< Падишаһлар 2 13 >
1 Аһазияниң оғли, Йәһуданиң падишаси Йоашниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жили, Йәһуниң оғли Йәһоаһаз Самарийәдә Исраилға падиша болуп, Самарийәдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди.
Aⱨaziyaning oƣli, Yǝⱨudaning padixaⱨi Yoaxning sǝltǝnitining yigirmǝ üqinqi yili, Yǝⱨuning oƣli Yǝⱨoaⱨaz Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, Samariyǝdǝ on yǝttǝ yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
2 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириға әгишип маңди; у улардин һеч чиқмиди.
U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip, Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliriƣa ǝgixip mangdi; u ulardin ⱨeq qiⱪmidi.
3 Буниң үчүн Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди; у уларни Сурийәниң падишаси Һазаәлниң вә Һазаәлниң оғли Бән-Һададниң қолиға тапшуруп бәрди.
Buning üqün Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi Israilƣa ⱪozƣaldi; u ularni Suriyǝning padixaⱨi Ⱨazaǝlning wǝ Ⱨazaǝlning oƣli Bǝn-Ⱨadadning ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi.
4 Йәһоаһаз Пәрвәрдигардин рәһим тилиди; вә Пәрвәрдигар Исраилниң қисилип қалғанлиғини көрүп дуасиға қулақ салди. Чүнки Сурийәниң падишаси уларға зулум қиливататти.
Yǝⱨoaⱨaz Pǝrwǝrdigardin rǝⱨim tilidi; wǝ Pǝrwǝrdigar Israilning ⱪisilip ⱪalƣanliⱪini kɵrüp duasiƣa ⱪulaⱪ saldi. Qünki Suriyǝning padixaⱨi ularƣa zulum ⱪiliwatatti.
5 Пәрвәрдигар Исраилға бир қутқузғучи тайинлиди; шуниң билән улар Сурийләрниң қолидин азат болуп қутулди. Кейин Исраил йәнә бурунқидәк өз өй-чедирлиридә маканлашти.
Pǝrwǝrdigar Israilƣa bir ⱪutⱪuzƣuqi tǝyinlidi; xuning bilǝn ular Suriylǝrning ⱪolidin azad bolup ⱪutuldi. Keyin Israil yǝnǝ burunⱪidǝk ɵz ɵy-qedirliridǝ makanlaxti.
6 Лекин улар Исраилни гунаға путлаштурған Йәробоам җәмәтиниң гуналиридин чиқмиди; улар йәнила шу йолда маңатти. Һәтта Самарийәдә бир «Ашәраһ» бутму қалған еди.
Lekin ular Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Yǝroboam jǝmǝtining gunaⱨliridin qiⱪmidi; ular yǝnila xu yolda mangatti. Ⱨǝtta Samariyǝdǝ bir «Axǝraⱨ» butmu ⱪalƣanidi.
7 [Сурийәниң падишаси] Йәһоаһазға пәқәт әллик атлиқ ләшкәрни, он җәң һарвуси билән он миң пиядә әскиринила қалдурған еди. Чүнки у Йәһоаһазниң [қошунини] йоқитип хамандики топа-чаңдәк қиливәткән еди.
[Suriyǝning padixaⱨi] Yǝⱨoaⱨazƣa pǝⱪǝt ǝllik atliⱪ lǝxkǝrni, on jǝng ⱨarwisi bilǝn on ming piyadǝ ǝskirinila ⱪaldurƣanidi. Qünki u Yǝⱨoaⱨazning [ⱪoxunini] yoⱪitip hamandiki topa-qangdǝk ⱪiliwǝtkǝnidi.
8 Әнди Йәһоаһазниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин сәлтәнитиниң һәммә қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Əmdi Yǝⱨoaⱨazning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, jümlidin sǝltǝnitining ⱨǝmmǝ ⱪudriti «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
9 Йәһоаһаз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин оғли Йоаш орнида падиша болди.
Yǝⱨoaⱨaz ata-bowilirining arisida uhlidi wǝ Samariyǝdǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Andin oƣli Yoax ornida padixaⱨ boldi.
10 Йәһуданиң падишаси Йоашниң сәлтәнитиниң оттуз йәттинчи жилида Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш Самарийәдә Исраилға падиша болуп, он алтә жил сәлтәнәт қилди.
Yǝⱨudaning padixaⱨi Yoaxning sǝltǝnitining ottuz yǝttinqi yilida Yǝⱨoaⱨazning oƣli Yǝⱨoax Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, on altǝ yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
11 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған, Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч қайсисини ташлимиди; у шу йолда маңатти.
U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi; u Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan, Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨlirining ⱨeqⱪaysisini taxlimidi; u xu yolda mangatti.
12 Әнди Йоашниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң Йәһуданиң падишаси Амазия билән җәң қилип көрсәткән қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Əmdi Yoaxning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, jümlidin uning Yǝⱨudaning padixaⱨi Amaziya bilǝn jǝng ⱪilip kɵrsǝtkǝn ⱪudriti «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
13 Йоаш ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Йәробоам униң тәхтигә олтарди. Йоаш Самарийәдә Исраилниң падишалири арисида дәпнә қилинди.
Yoax ata-bowilirining arisida uhlidi wǝ Yǝroboam uning tǝhtigǝ olturdi. Yoax Samariyǝdǝ Israilning padixaⱨliri arisida dǝpnǝ ⱪilindi.
14 Елиша өз әҗилини йәткүзидиған кесәл билән ятти. Исраилниң падишаси Йоаш униң қешиға келип униң йүзигә еңишип жиғлап: И атам, и атам, Исраилниң җәң һарвуси һәм атлиқ әскәрлири!» дәп пәряд көтәрди.
Elixa ɵz ǝjilini yǝtküzidiƣan kesǝl bilǝn yatti. Israilning padixaⱨi Yoax uning ⱪexiƣa kelip uning yüzigǝ engixip yiƣlap: I atam, i atam, Israilning jǝng ⱨarwisi ⱨǝm atliⱪ ǝskǝrliri!» dǝp pǝryad kɵtürdi.
15 Елиша униңға: Бир я билән я оқлирини кәлтүргин, деди. У я билән я оқлирини кәлтүргәндә
Elixa uningƣa: Bir ya bilǝn ya oⱪlirini kǝltürgin, dedi. U ya bilǝn ya oⱪlirini kǝltürgǝndǝ
16 Елиша Исраилниң падишасиға: Қолуңни яға селип тутқин, деди. У қолини қойғанда Елишаму қоллирини падишаниң қоллириниң үстигә қоюп, униңға:
Elixa Israilning padixaⱨiƣa: Ⱪolungni yaƣa selip tutⱪin, dedi. U ⱪolini ⱪoyƣanda Elixamu ⱪollirini padixaⱨning ⱪollirining üstigǝ ⱪoyup, uningƣa:
17 — Мәшриқ тәрәптики деризини ачқин, деди. У уни ачқанда Елиша: Атқин, деди. У етивиди, Елиша униңға: Мана бу Пәрвәрдигарниң нусрәт я оқи, йәни Сурийәниң үстидин нусрәт қазинидиған я оқидур. Сән Сурийләрни йоқатқичә Афәқтә улар билән җәң қилисән, деди.
— Mǝxriⱪ tǝrǝptiki derizini aqⱪin, dedi. U uni aqⱪanda Elixa: Atⱪin, dedi. U etiwidi, Elixa uningƣa: Mana bu Pǝrwǝrdigarning nusrǝt ya oⱪi, yǝni Suriyǝning üstidin nusrǝt ⱪazinidiƣan ya oⱪidur. Sǝn Suriylǝrni yoⱪatⱪuqǝ Afǝⱪtǝ ular bilǝn jǝng ⱪilisǝn, dedi.
18 Андин у: — Я оқлирини қолуңға алғин, деди. Уларни алғанда, Елиша Исраилниң падишасиға: Улар билән йәргә урғин, деди. У үч қетим уруп тохтиди.
Andin u: — Ya oⱪlirini ⱪolungƣa alƣin, dedi. Ularni alƣanda, Elixa Israilning padixaⱨiƣa: Ular bilǝn yǝrgǝ urƣin, dedi. U üq ⱪetim urup tohtidi.
19 Худаниң адими униңға аччиқлинип: Сән бәш-алтә қетим урушуңға тоғра келәтти. Шундақ қилған болсаң, сән Сурийләрни уруп йоқитип үзүл-кесил мәғлуп қилаттиң; лекин әнди Сурийләрни уруп, пәқәт үч қетимла мәғлуп қилалайсән, деди.
Hudaning adimi uningƣa aqqiⱪlinip: Sǝn bǝx-altǝ ⱪetim uruxungƣa toƣra kelǝtti. Xundaⱪ ⱪilƣan bolsang, sǝn Suriylǝrni urup yoⱪitip üzül-kesil mǝƣlup ⱪilatting; lekin ǝmdi Suriylǝrni urup, pǝⱪǝt üq ⱪetimla mǝƣlup ⱪilalaysǝn, dedi.
20 Елиша өлүп дәпнә қилинди. Әнди һәр жили, жил бешида Моаблардин топ-топ булаңчилар жутқа паракәндичилик салатти.
Elixa ɵlüp dǝpnǝ ⱪilindi. Əmdi ⱨǝr yili, yil bexida Moablardin top-top bulangqilar yurtⱪa parakǝndiqilik salatti.
21 Бир күни шундақ болдики, хәлиқ бир өлгән адәмни йәрлигигә қоюватқанда, мана, улар бир топ булаңчиларни көрүп қалди, улар җәсәтни Елишаниң гөригә ташлиди. Җәсәт Елишаниң устихиниға тәккәндә, у тирилип, қопуп тик турди.
Bir küni xundaⱪ boldiki, hǝlⱪ bir ɵlgǝn adǝmni yǝrlikigǝ ⱪoyuwatⱪanda, mana, ular bir top bulangqilarni kɵrüp ⱪaldi, ular jǝsǝtni Elixaning gɵrigǝ taxlidi. Jǝsǝt Elixaning ustihiniƣa tǝgkǝndǝ, u tirilip, ⱪopup tik turdi.
22 Амма Сурийәниң падишаси Һазаәл болса Йәһоаһазниң һәммә күнлиридә Исраилға залимлиқ қилатти.
Əmma Suriyǝning padixaⱨi Ⱨazaǝl bolsa Yǝⱨoaⱨazning ⱨǝmmǝ künliridǝ Israilƣa zalimliⱪ ⱪilatti.
23 Лекин Пәрвәрдигар уларға меһриван болуп ич ағритатти; Ибраһим билән Исһақ вә Яқупқа бағлиған әһдиси түпәйлидин У уларға илтипат қилип, уларни бүгүнгә қәдәр һалак қилмай, Өз һозуридин чиқириветишни халимиған еди.
Lekin Pǝrwǝrdigar ularƣa meⱨriban bolup iq aƣritatti; Ibraⱨim bilǝn Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupⱪa baƣliƣan ǝⱨdisi tüpǝylidin U ularƣa iltipat ⱪilip, ularni bügüngǝ ⱪǝdǝr ⱨalak ⱪilmay, Ɵz ⱨuzuridin qiⱪiriwetixni halimiƣanidi.
24 Сурийәниң падишаси Һазаәл өлди вә оғли Бән-Һадад униң орнида падиша болди.
Suriyǝning padixaⱨi Ⱨazaǝl ɵldi wǝ oƣli Bǝn-Ⱨadad uning ornida padixaⱨ boldi.
25 Андин кейин Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш Һазаәлниң оғли Бән-Һададниң қолидин Һазаәл өз атиси Йәһоаһаздин җәңдә тартивалған шәһәрләрни яндурувалди. Йәһоаш уни уруп, үч қетим мәғлуп қилип, шуниң билән Исраилниң шәһәрлирини яндурвалди.
Andin keyin Yǝⱨoaⱨazning oƣli Yǝⱨoax Ⱨazaǝlning oƣli Bǝn-Ⱨadadning ⱪolidin Ⱨazaǝl ɵz atisi Yǝⱨoaⱨazdin jǝngdǝ tartiwalƣan xǝⱨǝrlǝrni yanduruwaldi. Yǝⱨoax uni urup, üq ⱪetim mǝƣlup ⱪilip, xuning bilǝn Israilning xǝⱨǝrlirini yandurwaldi.