< Коринтлиқларға 2 4 >
1 Шуңа [Худа] бизгә рәһим-шәпқәт көрсәткәндәк, бу хизмәт бизгә аманәт қилинған екән, биз бәл қойвәтмәймиз;
2 әндиликтә шәрмәндиликкә аит йошурун ишларни ташлап, нә алдамчилиқта маңмай, нә Худаниң сөзини бурмилимай, бәлки һәқиқәтни әйнән аян қилиш билән Худа алдида дуруслуғимизни һәр адәмниң виҗданиға көрситимиз.
3 Амма хуш хәвиримиз чүмкәлгән болсиму, у һалак болуватқанларға нисбәтән чүмкәлди;
4 Чүнки Худаниң сүрәт-образи болған Мәсиһниң шан-шәриви тоғрисидики хуш хәвәрниң нури уларниң үстидә йорумисун дәп, бу заманниң илаһи етиқатсизларниң ой-зеһинлирини кор қилди. (aiōn )
5 Чүнки биз өзимизни әмәс, бәлки Мәсиһ Әйсани Рәб, шуниңдәк өзимизни Әйса үчүн силәрниң хизмәткариңлар дәп елан қилимиз.
6 Чүнки «қараңғулуқтин нур йорусун» дәп буйруған Худа, Мәсиһниң дидаридин Өзиниң шан-шәривини тонутушқа болған йоруқлуқниң [биз арқилиқ] чечилиши үчүн, бизниң қәлбимизни йорутқандур.
7 Амма қудрәтниң ғайәт зорлуғи биздин әмәс, бәлки Худадин болғанлиғи көрүнсун дәп бу гөһәргә сапал идишларда қачилақлиқ һалда егидарлиқ қилимиз.
8 Мана биз һәртәрәптә қистилип қалдуқ, амма йәнҗилмидуқ; тәмтирәп қалдуқ, амма үмүтсизләнмидуқ;
9 зиянкәшликкә учраватимиз, амма һәмдәмсиз қалмидуқ; жиқитилдуқ, амма һалак болмидуқ;
10 Әйсаниң һаяти тенимиздә аян қилинсун дәп, һәрдайим тенимиздә Әйсаниң өлүмини көтирип жүримиз.
11 Чүнки Әйсаниң һаяти өлидиған әтлиримиздә аян қилинсун үчүн, тирик қалған бизләр һәрдайим өлүмгә тапшурулмақтимиз.
12 Шуниң билән биздә өлүм ишләватиду, амма һаят силәрдә ишләватиду.
13 Вә «Мән ишәндим, шуңа сөз қилдим» дәп йезилғандикидәк иман-ишәштики роһқа егә болуп, бизму ишәндуқ вә шуниң билән сөз қилимиз;
14 чүнки Рәб Әйсани тирилдүргән [Худа] бизни Әйса билән биргә тирилдүриду, шундақла бизни силәр билән биргә Өз алдиға һазир қилиду, дәп билимиз.
15 Чүнки [бу] һәммә ишлар силәр үчүндурки, техиму көп кишиләрниң вуҗудида ешип ташқичә беғишланған меһри-шәпқәт сәвәвидин көп кишиләрниңму Худани улуқлап ейтқан тәшәккүрлири ешип ташиду.
16 Шуңа биз бәл қоювәтмәймиз; гәрчә ташқи инсанлиғимиз солашсиму, дәрһәқиқәт ички инсанлиғимиз күндин-күнгә йеңиланмақта.
17 Чүнки бизниң бир дәқиқилик вә йеник җапа-мушәққәтлиримиз биз үчүн ешип ташқан, мәңгүлүк, зор вәзинлик шан-шәрәпни һасил қилиду. (aiōnios )
18 Шуңа биз көрүнгән ишларға әмәс, бәлки көрүнмәс ишларға көз тикимиз; чүнки көрүнгән ишлар вақитлиқ, амма көрүнмәс ишлар мәңгүлүктур. (aiōnios )