< Коринтлиқларға 2 12 >
1 [Әпсус], махтиниверишниң зөрүрийити бар. Гәрчә униң пайдиси болмисиму, мән Рәбдин кәлгән аламәт көрүнүшләр вә вәһийләр үстидә тохтилай.
Похвалитися же не пользует ми: прииду бо в видения и откровения Господня.
2 Мәсиһдә болған бир адәмни тонуймән; у он төрт жил илгири (тәндә болған һалдиму, яки тәндин ташқириму билмәймән, Худа билиду) үчинчи қат асманға көтирилди.
Вем человека о Христе, прежде лет четыренадесяти: аще в теле, не вем, аще ли кроме тела, не вем, Бог весть: восхищена бывша таковаго до третияго небесе.
3 Мән шундақ бир кишини билимән (тәндә болған һалдиму, яки тәндин ташқириму билмәймән, Худа билиду) —
И вем такова человека: аще в теле, или кроме тела, не вем: Бог весть:
4 у җәннәткә көтирилип, шу йәрдә тил билән ипадилигили болмайдиған, инсанларниң дейиши мәнъий қилинған әҗайип ишларни аңлиди.
яко восхищен бысть в рай, и слыша неизреченны глаголголы, ихже не леть есть человеку глаголати.
5 Шундақ бир адәм билән махтинимән, өзүм һәққидә болса аҗизлиқмдин башқа бирәр иш билән махтанмаймән.
О таковем похвалюся: о себе же не похвалюся, токмо о немощех моих.
6 Һәтта махтинай десәмму ахмақ һесапланмаймән; чүнки мән һәқиқәтни ейтқан болаттим; амма бириси мәндә көргинидин яки мән тоғрилиқ аңлиғинидин мени (маңа ашкариланған вәһийләрниң ғайәт зор улуқлуғи түпәйлидин) жуқури ойлап қалмисун дәп өзүмни махтиништин жиғдим. Мошу вәһийләрниң зор улуқлуғи түпәйлидин көрәңләп кәтмәслигим үчүн әтлиримгә санҗилған бир тикән, йәни мени уруп турсун дәп Шәйтанниң бир әлчиси маңа тәқсим қилинған; буниң мәхсити, мениң көрәңләп кәтмәслигим үчүндур.
Аще бо восхощу похвалитися, не буду безумен, истину бо реку: жажду же, да не како кто вознепщует о мне паче, еже видит мя, или слышит что от мене.
И за премногая откровения да не превозношуся, дадеся ми пакостник плоти, аггел сатанин, да ми пакости деет, да не превозношуся.
8 Буниң тоғрисида у мәндин кәтсун дәп Рәбгә үч қетим йелиндим;
О сем трикраты Господа молих, да отступит от мене,
9 лекин У маңа: «Мениң меһри-шәпқитим саңа йетәрлик; чүнки Мениң күч-Қудритим инсанниң аҗизлиғида толуқ әмәлгә ашурулиду» — деди. Шуңа мән Мәсиһниң күч-қудрити вуҗудумда турсун дәп аҗизлиқлиримдин махтинишни техиму хушлуқ билән талливалимән;
и рече ми: довлеет ти благодать Моя: сила бо Моя в немощи совершается. Сладце убо похвалюся паче в немощех моих, да вселится в мя сила Христова.
10 шуңа мән Мәсиһ үчүн аҗизлиқларни, һақарәтләрни, қийинчилиқларни, зиянкәшликләрни вә азап-оқубәтләрни хурсәнлик дәп билимән. Чүнки қачан аҗиз болсам, шу чағда күчлүк болимән.
Темже благоволю в немощех, в досаждениих, в бедах, во изгнаниих, в теснотах по Христе: егда бо немощствую, тогда силен есмь.
11 Мән [махтинип] дәрвәқә ахмақ болуп қалдим! Лекин өзүңлар мени буниңға мәҗбур қилдиңлар. Әмәлийәттә әслидә мән силәр тәрипиңлардин тәриплинишим керәк болатти; чүнки һеч әрзимәс болсамму, мән һелиқи «қалтис улуқ расуллар»дин һеч тәрәптә һеч ишта кам әмәсмән.
Бых несмыслен хваляся: вы мя понудисте. Аз бо должен бех от вас хвалимь бывати: ничимже бо лишихся первейших Апостол, аще и ничтоже есмь:
12 Дәрвәқә мән араңларда болған чағда расулниң бешарәтлик аламәтлири, һәртәрәплик чидам-сәвирчанлиқ ичидә мөҗизилик аламәтләр, карамәтләр һәм қудрәтлик мөҗизиләр билән әмәлдә көрситилгән.
знамения бо Апостолова содеяшася в вас во всяцем терпении, в знамениих и чудесех и силах.
13 Силәрни башқа җамаәтләрдин қайси тәрәптә төвән орунға қойдум? — пәқәтла өзүмни силәрниң үстүңләргә жүк қилип артип қоймиғиним биләнму?! Мениң бу адаләтсизлигимни әпу қилғайсиләр!
Что бо есть, егоже лишистеся паче прочих церквей, разве точию яко аз сам не стужих вам? Дадите ми неправду сию.
14 Мана, һазир йениңларға үчинчи қетим беришқа тәйярмән, шуниң билән силәргә һеч жүк еғиримни салғум йоқ. Чүнки издигиним егилигиңлар әмәс, бәлки өзүңлардур; пәрзәнтлири ата-анилар үчүн әмәс, бәлки ата-анилар пәрзәнтлири үчүн мал-мүлүк жиғиши керәк.
Се третие готов есмь приити к вам, и не стужу вам: не ищу бо ваших, но вас. Не должна бо суть чада родителем снискати имения, но родителе чадом.
15 Әнди җениңлар үчүн егилигимдин хушлуқ билән сәрп қилимән һәмдә өзүмни сәрп қилимән — гәрчә мән силәрни қанчә сөйгәнсери мән шунчә аз сөйүлсәмму.
Аз же в сладость иждиву и иждивен буду по душах ваших, аще и излишше вас любя, менше любимь есмь.
16 Әнди шундақ болғини билән, мән силәргә һеч жүк болған әмәсмән; бирақ һелигәрлик қилип, мән силәрни баблап қойдум!
Буди же, аз не отягчих вас, но коварен сый, лестию вас приях.
17 Әҗәба, мән силәргә әвәткән адәмләрниң бирәрси арқилиқ силәрдин нәп алдимму?!
Еда коим от посланных к вам лихоимствовах вас?
18 Мән Титусни силәрниң йениңларға беришқа үндидим вә йәнә һелиқи қериндашниму униң билән биллә әвәттим. Титусниң силәрдин нәп елип баққан йери барму? Биз иккилән охшаш бир роһта жүриватмамдуқ? Бизниң басқан изимиз охшаш әмәсмикән?
Умолих Тита, и с ним послах брата: еда лихоимствова чим вас Тит? Не темже ли духом ходихома? Не темиже ли стопами?
19 Яки силәр әзәлдин бизни «Улар алдимизда өзлирини ақлап келиватиду» дәп ойлаватамсиләр? [Иш ундақ әмәс]. Биз пәқәт Мәсиһдә болуп Худа алдида сөзләватимиз; қиливатқан һәммә ишлар, и сөйүмлүклирим, силәрниң етиқатиңларни қуруш үчүндур.
Паки ли мните, яко ответ вам творим? Пред Богом, о Христе глаголем: вся же, возлюбленнии, о вашем созидании и утверждении.
20 Чүнки мән йениңларға барғинимда, силәрниң үмүт қилған йеримдин чиқмай қелишиңлардин, өзүмниңму силәрниң үмүт қилған йериңлардин чиқмай қелишимдин, йәни араңларда ғовға-җедәл, һәсәтхорлуқ, ғәзәп-нәпрәт, мәнмәнчилик, төһмәтхорлуқ, ғәйвәтхорлуқ, тәкәббурлуқ вә паракәндичиликләр болармекин дәп әнсирәймән;
Боюся же, еда како пришед, не яцех же хощу, обрящу вас, и аз обрящуся вам, якова же не хощете: да не како будут рвения, зависти, ярости, рети, клеветы, шептания, кичения, нестроения:
21 — бу қетим силәрниң йениңларға барғинимда, араңлардики гуна садир қилип, таки бүгүнгә қәдәр өткүзгән напаклиқ, бузуқлуқ вә шәһваний ишлардин техи товва қилмиған нурғун адәмләрниң сәвәвидин Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин, шуларниң қилмишлири түпәйлидин матәм тутмай туралмаймәнмекин, дәп әнсирәймән.
да не паки пришедша мя смирит Бог мой у вас, и восплачуся многих прежде согрешших и не покаявшихся о нечистоте и блужении и студоложствии, яже содеяша.