< Коринтлиқларға 2 1 >
1 Худаниң ирадиси билән бекитилгән, Мәсиһ Әйсаниң расули мәнки Павлус вә қериндаш болған Тимотийдин Коринт шәһиридә туруватқан, Худаниң җамаитигә вә шуниңдәк пүткүл Ахая өлкисидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам!
2 Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
3 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси, рәһимдиллиқларниң егиси Ата, барлиқ риғбәт-тәсәллиниң Егиси болған Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулғай!
4 Биз учриған һәр қандақ җапа-мушәққәттә У бизгә риғбәт-тәсәлли бериватиду, шуниң билән биз Худа тәрипидин риғбәтләндүрүлгән болуп У йәткүзгән риғбәт-тәсәлли билән һәр қандақ башқа җапа-мушәққәткә учриғанларға риғбәт-тәсәлли берәләйдиған болдуқ.
5 Чүнки, Мәсиһниң азап-оқубәтлири биз тәрәпкә ешип ташқандәк, Мәсиһ арқилиқ болған риғбәт-тәсәллимизму ешип ташиду.
6 Амма биз җапа-мушәққәттә қалсақму бу силәрниң риғбәт-тәсәлли вә ниҗат тепишиңлар үчүн болиду; булар силәрниң биз тартқан азап-оқубәтләргә охшаш азап-оқубәтләргә чидишиңлар билән силәрдиму һасил қилиниду; биз риғбәт-тәсәлли тапсақму у силәрниң риғбәт-тәсәллириңлар вә ниҗатиңлар үчүн болиду; шуңа бизниң силәргә бағлиған үмүтүмиз мустәһкәмдур; чүнки силәр азап-оқубәтләрдин ортақ несивилик болсаңлар, охшашла риғбәт-тәсәллидин ортақ несивилик болисиләр дәп билимиз.
7
8 Чүнки, и қериндашлар, силәрниң Асияда дуч кәлгән җапа-мушәққәттин хәвәрсиз жүрүшүңларни халимаймиз; у вақитларда биз чидиғусиз еғир бесимға дуч кәлдуқ, һәтта һаятниң өзидин үмүт үзгидәк болған едуқ.
9 Амма өзимизгә әмәс, бәлки өлгәнләрни тирилдүргүчи Худаға тайинишимиз үчүн қәлбимиздә өлүмгә мәһкүм қилинғандәк жүрәттуқ.
10 У бизни бундақ дәһшәтлик бир өлүмдин қутқузған вә һазир қутқузмақта, вә бизни йәнила қутқузиду, дәп униңға үмүт бағлидуқ;
11 силәрму буниңда һәм биз үчүн дуа-тилавәтләр билән мәдәт бериватисиләр; шундақ қилип талай адәмләрниң вастиси арқилиқ бизгә көрситилгән илтипат түпәйлидин талай адәмләр [Худаға] рәхмәтләр ейтидиған болиду.
12 Чүнки пәхримиз, йәни виҗданимизниң гувалиғи шуки, Худаниң алдида сап нийәтләр вә сәмимийлик билән (инсаний парасәт билән әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити билән) биз бу дунияға нисбәтән вә болупму силәргә нисбәтән өзимизни тутувалидиған болдуқ.
13 Чүнки силәргә язғинимиз оқуялайдиған вә тонуп йетәләйдиғандин башқа һеч нәрсә әмәс; лекин мән силәрниң бизни қисмән тонуп йәткиниңлар бойичә Рәб Әйсаниң күнидә силәр бизниң пәхримиз болидиғиниңлардәк бизләрниму силәрниң пәхриңлар болиду дәп бизни толуқ тонуп йетишиңларни үмүт қилимән.
14
15 Шуниң билән мошундақ ишәштә болуп мән әслидә иккинчи қетим силәргә меһри-шәпқәтни йәткүзүшкә авал силәрниң қешиңларға бармақчидим;
16 йәни, қешиңлардин Македонийәгә өтүп, андин Македонийәдин йәнә қешиңларға келишни, шундақла силәр тәрипиңлардин Йәһудийә өлкисигә узитилишимни үмүт қилған едим.
17 Мәндә шундақ нийәт болғанда, мән уни йениклик билән қарар қилғанму? Мән нийәт қилғанда, мәндә «әтлик» кишиләрдикидәк: бирдәм «бәрһәқ, бәрһәқ» вә бирдәм «яқ, яқ» дейиш барму?
18 Амма Өз сөзидә турғинидәк, бизниң силәргә ейтқан сөзимиз бирдәм «бәрһәқ» вә бирдәм «яқ» болмайду;
19 Чүнки биз (мән вә Силванус вә Тимотий)ниң араңларда җакалиқинимиз — Худаниң Оғли, Әйса Мәсиһ, бирдәм «бәрһәқ» вә бирдәм «яқ» әмәстур; бәлки Униңда «бәрһәқ»ла бардур.
20 Чүнки Худаниң қанчилик вәдилири болушидин қәтъинәзәр, улар Униңда «бәрһәқ»тур, вә биз арқилиқ Униңдиму Худаға шан-шәрәп кәлтүридиған «Амин» бардур.
21 Әнди бизләрни силәр билән биллә Мәсиһдә чиң турғузғучи болғини һәм бизни мәсиһлигини болса Худадур.
22 У йәнә үстимизгә мөһүр бесип, қәлбимизгә Өз Роһини «капаләт» болушқа ата қилди.
23 Амма Худани өз җенимға гувачи болушқа чақиримәнки, Коринтқа техи бармиғанлиғимниң сәвәви көңлуңларни аяш үчүн еди.
24 Һәргиз өзимизни иман-етиқатиңлар үстигә һөкүм сүргүчиләрмиз, демәк, бәлки силәрниң шат-хурамлиғиңларни ашурушқа силәргә һәмкарлашқучилармиз; чүнки силәр етиқат арқилиқла мәзмут турисиләр.