< Тарих-тәзкирә 2 7 >
1 Сулайман дуасини түгитишигила, асмандин от чүшүп көйдүрмә қурбанлиқ һәмдә башқа қурбанлиқларни қоймай көйдүрүвәтти; Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйни толдурди.
2 Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйни толдурувәткәчкә, каһинлар Пәрвәрдигарниң өйигә кирәлмиди.
3 От чүшкәнлигини вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйниң үстидә тохтиғанлиғини көрүп, Исраилларниң һәммиси таш ятқузулған мәйданда жүкүнүп баш уруп: «Пәрвәрдигар меһривандур, Униң өзгәрмәс муһәббити мәңгүгичә туриду!» дәп Пәрвәрдигарға ибадәт қилип тәшәккүр-мәдһийә оқушти.
4 Падиша вә пүткүл хәлиқ Пәрвәрдигарниң алдида қурбанлиқлирини сунди.
5 Сулайман падиша жигирмә икки миң кала, бир йүз жигирмә миң қойни қурбанлиқ қилип сунди. Шундақ қилип падиша вә пүткүл хәлиқ Худаниң өйини [Худаға] беғишлиди.
6 Каһинлар вә шундақла Пәрвәрдигарға атиған сазларни тутқан Лавийлар өз орунлирида туратти (падиша Давут бу сазларни Пәрвәрдигарниң мәдһийисидә ишләткили ясиған еди, [у Пәрвәрдигарға]: «Униң өзгәрмәс муһәббити әбәткичидур» дәп мәдһийә оқуғинида уларни ишлитәтти); каһинлар Лавийларниң удулида туруп канай челишатти; Исраилларниң һәммиси шу йәрдә өрә турушқан еди.
7 Сулайман Пәрвәрдигарниң өйиниң алдидики һойлисиниң оттурисини айрип муқәддәс қилип, у йәрдә көйдүрмә қурбанлиқлар вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини сунди; чүнки Сулайман ясатқан мис қурбангаһ көйдүрмә қурбанлиқлар, аш һәдийилири вә қурбанлиқларниң яғлирини қобул қилишқа кичик кәлди.
8 Шуниң билән у вақитта Сулайман вә униң билән болған пүтүн Исраил, йәни Хамат райониға кириш еғизидин тартип Мисир еқиниғичә һәммә йәрләрдин кәлгән зор бир җамаәт һейт өткүзди.
9 Сәккизинчи күни улар тәнтәнилик бир ибадәт жиғилиши өткүзди; улар йәттә күн қурбангаһни Худаға атап беғишлиған еди андин улар йәнә йәттә күн һейт өткүзди.
10 Йәттинчи айниң жигирмә үчинчи күни падиша хәлиқни өз өй-чедирлиригә қайтурди; улар Пәрвәрдигарниң Давутқа, Сулайманға вә Өз хәлқи Исраилға қилған яхшилиқлири үчүн қәлбидә шат-хурам болуп қайтип кәтти.
11 Шундақ қилип Сулайман Пәрвәрдигарниң өйини вә падишаниң ордисини ясап пүттүрди. Сулайманниң көңлигә Пәрвәрдигарниң өйидә вә өзиниң ордисида немә қилиш кәлгән болса, шу ишларниң һәммиси оңушлуқ пүтти.
12 Андин Пәрвәрдигар кечидә Сулайманға аян болуп униңға: «Мән сениң дуайиңни аңлидим вә Өзүмгиму бу җайни «қурбанлиқ өйи» болушқа таллидим.
13 Әгәр Мән асманни ямғур яғмайдиған қилип етивәтсәм яки чекәткиләргә зиминдики мәһсулатларни йәп ташлашни буйрусам вә яки хәлқим арисиға ваба тарқитивәтсәм,
14 [шу чағда] намим билән аталған бу хәлқим өзини кәмтәр тутуп, дуа қилип йүзүмни изләп, рәзил йоллиридин янса, Мән асманда туруп аңлап, уларниң гунайини кәчүримән вә зиминини сақайтимән.
15 Әнди бу йәрдә қилинған дуаларға Мениң көзлирим очуқ вә қулақлирим диң болиду.
16 Мән әнди намим мәңгү бу йәрдә аян қилинсун дәп бу өйни таллап, уни Өзүмгә муқәддәс қилдим; көзүмму, қәлбимму һемишә шу йәрдә болиду.
17 Сән болсаң, атаң Давутниң алдимда маңғинидәк сәнму саңа буйруғинимниң һәммисигә мувапиқ әмәл қилиш үчүн бәлгүлимилирим вә һөкүмлиримни тутуп алдимда маңсаң,
18 Мән әнди атаң Давутқа: «Исраилниң тәхтидә саңа әвладиңдин олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп әһдә қилғинимдәк, Мән сениң падишалиқ тәхтиңни Исраилниң үстидә мәһкәм қилимән.
19 Бирақ әгәр силәр Мениңдин йүз өрүп, Мән силәрниң алдиңларда җакалиған бәлгүлимилирим вә әмирлиримни ташлап, башқа илаһларниң қуллуғиға кирип чоқунсаңлар,
20 шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин жулуп ташлаймән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраилни һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти қилимән;
21 бу өй гәрчә һазир улуқ болсиму, шу заманда униңдин өткәнләрниң һәммиси қаттиқ һәйран қилишип: «Пәрвәрдигар бу зиминға вә бу өйгә немишкә шундақ қилғанду?» дәп сорайду.
22 Кишиләр: — Чүнки [зиминдики хәлиқләр] ата-бовилириниң Худаси, йәни уларни Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигарни ташлап, өзлирини башқа иларһларға бағлап, уларға сәҗдә қилип қуллуғида болғанлиғи үчүн, У бу пүткүл күлпәтни уларниң бешиға чүшүрүпту, дәп җавап бериду.