< Падишаһлар 2 10 >

1 Әнди Самарийәдә Аһабниң йәтмиш оғли бар еди. Йәһу хәтләрни йезип Самарийәгә, йәни Йизрәәлдики әмәлдар-ақсақалларға вә Аһабниң җәмәтидики пасибанларға әвәтти. Хәтләрдә мундақ дейилди: —
Əmdi Samariyǝdǝ Aⱨabning yǝtmix oƣli bar idi. Yǝⱨu hǝtlǝrni yezip Samariyǝgǝ, yǝni Yizrǝǝldiki ǝmǝldar-aⱪsaⱪallarƣa wǝ Aⱨabning jǝmǝtidiki pasibanlarƣa ǝwǝtti. Hǝtlǝrdǝ mundaⱪ deyildi: —
2 «Силәр билән биллә ғоҗаңларниң оғуллири, җәң һарвулири билән атлар, қорғанлиқ шәһәр вә савут-қуралларму бардур; шундақ болғандин кейин бу хәт силәргә тәккәндә,
«Silǝr bilǝn billǝ ƣojanglarning oƣulliri, jǝng ⱨarwiliri bilǝn atlar, ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝr wǝ sawut-ⱪorallarmu bardur; xundaⱪ bolƣandin keyin bu hǝt silǝrgǝ tǝgkǝndǝ,
3 өз ғоҗаңларниң оғуллиридин әң яхшисини таллап, өз атисиниң тәхтигә олтарғузуп, ғоҗаңларниң җәмәти үчүн соқушқа чиқиңлар!».
ɵz ƣojanglarning oƣulliridin ǝng yahxisini tallap, ɵz atisining tǝhtigǝ olturƣuzup, ƣojanglarning jǝmǝti üqün soⱪuxⱪa qiⱪinglar!».
4 Лекин улар дәккә-дүккигә чүшүп интайин қорқушуп: Мана икки падиша униң алдида пут тирәп туралмиған йәрдә, биз қандақму пут тирәп туралаймиз? — дейишти.
Lekin ular dǝkkǝ-dükkigǝ qüxüp intayin ⱪorⱪuxup: Mana ikki padixaⱨ uning aldida put tirǝp turalmiƣan yǝrdǝ, biz ⱪandaⱪmu put tirǝp turalaymiz? — deyixti.
5 Шуниң билән орда беши, шәһәр башлиғи, ақсақаллар билән пасибанлар Йәһуға хәвәр йәткүзүп: Биз сениң қуллириңмиз; сән һәр немә буйрусаң шуни қилимиз; һеч кимни падиша қилмаймиз. Саңа немә мувапиқ көрүнсә шуни қилғин, дәп ейтти.
Xuning bilǝn orda bexi, xǝⱨǝr baxliⱪi, aⱪsaⱪallar bilǝn pasibanlar Yǝⱨuƣa hǝwǝr yǝtküzüp: Biz sening ⱪulliringmiz; sǝn ⱨǝrnemǝ buyrusang xuni ⱪilimiz; ⱨeqkimni padixaⱨ ⱪilmaymiz. Sanga nemǝ muwapiⱪ kɵrünsǝ xuni ⱪilƣin, dǝp eytti.
6 Йәһу иккинчи хәтни йезип, хәттә: — «Әгәр мән тәрәптә болуп, мениң сөзлиримгә киришкә рази болсаңлар өз ғоҗаңларниң оғуллириниң башлирини елип, әтә мошу вақитта Йизрәәлгә, мениң қешимға уларни кәлтүрүңлар. Әнди падишаниң оғуллири йәтмиш киши болуп, өзлирини баққан шәһәрниң улуқлириниң қешида туратти.
Yǝⱨu ikkinqi hǝtni yezip, hǝttǝ: — «Əgǝr mǝn tǝrǝptǝ bolup, mening sɵzlirimgǝ kirixkǝ razi bolsanglar ɵz ƣojanglarning oƣullirining baxlirini elip, ǝtǝ muxu waⱪitta Yizrǝǝlgǝ, mening ⱪeximƣa ularni kǝltürünglar. Əmdi padixaⱨning oƣulliri yǝtmix kixi bolup, ɵzlirini baⱪⱪan xǝⱨǝrning uluƣlirining ⱪexida turatti.
7 Хәт уларға тәккәндә улар шаһзадиләрни, йәтмишәйләнниң һәммисини өлтүрүп, башлирини севәтләргә селип, Йизрәәлгә Йәһуға әвәтти.
Hǝt ularƣa tǝgkǝndǝ ular xaⱨzadilǝrni, yǝtmixǝylǝnning ⱨǝmmisini ɵltürüp, baxlirini sewǝtlǝrgǝ selip, Yizrǝǝlgǝ Yǝⱨuƣa ǝwǝtti.
8 Бир хәвәрчи келип Йәһуға: Улар шаһзадиләрниң башлирини елип кәлди, дәп хәвәр бәргәндә, у: Уларни икки дога қилип, дәрвазиниң алдида әтә әтигәнгичә қоюңлар, деди.
Bir hǝwǝrqi kelip Yǝⱨuƣa: Ular xaⱨzadilǝrning baxlirini elip kǝldi, dǝp hǝwǝr bǝrgǝndǝ, u: Ularni ikki dɵwǝ ⱪilip, dǝrwazining aldida ǝtǝ ǝtigǝngiqǝ ⱪoyunglar, dedi.
9 Әтигәндә у чиқип, у йәрдә туруп пүткүл халайиққа: Силәр бегунасиләр; мана, мән өзүм ғоҗамға қәст қилип уни өлтүрдүм; лекин буларниң һәммисини ким чепип өлтүрди?
Ətigǝndǝ u qiⱪip, u yǝrdǝ turup pütkül halayiⱪⱪa: Silǝr bigunaⱨsilǝr; mana, mǝn ɵzüm ƣojamƣa ⱪǝst ⱪilip uni ɵltürdüm; lekin bularning ⱨǝmmisini kim qepip ɵltürdi?
10 Әнди шуни билиңларки, Пәрвәрдигарниң һеч сөзи, йәни Пәрвәрдигар Аһабниң җәмәти тоғрисида ейтқинидин һеч бир сөз йәрдә қалмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Өз қули Илияс арқилиқ ейтқиниға әмәл қилди, — деди.
Əmdi xuni bilinglarki, Pǝrwǝrdigarning ⱨeq sɵzi, yǝni Pǝrwǝrdigar Aⱨabning jǝmǝti toƣrisida eytⱪinidin ⱨeqbir sɵz yǝrdǝ ⱪalmaydu. Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪuli Iliyas arⱪiliⱪ eytⱪiniƣa ǝmǝl ⱪildi, — dedi.
11 Андин кейин Йәһу Йизрәәлдә Аһабниң җәмәтидин қалғанларниң һәммиси, униң тәрипидики барлиқ әрбаблар, дост-ағинилири вә каһинлирини һеч кимни қалдурмай өлтүрди.
Andin keyin Yǝⱨu Yizrǝǝldǝ Aⱨabning jǝmǝtidin ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisi, uning tǝripidiki barliⱪ ǝrbablar, dost-aƣiniliri wǝ kaⱨinlirini ⱨeq kimni ⱪaldurmay ɵltürdi.
12 Андин у орнидин туруп, Самарийәгә барди. Йолда кетиветип «падичиларға тәвә Бәйт-Әкәд»кә йәткәндә
Andin u ornidin turup, Samariyǝgǝ bardi. Yolda ketiwetip «padiqilarƣa tǝwǝ Bǝyt-Əkǝd»kǝ yǝtkǝndǝ
13 Йәһу Йәһуда падишаси Аһазияниң қериндашлири билән учрашти. У улардин: Силәр ким? — дәп сориди. «Аһазияниң қериндашлири, падишаниң оғуллири вә ханишниң оғуллиридин һал сориғили баримиз, деди.
Yǝⱨu Yǝⱨuda padixaⱨi Aⱨaziyaning ⱪerindaxliri bilǝn uqraxti. U ulardin: Silǝr kim? — dǝp soridi. «Aⱨaziyaning ⱪerindaxliri, padixaⱨning oƣulliri wǝ hanixning oƣulliridin ⱨal soriƣili barimiz, dedi.
14 У: Уларни тирик тутуңлар! дәп буйруди. Андин адәмлири уларни тирик тутти, андин һәммисини Бәйт-Әкәдниң қудуғиниң йенида өлтүрүп, уларниң һеч бирини қоймиди. Улар җәмий қириқ икки адәм еди.
U: Ularni tirik tutunglar! dǝp buyrudi. Andin adǝmliri ularni tirik tutti, andin ⱨǝmmisini Bǝyt-Əkǝdning ⱪuduⱪining yenida ɵltürüp, ularning ⱨeq birini ⱪoymidi. Ular jǝmiy ⱪiriⱪ ikki adǝm idi.
15 У у йәрдин кетип барғанда униң алдиға чиққан Рәкабниң оғли Йәһонадабқа йолуқти. У униңға салам қилип: Мениң көңлүм саңа садиқ болғандәк, сениң көңлүңму маңа садиқму? — деди. Садиқ, деди Йәһонадаб. Йәһу: — Ундақ болса қолуңни маңа бәргин, деди. У қолини беривиди, Йәһу уни җәң һарвусиға елип чиқип, өз йенида җай берип
U u yǝrdin ketip barƣanda uning aldiƣa qiⱪⱪan Rǝkabning oƣli Yǝⱨonadabⱪa yoluⱪti. U uningƣa salam ⱪilip: Mening kɵnglüm sanga sadiⱪ bolƣandǝk, sening kɵnglüngmu manga sadiⱪmu? — dedi. Sadiⱪ, dedi Yǝⱨonadab. Yǝⱨu: — Undaⱪ bolsa ⱪolungni manga bǝrgin, dedi. U ⱪolini beriwidi, Yǝⱨu uni jǝng ⱨarwisiƣa elip qiⱪip, ɵz yenida jay berip
16 униңға: Мән билән берип, Пәрвәрдигарға болған қизғинлиғимни көргин, деди. Шуниң билән у уни җәң һарвусиға олтарғузуп һайдап маңди.
uningƣa: Mǝn bilǝn berip, Pǝrwǝrdigarƣa bolƣan ⱪizƣinliⱪimni kɵrgin, dedi. Xuning bilǝn u uni jǝng ⱨarwisiƣa olturƣuzup ⱨǝydǝp mangdi.
17 У Самарийәгә кәлгәндә Аһабниң җәмәтидин Самарийәдә қалғанларниң һәммисини қирип түгәткичә өлтүрди. Бу иш Пәрвәрдигарниң Илиясқа ейтқан сөзиниң әмәлгә ашурулуши еди.
U Samariyǝgǝ kǝlgǝndǝ Aⱨabning jǝmǝtidin Samariyǝdǝ ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisini ⱪirip tügǝtküqǝ ɵltürdi. Bu ix Pǝrwǝrdigarning Iliyasⱪa eytⱪan sɵzining ǝmǝlgǝ axuruluxi idi.
18 Андин Йәһу һәммә халайиқни жиғдуруп, уларға мундақ деди: — Аһаб Баалниң хизмитини аз қилған, лекин Йәһу униң хизмитини көп қилиду.
Andin Yǝⱨu ⱨǝmmǝ halayiⱪni yiƣdurup, ularƣa mundaⱪ dedi: — Aⱨab Baalning hizmitini az ⱪilƣan, lekin Yǝⱨu uning hizmitini kɵp ⱪilidu.
19 Буниң үчүн Баалниң барлиқ пәйғәмбәрлирини, униң қуллуғида болғанларниң һәммиси билән барлиқ каһинлирини маңа чақириңлар; һеч ким қалмисун, чүнки Баалға чоң қурбанлиқ сунғум бар; һәр ким һазир болмиса җенидин мәһрум болиду, деди. Лекин Йәһу бу ишни баалпәрәсләрни йоқитиш үчүн һейлигәрлик билән қилди.
Buning üqün Baalning barliⱪ pǝyƣǝmbǝrlirini, uning ⱪulluⱪida bolƣanlarning ⱨǝmmisi bilǝn barliⱪ kaⱨinlirini manga qaⱪiringlar; ⱨeqkim ⱪalmisun, qünki Baalƣa qong ⱪurbanliⱪ sunƣum bar; ⱨǝrkim ⱨazir bolmisa jenidin mǝⱨrum bolidu, dedi. Lekin Yǝⱨu bu ixni baalpǝrǝslǝrni yoⱪitix üqün ⱨiyligǝrlik bilǝn ⱪildi.
20 Шуниң билән Йәһу: Баалға хас бир һейт бекитиңлар, девиди, улар шундақ елан қилди.
Xuning bilǝn Yǝⱨu: Baalƣa has bir ⱨeyt bekitinglar, dewidi, ular xundaⱪ elan ⱪildi.
21 Йәһу пүткүл Исраилға тәклип әвәткәндә, барлиқ баалпәрәсләр кәлди; улардин һеч бири кам қалмай кәлди. Улар Баалниң бутханисиға кирди; шуниң билән Баалниң бутханиси бу бешидин йәнә бир бешиғичә лиқ толди.
Yǝⱨu pütkül Israilƣa tǝklip ǝwǝtkǝndǝ, barliⱪ baalpǝrǝslǝr kǝldi; ulardin ⱨeqbiri kǝm ⱪalmay kǝldi. Ular Baalning buthanisiƣa kirdi; xuning bilǝn Baalning buthanisi bu bexidin yǝnǝ bir bexiƣiqǝ liⱪ toldi.
22 У [мурасим] кийими бегигә: Һәммә Баалпәрәсләргә [ибадәт] кийимлирини әчиқип бәр, девиди, у кийимләрни уларға әчиқип бәрди.
U [murasim] kiyimi begigǝ: Ⱨǝmmǝ Baalpǝrǝslǝrgǝ [ibadǝt] kiyimlirini ǝqiⱪip bǝr, dewidi, u kiyimlǝrni ularƣa ǝqiⱪip bǝrdi.
23 Йәһу билән Рәкабниң оғли Йәһонадаб Баалниң бутханисиға кирип баалпәрәсләргә: Тәкшүрүп беқиңлар, бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бәндилиридин һеч бири болмисун, бәлки пәқәт баалпәрәсләр болсун, деди.
Yǝⱨu bilǝn Rǝkabning oƣli Yǝⱨonadab Baalning buthanisiƣa kirip baalpǝrǝslǝrgǝ: Tǝkxürüp beⱪinglar, bu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarning bǝndiliridin ⱨeqbiri bolmisun, bǝlki pǝⱪǝt baalpǝrǝslǝr bolsun, dedi.
24 Улар тәшәккүр қурбанлиқлири билән көйдүрмә қурбанлиқларни өткүзгили кирди. Йәһу сәксән адимини тешида қоюп уларға: Мән силәрниң илкиңларға тапшурған бу адәмләрдин бириси қолуңлардин қечип кәтсә, җениниң орнида җан берисиләр, деди.
Ular tǝxǝkkür ⱪurbanliⱪliri bilǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni ɵtküzgili kirdi. Yǝⱨu sǝksǝn adimini texida ⱪoyup ularƣa: Mǝn silǝrning ilkinglarƣa tapxurƣan bu adǝmlǝrdin birsi ⱪolunglardin ⱪeqip kǝtsǝ, jenining ornida jan berisilǝr, dedi.
25 Улар көйдүрмә қурбанлиқни өткүзүп болушиғила, Йәһу орда пасибанлири вә сәрдарларға: Кирип уларни қәтл қилип, һеч кимни чиққили қоймаңлар, дәп буйруди. Шуниң билән орда пасибанлири билән сәрдарлар уларни қилич биси билән қәтл қилип, өлүкләрни шу йәргә ташливәтти. Андин Баалниң бутханисиниң ичкиригә кирип
Ular kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni ɵtküzüp boluxiƣila, Yǝⱨu orda pasibanliri wǝ sǝrdarlarƣa: Kirip ularni ⱪǝtl ⱪilip, ⱨeqkimni qiⱪⱪili ⱪoymanglar, dǝp buyrudi. Xuning bilǝn orda pasibanliri bilǝn sǝrdarlar ularni ⱪiliq bisi bilǝn ⱪǝtl ⱪilip, ɵlüklǝrni xu yǝrgǝ taxliwǝtti. Andin Baalning buthanisining iqkirigǝ kirip
26 бут түврүкләрни Баалниң бутханисидин елип чиқип көйдүрүвәтти.
but tüwrüklǝrni Baalning buthanisidin elip qiⱪip kɵydürüwǝtti.
27 Улар йәнә Баалниң түврүк-һәйкилини чеқип, Баалниң бутханисини жиқитип уни бүгүнгә қәдәр һаҗәтханиға айландурди.
Ular yǝnǝ Baalning tüwrük-ⱨǝykilini qeⱪip, Baalning buthanisini yiⱪitip uni bügüngǝ ⱪǝdǝr ⱨajǝthaniƣa aylandurdi.
28 Йәһу шу йол билән Баални Исраил ичидин йоқ қилди.
Yǝⱨu xu yol bilǝn Baalni Israil iqidin yoⱪ ⱪildi.
29 Йәһу Нибатниң оғли Йәробоамниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналиридин, йәни Бәйт-Әл билән Дандики алтун мозай бутлиридин өзини жиғмиди.
Yǝⱨu Nibatning oƣli Yǝroboamning Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨliridin, yǝni Bǝyt-Əl bilǝn Dandiki altun mozay butliridin ɵzini yiƣmidi.
30 Пәрвәрдигар Йәһуға: Сән убдан қилдиң; Мениң нәзиримгә мувапиқ көрүнгинини ада қилип, Аһабниң җәмәтигә көңлүмдики һәммә нийәтни беҗа қилип пүткүзгиниң үчүн, сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, деди.
Pǝrwǝrdigar Yǝⱨuƣa: Sǝn obdan ⱪilding; Mening nǝzirimgǝ muwapiⱪ kɵrünginini ada ⱪilip, Aⱨabning jǝmǝtigǝ kɵnglümdiki ⱨǝmmǝ niyǝtni bǝja ⱪilip pütküzgining üqün, sening oƣulliring tɵtinqi nǝsligiqǝ Israilning tǝhtidǝ olturidu, dedi.
31 Лекин Йәһу пүтүн қәлбидин Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң муқәддәс қанунида меңишқа көңүл бөлмиди; у Исраилни гунаға путлаштурған Йәробоамниң гуналиридин нери турмиди.
Lekin Yǝⱨu pütün ⱪǝlbidin Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning muⱪǝddǝs ⱪanunida mengixⱪa kɵngül bɵlmidi; u Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Yǝroboamning gunaⱨliridin neri turmidi.
32 Шу күнләрдә Пәрвәрдигар Исраилниң зиминини кесип-кесип азайтишқа башлиди. Чүнки Һазаәл Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидин башлап Исраилниң чегаралиридин бөсүп өтүп уларға һуҗум қилди; у барлиқ Гилеад жутини, Арнон җилғисиниң йенидики Ароәрдин тартип Гилеадтин өтүп Башанғичә, Гад, Рубән вә Манассәһниң барлиқ жутлирини ишғал қилди.
Xu künlǝrdǝ Pǝrwǝrdigar Israilning zeminini kesip-kesip azaytixⱪa baxlidi. Qünki Ⱨazaǝl Iordan dǝryasining mǝxriⱪ tǝripidin baxlap Israilning qegraliridin bɵsüp ɵtüp ularƣa ⱨujum ⱪildi; u barliⱪ Gilead yurtini, Arnon jilƣisining yenidiki Aroǝrdin tartip Gileadtin ɵtüp Baxanƣiqǝ, Gad, Rubǝn wǝ Manassǝⱨning barliⱪ yurtlirini ixƣal ⱪildi.
34 Әнди Йәһуниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин сәлтәнитиниң һәммә қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Əmdi Yǝⱨuning baxⱪa ǝmǝlliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, jümlidin sǝltǝnitining ⱨǝmmǝ ⱪudriti «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
35 Йәһу өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин оғли Йәһоаһаз униң орнида падиша болди.
Yǝⱨu ɵz ata-bowiliri arisida uhlidi wǝ Samariyǝdǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Andin oƣli Yǝⱨoaⱨaz uning ornida padixaⱨ boldi.
36 Йәһуниң Исраилниң үстидә Самарийәдә сәлтәнәт қилған вақти жигирмә сәккиз жил еди.
Yǝⱨuning Israilning üstidǝ Samariyǝdǝ sǝltǝnǝt ⱪilƣan waⱪti yigirmǝ sǝkkiz yil idi.

< Падишаһлар 2 10 >