< Коринтлиқларға 2 7 >

1 Әнди бу вәдиләргә муйәссәр болғандин кейин, и сөйүмлүкләр, өзимизни әтләрдики һәм роһтики һәр хил паскинилиқтин тазилап, Худаниң қорқунучида өзимиздә [аян қилинған] пак-муқәддәсликни камаләткә йәткүзәйли.
所以,親愛的,既有這些恩許,就當潔淨自己,除去肉體和心靈上的一切玷污,以敬畏天主之情來成就聖德。
2 Бизни қобул қилғайсиләр! Биз һеч кимгә зиян-зәхмәт йәткүзмидуқ, һеч кимни набут қилмидуқ, һеч кимдин пайдиланмидуқ.
容納我們罷! 我們並沒有侵犯過誰,沒有敗壞過誰,也沒有佔過誰的便宜。
3 Мошуларни дәп, силәрни әйиплимәкчи әмәсмән; чүнки мән жуқурида ейтқинимдәк, силәр қәлбимиздидурсиләрки, биз силәр билән биллә өлүшкә, силәр билән биллә яшашқа тәйярмиз.
我說這話,並不是為定你們罪,因為我以前曾說過:你們常在我們心中,甚至於同死同生。
4 Силәргә бағлиған ишәшим зор, силәрдин болған пәхрим зор; шуниң үчүн риғбәт-тәсәллигә толдурулдум, барлиқ җапа-мүшкүлчиликлиримиздә хошаллиғим ешип ташти.
我對你們大可放心,我為了你們也大可誇耀;我充滿了安慰,在我們各樣的苦難中,我格外充滿喜樂,
5 Чүнки бәрһәқ, Македонийәгә киргинимиздиму әтлиримиз һеч арам тапалмай, һәртәрәптин қисилип қалдуқ; сиртимизда җедәл-күрәшләр, ичимиздә қорқунучлар бар еди.
因為自從我們到了馬其頓,我的肉身沒有得到一點安寧,反而處處遭難:外有爭鬥,內有恐懼。
6 Амма чүшкүнләргә риғбәт-тәсәлли бәргүчи Худа бизгә Титусниң келиши арқилиқ риғбәт-тәсәлли бәрди;
但那安慰謙卑心的天主,以弟鐸的來臨安慰了我們;
7 тапқан риғбәт-тәсәллимиз пәқәт униң келиши арқилиқла әмәс, бәлки униң силәрдин тапқан риғбәт-тәсәллиси арқилиқму болди; чүнки у силәрниң [бизгә] зариқип тәлмүргиниңларни, силәрниң һәсритиңларни, силәрниң маңа болған қизғин ғәмхорлуғуңларни ейтип бәрди; шуниң билән мән техиму хошалландим.
不但以他的來臨,而且以他由你們所得的安慰,安慰了我們,因為他把你們的切望,你們的悲痛,你們對我的熱忱,都給我們報告了,致令我更加喜歡。
8 Чүнки гәрчә мән силәрни хетим билән азаплиған болсамму, мән һазир униңдин пушайман қилмаймән; лекин әслидә мән шу хетимниң силәрни азаплиғинини көрүп пушайман қилған едим (әмәлийәттә, силәрниң азаплинишиңлар қисқиғинә бир мәзгилла болған).
雖然我以那封信使你們憂苦了,我並不後悔,縱然我曾經後悔過──因為我看見那封信實在使你們憂苦了,雖然是一時──
9 Амма һазир шатлинимән — азапланғиниңлардин әмәс, бәлки шу азапниң силәрни товва қилдурғанлиғидин шатлинимән; чүнки силәрниң азаплинишиңлар Худаниң йолида еди; шуниң билән силәр биздин һеч зиян тартмидиңлар.
如今我卻喜歡,並不是因為你們憂苦了,而是你們憂苦以致於悔改,因為你們是按照天主的聖意而憂苦的,所以沒有理由由我們受到什麼損害。
10 Чүнки Худаниң йолида болған азап-қайғу адәмни һәргиз пушайман қилмайдиған ниҗатқа башлайдиған товиға елип бариду; амма бу дуниядики азап-қайғу адәмни өлүмгә елип бариду.
因為按照天主聖而來的憂苦,能產生返悔的悔改,以致於得救;世間的憂苦卻產生死亡。
11 Чүнки мана, дәл мошу иш, йәни Худаниң йолида азаплинишиңлар, силәргә шунчә көп әстайидиллиқ, өзлириңларни әйиптин нәқәдәр халас қилиш, шунчә көп ғәзәп, шунчә көп қорқунуч, шунчә көп тәқәззарлиқ, шунчә көп қизғинлиқ вә җазалашқа шунчә тәйяр болушни елип кәлди! Силәр бу ишниң һәр тәрипидә өзүңларниң әйиптин халас болушуңларни испатлидиңлар.
且看,這種按照天主而來的憂苦,在你們中產生了多大的熱情,甚至辨白,而憤慨,而恐懼,而切望,而熱忱,而譴責;在各方面,你們表明對那件事是無罪的。
12 Әнди силәргә [шу] хәтни язған болсамму, у хәтни зиян-зәхмәт қилғучи киши үчүн әмәс, яки зиян-зәхмәт қилинғучи киши үчүн әмәс, бәлки Худа алдида бизгә болған көңлүңлардики қизғинлиқниң араңларда аян болуши үчүн яздим.
因此,雖然我從前給你們記寫了信,卻不是為了那侵犯人的,也不是為了那受侵犯的,而是為要把你們對我們的熱情,在天主面前表彰出來;
13 Бу сәвәптин биз риғбәт-тәсәллигә ериштуқ. Вә риғбәт-тәссәллимиз үстигә биз Титусниң хошаллиғи түпәйлидин техиму зор шатландуқ; чүнки униң роһи силәр тәрипиңлардин йеңиланди.
為此,我們得到了安慰。在我們受安慰之外,我們尤其因弟鐸的喜樂而更加喜樂,因為他的心神由你們得到寬慰,
14 Чүнки мән силәр тоғраңларда бирәр ишта пәхирлинип махтиған болсам, у ишта һеч хиҗил қалдурулмидим; бәлки силәргә ейтқанлиримизниң һәммиси һәқиқәт болғинидәк, бизниң Титусқа силәрни пәхирлинип махтишимизму һәқиқәт болуп испатланди.
因為我如對弟鐸誇耀過你們什麼,我也不至於羞愧,因為我向他誇耀你們的話,成了真的,正如我們對你們所說的一切都是真的一樣;
15 У силәрниң итаәтмәнлигиңларни, силәрниң униңдин қандақ әймәнгән вә титригән һалда уни қарши алғиниңларни әслигинидә, униң силәргә бағлиған ич-бағридики муһәббәтлири техиму ешип ташиду.
並且,他一想起你們眾人的服從,怎樣以敬表和戰慄的心來接待他,他的心腸就越發傾向你們。
16 Мән силәргә һәр бир ишта ишәшим камил болғанлиғидин шатлинимән.
我真喜歡,因為我對你們各方面都可以放心了。

< Коринтлиқларға 2 7 >