< Коринтлиқларға 2 10 >

1 Амма өзүм, силәр билән биллә болғанда муамилиси юмшақ, лекин силәрдин айрилғанда силәргә қарита қаттиқ қоллуқ дәп қаралған мәнки Павлус Мәсиһниң юваш-мөминлиги вә мулайимлиғи билән силәрдин өтүнүмән,
ܐܢܐ ܕܝܢ ܦܘܠܘܤ ܒܥܐ ܐܢܐ ܡܢܟܘܢ ܒܢܝܚܘܬܗ ܘܒܡܟܝܟܘܬܗ ܕܡܫܝܚܐ ܕܐܦܢ ܒܐܦܝܢ ܡܟܝܟ ܐܢܐ ܠܘܬܟܘܢ ܐܠܐ ܟܕ ܪܚܝܩ ܐܢܐ ܬܟܝܠ ܐܢܐ ܥܠܝܟܘܢ
2 — шуни тәләп қилимәнки, йениңларға барғинимда, бизни «әтләр бойичә маңғанлар!» дәп гуман билән қарайдиған бәзиләргә қарита ойлиғинимдәк қаттиқ қоллуқ қилишқа мени мәҗбур қилмаңлар;
ܒܥܐ ܐܢܐ ܕܝܢ ܡܢܟܘܢ ܕܠܐ ܡܐ ܕܐܬܝܬ ܐܬܐܠܨ ܒܬܘܟܠܢܐ ܕܐܝܬ ܠܝ ܕܐܫܝܚ ܐܝܟ ܕܡܬܪܥܐ ܐܢܐ ܥܠ ܐܢܫܐ ܐܝܠܝܢ ܕܚܫܒܝܢ ܠܢ ܕܐܝܟ ܕܒܒܤܪ ܡܗܠܟܝܢܢ
3 гәрчә биз инсаний әтләрдә жүрсәкму, биз әтләр бойичә җәң қилмаймиз.
ܐܦܢ ܒܒܤܪ ܓܝܪ ܡܗܠܟܝܢ ܚܢܢ ܐܠܐ ܠܐ ܗܘܐ ܕܒܤܪܐ ܦܠܚܝܢܢ
4 Чүнки җәң қураллиримиз әткә тәвә қураллар әмәс, бәлки Худа тәрипидин қорған-истиһкамларни гумран қилиш күчигә егә қилинған қураллардур;
ܙܝܢܐ ܓܝܪ ܕܦܠܚܘܬܢ ܠܐ ܗܘܐ ܕܒܤܪܐ ܐܠܐ ܕܚܝܠܐ ܕܐܠܗܐ ܘܒܗ ܟܒܫܝܢܢ ܚܤܢܐ ܡܪܝܕܐ
5 биз улар билән бәс-муназириләрни вә Худани тонушқа қаршилишишқа турған һәр қандақ һакавур тосалғуни гумран қилимиз, шундақла һәр бир ой-хиялларни Мәсиһкә беқиндуруп итаәт қилишқа кәлтүримиз;
ܘܤܬܪܝܢܢ ܡܚܫܒܬܐ ܘܟܠ ܪܘܡܐ ܕܡܬܬܪܝܡ ܠܘܩܒܠ ܝܕܥܬܗ ܕܐܠܗܐ ܘܫܒܝܢܢ ܟܠ ܬܪܥܝܢ ܠܡܫܡܥܬܗ ܕܡܫܝܚܐ
6 силәр толуқ итаәт қилғандин кейин, [араңларда] қандақ итаәтсизлик қалған болса буларни җазалашқа тәйярмиз.
ܘܡܛܝܒܝܢܢ ܠܡܥܒܕ ܬܒܥܬܐ ܡܢ ܐܝܠܝܢ ܕܠܐ ܡܫܬܡܥܝܢ ܡܐ ܕܐܬܡܠܝܬ ܡܫܬܡܥܢܘܬܟܘܢ
7 Силәр пәқәт көз алдиңлардики ишларғила қарайдикәнсиләр. Әгәр бириси өзини Мәсиһкә тәвәмән дәп қариса, у йәнә шуниң үстигә ойлансунки, у Мәсиһкә тәвә болғиниға охшаш, бизму Униңға тәвәдурмиз.
ܒܦܪܨܘܦܐ ܚܝܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܐܢ ܐܢܫ ܬܟܝܠ ܥܠ ܢܦܫܗ ܕܕܡܫܝܚܐ ܗܘ ܗܢܐ ܢܕܥ ܡܢ ܢܦܫܗ ܕܐܝܟ ܕܗܘ ܕܡܫܝܚܐ ܗܟܢܐ ܐܦ ܚܢܢ
8 Чүнки, Рәб тәрипидин силәрни набут қилиш үчүн әмәс, бәлки етиқатиңларни қуруш үчүн бизгә аманәт қилинған һоқуқимиз тоғрилиқ техиму көп зиядәрәк махтансамму, буниңда һеч йәргә қарап қалмаймән;
ܐܢ ܓܝܪ ܐܦ ܡܕܡ ܝܬܝܪ ܐܫܬܒܗܪ ܥܠ ܫܘܠܛܢܐ ܕܝܗܒ ܠܝ ܡܪܢ ܠܐ ܒܗܬ ܐܢܐ ܡܛܠ ܕܠܒܢܝܢܐ ܗܘ ܕܝܠܟܘܢ ܝܗܒ ܠܢ ܘܠܐ ܠܤܘܚܦܟܘܢ
9 әнди мән пәқәт хәтләрдила силәрни қорқатмақчи әмәсмән;
ܡܗܡܐ ܐܢܐ ܕܝܢ ܕܠܐ ܐܤܬܒܪ ܐܝܟ ܗܘ ܕܡܕܚܠܘ ܡܕܚܠ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܒܐܓܪܬܝ
10 чүнки бәзиләр: «Униң хәтлири дәрвәқә вәзинлик һәм күчлүк; лекин у йетип кәлгәндә салапәтсиз, гепиниң тутами йоқ болиду» дейишиду.
ܡܛܠ ܕܐܝܬ ܐܢܫܐ ܕܐܡܪܝܢ ܕܐܓܪܬܐ ܝܩܝܪܢ ܘܚܤܝܢܢ ܡܐܬܝܗ ܕܝܢ ܕܓܘܫܡܐ ܟܪܝܗ ܘܡܠܬܗ ܫܝܛܐ
11 Әнди бундақ хиял қилғучилар шуни билип қойсунки, биз жирақта болғинимизда хәтләрдики сөзимиз қандақ болған болса биз йетип барғинимизда әмәлийитимизму шундақ болиду.
ܐܠܐ ܗܕܐ ܢܬܪܥܐ ܡܢ ܕܗܟܢܐ ܐܡܪ ܕܐܝܟܢܐ ܕܐܝܬܝܢ ܒܡܠܬܐ ܕܐܓܪܬܢ ܟܕ ܪܚܝܩܝܢܢ ܗܟܢܐ ܐܝܬܝܢ ܐܦ ܡܐ ܕܩܪܝܒܝܢܢ ܒܥܒܕܐ
12 Чүнки биз өзимизни өзини қалтис чағлайдиғанлар билән бир қатарға қоюшқа яки улар билән селиштурушқа петинмаймиз; шундақ кишиләр өзлирини өзлириниң өлчими билән өлчәп, өзлирини өзлири билән селиштуридиған болуп, һәқиқәтән әқилсизлардиндур.
ܠܐ ܓܝܪ ܡܡܪܚܝܢܢ ܕܢܚܫܘܒ ܐܘ ܕܢܦܚܡ ܢܦܫܢ ܥܡ ܗܢܘܢ ܕܡܫܒܗܪܝܢ ܢܦܫܗܘܢ ܐܠܐ ܡܛܠ ܕܗܢܘܢ ܒܗܘܢ ܠܗܘܢ ܡܦܚܡܝܢ ܠܐ ܡܤܬܟܠܝܢ
13 Биз әнди өзимизгә бекитилгән өлчәмдин һалқип махтинип жүргинимиз йоқ. Биз бәлки һәммини өлчигүчи Худа бизгә бекиткән хизмәт даирисидики өлчәм, йәни силәрниң [хизмитиңларғиму] йетидиған өлчәм билән пәхирлинимиз.
ܚܢܢ ܕܝܢ ܠܐ ܡܫܬܒܗܪܝܢܢ ܝܬܝܪ ܡܢ ܡܫܘܚܬܢ ܐܠܐ ܒܡܫܘܚܬܐ ܕܬܚܘܡܐ ܕܦܠܓ ܠܢ ܐܠܗܐ ܕܢܡܛܐ ܐܦ ܥܕܡܐ ܠܘܬܟܘܢ
14 Чүнки өлчими силәрниң хизмитиңларға йәтмәйдиған кишиләрдәк, [хизмитиңларда болғинимизда] даиримиздин һалқип кәтмәймиз, чүнки биз Мәсиһниң хуш хәвирини йәткүзүштә [биринчи болуп] йениңларғиму кәлдуқ.
ܠܐ ܗܘܐ ܓܝܪ ܐܝܟ ܕܠܐ ܡܬܡܛܝܢܢ ܠܘܬܟܘܢ ܡܬܚܝܢܢ ܢܦܫܢ ܥܕܡܐ ܓܝܪ ܠܘܬܟܘܢ ܡܛܝܢ ܒܤܒܪܬܗ ܕܡܫܝܚܐ
15 Биз хизмәт даиримиздин һалқип, башқиларниң сиңдүргән җапа-әҗирлири билән махтанғинимиз йоқ; лекин биз силәрниң иман-етиқатиңлар өскәнсери араңлардики хизмитимиз бизгә бекитилгән даиримиз ичидә техиму зиядә кеңәйтилсун дәп үмүт қилимиз;
ܘܠܐ ܡܫܬܒܗܪܝܢܢ ܠܒܪ ܡܢ ܡܫܘܚܬܢ ܒܥܡܠܐ ܕܐܚܪܢܐ ܐܠܐ ܐܝܬ ܠܢ ܤܒܪܐ ܕܟܕ ܪܒܝܐ ܗܝܡܢܘܬܟܘܢ ܒܟܘܢ ܢܬܪܘܪܒ ܐܝܟ ܡܫܘܚܬܢ ܘܢܬܝܬܪ
16 шундақ болғанда, биз силәрдин техиму жирақ йәрләргә хуш хәвәрни йәткүзүп җакалайдиған болимиз; тәйярға һәйяр болуп, башқиларниң даирисидики хизмәт әҗри билән махтиниш бизгә ят.
ܐܦ ܠܗܠ ܡܢܟܘܢ ܠܡܤܒܪܘ ܠܐ ܒܡܫܘܚܬܐ ܕܐܚܪܢܐ ܒܐܝܠܝܢ ܕܡܬܩܢܢ ܢܫܬܒܗܪ
17 Амма «Пәхирлинип махтиғучи болса Рәбдин пәхирлинип махтиши керәк!».
ܗܘ ܕܝܢ ܕܡܫܬܒܗܪ ܒܡܪܝܐ ܢܫܬܒܗܪ
18 Чүнки өзини тәриплигүчи әмәс, бәлки Рәб тәриплигән киши һәқиқәтән лаяқәтликтур.
ܠܐ ܗܘܐ ܓܝܪ ܡܢ ܕܢܦܫܗ ܡܫܒܚ ܗܘ ܗܘ ܒܩܐ ܐܠܐ ܡܢ ܕܡܪܝܐ ܢܫܒܚܝܘܗܝ

< Коринтлиқларға 2 10 >