< Коринтлиқларға 2 5 >

1 Чүнки бу зиминға тәвә өйимиз, йәни бу чедиримиз йоқитилсиму, Худа тәрипидин болған, инсан қоли билән ясалмиған бир өй, йәни асманларда әбәдий бир маканимиз бардур дәп билимиз. (aiōnios g166)
οιδαμεν γαρ οτι εαν η επιγειος ημων οικια του σκηνους καταλυθη οικοδομην εκ θεου εχομεν οικιαν αχειροποιητον αιωνιον εν τοις ουρανοις (aiōnios g166)
2 Әнди бу [кона өйимиздә] турғинимизда асмандики өйимизни кийивелишқа зор интизар билән аһ урмақтимиз
και γαρ εν τουτω στεναζομεν το οικητηριον ημων το εξ ουρανου επενδυσασθαι επιποθουντες
3 (бәрһәқ, [асмандики өйимизни] кийивалсақ ялаңач қалмаймиз).
ει γε και {VAR1: ενδυσαμενοι } {VAR2: εκδυσαμενοι } ου γυμνοι ευρεθησομεθα
4 Чүнки мошу чедирда турғинимизда, еғирчилиқта аһ урмақтимиз; бу бизниң ялаңачлинишни халиқинимиз әмәс, бәлки кийиндүрүлүшни, йәни биздә өлидиған немә болса, униң һаят тәрипидин жутулушини халаймиз.
και γαρ οι οντες εν τω σκηνει στεναζομεν βαρουμενοι εφ ω ου θελομεν εκδυσασθαι αλλ επενδυσασθαι ινα καταποθη το θνητον υπο της ζωης
5 Әнди бизни дәл мошу ишқа тәйярлиғучи болса Худадур; У бизгә «капаләт» болған Өз Роһиниму ата қилди.
ο δε κατεργασαμενος ημας εις αυτο τουτο θεος ο δους ημιν τον αρραβωνα του πνευματος
6 Шуниң билән биз һемишә юрәклик болимиз; һәмдә тенимиздә макан тутқинимизда Рәбдин нери болған мусапир болимиз дәп билимиз
θαρρουντες ουν παντοτε και ειδοτες οτι ενδημουντες εν τω σωματι εκδημουμεν απο του κυριου
7 (чүнки биз көрүш сезими билән әмәс, етиқат билән маңимиз);
δια πιστεως γαρ περιπατουμεν ου δια ειδους
8 биз юрәклик болуп, шуниңдәк тәндин нери болуп Рәб билән биллә бир маканда болушқа техиму хурсәнмиз.
θαρρουμεν δε και ευδοκουμεν μαλλον εκδημησαι εκ του σωματος και ενδημησαι προς τον κυριον
9 Шуниң билән, мәйли тәндә болайли, тәндин нери болайли, уни хурсән қилишни истәк-нишан қилип интилимиз.
διο και φιλοτιμουμεθα ειτε ενδημουντες ειτε εκδημουντες ευαρεστοι αυτω ειναι
10 Чүнки тәндә қилған әмәллиримизни, яхшилиқ болсун, яманлиқ болсун, һәр биримизгә қайтурулуши үчүн Мәсиһниң сорақ тәхти алдида һазир болушимиз лазим болиду.
τους γαρ παντας ημας φανερωθηναι δει εμπροσθεν του βηματος του χριστου ινα κομισηται εκαστος τα δια του σωματος προς α επραξεν ειτε αγαθον ειτε φαυλον
11 Шуниң билән Рәбниң дәһшитини билгәнлигимиз үчүн, инсанларни ишәндүрүшкә тиришимиз; лекин биз Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ дәп үмүт қилимән.
ειδοτες ουν τον φοβον του κυριου ανθρωπους πειθομεν θεω δε πεφανερωμεθα ελπιζω δε και εν ταις συνειδησεσιν υμων πεφανερωσθαι
12 Биз һазир өзимизни қайтидин силәргә тәвсийә қилғинимиз йоқ, бәлки пәқәт силәрдә қәлбдики ишлардин әмәс, ташқи қияпәттин пәхирлинидиғанларға бәргидәк җавап болсун дәп, силәргә бизләрдин пәхирлиниш имканийитини яритип бериватимиз.
ου παλιν εαυτους συνιστανομεν υμιν αλλα αφορμην διδοντες υμιν καυχηματος υπερ ημων ινα εχητε προς τους εν προσωπω καυχωμενους και μη εν καρδια
13 Чүнки ич-ичимизгә сиғмай қалған болсақму Худа алдида шундақ болдуқ, салмақ болсақму силәр үчүн шундақ болимиз.
ειτε γαρ εξεστημεν θεω ειτε σωφρονουμεν υμιν
14 Чүнки Мәсиһниң муһәббити бизни [шундақ қилишқа] үндәйду; чүнки биз бириси һәммәйлән үчүн өлди, шуңа һәммәйләнниму өлди, дәп һесаплаймиз.
η γαρ αγαπη του χριστου συνεχει ημας κριναντας τουτο οτι εις υπερ παντων απεθανεν αρα οι παντες απεθανον
15 Вә У һәммәйләнни дәп өлди, буниңдин мәхсәт, һаят болғанлар өзлири үчүн әмәс, бәлки уларни дәп өлүп тирилгүчи үчүн яшиши үчүндур.
και υπερ παντων απεθανεν ινα οι ζωντες μηκετι εαυτοις ζωσιν αλλα τω υπερ αυτων αποθανοντι και εγερθεντι
16 Шуниң билән биз буниңдин кейин һеч кимни инсанларчә тонумаймиз; һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ, буниңдин кейин уни йәнә шундақ тонумаймиз.
ωστε ημεις απο του νυν ουδενα οιδαμεν κατα σαρκα ει και εγνωκαμεν κατα σαρκα χριστον αλλα νυν ουκετι γινωσκομεν
17 Шуңа әнди бириси Мәсиһдә болса, у йеңи бир яритилғучидур! Кона ишлар өтүп, мана, һәммә иш йеңи болди!
ωστε ει τις εν χριστω καινη κτισις τα αρχαια παρηλθεν ιδου γεγονεν καινα
18 Вә барлиқ ишлар Худадиндур; У бизни Мәсиһ арқилиқ Өзигә енақлаштурди, шундақла бизгә енақлаштуруш хизмитини тапшурди: —
τα δε παντα εκ του θεου του καταλλαξαντος ημας εαυτω δια χριστου και δοντος ημιν την διακονιαν της καταλλαγης
19 демәк, Худа Мәсиһдә адәмләрниң итаәтсизликлирини уларниң әйиви билән һесаплашмай, аләмни Өзигә енақлаштурди; шуниңдәк бизгә енақлаштуруш хәвирини аманәт қилип тапшурди.
ως οτι θεος ην εν χριστω κοσμον καταλλασσων εαυτω μη λογιζομενος αυτοις τα παραπτωματα αυτων και θεμενος εν ημιν τον λογον της καταλλαγης
20 Шуңа худди Худа биз арқилиқ [адәмләрдин енақлиққа келишни] өтүнгинидәк, биз Мәсиһкә вакалитән әлчиләрдурмиз; Мәсиһниң орнида «Худаға енақлаштурулғайсиләр!» дәп өтүнимиз.
υπερ χριστου ουν πρεσβευομεν ως του θεου παρακαλουντος δι ημων δεομεθα υπερ χριστου καταλλαγητε τω θεω
21 Гунаға һеч тонуш болмиған кишини Худа бизни дәп гунаниң өзи қилди; мәхсити шуки, бизниң Униңда Худаниң һәққанийлиғи болушимиз үчүндур.
τον μη γνοντα αμαρτιαν υπερ ημων αμαρτιαν εποιησεν ινα ημεις γενωμεθα δικαιοσυνη θεου εν αυτω

< Коринтлиқларға 2 5 >