< Коринтлиқларға 2 4 >

1 Шуңа [Худа] бизгә рәһим-шәпқәт көрсәткәндәк, бу хизмәт бизгә аманәт қилинған екән, биз бәл қойвәтмәймиз;
Сего ради имуще служение сие, якоже помиловани быхом, не стужаем си:
2 әндиликтә шәрмәндиликкә аит йошурун ишларни ташлап, нә алдамчилиқта маңмай, нә Худаниң сөзини бурмилимай, бәлки һәқиқәтни әйнән аян қилиш билән Худа алдида дуруслуғимизни һәр адәмниң виҗданиға көрситимиз.
но отрекохомся тайных срама, не в лукавствии ходяще, ни льстяще словесе Божия, но явлением истины представляюще себе ко всяцей совести человечестей, пред Богом.
3 Амма хуш хәвиримиз чүмкәлгән болсиму, у һалак болуватқанларға нисбәтән чүмкәлди;
Аще ли же есть покровено благовествование наше, в гибнущих есть покровено,
4 Чүнки Худаниң сүрәт-образи болған Мәсиһниң шан-шәриви тоғрисидики хуш хәвәрниң нури уларниң үстидә йорумисун дәп, бу заманниң илаһи етиқатсизларниң ой-зеһинлирини кор қилди. (aiōn g165)
в нихже бог века сего ослепи разумы неверных, во еже не возсияти им свету благовествования славы Христовы, Иже есть образ Бога невидимаго. (aiōn g165)
5 Чүнки биз өзимизни әмәс, бәлки Мәсиһ Әйсани Рәб, шуниңдәк өзимизни Әйса үчүн силәрниң хизмәткариңлар дәп елан қилимиз.
Не себе бо проповедаем, но Христа Иисуса Господа: себе же самех рабов вам Иисуса Господа ради:
6 Чүнки «қараңғулуқтин нур йорусун» дәп буйруған Худа, Мәсиһниң дидаридин Өзиниң шан-шәривини тонутушқа болған йоруқлуқниң [биз арқилиқ] чечилиши үчүн, бизниң қәлбимизни йорутқандур.
яко Бог рекий из тмы свету возсияти, иже возсия в сердцах наших, к просвещению разума славы Божия о лицы Иисус Христове.
7 Амма қудрәтниң ғайәт зорлуғи биздин әмәс, бәлки Худадин болғанлиғи көрүнсун дәп бу гөһәргә сапал идишларда қачилақлиқ һалда егидарлиқ қилимиз.
Имамы же сокровище сие в скудельных сосудех, да премножество силы будет Божия, а не от нас:
8 Мана биз һәртәрәптә қистилип қалдуқ, амма йәнҗилмидуқ; тәмтирәп қалдуқ, амма үмүтсизләнмидуқ;
во всем скорбяще, но не стужающе си: нечаеми, но не отчаяваеми:
9 зиянкәшликкә учраватимиз, амма һәмдәмсиз қалмидуқ; жиқитилдуқ, амма һалак болмидуқ;
гоними, но не оставляеми: низлагаеми, но не погибающе:
10 Әйсаниң һаяти тенимиздә аян қилинсун дәп, һәрдайим тенимиздә Әйсаниң өлүмини көтирип жүримиз.
всегда мертвость Господа Иисуса в теле носяще, да и живот Иисусов в теле нашем явится.
11 Чүнки Әйсаниң һаяти өлидиған әтлиримиздә аян қилинсун үчүн, тирик қалған бизләр һәрдайим өлүмгә тапшурулмақтимиз.
Присно бо мы живии в смерть предаемся Иисуса ради, да и живот Иисусов явится в мертвенней плоти нашей:
12 Шуниң билән биздә өлүм ишләватиду, амма һаят силәрдә ишләватиду.
темже смерть убо в нас действует, а живот в вас.
13 Вә «Мән ишәндим, шуңа сөз қилдим» дәп йезилғандикидәк иман-ишәштики роһқа егә болуп, бизму ишәндуқ вә шуниң билән сөз қилимиз;
Имуще же тойже дух веры, по писанному: веровах, темже возглаголах: и мы веруем, темже и глаголем,
14 чүнки Рәб Әйсани тирилдүргән [Худа] бизни Әйса билән биргә тирилдүриду, шундақла бизни силәр билән биргә Өз алдиға һазир қилиду, дәп билимиз.
ведяще, яко Воздвигий Господа Иисуса, и нас со Иисусом воздвигнет, и предпоставит с вами.
15 Чүнки [бу] һәммә ишлар силәр үчүндурки, техиму көп кишиләрниң вуҗудида ешип ташқичә беғишланған меһри-шәпқәт сәвәвидин көп кишиләрниңму Худани улуқлап ейтқан тәшәккүрлири ешип ташиду.
Вся бо вас ради, да благодать умножившаяся, множайшими благодарении избыточествит в славу Божию.
16 Шуңа биз бәл қоювәтмәймиз; гәрчә ташқи инсанлиғимиз солашсиму, дәрһәқиқәт ички инсанлиғимиз күндин-күнгә йеңиланмақта.
Темже не стужаем си: но аще и внешний наш человек тлеет, обаче внутренний обновляется по вся дни.
17 Чүнки бизниң бир дәқиқилик вә йеник җапа-мушәққәтлиримиз биз үчүн ешип ташқан, мәңгүлүк, зор вәзинлик шан-шәрәпни һасил қилиду. (aiōnios g166)
Еже бо ныне легкое печали нашея, по преумножению в преспеяние тяготу вечныя славы соделовает нам, (aiōnios g166)
18 Шуңа биз көрүнгән ишларға әмәс, бәлки көрүнмәс ишларға көз тикимиз; чүнки көрүнгән ишлар вақитлиқ, амма көрүнмәс ишлар мәңгүлүктур. (aiōnios g166)
не смотряющым нам видимых, но невидимых: видимая бо временна, невидимая же вечна. (aiōnios g166)

< Коринтлиқларға 2 4 >