< Коринтлиқларға 2 6 >
1 Әнди [Худаниң] һәмкарлири сүпитидә силәрдин Униң меһри-шәпқитини қобул қилип туруп уни бекарға кәткүзмәңлар дәп өтүнимиз
우리가 하나님과 함께 일하는 자로서 너희를 권하노니 하나님의 은혜를 헛되이 받지 말라
2 (чүнки у: «Шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән, ниҗат-қутулуш йәткүзүлидиған бир күнидә Мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән» — деди. Мана, һазир болса «шапаәт көрситилидиған яхши пәйт»; мана, һазир «ниҗат-қутулуш күни»дур!).
가라사대 내가 은혜 베풀 때에 너를 듣고 구원의 날에 너를 도왔다 하셨으니 보라 지금은 은혜 받을 만한 때요 보라 지금은 구원의 날이로다
3 [Рәбниң] хизмитигә дағ кәлтүрүлмисун дәп һеч қандақ ишта һеч кимниң иманиға тосалғулуқ қилмаймиз;
우리가 이 직책이 훼방을 받지 않게 하려고 무엇에든지 아무에게도 거리끼지 않게 하고
4 бәлки һәр бир ишта өзимизни Худаниң хизмәткарлири сүпитидә нәмунә қилип жүримиз; зор чидамлиқ билән, җәбир-зулумларда, җапа-мушәққәтләрдә, бесим-қистақларда,
오직 모든 일에 하나님의 일꾼으로 자천하여 많이 견디는 것과 환난과 궁핍과 곤란과
5 камча ярилирида, зинданларда, қозғилаң-топилаңлар ичидә, еғир меһнәтләрдә, түнәшләрдә, роза тутушларда,
매맞음과 갇힘과 요란한 것과 수고로움과 자지 못함과 먹지 못함과
6 паклиқ билән, билимләр билән, сәвир-тақәтлик билән, меһриванлиқлар билән, Муқәддәс Роһ билән, сахтилиқсиз меһир-муһәббәт билән,
깨끗함과 지식과 오래 참음과 자비함과 성령의 감화와 거짓이 없는 사랑과
7 һәқиқәтниң сөз-калами билән, Худаниң күч-қудрити билән, һәққанийлиқниң оң-сол қоллардики қураллири билән,
진리의 말씀과 하나님의 능력 안에 있어 의의 병기로 좌우하고
8 һәм иззәт-шөһрәттә һәм һақарәт ичидә, төһмәт һәм тәриплинишләр ичидә [өзимизни Худаниң хизмәкарлири сүпитидә намайән қилдуқ]; ялғанчилар дәп қаралған болсақму сәмимий-садиқ болуп,
영광과 욕됨으로 말미암으며 악한 이름과 아름다운 이름으로 말미암으며 속이는 자 같으나 참되고
9 намсиз болдуқ-ю, амма мәшһормиз; өләй дәп қалдуқ-ю, амма мана, һаяттурмиз; тәрбийидә җазаландуқ-ю, амма өлүмгә мәһкүм қилинмидуқ;
무명한 자 같으나 유명한 자요 죽는 자 같으나 보라 우리가 살고 징계를 받는 자 같으나 죽임을 당하지 아니하고
10 дәрд-әләм тарттуқ-ю, амма дайим шат-хурамлиқта туримиз; намрат болғинимиз билән, амма көп адәмләрни бай қилғучимиз; һеч немимиз йоқ болғини билән, амма һәммигә егидармиз.
근심하는 자 같으나 항상 기뻐하고 가난한 자 같으나 많은 사람을 부요하게 하고 아무 것도 없는 자 같으나 모든 것을 가진 자로다
11 Силәргә очуқ-йоруқ сөзлидуқ, әй Коринтлиқлар, бизниң бағримиз силәргә кәң ечилди!
고린도인들이여 너희를 향하여 우리의 입이 열리고 우리의 마음이 넓었으니
12 Силәр биз тәрәптин қисилған әмәс, лекин өз ич-бағриңларниң тарлиғидин қисилисиләр;
너희가 우리 안에서 좁아진 것이 아니라 오직 너희 심정에서 좁아진 것이니라
13 әнди адил алмаштурушта болуп — (өз пәрзәнтлиримгә сөзлигәндәк сөзләймән) — бағриңларни бизгиму кәң ечиңлар.
내가 자녀에게 말하듯 하노니 보답하는 양으로 너희도 마음을 넓히라
14 Етиқатсизлар билән бир боюнтуруққа четилип тәңсизликтә болмаңлар; чүнки һәққанийлиқ вә қәбиһлик оттурисида қандақму ортақлиқ болсун? Йоруқлуқниң қараңғулуқ билән қандақ һәмраһлиғи болсун?
너희는 믿지 않는 자와 멍에를 같이 하지 말라 의와 불법이 어찌 함께 하며 빛과 어두움이 어찌 사귀며
15 Мәсиһниң Белиал билән немә енақлиғи болсун? Ишәнгүчиниң ишәнмигүчи билән қандақ ортақ несивиси болсун?
그리스도와 벨리알이 어찌 조화되며 믿는 자와 믿지 않는 자가 어찌 상관하며
16 Худаниң ибадәтханисиниң бутлар билән қандақ бирлиги болсун? Чүнки силәр тирик Худаниң ибадәтханисидурсиләр — Худаниң: «Мән уларда туримән, уларниң арисида жүримән; уларниң Худаси болимән вә улар Мениң хәлқим болиду» дегинидәк [силәр Униң ибадәтханисидурсиләр];
하나님의 성전과 우상이 어찌 일치가 되리요 우리는 살아계신 하나님의 성전이라 이와 같이 하나님께서 가라사대 내가 저희 가운데 거하며 두루 행하여 나는 저희 하나님이 되고 저희는 나의 백성이 되리라 하셨느니라
17 Шуниң үчүн «Уларниң арисидин чиқип кетиңлар, Маңа айрилиңлар», — дәйду Рәб, — «һеч напак нәрсигә тәккүчи болмаңлар», «шундила Мән силәрни қобул қилимән»,
그러므로 주께서 말씀하시기를 너희는 저희 중에서 나와서 따로 있고 부정한 것을 만지지 말라 내가 너희를 영접하여
18 вә: «Мән силәргә Ата болимән, силәр Маңа оғул-қизлирим болисиләр» — дәйду Һәммигә Қадир болған Рәб.
너희에게 아버지가 되고 너희는 내게 자녀가 되리라 전능하신 주의 말씀이니라 하셨느니라