< Тарих-тәзкирә 2 9 >

1 Шебаниң аял падишаси болса Сулайманниң даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили Йерусалимға кәлди. У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти.
[舍巴女王來訪撒羅滿]舍巴女王聽見了撒羅滿的聲譽,就來到耶路撒冷,考問灑羅滿一些難題;陪從她的人很多,駱駝馱著許多香料、黃金和寶石;進見撒羅滿時,便將所有的心思都對他說了出來。
2 Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә Сулайманға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди.
撒羅滿對她所問的一切難題,一一給她解答了,沒有一樣可難住撒羅滿,而不能給她解答的。
3 Шебаниң аял падишаси Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға,
舍巴女王看見了撒羅滿的智慧和所建造的宮殿,
4 дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлири вә уларниң кийгән кийимлиригә вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.
筵席上的餚饌,群臣的坐次,僕從的侍候和服裝,酒正與酒正的服裝,和在上主殿內的全燔祭,驚訝得出神,
5 У падишаға: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән;
遂對君王說:「關於你的作為和智慧,我在我國內所聽到的,的確是真的。
6 амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән һәтта йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән.
以前我原不相信這些傳聞,及至我來親眼見了,纔知人告訴我的還不及你偉大智慧的一半;你實在超越了我所聽聞的。
7 Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлири нәқәдәр бәхитликтур!
你的妻妾是有福的,你的臣僕是有福的,能常侍立在你面前,聆聽你的智慧。
8 Силидин сөйүнгән, силини өзи үчүн Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Худалири Исраилға бағлиған муһәббити үчүн, уларни мәңгү мәзмут турсун дәп У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили улар үстигә падиша қилди, деди.
上主,你的天主應受讚美! 他喜愛你,使你坐在他的王位,代上主你的天主為王;因為你的天主愛慕以色列,要永遠保持他們,所以使你作他們的王,來秉公行義。」
9 У падишаға бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаси Сулайман падишаға сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар шуниңдин кейин һеч көрүнгән әмәс
舍巴女王遂將一百二十「塔冷通」黃金,大批香料和寶石,贈送給君王:舍巴女王贈給撒羅滿王的香料這樣多,是從來未有過的。
10 (Офирдин алтунларни әпкелидиған Һурамниң хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлири йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичини вә яқут-гөһәрләрниму елип кәлди.
從敖非爾運金子的希蘭的僕人和撒羅滿的僕人,也運來了檀香木和寶石。
11 Падиша сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаниң ордиси үчүн пәләмпәйләр ясап һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шундақ есил сәндәл яғичи Йәһуда зиминида бу вақитқичә һеч көрүлүп бақмиған еди).
君王用檀香木為上主的殿和王宮製造了欄杆,為歌詠者製造了琴瑟;像這樣的東西,在猶大地方從來沒有見過。
12 Сулайман падиша Шебаниң аял падишасиға униң өзигә қилған соғилиридин ашуруп соға тутти, аял падишаниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти.
凡舍巴女王所願所求的,撒羅滿都奉送給她;此外,尚有君王為酬謝她贈送的禮品;以後她和她的僕人回了本國。撒 [羅滿的富貴榮華]
13 Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди.
撒羅滿每年收入的金子,重量有六百六十「塔冷通,」
14 Бу киримдин башқа, оқәтчи-тиҗарәтчиләр, барлиқ әрәб падишалар вә өз зиминидики әмәлдарларму алтун-күмүчләрни елип Сулайманға тапшуратти.
商人小販所運來的,以及阿拉伯的儲王和本國太守給撒羅滿所進獻的金銀,尚不計算在內。
15 Сулайман падиша икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти.
撒羅滿王又用鎚打的金子,作了二百個盾牌,每個用鎚打的金子六百「協刻耳。」
16 Шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч йүз шәкәл алтун ишлитилди; падиша уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.
又用鎚打的金子,作了三百小盾牌,美個用金三百「協刻耳;」君王把這些盾牌都懸掛仔黎巴嫩林宮。
17 Падиша пил чишлиридин чоң бир тәхт ясап, уни сап алтун билән қаплатти.
君王又用象牙製造了一個大寶座,用純金包鑲。
18 Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди, униң бир алтун путпәриси тәхт билән тутишип туратти; орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди.
寶座有六級台階,座背後有一隻金羔羊,座位兩邊有扶手,扶手兩旁立著兩隻獅子。
19 Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди.
六級台階上立有十二隻獅子,美級兩個,一左一右;在任何國家從沒有過這樣的製造法。
20 Сулайман падишаниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини Сарайи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немә һесаплинатти.
撒羅滿王所有的飲器,都是金的;黎巴嫩林宮的器具,都是純金的;撒羅滿時代,銀是不值什麼的。
21 Чүнки падишаниң кемилири Һурамниң хизмәткарлири билән биллә Таршишқа берип туратти; «Таршиш кемә»ләр һәр үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.
原來君王的船隻與希蘭的僕人一同去塔爾史士;去塔爾史士的船隻,每三年往返一次,運來金銀象牙,猿猴和孔雀。
22 Сулайман падиша йәр йүзидики барлиқ падишалардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди.
這樣,撒羅滿王的富貴和智慧,超過了世上所有的君王。
23 Худаниң Сулайманниң көңлигә салған даналиқини аңлаш үчүн йәр йүзидики барлиқ падишалар униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти;
世上所有的君王都想見撒羅滿的面,聽聽天主賦予他心中的智慧;
24 кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Һәр жили улар бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти.
各人帶來自己的禮物:銀器、金器、衣服、兵器、香料、騾馬,年年都是如此。
25 Вә Сулайманниң җәң һарвусиға қатидиған атлири үчүн төрт миң еғили бар еди, шуниңдәк он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туридиған Йерусалимға орунлаштурди.
撒羅滿有四千廄,為養馬存車,有一萬二千騎兵,駐紮在屯車城和耶路撒冷君王左右。
26 Сулайман [Әфрат] дәриясидин Филистийә зиминиғичә таки Мисирниң чегарисиға қәдәр болған барлиқ падишалиқлар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
撒羅滿統轄列王,由大河到培肋舍特人領域,直到埃及邊陲。
27 Падиша Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди.
君王在耶路撒冷有的銀子,多如石頭,香柏木多如平原的桑樹。
28 Кишиләр атларни Мисирдин вә һәр қайси жутлардин Сулайманға йәткүзүп берип туратти.
撒羅滿所有的馬,都是由慕茲黎和各地運來的。[撒羅滿逝世]
29 Сулайманниң башқа әмәллири баштин ахириғичә «Натан пәйғәмбәрниң баянлири», «Шилоһлуқ Ахияһниң бишарити», шундақла Нибатниң оғли Йәробоам тоғрилиқ «Алдин көргүчи Иддо көргүн аламәт көрүнүшләр» дегән китапларға пүтүлгән әмәсмиди?
撒羅滿其餘的前後事蹟,都記載在先知納堂的言行錄,史羅人阿希雅的預言書和先見者依多論及乃巴特之子雅洛貝罕的啟示錄上。
30 Сулайман Йерусалимда туруп пүтүн Исраилниң үстидин қириқ жил сәлтәнәт қилди.
撒羅滿在耶路撒冷作全以色列王凡四十年。
31 Сулайман ата-бовилири арисида ухлиди; халайиқ уни атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилди; униң оғли Рәһобоам униң орниға падиша болди.
撒羅滿與他的列祖同眠,葬在他父親達味城內;他的兒子勒哈貝罕繼位為王。

< Тарих-тәзкирә 2 9 >