< Коринтлиқларға 2 9 >

1 Чүнки муқәддәс бәндиләрниң бу ярдәм хизмити тоғрилиқ силәргә йәнә йезишимниң һаҗити йоқ.
論到供給聖徒的事,我不必寫信給你們;
2 Чүнки мән силәрниң бу ишқа қаттиқ бәл бағлиғиниңларни билимән; мән бу тоғрилиқ: Ахаядикиләр өткән жилдин бери хәйр-сәдиқә беришкә тәйяр туруватиду, дәп Македонийәдики [қериндашларға] пәхирлинип махтап кәлмәктимән, шуниң билән силәрниң қизғинлиғиңлар уларниң көпинчисиниң [хәйр-сәдиқә] [беришигә] түрткә болди.
因為我知道你們樂意的心,常對馬其頓人誇獎你們,說亞該亞人預備好了,已經有一年了;並且你們的熱心激動了許多人。
3 Лекин қериндашларни әвәтиштики мәхситим силәрниң тоғраңларда пәхирлинип махтишимниң бу ишларда беһудә иш болуп қалмаслиғи, силәрниң дегинимдәк тәйяр болуп турушуңлар үчүндур.
但我打發那幾位弟兄去,要叫你們照我的話預備妥當,免得我們在這事上誇獎你們的話落了空。
4 Мабада Македонийәдикиләр мән билән биллә барғинида, силәр тәйярлиқсиз болсаңлар, бу ишәшимиз вәҗидин биз хиҗаләткә қалдурулимиз, силәр сөзсиз шундақ болисиләр.
萬一有馬其頓人與我同去,見你們沒有預備,就叫我們所確信的,反成了羞愧;你們羞愧,更不用說了。
5 Шу сәвәптин мән қериндашлардин йениңларға берип силәрдин бу вәдә қилған хәйрлик ишни алдин-ала тәйярлап пүттүрүшини өтүнүшни зөрүр дәп һесаплидим; шундақла бу силәрдин бирәр нәрсә үндүривелиш болмисун, бәлки меһриванлиғиңлардин болсун.
因此,我想不得不求那幾位弟兄先到你們那裏去,把從前所應許的捐資預備妥當,就顯出你們所捐的是出於樂意,不是出於勉強。
6 Амма буни [әсләңлар]: Бехиллиқ билән аз териған аз алиду, очуқ қоллуқ билән териғини мол алиду.
「少種的少收,多種的多收」,這話是真的。
7 Һәр адәм һеч қийнилип қалмай яки мәҗбурән әмәс, бәлки өз көңлидә пүккиничә бәрсун; чүнки Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду.
各人要隨本心所酌定的,不要作難,不要勉強,因為捐得樂意的人是上帝所喜愛的。
8 Амма Худа һәр бир илтипат-шапаәтни силәргә ешип таштурушқа қадирдур; шуниң билән силәр һәрдайим һәртәрәптә һәр еһтияҗқа тәйяр қувәтлинисиләр, кәңричиликтә туруп қоллириңлар һәр хил гөзәл ишқа йетиду.
上帝能將各樣的恩惠多多地加給你們,使你們凡事常常充足,能多行各樣善事。
9 [Муқәддәс язмиларда] пүтүлгинидәк: — «У өзиниңкини тарқатқан, У йоқсулларға сәдиқә бәргән; Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду». (aiōn g165)
如經上所記: 他施捨錢財,賙濟貧窮; 他的仁義存到永遠。 (aiōn g165)
10 Әнди териғучиға териғили уруқ, йегили нан ата қилғучи силәрниң терийдиған уруқлириңларни тәминләп мол қилиду, һәққанийлиғиңларниң һосул-мевилирини көпәйтиду.
那賜種給撒種的,賜糧給人吃的,必多多加給你們種地的種子,又增添你們仁義的果子;
11 Шуниң билән силәр һәр қандақ әһвалда қоли очуқ болушқа һәр тәрәптә бейитилисиләр, шуниңдәк бу иш биз арқилиқ Худаға көп тәшәккүрләрни елип бариду;
叫你們凡事富足,可以多多施捨,就藉着我們使感謝歸於上帝。
12 чүнки бу хәйрлик хизмәтни ада қилиш пәқәт муқәддәс бәндиләрниң һаҗәтлирини қандурупла қалмай, көп кишиләрниң Худаға йәткүзгән тәшәккүрлирини ешип таштуриду.
因為辦這供給的事,不但補聖徒的缺乏,而且叫許多人越發感謝上帝。
13 Бу ярдәм хизмити өзлириңларниң Мәсиһниң хуш хәвирини етирап қилишиңлардики мевә болған итаәтмәнлигиңларға дәлил-испат болиду, шундақла силәрниң мошу [һаҗәтмән] бәндиләргә, шундақла барлиқ адәмләргә көрсәткән очуқ қоллуқ сехийлиғиңлардин улар Худани улуқлайду.
他們從這供給的事上得了憑據,知道你們承認基督順服他的福音,多多地捐錢給他們和眾人,便將榮耀歸與上帝。
14 Вә Худаниң силәрдә ташқинлатқан әҗайип меһри-шәпқити түпәйлидин, улар силәр үчүн дуа-тилавәт қилғинида, улар силәргә тәлпүнүп қаттиқ сеғинип әсләйду.
他們也因上帝極大的恩賜顯在你們心裏,就切切地想念你們,為你們祈禱。
15 Униң тил билән ипадилигүсиз әҗайип соғиси үчүн Худаға тәшәккүр болғай!
感謝上帝,因他有說不盡的恩賜!

< Коринтлиқларға 2 9 >