< Падишаһлар 2 12 >

1 Йәһуниң сәлтәнитиниң йәттинчи жилида Йәһоаш падиша болди; у қириқ жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң аниси Бәәр-Шебалиқ Зибияһ еди.
Yǝⱨuning sǝltǝnitining yǝttinqi yilida Yǝⱨoax padixaⱨ boldi; u ⱪiriⱪ yil Yerusalemda sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisi Bǝǝr-Xebaliⱪ Zibiyaⱨ idi.
2 Йәһоаш Йәһояда каһин униңға несиһәт қилип турған барлиқ күнләрдә, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
Yǝⱨoax Yǝⱨoyada kaⱨin uningƣa nǝsiⱨǝt ⱪilip turƣan barliⱪ künlǝrdǝ, Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪildi.
3 Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
Pǝⱪǝt «yuⱪiri jaylar»la yoⱪitilmidi; hǝlⱪ yǝnila «yuⱪiri jaylar»ƣa qiⱪip ⱪurbanliⱪ ⱪilip huxbuy yaⱪatti.
4 Йәһоаш каһинларға: — Пәрвәрдигарниң өйигә Худаға аталған һәммә пул, җүмлидин ройхәттин өткүзүлгән һәр кишиниң баҗ пули, қәсәм ичкәнләрниң пули вә һәр ким ихтияри билән Пәрвәрдигарниң өйигә беғишлап әкәлгән һәммә пулни
Yǝⱨoax kaⱨinlarƣa: — Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ Hudaƣa atalƣan ⱨǝmmǝ pul, jümlidin royhǝttin ɵtküzülgǝn ⱨǝr kixining baj puli, ⱪǝsǝm iqkǝnlǝrning puli wǝ ⱨǝrkim ihtiyari bilǝn Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ beƣixlap ǝkǝlgǝn ⱨǝmmǝ pulni
5 каһинлар ғәзничиләрдин тапшурувелип Пәрвәрдигарниң өйиниң қайси йери бузулған болса, шу пулни ишлитип шуларни оңшисун, деди.
kaⱨinlar hǝziniqilǝrdin tapxuruwelip Pǝrwǝrdigarning ɵyining ⱪaysi yeri buzulƣan bolsa, xu pulni ixlitip xularni ongxisun, dedi.
6 Лекин Йәһоаш падишаниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жилиғичә, каһинлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини техичә оңлимиған еди.
Lekin Yǝⱨoax padixaⱨning sǝltǝnitining yigirmǝ üqinqi yiliƣiqǝ, kaⱨinlar ibadǝthanining buzulƣan yǝrlirini tehiqǝ onglimiƣanidi.
7 Андин Йәһоаш падиша Йәһояда каһин вә башқа каһинларни чақирип уларға: — Немишкә ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңшимидиңлар? Мундин кейин ғәзничиләрдин пул алмаңлар вә өзүңлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлатмаңлар, деди.
Andin Yǝⱨoax padixaⱨ Yǝⱨoyada kaⱨin wǝ baxⱪa kaⱨinlarni qaⱪirip ularƣa: — Nemixⱪa ibadǝthanining buzulƣan yǝrlirini ongximidinglar? Mundin keyin hǝziniqilǝrdin pul almanglar wǝ ɵzünglar ibadǝthanining buzulƣan yǝrlirini onglatmanglar, dedi.
8 Шуниң билән каһинлар мақул болушуп: Биз буниңдин кейин хәлиқтин пул алмаймиз һәм өзимиз ибадәтханиниң бузулған йәрлириниму оңшимаймиз, деди.
Xuning bilǝn kaⱨinlar maⱪul boluxup: Biz buningdin keyin hǝlⱪtin pul almaymiz ⱨǝm ɵzimiz ibadǝthanining buzulƣan yǝrlirinimu ongximaymiz, dedi.
9 Әнди Йәһояда каһин бир сандуқни елип чиқип, япқучидин бир төшүк тешип уни қурбангаһниң йениға қойди; кишиләр Пәрвәрдигарниң өйигә киргәндә, у оң тәрәптә туратти. Дәрвазиға қарайдиған каһинлар Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән барлиқ пулни униңға салатти.
Əmdi Yǝⱨoyada kaⱨin bir sanduⱪni elip qiⱪip, yapⱪuqidin bir tɵxük texip uni ⱪurbangaⱨning yeniƣa ⱪoydi; kixilǝr Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kirgǝndǝ, u ong tǝrǝptǝ turatti. Dǝrwaziƣa ⱪaraydiƣan kaⱨinlar Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kǝltürülgǝn barliⱪ pulni uningƣa salatti.
10 Вә шундақ болаттики, улар сандуқта көп пул чүшкәнлигини көрсә, падишаниң кативи билән баш каһин ибадәтханиға чиқип, Пәрвәрдигарниң өйидики пулни халтиға чигип, санап қоятти.
Wǝ xundaⱪ bolattiki, ular sanduⱪta kɵp pul qüxkǝnlikini kɵrsǝ, padixaⱨning katipi bilǝn bax kaⱨin ibadǝthaniƣa qiⱪip, Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki pulni haltiƣa qigip, sanap ⱪoyatti.
11 Андин улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған иш башлириға өлчәп-һесаплап берәтти. Улар болса уни Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған яғаччи билән тамчилар,
Andin ular Pǝrwǝrdigarning ɵyini ongxaydiƣan ix baxliriƣa ɵlqǝp-ⱨesablap berǝtti. Ular bolsa uni Pǝrwǝrdigarning ɵyini ongxaydiƣan yaƣaqqi bilǝn tamqilar,
12 ташчилар билән таштирашларға берәтти. Улар мошу пулни Пәрвәрдигарниң өйиниң бузулған йәрлирини оңшашқа лазим болған яғач билән оюлған ташларни сетивелишқа, шуниңдәк ибадәтханини оңшашқа вә һәммә башқа чиқимға ишлитәтти.
taxqilar bilǝn taxtiraxlarƣa berǝtti. Ular muxu pulni Pǝrwǝrdigarning ɵyining buzulƣan yǝrlirini ongxaxⱪa lazim bolƣan yaƣaq bilǝn oyulƣan taxlarni setiwelixⱪa, xuningdǝk ibadǝthanini ongxaxⱪa wǝ ⱨǝmmǝ baxⱪa qiⱪimƣa ixlitǝtti.
13 Лекин Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән пул ибадәтханиға атилидиған күмүч қача-қучилар, пичақлар, пиялиләр, канайлар, я алтундин яки күмүчтин ясалған башқа һәр қандақ нәрсиләрни яситишқа ишлитилмәйтти.
Lekin Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kǝltürülgǝn pul ibadǝthaniƣa atilidiƣan kümüx ⱪaqa-ⱪuqilar, piqaⱪlar, piyalilǝr, kanaylar, ya altundin yaki kümüxtin yasalƣan baxⱪa ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsilǝrni yasitixⱪa ixlitilmǝytti.
14 Улар бәлки шу пулни иш бешилириға берип, Пәрвәрдигарниң өйини оңшитатти.
Ular bǝlki xu pulni ix bexiliriƣa berip, Pǝrwǝrdigarning ɵyini ongxitatti.
15 Улар пулни иш беҗиргүчиләрниң ишләмчиләргә тәқсим қилип бериши үчүн тапшуратти; лекин униң һесаватини қилмайтти; чүнки булар инсап билән иш қилатти.
Ular pulni ix bejirgüqilǝrning ixlǝmqilǝrgǝ tǝⱪsim ⱪilip berixi üqün tapxuratti; lekin uning ⱨesawatini ⱪilmaytti; qünki bular insap bilǝn ix ⱪilatti.
16 Лекин итаәтсизлик қурбанлиғи пули билән гуна қурбанлиғиға мунасивәтлик пуллар Пәрвәрдигарниң өйигә елип келинмәйтти; у каһинларға тәвә еди.
Lekin itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi puli bilǝn gunaⱨ ⱪurbanliⱪiƣa munasiwǝtlik pullar Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ elip kelinmǝytti; u kaⱨinlarƣa tǝwǝ idi.
17 У вақитта Сурийә падишаси Һазаәл Гат шәһиригә һуҗум қилип, уни ишғал қилди. Андин Һазаәл Йерусалимға һуҗум қилишқа йүзләнди.
U waⱪitta Suriyǝ padixaⱨi Ⱨazaǝl Gat xǝⱨirigǝ ⱨujum ⱪilip, uni ixƣal ⱪildi. Andin Ⱨazaǝl Yerusalemƣa ⱨujum ⱪilixⱪa yüzlǝndi.
18 Шуниң билән Йәһуданиң падишаси Йәһоаш өз ата-бовилири болған Йәһуда падишалири Йәһошафат, Йорам вә Аһазия Пәрвәрдигарға тәқдим қилған һәммә муқәддәс буюмларни, вә өзи тәқдим қилғанлирини Пәрвәрдигарниң өйи һәм падишаниң ордисиниң ғәзнилиридин издәп тапқан барлиқ алтунға қошуп, һәммисини Сурийәниң падишаси Һазаәлгә әвәтти; андин Һазаәл Йерусалимдин чекинди.
Xuning bilǝn Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoax ɵz ata-bowiliri bolƣan Yǝⱨuda padixaⱨliri Yǝⱨoxafat, Yoram wǝ Aⱨaziya Pǝrwǝrdigarƣa tǝⱪdim ⱪilƣan ⱨǝmmǝ muⱪǝddǝs buyumlarni, wǝ ɵzi tǝⱪdim ⱪilƣanlirini Pǝrwǝrdigarning ɵyi ⱨǝm padixaⱨning ordisining hǝziniliridin izdǝp tapⱪan barliⱪ altunƣa ⱪoxup, ⱨǝmmisini Suriyǝning padixaⱨi Ⱨazaǝlgǝ ǝwǝtti; andin Ⱨazaǝl Yerusalemdin qekindi.
19 Йоашниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Yoaxning baxⱪa ǝmǝlliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
20 Әнди [Йәһоашниң] хизмәткарлири униңға қәст қилип Силла давини тәрипидики Милло қәлъәсидә уни өлтүрди.
Əmdi [Yǝⱨoaxning] hizmǝtkarliri uningƣa ⱪǝst ⱪilip Silla dawini tǝripidiki Millo ⱪǝl’ǝsidǝ uni ɵltürdi.
21 Униң хизмәткарлиридин Шимеатниң оғли Йозақар вә Шомәрниң оғли Йәһозабад уни зәхимләндүрди, шуниң билән у өлди. У өз ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди. Оғли Амазия униң орнида падиша болди.
Uning hizmǝtkarliridin Ximeatning oƣli Yozaⱪar wǝ Xomǝrning oƣli Yǝⱨozabad uni zǝhimlǝndürdi, xuning bilǝn u ɵldi. U ɵz ata-bowilirining arisida «Dawutning xǝⱨiri»dǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Oƣli Amaziya uning ornida padixaⱨ boldi.

< Падишаһлар 2 12 >