< Коринтлиқларға 2 8 >

1 Амма, и қериндашлар, биз силәргә Худаниң Македонийәдики җамаәтләргә беғишлиған меһри-шәпқитини аян қилмақчимиз;
γνωριζομεν δε υμιν αδελφοι την χαριν του θεου την δεδομενην εν ταις εκκλησιαις της μακεδονιας
2 улар зор еғир җапа-мушәққәттә синалғинида, қаттиқ намрат әһвалда ешип ташқан шатлиғи билән уларниң очуқ қоллуғиниң байлиғи урғуп чиқти;
οτι εν πολλη δοκιμη θλιψεως η περισσεια της χαρας αυτων και η κατα βαθους πτωχεια αυτων επερισσευσεν εις τον πλουτον της απλοτητος αυτων
3 чүнки уларниң күчиниң баричә, һәтта күчидин артуқ хәйр-сахавәт қилғанлиғиға өзүм гува. Улар ихтияри билән шундақ қилип,
οτι κατα δυναμιν μαρτυρω και υπερ δυναμιν αυθαιρετοι
4 биздин муқәддәс бәндиләргә шу ярдәмдә болушниң бәхитигә вә шериклигигә муйәссәр болушни қаттиқ өтүнди;
μετα πολλης παρακλησεως δεομενοι ημων την χαριν και την κοινωνιαν της διακονιας της εις τους αγιους δεξασθαι ημας
5 шундақ қилип, улар күткинимиздәк әмәс, үмүт қилғинимиздин ешип өзлирини авал Рәбгә, андин Худаниң ирадиси билән бизгиму беғишлиди;
και ου καθως ηλπισαμεν αλλ εαυτους εδωκαν πρωτον τω κυριω και ημιν δια θεληματος θεου
6 шуңа, Титус силәрдә [бу] меһриванлиқни башлиған екән, биз Титустин силәрни буниңға несипдаш қилип уни ада қилишқа өтүндуқ.
εις το παρακαλεσαι ημας τιτον ινα καθως προενηρξατο ουτως και επιτελεση εις υμας και την χαριν ταυτην
7 Амма силәр һәр тәрәптә, йәни ишәштә, сөздә, билимдә, толуқ әстайидиллиқта һәм бизгә болған меһир-муһәббитиңларда әвзәл болғиниңлардәк, мошу меһирлик иштиму өзүңларни әвзәл көрситиңлар.
αλλ ωσπερ εν παντι περισσευετε πιστει και λογω και γνωσει και παση σπουδη και τη εξ υμων εν ημιν αγαπη ινα και εν ταυτη τη χαριτι περισσευητε
8 Мән бу гәп билән силәргә буйруқ қилмақчи әмәсмән, бәлки башқиларниң қизғинлиғи арқилиқ муһәббитиңларниң һәқиқийлигини испатлимақчимән.
ου κατ επιταγην λεγω αλλα δια της ετερων σπουδης και το της ημετερας αγαπης γνησιον δοκιμαζων
9 Чүнки силәр Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқитини билисиләр — гәрчә у бай болсиму, силәрни дәп йоқсул болдики, силәр униң йоқсуллуғи арқилиқ бейитилисиләр.
γινωσκετε γαρ την χαριν του κυριου ημων ιησου χριστου οτι δι υμας επτωχευσεν πλουσιος ων ινα υμεις τη εκεινου πτωχεια πλουτησητε
10 Мән бу тоғрилиқ пикримни оттуриға қойимән — бу силәргә пайдилиқ, чүнки силәр алдинқи жилила сәдиқә қилишта вә шуниңға ирадә бағлашта яхши башлидиңлар.
και γνωμην εν τουτω διδωμι τουτο γαρ υμιν συμφερει οιτινες ου μονον το ποιησαι αλλα και το θελειν προενηρξασθε απο περυσι
11 Әнди һазир уни ада қилиңлар; қизғин ирадә бағлиғиниңлардәк, бар дунияйиңлар билән шу ишқа әмәл қилиңлар.
νυνι δε και το ποιησαι επιτελεσατε οπως καθαπερ η προθυμια του θελειν ουτως και το επιτελεσαι εκ του εχειν
12 Чүнки [хәйр-сахавәткә] бәл бағлиғучиға нисбәтән, соғиниң Худаға яриғидәк болуши қолида йоққа әмәс, бәлки қолида бариға бағлиқтур.
ει γαρ η προθυμια προκειται καθο εαν εχη τις ευπροσδεκτος ου καθο ουκ εχει
13 Чүнки бу башқиларниң жүкини йениклитимән дәп, өзүңларни қийнаңлар дегиним әмәс,
ου γαρ ινα αλλοις ανεσις υμιν δε θλιψις αλλ εξ ισοτητος εν τω νυν καιρω το υμων περισσευμα εις το εκεινων υστερημα
14 бәлки силәрдә артуқ болғини һазирчә уларниң кам йерини толдурғинидәк, [күнләрниң биридә] уларда артуқ болғини силәрниң кам йериңларни толдуриду; шуниң билән тәңлишиду.
ινα και το εκεινων περισσευμα γενηται εις το υμων υστερημα οπως γενηται ισοτης
15 Худди [муқәддәс язмиларда]: «Көп жиққанларниңкидин ешип қалмиди, аз жиққанларниңму кәмлик қилмиди» дәп йезилғандәк болғай.
καθως γεγραπται ο το πολυ ουκ επλεονασεν και ο το ολιγον ουκ ηλαττονησεν
16 Амма Титусниң қәлбигә силәргә болған көйүмүмгә охшаш көйүмни салған Худаға тәшәккүрләр болғай;
χαρις δε τω θεω τω διδοντι την αυτην σπουδην υπερ υμων εν τη καρδια τιτου
17 чүнки у дәрһәқиқәт бизниң илтимасимизни қобул қилғини билән, өзиниң силәргә күчлүк көйүми болғачқа, у өзлүгидин йениңларға барди;
οτι την μεν παρακλησιν εδεξατο σπουδαιοτερος δε υπαρχων αυθαιρετος εξηλθεν προς υμας
18 амма биз униңға барлиқ җамаәтләр арисида хуш хәвәр хизмитидә тәрипләнгән қериндашни һәмраһ қилип әвәттуқ;
συνεπεμψαμεν δε μετ αυτου τον αδελφον ου ο επαινος εν τω ευαγγελιω δια πασων των εκκλησιων
19 шуниңдәк у пәқәт шу тәрәптила әмәс, бәлки җамаәтләр тәрипидин бу хәйрлик ишта бизгә һәмсәпәр болушқа талливелинған еди. Әнди биз бу хәйр-сахавәтни болса, Рәбниң шан-шәривини һәм ярдәмдики қизғинлиғимизни көрситиш үчүн уни йәткүзүш хизмитидә болимиз;
ου μονον δε αλλα και χειροτονηθεις υπο των εκκλησιων συνεκδημος ημων συν τη χαριτι ταυτη τη διακονουμενη υφ ημων προς την αυτου του κυριου δοξαν και προθυμιαν υμων
20 шундақ қилип биз бу мол соғини мәсъул болуп йәткүзүштә һәр қандақ адәмниң бизниң үстимиздин төһмәт қилмаслиғи үчүн еһтият қилимиз.
στελλομενοι τουτο μη τις ημας μωμησηται εν τη αδροτητι ταυτη τη διακονουμενη υφ ημων
21 Чүнки биз пәқәт Рәбниң алдидила әмәс, бәлки инсанларниң көз алдидиму ишимизни дурус қилишқа көңүл бөлүп келиватимиз.
προνοουμενοι καλα ου μονον ενωπιον κυριου αλλα και ενωπιον ανθρωπων
22 Биз йәнә улар билән биллә көп ишларда интайин әстайидиллиғи нурғун қетим испатланған қериндашни әвәтмәкчимиз; һазир униң силәргә бағлиған зор ишәши түпәйлидин униң интайин әстайидиллиғи техиму күчлүк болди.
συνεπεμψαμεν δε αυτοις τον αδελφον ημων ον εδοκιμασαμεν εν πολλοις πολλακις σπουδαιον οντα νυνι δε πολυ σπουδαιοτερον πεποιθησει πολλη τη εις υμας
23 Титус тоғрилиқ соаллар болса у мениң һәмраһим вә хизмитиңларда болған һәмкаримдур; башқа икки қериндишимиз болса, улар җамаәтләрниң әлчилири, Мәсиһниң шан-шәривидур.
ειτε υπερ τιτου κοινωνος εμος και εις υμας συνεργος ειτε αδελφοι ημων αποστολοι εκκλησιων δοξα χριστου
24 Шуңа, җамаәтләрниң көз алдида муһәббитиңларниң испатини, шундақла бизниң силәрдин пәхирлинишлиримизниң бекар әмәслигини уларға көрситиңлар.
την ουν ενδειξιν της αγαπης υμων και ημων καυχησεως υπερ υμων εις αυτους ενδειξασθε και εις προσωπον των εκκλησιων

< Коринтлиқларға 2 8 >