< Коринтлиқларға 2 2 >

1 Лекин мән ичимдә, қешиңларға барсам йәнә азар елип бармаймән дегән қарарға кәлдим.
然て我心の中に、再び悲を以て汝等に至らじと定めたり、
2 Чүнки әгәр мән силәргә азар бәрсәм, мениң түпәйлимдин азар йегәнләрдин башқа қайсибири мени шатландуралисун?
蓋我もし汝等を悲しましめば、我が悲しましむる其者ならで誰か我を喜ばしめんや。
3 Мән әсли мени шатландуруши тегишлик болғанлардин әксичә азар йәп қалмай дегән мәхсәттә шу хәтни яздим; чүнки мениң шатлиғим силәр һәммиңларниңму шатлиғидур дәп силәр һәммиңларға ишәш бағлидим.
我が曩に汝等に書遣りしも、至らん時我を喜ばすべき筈の人々に由りて、却て悲に悲を重ぬる事なからん為にして、我喜は汝等一同の喜なりと、汝等一同に就きて信ずる故なり。
4 Чүнки әслидә өзүм еғир азап ичидә қәлбимдики дәрд-әләмдин көп көз яшлиримни төккүзүп туруп силәргә шу хәтни язған едим; мәхситим силәргә азар бериш әмәс, бәлки силәргә чоңқур бағланған, ешип ташқан муһәббитимни билишиңлар үчүн еди.
蓋我大いなる患難と心痛とにより、多くの涙を以て汝等に書遣れり、是汝等を悲しましめんとには非ず、汝等に對する我寵の殊に深きを知らしめん為なりき。
5 Амма бирәрси азар йәткүзгән болса, униң азар йәткүзгини мән әмәс дәймән, у бәлки мәлум дәриҗидә (бу ишни зиядә еғир қилғум йоқ) һәммиңларға азар йәткүзди.
若悲しましめたる人あらば、其は我[のみ]を悲しましめたるに非ずして、幾許か汝等一同を悲しましめたるなり、我は激しく責めじとて斯く言ふ。
6 Бундақ адәмниң көпинчиңлар тәрипидин тәнбиһләнгини йетәрликтур;
然る人は多くの人より受けたる譴責にて事足れり。
7 Шуңа һазир әксичә, силәр униңға меһри-шәпқәт көрситип риғбәт-тәсәлли беришиңларға тоғра келиду; болмиса бундақ бир киши бәлким ғайәт зор дәрд-әләмдин өзини йоқитишиму мүмкин.
汝等は寧之を宥恕し且慰めよ、恐くは其人堪へ難き悲しみに沈むべければ、
8 Шуңа мән силәргә униңға муһәббитиңларни испатлишиңларни җекиләймән.
我は汝等が彼に對して、愈愛を加へん事を希ふ。
9 Шу хетимни йәнә бир мәхсәттә, йәни силәрниң һәммә ишларда итаәтмән яки итаәтмән әмәслигиңларни синап билишим үчүн яздим.
曩に書遣りしも是が為にして、汝等が萬事に從へるや否やを試に知らんとてなりき。
10 Лекин силәр қайсибирини мәлум иш үчүн кәчүрүм қилған болсаңлар, мәнму һәм уни шундақ қилған болимән; мәнму мәлум бир ишни кәчүрүм қилғинимда (бирәр ишни кәчүрүм қилған болсам), мән силәрни дәп Мәсиһниң һозурида шундақ қилдим.
抑汝等何事をか人に赦したらば我も然せん、我が赦したる事あるも汝等に對してキリストの御前に赦したるなり。
11 Шуниң билән Шәйтан биздин һеч үстүнлүккә еришәлмәйду; чүнки биз униң һейлә-микирлиридин бехәвәр әмәсмиз.
是は我等サタンの謀を知らざるに非ざれば、之に籠絡せられざらん為なり。
12 Әнди Мәсиһниң хуш хәвирини җакалашқа Троас шәһиригә кәлгинимдә вә шундақла Рәб тәрипидин [пурсәт] ишиги маңа ечилғини билән,
然我キリストの福音の為トロアデ[町]に至りしに、主我に門を開き給ひたれど、
13 қериндишим Титусни тапалмиғиним түпәйлидин роһум арам тапмиди; шуниң билән мән шу йәрдикиләр билән хошлишип, Македонийәгә сәпәр алдим.
我は我兄弟チトに遇はざるによりて心安からず、別を彼等に告げてマケドニアに出發せり。
14 Амма бизни Мәсиһдә һемишә тәнтәнә билән ғалипанә башлайдиған, биз арқилиқ һәр йәрдә Өзигә дост тартқучи хушпурақни чачқучи Худаға тәшәккүр!
我等をして何時もキリスト、イエズスによりて勝を得させ、且我等を以て彼を知る事の香を何處にも顕し給へる神に感謝し奉る。
15 Чүнки биз Худаға йәткүзүливатқан Мәсиһниң хушпуриғидурмиз, һәм қутқузулуватқанлар арисида һәм һалакәткә кетиватқанлар арисида шундақмиз;
蓋救はるる人にも亡ぶる人にも、我等は神の御為キリストの馨しき香なり、
16 кейинкиләргә өлүмгә болған өлүмниң пуриғи, алдинқиларға һаятлиққа болған һаятлиқниң пуриғидурмиз; әнди мошундақ ишларниң һөддисидин ким чиқалайду?
或人には死の香にして死に至らしむれど、或人には生の香にして生に至らしむ。而も、誰か此等の任に勝へたる者ぞ。
17 Чүнки биз көп кишиләрниң қилғинидәк Худаниң калам-сөзини сода-сетиқ иши қилмаймиз; әксичә биз сәмимийлик билән Худа алдида Худадин [әвәтилгәнләр] сүпитидә Мәсиһдә сөзләймиз.
蓋我等は多くの人の如くに神の御言を僞造せず、眞實の儘に神より出づる如く、神の御前にキリストに於て語る。

< Коринтлиқларға 2 2 >