< Коринтлиқларға 2 3 >
1 Биз йәнә өзимизни тәвсийә қилғили туруватамдуқ? Яки башқа бәзиләргә керәк болғандәк, силәргә йезилған яки силәр язған тәвсийинамиләр бизгә керәкму?
2 Силәр өзүңлар бизниң тәвсийинамимиздурсиләр, қәлбимиздә пүтүлгән, һәр инсанға тонуш болған вә оқулидиған.
3 Силәрниң биз тәрипимиздин пәрвиш қилинған, Мәсиһниң мәктупи екәнлигиңлар аян болди (бу мәктуп сияһ билән әмәс, бәлки тирик Худаниң Роһи билән йезилған; таш тахтайларға әмәс, бәлки қәлбниң әтлик тахтайлириға пүтүклүктур).
4 Әнди бизниң Мәсиһ арқилиқ Худаға қарайдиған шунчә зор ишәшимиз бар;
5 өзимизни бирәрнәрсини қилғидәк иқтидаримиз бар дәп чағлиғинимиз йоқтур; иқтидарлиғимиз болса бәлки Худадиндур.
6 У бизни йеңи әһдиниң хизмәткарлири болушқа иқтидарлиқ қилди; бу әһдә пүтүклүк сөз-җүмлиләргә әмәс, бәлки Роһқа асасланған. Чүнки пүтүклүк сөз-җүмлиләр адәмни өлтүриду; лекин Роһ болса адәмгә һаят кәлтүриду.
7 Амма сөз-җүмлиләр билән ташларға оюлған, өлүм кәлтүридиған хизмәт шан-шәрәп билән болған вә шундақла Исраиллар Мусаниң йүзидә җулаланған шан-шәрәптин йүзигә көзлирини тикип қаралмиған йәрдә (гәрчә шу шан-шәрәп һазир әмәлдин қалдурулған болсиму),
8 Роһ билән жүргүзүлидиған хизмәт техиму шан-шәрәплик болмамду?
9 Чүнки адәмниң гунайини бекитидиған хизмәт шәрәплик болған йәрдә, инсанни һәққаний қилидиған хизмәтниң шәриви техиму ешип ташмамду!?
10 Чүнки әслидә шан-шәрәплик болған ишниң һазирқи ғайәт зор шан-шәрәплик ишниң алдида һеч қандақ шан-шәрәпликлиги йоқтур;
11 чүнки әмәлдин қалдурулған иш әслидә шан-шәрәп билән кәлтүрүлгән йәрдә, һазир орнини басқан иш техиму шан-шәрәплик болиду.
12 Биздә шунчә зор шундақ бир үмүт болған екән, биз толиму жүрәклик болимиз.
13 Биз Исраилларни әмәлдин қалдурулидиған [әһдиниң] парлақ нуриға көзини тикип қарашниң ақивитигә учрап кәтмисун дәп йүзигә чүмпәрдә тартивалған Мусаға охшимаймиз.
14 Амма уларниң ой-көңүллири қадақлашқан еди; чүнки бүгүнгә қәдәр кона әһдини оқуғинида мошу чүмпәрдә еливетилмәй кәлди; чүнки пәқәт Мәсиһдә болғандила у елип ташливетилиду.
15 Амма бүгүнгә қәдәр, Мусаниң язмилири оқулғинида шу чүмпәрдә йәнила қәлбини йепивалмақта.
16 Амма һәр ким Рәбгә қарап бурулса, чүмпәрдә елип ташлиниду.
17 Амма Рәб шу Роһтур; вә Рәбниң Роһи қәйәрдә болса, шу йәрдә һөрлүк болиду.
18 Вә биз һәммимизниң йүзимиз чүмпәрдисиз һалда Рәбниң шан-шәривигә қариғинида, Униң охшаш сүритидә болушқа Роһ болған Рәб тәрипидин шан-шәрәп үстигә шан-шәрәп қошулуп өзгәртилмәктимиз.