< Тарих-тәзкирә 2 8 >
1 Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи билән падишаниң өйини ясап болғандин кейин,
2 у Һирам өзигә соға қилған шәһәрләрни қайтидин қуруп чиқти; Исраиллар шу йәрдә олтирақлашти.
3 Сулайман Хамат-Зобаһ шәһиригә берип уни ишғал қилди.
4 У йәнә чөлдики Тадморни вә өзиниң Хаматта қурған барлиқ ғәзнә шәһәрлирини йәнә оңшитип қурди.
5 У йәнә Үстүнки Бәйт-Һорон билән Астинқи Бәйт-Һоронни сепил, балдақлиқ қовуқлири болған қорғанлиқ шәһәрләргә айландурди;
6 Баалатни, шундақла өзигә хас һәммә ғәзнә шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, атлиқларни орунлаштурған шәһәрләрни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди.
7 Исраилдин болмиған Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин [Исраил] зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса,
8 Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқатмиған әлләрниң қалған әвлатлирини қуллуқ һашаға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди.
9 Лекин Исраиллардин Сулайман өз ишлири үчүн һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди.
10 Булардин падиша Сулайманниң ишлигүчиләрниң үстигә қойған чоң назарәтчилири болуп, икки йүз әллик еди.
11 Сулайман Пирәвнниң қизини «Давутниң шәһири»дин өзи униңға салдурған ордиға әкәлтүрди; чүнки у: «Аялимниң Исраил падишаси Давутниң ордисида туруши мувапиқ әмәс; чүнки Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи барғанлиги җайларниң һәммиси муқәддәстур», — деди.
12 Сулайман бу чағда Пәрвәрдигарниң қурбангаһида, йәни [муқәддәс җайниң] айваниниң алдиға салдурған қурбангаһта Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ тәқдим қилатти;
13 — йәни Муса пәйғәмбәрниң тапшуруғи бойичә, һәр күни, шабат күнлиридә, айниң биринчи күнлиридә вә һәр жилда үч қетим өткүзүлидиған алаһидә һейт күнлиридә — «петир нан һейти», «һәптиләр һейти» вә «кәпиләр һейти»дики күнләрдә бекитилгән бурчлуқ қурбанлиқларни қилатти.
14 Сулайман йәнә атиси Давутниң бәлгүләп бәргини бойичә каһинларниң хизмәтлириниң вә Лавийларниң бурчлириниң ада қилиниши үчүн нөвәт-гуруппиларни бекитти; Лавийларниң һәр күни мәдһийә оқуш вә каһинларниң алдида хизмәтләрни ада қилиш бурчи бар еди. Сулайман йәнә дәрвазивәнләрни нөвити бойичә һәр дәрвазиниң хизмитини қилишқа бекитти; чүнки Худаниң адими Давутниң буйруғи шундақ еди.
15 [Каһин-лавийлар] падишаниң каһинларға вә Лавийларға буйруғанлиридин, мәйли қандақ иш болсун яки ғәзниләргә даир иш болсун һеч баш тартмайтти.
16 Пәрвәрдигарниң өйини селишта, өй ули селинған күндин тартип пүткичә Сулайманниң барлиқ қурулуш ишлири пухта тамамланди. Шундақ қилип Пәрвәрдигарниң өйи пүтти.
17 Андин Сулайман Едом зиминида [Қизил] деңиз бойидики Әзион-Гәбәргә вә Елатқа қарап маңди.
18 Һурам [падиша] өз хизмәткарлири арқилиқ кемиләр вә деңиз йоллириға пишшиқ адәмлирини Сулайманниң йениға әвәтти. Улар Сулайманниң хизмәткарлири билән биллә Офирға берип, у йәрдин төрт йүз әллик талант алтун елип, уни падиша Сулайманниң қешиға йәткүзүп кәлди.