< Юһанна 2 1 >

1
ܩܫܝܫܐ ܠܓܒܝܬܐ ܩܘܪܝܐ ܘܠܒܢܝܗ ܐܝܠܝܢ ܕܐܢܐ ܡܚܒ ܐܢܐ ܒܫܪܪܐ ܠܐ ܗܘܐ ܕܝܢ ܐܢܐ ܒܠܚܘܕܝ ܐܠܐ ܟܠܗܘܢ ܐܝܠܝܢ ܕܝܕܥܘܗܝ ܠܫܪܪܐ
2 Мәнки ақсақалдин [Худа тәрипидин] талланған ханимға вә униң әзиз балилириға салам! Мән силәрни һәқиқәттә сөйимән вә ялғуз мәнла әмәс, йәнә һәқиқәтни тонуғанларниң һәммиси биздә яшаватқан вә шундақла әбәткичә бизгә яр болидиған һәқиқәтни дәп силәрни сөйиду. (aiōn g165)
ܡܛܠ ܫܪܪܐ ܐܝܢܐ ܕܡܩܘܐ ܒܢ ܘܥܡܢ ܐܝܬܘܗܝ ܠܥܠܡ (aiōn g165)
3 Худаатидин вә Атиниң Оғли Рәб Әйса Мәсиһдин шапаәт, рәһим-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәқиқәт вә меһир-муһәббәт ичидә болғай!
ܬܗܘܐ ܥܡܢ ܛܝܒܘܬܐ ܘܪܚܡܐ ܘܫܠܡܐ ܡܢ ܐܠܗܐ ܐܒܐ ܘܡܢ ܡܪܢ ܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܒܪܗ ܕܐܒܐ ܒܫܪܪܐ ܘܒܚܘܒܐ
4 Балилириңниң арисида биз Атидин әмир тапшурувалғандәк һәқиқәттә маңғанларни көргиним үчүн интайин хурсән болдум.
ܚܕܝܬ ܤܓܝ ܕܐܫܟܚܬ ܡܢ ܒܢܝܟܝ ܕܡܗܠܟܝܢ ܒܫܪܪܐ ܐܝܟܢܐ ܕܦܘܩܕܢܐ ܢܤܒܢܢ ܡܢ ܐܒܐ
5 Әнди, һөрмәтлик ханим, мән сәндин бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли, дәп өтүнимән. Мениң саңа йезип өтүнгиним йеңи бир әмир әмәс, бәлки дәсләптин тартип биздә бар әмирдур
ܘܗܫܐ ܡܦܝܤ ܐܢܐ ܠܟܝ ܩܘܪܝܐ ܠܐ ܗܘܐ ܐܝܟ ܦܘܩܕܢܐ ܚܕܬܐ ܟܬܒ ܐܢܐ ܠܟܝ ܐܠܐ ܗܘ ܕܐܝܬ ܗܘܐ ܠܢ ܡܢ ܫܘܪܝܐ ܕܢܚܒ ܚܕ ܠܚܕ
6 (меһир-муһәббәт шуки, униң әмирлиригә әмәл қилип меңиштур). Мана бу әмир силәр бурундин тартип аңлап келиватқандәк, униңда меңишиңлар үчүн силәргә тапиланғандур.
ܘܗܢܐ ܐܝܬܘܗܝ ܚܘܒܐ ܕܢܗܠܟ ܐܝܟ ܦܘܩܕܢܘܗܝ ܗܢܐ ܦܘܩܕܢܐ ܐܝܬܘܗܝ ܐܝܟ ܡܐ ܕܫܡܥܬܘܢ ܡܢ ܫܘܪܝܐ ܕܒܗ ܗܘܝܬܘܢ ܡܗܠܟܝܢ
7 Чүнки нурғун алдамчилар дунияниң җай-җайлирида чиқти. Улар Әйсаниң дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһ екәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә дәҗҗалдур.
ܡܛܠ ܕܤܓܝܐܐ ܡܛܥܝܢܐ ܢܦܩܘ ܒܗ ܒܥܠܡܐ ܐܝܠܝܢ ܕܠܐ ܡܘܕܝܢ ܕܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܐܬܐ ܒܒܤܪ ܗܢܐ ܐܝܬܘܗܝ ܡܛܥܝܢܐ ܘܐܢܛܝܟܪܝܤܛܘܤ
8 Биз вә өзүңлар сиңдүргән әҗирни йоқитип қоймай, бәлки толуқ инъамға егә болушуңлар үчүн, өзүңларға агаһ болуңлар.
ܐܙܕܗܪܘ ܒܢܦܫܟܘܢ ܕܠܐ ܬܘܒܕܘܢ ܡܕܡ ܕܦܠܚܬܘܢ ܐܠܐ ܐܓܪܐ ܡܫܠܡܢܐ ܬܬܦܪܥܘܢ
9 Кимки Мәсиһниң тәлимидин һалқип чиқип, униңда чиң турмиса, Худа униңға егә болмайду. Лекин Униң тәлимидә чиң турғучи болса, Ата һәм Оғул униңға егә болиду.
ܟܠ ܐܝܢܐ ܕܥܒܪ ܘܠܐ ܡܩܘܐ ܒܝܘܠܦܢܗ ܕܡܫܝܚܐ ܐܠܗܐ ܠܝܬ ܒܗ ܗܘ ܕܡܩܘܐ ܒܝܘܠܦܢܗ ܗܢܐ ܘܠܐܒܐ ܘܠܒܪܐ ܐܝܬ ܠܗ
10 Әгәр бириси Униң тәлимини елип кәлмәй силәрниң йениңларға кәлсә, уни өйүңларға башлимаңлар һәм униңға саламму бәрмәңлар.
ܐܢ ܐܢܫ ܐܬܐ ܠܘܬܟܘܢ ܘܗܢܐ ܝܘܠܦܢܐ ܠܐ ܡܝܬܐ ܠܐ ܬܩܒܠܘܢܝܗܝ ܒܒܝܬܐ ܘܚܕܝ ܠܟ ܠܐ ܬܐܡܪܘܢ ܠܗ
11 Чүнки ундақ адәмгә салам бәргән киши униң рәзил әмәллиригә шерик болғучидур.
ܗܘ ܓܝܪ ܕܐܡܪ ܠܗ ܚܕܝ ܠܟ ܡܫܘܬܦ ܗܘ ܠܥܒܕܘܗܝ ܒܝܫܐ
12 Силәргә пүтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин қәғәз билән сияһни ишләткәндин көрә, хошаллиғимизниң толуп тешиши үчүн йениңларға берип дидар көрүшүп сөзлишишни арзу қилимән.
ܟܕ ܤܓܝܐܬܐ ܐܝܬ ܗܘܐ ܠܝ ܠܡܟܬܒ ܠܟܘܢ ܠܐ ܒܥܝܬ ܕܒܝܕ ܟܪܛܝܤܐ ܘܕܝܘܬܐ ܐܠܐ ܡܤܒܪ ܐܢܐ ܕܐܬܐ ܠܘܬܟܘܢ ܘܦܘܡܐ ܠܘܬ ܦܘܡܐ ܢܡܠܠ ܕܚܕܘܬܐ ܕܝܠܢ ܬܗܘܐ ܡܫܡܠܝܐ
13 Худа тәрипидин талланған һәдәңниң балилиридин саңа салам!
ܫܐܠܝܢ ܫܠܡܟܝ ܒܢܝܐ ܕܚܬܟܝ ܓܒܝܬܐ ܐܡܝܢ

< Юһанна 2 1 >