< Тарих-тәзкирә 2 6 >
1 Бу пәйттә Сулайман: — Пәрвәрдигар тум қараңғулуқ ичидә туримән, дәп ейтқан еди;
Bu peytte Sulayman: — Perwerdigar tum qarangghuluq ichide turimen, dep éytqanidi;
2 Лекин, [и Пәрвәрдигар], мән Сениң үчүн бир һәйвәтлик макан болсун дәп, Сән мәңгү туридиған бир өйни ясидим, деди.
Lékin, [i Perwerdigar], men Séning üchün bir heywetlik makan bolsun dep, Sen menggü turidighan bir öyni yasidim, dédi.
3 Андин падиша бурулуп барлиқ Исраил җамаитигә бәхит тилиди; Исраилниң барлиқ җамаити униң алдида туратти.
Andin padishah burulup barliq Israil jamaitige bext tilidi; Israilning barliq jamaiti uning aldida turatti.
4 У мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! У Өз ағзи билән атам Давутқа вәдә қилған еди вә Өз қоли билән уни әмәлгә ашурди. У әслидә Давутқа: —
U mundaq dédi: — Israilning Xudasi Perwerdigargha teshekkür-medhiye bolghay! U Öz aghzi bilen atam Dawutqa wede qilghanidi we Öz qoli bilen uni emelge ashurdi. U eslide Dawutqa: —
5 «Мән Өз хәлқим Исраилни Мисир зиминидин елип чиққан күндин буян намим үчүн бу йәрдә бир өй салай дәп Исраилниң һәр қайси қәбилилириниң шәһәрлиридин һеч қайсисини таллимидим, яки хәлқим Исраилға һөкүмран болушқа һеч қайси адәмни таллимидим;
«Men Öz xelqim Israilni Misir zéminidin élip chiqqan kündin buyan namim üchün bu yerde bir öy salay dep Israilning herqaysi qebililirining sheherliridin héchqaysisini tallimidim, yaki xelqim Israilgha hökümran bolushqa héchqaysi ademni tallimidim;
6 һалбуки, Мән намим шу йәрдә болсун дәп Йерусалимни таллидим вә хәлқим болған Исраилға һөкүмранлиқ қилсун дәп Давутни таллидим» дегән еди.
halbuki, Men namim shu yerde bolsun dep Yérusalémni tallidim we xelqim bolghan Israilgha hökümranliq qilsun dep Dawutni tallidim» dégenidi.
7 Әнди атам Давутниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй селиш арзу-нийити бар еди.
Emdi atam Dawutning Israilning Xudasi Perwerdigarning namigha atap bir öy sélish arzu-niyiti bar idi.
8 Бирақ Пәрвәрдигар атам Давутқа: «Көңлүңдә Мениң намимға бир өй ясашқа қилған нийитиң яхшидур;
Biraq Perwerdigar atam Dawutqa: «Könglüngde Méning namimgha bir öy yasashqa qilghan niyiting yaxshidur;
9 амма шу өйни сән ясимайсән, бәлки пуштуңдин болидиған оғлуң, у Мениң намимға атап шу өйни салиду», дегән еди.
emma shu öyni sen yasimaysen, belki pushtungdin bolidighan oghlung, u Méning namimgha atap shu öyni salidu», dégenidi.
10 Мана әнди Пәрвәрдигар Өз сөзигә әмәл қилди. Мән Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк, атамниң орнини бесип, Исраилниң тәхтигә олтардим; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бу өйни салдим.
Mana emdi Perwerdigar Öz sözige emel qildi. Men Perwerdigar wede qilghinidek, atamning ornini bésip, Israilning textige olturdum; Israilning Xudasi Perwerdigarning namigha atap bu öyni saldim.
11 Мән бу өйдә әһдә сандуғини қойдум; әһдә сандуғи ичидә Пәрвәрдигарниң Исраиллар билән түзгән әһдә [тахтилири] бардур» деди.
Men bu öyde ehde sanduqini qoydum; ehde sanduqi ichide Perwerdigarning Israillar bilen tüzgen ehde [taxtiliri] bardur» dédi.
12 Андин Сулайман Исраилниң барлиқ җамаитигә йүзлинип, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида туруп қоллирини көтирип: —
Andin Sulayman Israilning barliq jamaitige yüzlinip, Perwerdigarning qurban’gahining aldida turup qollirini kötürüp: —
13 (чүнки бая Сулайман мистин узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз келидиған бир пәштақ яситип, ташқириқи һойлиниң оттурисиға җайлаштурған еди. У әнә шу пәштақ үстигә чиқип туруп, пүткүл Исраил җамаити алдида жүкүнүп олтирип, асманға қарап ғуличини яйған еди)
(chünki baya Sulayman mistin uzunluqi besh gez, kengliki besh gez, égizliki üch gez kélidighan bir peshtaq yasitip, tashqiriqi hoylining otturisigha jaylashturghanidi. U ene shu peshtaq üstige chiqip turup, pütkül Israil jamaiti aldida yükünüp olturup, asman’gha qarap ghulichini yayghanidi)
14 — у мундақ дуа қилди: — И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар! Нә асманда нә зиминда Сәндәк Худа йоқтур; Сениң алдиңда пүтүн қәлби билән маңидиған Өз қуллириң үчүн әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрситисән.
— u mundaq dua qildi: — I Israilning Xudasi Perwerdigar! Ne asmanda ne zéminda Sendek Xuda yoqtur; Séning aldingda pütün qelbi bilen mangidighan Öz qulliring üchün ehdengde turup özgermes muhebbitingni körsitisen.
15 Чүнки Сән Өз қулуң атам Давутқа бәргән вәдидә турдуң; Сән Өз ағзиң билән ейтқан сөзүңни мана бүгүнкидәк Өз қолуң билән вуҗудқа чиқардиң.
Chünki Sen Öz qulung atam Dawutqa bergen wedide turdung; Sen Öz aghzing bilen éytqan sözüngni mana bügünkidek Öz qolung bilen wujudqa chiqarding.
16 Әнди һазир, и Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Өз қулуң атам Давутқа: — «Әгәр сениң әвлатлириң өз йоллириға сәгәк болуп сән Мениң алдимда маңғандәк, қанунумға әмәл қилип маңсила, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиридиған бир зат кам болмайду» дәп бәргән вәдәңдә турғайсән.
Emdi hazir, i Israilning Xudasi Perwerdigar, Öz qulung atam Dawutqa: — «Eger séning ewladliring öz yollirigha segek bolup sen Méning aldimda mangghandek, qanunumgha emel qilip mangsila, sanga ewladingdin Israilning textide olturidighan bir zat kem bolmaydu» dep bergen wedengde turghaysen.
17 Әнди һазир, и Исраилниң Худаси, Сән қулуң Давутқа ейтқан сөзлириң әмәлгә ашурулғай, дәп өтүнимән!
Emdi hazir, i Israilning Xudasi, Sen qulung Dawutqa éytqan sözliring emelge ashurulghay, dep ötünimen!
18 Лекин Худа Өзи растла йәр йүзидә инсанлар билән макан қиламду? Мана, асманлар билән асманларниң асмини Сени сиғдуралмайдиған йәрдә, мән ясиған бу өй қандақму Сениң маканиң болалисун?!
Lékin Xuda Özi rastla yer yüzide insanlar bilen makan qilamdu? Mana, asmanlar bilen asmanlarning asmini Séni sighduralmaydighan yerde, men yasighan bu öy qandaqmu Séning makaning bolalisun?!
19 Лекин и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңниң дуа вә илтиҗасиға қулақ селип, қулуңниң Саңа көтәргән нидаси вә тилигини аңлиғайсән.
Lékin i Perwerdigar Xudayim, qulungning dua we iltijasigha qulaq sélip, qulungning Sanga kötürgen nidasi we tilikini anglighaysen.
20 Шуниң билән Өз көзлириңни кечә-күндүз бу өйгә, йәни Сән: «Мениң намимни у йәрдә аян қилимән» дәп ейтқан җайға кечә-күндүз тиккәйсән; Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуасиға қулақ салғайсән.
Shuning bilen Öz közliringni kéche-kündüz bu öyge, yeni Sen: «Méning namimni u yerde ayan qilimen» dep éytqan jaygha kéche-kündüz tikkeysen; Öz qulungning u jaygha qarap qilghan duasigha qulaq salghaysen.
21 Қулуң вә хәлқиң Исраил бу җайға қарап дуа қилған чағда, уларниң илтиҗалириға қулақ селип, Өз маканиң қилған асманлардин туруп аңлиғайсән, аңлиғиниңда уларни кәчүргәйсән.
Qulung we xelqing Israil bu jaygha qarap dua qilghan chaghda, ularning iltijalirigha qulaq sélip, Öz makaning qilghan asmanlardin turup anglighaysen, anglighiningda ularni kechürgeysen.
22 Әгәр бириси өз хошнисиға гуна қилса вә шундақла ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә,
Eger birsi öz qoshnisigha gunah qilsa we shundaqla ishning rast-yalghanliqini békitish üchün qesem ichküzülse, bu qesem bu öydiki qurban’gahingning aldigha kelse,
23 Сән қәсәмни асманда туруп аңлап, амал қилип Өз бәндилириң оттурисида һөкүм чиқарғайсән; гунайи бар адәмниң гунайини өзигә қайтуруп, өз йолини өз бешиға яндуруп, гунасиз адәмни ақлап өз адиллиғиға қарап униңға һәққини бәргәйсән.
Sen qesemni asmanda turup anglap, amal qilip Öz bendiliring otturisida höküm chiqarghaysen; gunahi bar ademning gunahini özige qayturup, öz yolini öz béshigha yandurup, gunahsiz ademni aqlap öz adilliqigha qarap uninggha heqqini bergeysen.
24 Өз хәлқиң Исраил Сениң алдиңда гуна қилғини үчүн дүшмәндин йеңилсә, яманлиғидин қайтип бу өйдә туруп, намиңни етирап қилип саңа дуа билән илтиҗа қилса,
Öz xelqing Israil Séning aldingda gunah qilghini üchün düshmendin yéngilse, yamanliqidin qaytip bu öyde turup, namingni étirap qilip sanga dua bilen iltija qilsa,
25 Сән асманда аңлап, Өз хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүрүп, уларни Сән ата-бовилириға вә өзлиригә тәқдим қилған зиминға қайтуруп кәлгәйсән.
Sen asmanda anglap, Öz xelqing Israilning gunahini kechürüp, ularni Sen ata-bowilirigha we özlirige teqdim qilghan zémin’gha qayturup kelgeysen.
26 Улар Саңа гуна қилғини үчүн асман етилип ямғур яғмайдиған қиливетилгән болса, лекин улар бу җайға қарап Саңа дуа қилип намиңни етирап қилип, Сениң уларни қийинчилиққа салғиниң түпәйлидин өз гунайидин йенип товва қилса,
Ular Sanga gunah qilghini üchün asman étilip yamghur yaghmaydighan qiliwétilgen bolsa, lékin ular bu jaygha qarap Sanga dua qilip namingni étirap qilip, Séning ularni qiyinchiliqqa salghining tüpeylidin öz gunahidin yénip towa qilsa,
27 Сән асманда туруп қулақ селип, қуллириңниң вә хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүргәйсән; чүнки Сән уларға меңиш керәк болған яхши йолни үгитисән вә Өз хәлқиңгә мирас қилип бәргән зиминниң үстигә ямғур яғдурисән!
Sen asmanda turup qulaq sélip, qulliringning we xelqing Israilning gunahini kechürgeysen; chünki Sen ulargha méngish kérek bolghan yaxshi yolni ögitisen we Öz xelqingge miras qilip bergen zéminning üstige yamghur yaghdurisen!
28 Әгәр зиминда ачарчилиқ я ваба болса, я зираәтләр дан алмиса я һал чүшсә я уни чекәткиләр яки чекәткә личинкилири бесивалса, я дүшмәнләр уларниң зиминдики шәһәрлириниң қовуқлириға һуҗум қилип қоршивалса, я һәр қандақ апәт я кесәллик болса,
Eger zéminda acharchiliq ya waba bolsa, ya ziraetler dan almisa ya hal chüshse ya uni chéketkiler yaki chéketke lichinkiliri bésiwalsa, ya düshmenler ularning zémindiki sheherlirining qowuqlirigha hujum qilip qorshiwalsa, ya herqandaq apet ya késellik bolsa,
29 ундақта барлиқ хәлқиң Исраил болсун, һәр қандақ киши болсун, өзигә кәлгән апәтни вә өз дәрдини билип, қоллирини бу өйгә сунуп, мәйли қандақ дуа яки илтиҗа қилсун,
undaqta barliq xelqing Israil bolsun, herqandaq kishi bolsun, özige kelgen apetni we öz derdini bilip, qollirini bu öyge sunup, meyli qandaq dua yaki iltija qilsun,
30 әнди Сән туруватқан маканиң асманда туруп аңлап, кәчүрүм қилғайсән, Сән һәр бир адәмниң қәлбини билгәчкә, өзиниң йоллирини өзигә яндурғайсән (чүнки Сәнла, пәқәт Сәнла һәммә инсан балилириниң қәлблирини билгүчидурсән);
emdi Sen turuwatqan makaning asmanda turup anglap, kechürüm qilghaysen, Sen herbir ademning qelbini bilgechke, özining yollirini özige yandurghaysen (chünki Senla, peqet Senla hemme insan balilirining qelblirini bilgüchidursen);
31 шундақ қилип, улар Сән ата-бовилиримизға тәқдим қилған зиминда олтирип өмриниң һәммә күнлиридә Сәндин қорқуп йоллириңда маңидиған болиду.
shundaq qilip, ular Sen ata-bowilirimizgha teqdim qilghan zéminda olturup ömrining hemme künliride Sendin qorqup yolliringda mangidighan bolidu.
32 Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса, у келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса,
Öz xelqing Israildin bolmighan, Séning ulugh naming, qudretlik qolung we sozghan biliking tüpeylidin yiraq-yiraqlardin kelgen musapir bolsa, u kélip bu öy terepke qarap dua qilsa,
33 Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду.
Sen turuwatqan makaning bolghan asmanlarda uninggha qulaq sélip, u musapir Sanga nida qilip tiliginining hemmisige muwapiq qilghaysen; shuning bilen yer yüzidiki barliq eller namingni tonup yétip, Öz xelqing Israildek Sendin qorqidighan bolup, men yasighan bu öyning Séning naming bilen atalghinini bilidu.
34 Әгәр Сениң хәлқиң Сениң тапшуруғуң билән дүшмини билән җәң қилишқа чиққанда, Сән таллиған бу шәһәргә, шундақла мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә қарап Сән Пәрвәрдигарға дуа қилса,
Eger Séning xelqing Séning tapshuruqung bilen düshmini bilen jeng qilishqa chiqqanda, Sen tallighan bu sheherge, shundaqla men naminggha atap yasighan bu öy terepke qarap Sen Perwerdigargha dua qilsa,
35 Сән асманларда туруп уларниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, уларни нусрәткә ериштүргәйсән.
Sen asmanlarda turup ularning duasi bilen iltijasigha qulaq sélip, ularni nusretke érishtürgeysen.
36 Әгәр улар Саңа гуна садир қилған болса (чүнки гуна қилмайдиған һечкиши йоқтур) Сән уларға ғәзәплинип, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурған болсаң, булар уларни жирақ-йеқинға, өз зиминиға сүргүн қилип елип барған болса,
Eger ular Sanga gunah sadir qilghan bolsa (chünki gunah qilmaydighan héchkishi yoqtur) Sen ulargha ghezeplinip, ularni düshmenlirining qoligha tapshurghan bolsang, bular ularni yiraq-yéqin’gha, öz zéminigha sürgün qilip élip barghan bolsa,
37 лекин улар сүргүн қилинған жутта әс-һошини тепип товва қилип, өзи сүргүн болған жутта Саңа: — Биз гуна қилип, қәбиһликкә берилип Сәндин йүз өрүп кәттуқ, дәп йелинса,
lékin ular sürgün qilin’ghan yurtta es-hoshini tépip towa qilip, özi sürgün bolghan yurtta Sanga: — Biz gunah qilip, qebihlikke bérilip Sendin yüz örüp kettuq, dep yélinsa,
38 — әгәр уларни сүргүн қилғанларниң зиминида пүтүн қәлби вә пүтүн җенидин Сениң тәрипиңгә йенип, Сән уларниң ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға, Сән таллиған шәһәр тәрәпкә вә мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә йүзини қилип дуа қилса,
— eger ularni sürgün qilghanlarning zéminida pütün qelbi we pütün jénidin Séning teripingge yénip, Sen ularning ata-bowilirigha teqdim qilghan zémin’gha, Sen tallighan sheher terepke we men naminggha atap yasighan bu öy terepke yüzini qilip dua qilsa,
39 Сән туруватқан маканиң болған асманларда туруп уларниң дуаси вә илтиҗалирини аңлап улар үчүн һөкүм чиқирип, Өз хәлқиңниң Саңа садир қилған гунайини кәчүрүм қилғайсән;
Sen turuwatqan makaning bolghan asmanlarda turup ularning duasi we iltijalirini anglap ular üchün höküm chiqirip, Öz xelqingning Sanga sadir qilghan gunahini kechürüm qilghaysen;
40 әнди и Худайим, Сәндин өтүнимән, бу йәрдә қилған дуаларға көзүң очуқ, қулиқиң диң болғай!
emdi i Xudayim, Sendin ötünimen, bu yerde qilghan dualargha közüng ochuq, quliqing ding bolghay!
41 Әнди орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар Худа, Сән қудритиңниң ипадиси болған әһдә сандуғуң билән, Өз арамгаһиңға киргәйсән! Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийдүрүлсун, Мөмин бәндилириң яхшилиғиңдин шатлансун!
Emdi ornungdin turghin, i Perwerdigar Xuda, Sen qudritingning ipadisi bolghan ehde sanduqung bilen, Öz aramgahinggha kirgeysen! Kahinliring heqqaniyliq bilen kiydürülsun, Mömin bendiliring yaxshiliqingdin shadlansun!
42 И Пәрвәрдигар Худа, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән; Қулуң Давутқа көрсәткән өзгәрмәс муһәббитиңни есиңдә тутқайсән!».
I Perwerdigar Xuda, Özüng mesih qilghiningning yüzini yandurmighaysen; Qulung Dawutqa körsetken özgermes muhebbitingni ésingde tutqaysen!».