< Коринтлиқларға 2 13 >
1 Бу йениңларға үчинчи қетим беришим болиду. «Һәр бир һөкүм икки-үч гувачиниң ағзида испатлиниши керәк».
2 Мән илгири иккинчи қетим йениңларда болғинимда бурун гуна садир қилғанларға һәм қалған һәммиңларға шундақ ейтқан, һазирму силәрдин нери болсамму қайтидин алдин-ала агаһландуруп ейтимәнки (силәр Мәсиһниң мән арқилиқ сөзлигәнлигигә испат тәләп қилип келиватқиниңлар түпәйлидин), мән барғинимда һеч кимни айимаймән; дәрвәқә мән арқилиқ сөзләватқан Мәсиһ силәргә нисбәтән аҗиз әмәс, бәлки алдиңларда интайин қудрәтликтур;
3
4 У дәрвәқә аҗизлиқта крестләнгән болсиму, лекин Худаниң қудрити билән йәнила һаят. Бизму Униңда аҗиз болсақму, Худаниң силәргә қаратқан қудрити билән, Униңға бағлинип һаят яшаймиз.
5 Әнди өзүңларни етиқатта барму-йоқ дәп тәкшүрүп көрүңлар; өзүңларни синап беқиңлар! Силәр Әйса Мәсиһниң өзүңларда болғанлиғини (синақтин шаллинип қалмисаңлар!) билип йәтмәмсиләр?
6 Әнди силәрниң бизниң синақтин шаллинип қалмиғанлиғимизни билип қелишиңларни үмүт қилимән.
7 Силәрниң һеч қандақ рәзиллик қилмаслиғиңлар үчүн Худаға дуа қилимиз; бу, бизниң синақтин өтти дәп қарилишимиз үчүн әмәс — һәтта синақтин өтмиди, дәп қаралсақму, мәйли — муһими силәрниң дурус болғанни қилишиңлар.
8 Чүнки биз һәқиқәткә қарши һеч иш қилалмаймиз; немила қилсақ у бәрибир һәқиқәтни аян қилиду, халас.
9 Чүнки биз аҗиз болсақму, силәрниң күчлүк болғиниңлардин шатлинимиз. Шуниңдәк биз йәнә шуниңға дуа қилимизки, силәр камаләткә йәткүзүлгәйсиләр.
10 Силәрниң йениңларға барғинимда Рәб маңа ғулитиш үчүн әмәс, бәлки етиқатни қуруш үчүн аманәт қилған һоқуқимни ишлитип силәргә қаттиқ қоллуқни көрсәтмәслигим үчүн, мән силәрдин жирақта болғинимда мошуларни яздим.
11 Әң ахирда, қериндашлар, шатлиниңлар; камаләткә йәткүзүлүңлар, риғбәт-тәсәллидә күчәйтилиңлар; бир ой, бир пикирдә болуңлар; енақ-хатирҗәмликтә өтүңлар; вә меһир-муһәббәт вә енақ-хатирҗәмликниң Егиси Худа силәр билән биллә болиду.
12 Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
13 Барлиқ муқәддәс бәндиләрдин силәргә салам.
14 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шапаити, Худаниң меһир-муһәббити вә Муқәддәс Роһниң һәмраһ-һәмдәмлиги силәргә яр болғай!