Йәһуданиң падишаси Амазия билән җәң қилип көрсәткән қудрити «Исраил падишалириниң Тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
約阿施其餘所行的事和他的勇力,並與猶大王亞瑪謝爭戰的事,都寫在以色列諸王記上。
16 Йәһоаш өз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Самарийәдә Исраилниң падишалириниң арисида дәпнә қилинди. Оғли Йәробоам униң орниға падиша болди.
約阿施與他列祖同睡,葬在撒馬利亞,以色列諸王的墳地裏。他兒子耶羅波安接續他作王。
17 Исраилниң падишаси Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш өлгәндин кейин, Йәһоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазия он бәш жил өмүр көрди.
以色列王約哈斯的兒子約阿施死後,猶大王約阿施的兒子亞瑪謝又活了十五年。
18 Әнди Амазияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
亞瑪謝其餘的事都寫在猶大列王記上。
19 У Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди, Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип у йәрдә уни өлтүрди.
耶路撒冷有人背叛亞瑪謝,他就逃到拉吉;叛黨卻打發人到拉吉將他殺了。
20 Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди.
人就用馬將他的屍首馱到耶路撒冷,葬在大衛城他列祖的墳地裏。
21 Йәһуданиң барлиқ хәлқи униң он алтә яшқа киргән оғли Азарияни тикләп, уни атиси Амазияниң орнида падиша қилди
猶大眾民立亞瑪謝的兒子亞撒利雅接續他父作王,那時他年十六歲。
22 (падиша атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Азария еди).
亞瑪謝與他列祖同睡之後,亞撒利雅收回以拉他仍歸猶大,又重新修理。
23 Йәһуданиң падишаси Йоашниң оғли Амазияниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жилида, Исраилниң падишаси Йәһоашниң оғли Йәробоам һөкүм сүрүшкә башлап, Самарийәдә қириқ бир жил сәлтәнәт қилди.
猶大王約阿施的兒子亞瑪謝十五年,以色列王約阿施的兒子耶羅波安在撒馬利亞登基,作王四十一年。
24 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч бирини ташлимиди.
他行耶和華眼中看為惡的事,不離開尼八的兒子耶羅波安使以色列人陷在罪裏的一切罪。
25 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өз қули Гат-Һәфәрлик Амиттайниң оғли Юнус [пәйғәмбәр] арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у [шималда] Хамат райониға кириш еғизидин тартип [җәнупта] «Арабаһ деңизи»ғичә Исраилниң чегаралирини кеңәйтип әслигә кәлтүрди.
他收回以色列邊界之地,從哈馬口直到亞拉巴海,正如耶和華-以色列的上帝藉他僕人迦特希弗人亞米太的兒子先知約拿所說的。
26 Чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң тартқан азаплириниң интайин қаттиқ екәнлигини көрди; аҗизлар һәм мәйиплардин башқа һеч ким қалмиди, Исраилға мәдәткар йоқ еди.
因為耶和華看見以色列人甚是艱苦,無論困住的、自由的都沒有了,也無人幫助以色列人。
27 Пәрвәрдигар: «Исраилниң намини асманниң астидин йоқитимән» дегән әмәс еди; шуңа У Йәһоашниң оғли Йәробоамниң қоли билән уларни қутқузди.
耶和華並沒有說要將以色列的名從天下塗抹,乃藉約阿施的兒子耶羅波安拯救他們。
28 Әнди Йәробоамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң сәлтәнитиниң қудрити вә қандақ җәң қилип, әсли Йәһудаға тәвә болған Дәмәшқ билән Хаматни яндурувалғанлиғи «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
耶羅波安其餘的事,凡他所行的和他的勇力,他怎樣爭戰,怎樣收回大馬士革和先前屬猶大的哈馬歸以色列,都寫在以色列諸王記上。
29 Йәробоам ата-бовилири, йәни Исраилниң падишалириниң арисида ухлиди вә оғли Зәкәрия униң орнида падиша болди.
耶羅波安與他列祖以色列諸王同睡。他兒子撒迦利雅接續他作王。