< Падишаһлар 2 11 >
1 Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди.
亚哈谢的母亲亚她利雅见她儿子死了,就起来剿灭王室。
2 Лекин Йорам падишаниң қизи, йәни Аһазияниң сиңлиси Йәһошеба өлтүрүлүш алдида турған падишаниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә иник анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Йоаш шу йол билән Аталиядин йошуруп қелинип өлтүрүлмиди.
但约兰王的女儿,亚哈谢的妹子约示巴,将亚哈谢的儿子约阿施从那被杀的王子中偷出来,把他和他的乳母都藏在卧房里,躲避亚她利雅,免得被杀。
3 Андин кейин [иник аниси] билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жилғичә йошурунуп турди. Шу вақитларда Аталия зиминда сәлтәнәт қилди.
约阿施和他的乳母藏在耶和华的殿里六年;亚她利雅篡了国位。
4 Йәттинчи жили Йәһояда адәм әвәтип Карийлар һәм орда пасибанлириниң йүз бешилирини Пәрвәрдигарниң өйигә чақиртип келип, улар билән әһдә қилишти. У уларға Пәрвәрдигарниң өйидә қәсәм ичкүзүп, падишаниң оғлини көрсәтти.
第七年,耶何耶大打发人叫迦利人和护卫兵的众百夫长来,领他们进了耶和华的殿,与他们立约,使他们在耶和华殿里起誓,又将王的儿子指给他们看,
5 Андин уларға буйруп: Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән үчтин бири падишаниң ордисида пасибанлиқ күзити қилсун.
吩咐他们说:“你们当这样行:凡安息日进班的三分之一要看守王宫,
6 Үчтин бири Сүр дегән дәрвазида турсун вә үчтин бири орда пасибанлар һойлисиниң кәйнидики дәрвазида турсун; шундақ қилип силәр орда үчүн пасибанлиқ қилисиләр.
三分之一要在苏珥门,三分之一要在护卫兵院的后门。这样把守王宫,拦阻闲人。
7 Шабат күнидә пасибанлиқ нөвитини қилип болған үчтин икки қисми Пәрвәрдигарниң өйидә падишаниң қешида пасибанлиқ қилсун.
你们安息日所有出班的三分之二要在耶和华的殿里护卫王;
8 Силәр падишаниң әтрапида туруп, һәр бириңлар қолуңларға өз қуралиңларни елип, кимдәким сепиңлардин өткили урунса уни өлтүрүңлар; падиша чиқип-кирсә униң билән биллә жүрүңлар, деди.
各人手拿兵器,四围护卫王。凡擅入你们班次的必当治死,王出入的时候,你们当跟随他。”
9 Йүз бешилар каһин Йәһояда барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти; һәр бир йүз беши өз адәмлирини, һәм шабат күнидә пасибанлиқ нөвитигә кәлгәнләрни һәм пасибанлиқ нөвитидин янғанларни қалдуруп қалди; андин Йәһояда каһинниң қешиға кәлди.
众百夫长就照着祭司耶何耶大一切所吩咐的去行,各带所管安息日进班出班的人来见祭司耶何耶大。
10 Каһин болса Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқанлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди.
祭司便将耶和华殿里所藏大卫王的枪和盾牌交给百夫长。
11 Орда пасибанлири тизилип, һәр бири өз қолида қуралини тутуп, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаниң әтрапида турди.
护卫兵手中各拿兵器,在坛和殿那里,从殿右直到殿左,站在王子的四围。
12 Йәһояда шаһзадини оттуриға чиқирип униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, падиша болушқа [хушбуй май билән] мәсиһ қилди. Һәммәйлән чавак челип: — «Падиша яшисун!» дәп товлашти.
祭司领王子出来,给他戴上冠冕,将律法书交给他,膏他作王;众人就拍掌说:“愿王万岁!”
13 Аталия орда пасибанлири билән хәлиқниң товлашлирини аңлиғанда, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди.
亚她利雅听见护卫兵和民的声音,就到民那里,进耶和华的殿,
14 У қаривиди, мана падиша қаидә-рәсим бойичә түврүкниң йенида туратти. Падишаһниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди; барлиқ жут хәлқи шатлинип, канай челишатти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди.
看见王照例站在柱旁,百夫长和吹号的人侍立在王左右,国中的众民欢乐吹号;亚她利雅就撕裂衣服,喊叫说:“反了!反了!”
15 Амма Йәһояда каһин қошунға мәсъул болған йүз бешиларға: Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — У Пәрвәрдигарниң өйидә өлтүрүлмисун, дәп ейтқан еди.
祭司耶何耶大吩咐管辖军兵的百夫长说:“将她赶出班外,凡跟随她的必用刀杀死!”因为祭司说“不可在耶和华殿里杀她”,
16 Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; вә у падиша ордисиға киридиған ат йолиға йетип кәлгәндә, улар у йәрдә уни өлтүрди.
众兵就闪开让她去;她从马路上王宫去,便在那里被杀。
17 Йәһояда: — «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дәп Пәрвәрдигарниң вә падиша билән хәлиқниң оттурисида бир әһдә тохтатти; падиша билән хәлиқниң оттурисида һәм бир әһдә бағланди.
耶何耶大使王和民与耶和华立约,作耶和华的民;又使王与民立约。
18 Андин барлиқ зиминдики хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди. Андин кейин [Йәһояда] каһин Пәрвәрдигарниң өйигә пасибанларни тайинлиди.
于是国民都到巴力庙,拆毁了庙,打碎坛和像,又在坛前将巴力的祭司玛坦杀了。祭司耶何耶大派官看守耶和华的殿,
19 Андин у йүз бешилар, Карийлар, орда пасибанлири вә жутниң һәммә хәлқини өзи билән елип келип, падишани Пәрвәрдигарниң өйидин башлап чүшүп, ордидики «Пасибанларниң дәрвазиси»дин падишаниң ордисиға киргүзди; Йоаш падишалиқ тәхтигә олтарди.
又率领百夫长和迦利人与护卫兵,以及国中的众民,请王从耶和华殿下来,由护卫兵的门进入王宫,他就坐了王位。
20 Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни падишаниң ордисиниң йенида қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди.
国民都欢乐,合城都安静。众人已将亚她利雅在王宫那里用刀杀了。
21 Йәһоаш йәттә яшқа киргәндә падиша болди.
约阿施登基的时候年方七岁。