< Тарих-тәзкирә 2 5 >
1 Шуниң билән Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилидиған барлиқ қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут [Худаға] атап беғишлиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә һәммә башқа буюмларни) елип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди.
所羅門做完了耶和華殿的一切工,就把他父大衛分別為聖的金銀和器皿都帶來,放在上帝殿的府庫裏。
2 Шу чағда Сулайман Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»дин, йәни Зиондин йөткәп келиш үчүн Исраил ақсақаллирини, қәбилә бәглирини вә Исраил җәмәтлириниң бәглирини Йерусалимға жиғилишқа чақирди.
那時,所羅門將以色列的長老、各支派的首領,並以色列的族長招聚到耶路撒冷,要把耶和華的約櫃從大衛城-就是錫安-運上來。
3 Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айда, бекитилгән һейтта падишаниң қешиға жиғилди
於是以色列眾人在七月節前都聚集到王那裏。
4 Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип [маңди].
以色列眾長老來到,利未人便抬起約櫃。
5 Улар әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар болған Лавийлар мошуларни елип чиқти.
祭司利未人將約櫃運上來,又將會幕和會幕的一切聖器具都帶上來。
6 Сулайман падиша вә барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калини қурбанлиқ қиливататти.
所羅門王和聚集到他那裏的以色列全會眾都在約櫃前獻牛羊為祭,多得不可勝數。
7 Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип керубларниң қанатлириниң астиға қойди.
祭司將耶和華的約櫃抬進內殿,就是至聖所,放在兩個基路伯的翅膀底下。
8 Керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти.
基路伯張着翅膀在約櫃之上,遮掩約櫃和抬櫃的槓。
9 Бу балдақлар сандуқниң тутқучлиридин наһайити узун чиқип турғачқа, каламханиниң алдида туруп әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
這槓甚長,槓頭在內殿前可以看見,在殿外卻不能看見,直到如今還在那裏。
10 Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки тахтайдин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә әһдә түзгән еди).
約櫃裏惟有兩塊石版,就是以色列人出埃及後,耶和華與他們立約的時候,摩西在何烈山所放的。除此以外,並無別物。
11 Каһинлар муқәддәс җайдин чиқишти (шу йәрдә һазир болған барлиқ каһинлар, өз нөвитигә қаримай өзлирини Худаға атап пакизлиған еди;
當時,在那裏所有的祭司都已自潔,並不分班供職。
12 нәғмә-навачи барлиқ Лавийлар, җүмлидин Асаф, Һеман, Йәдутун вә уларниң оғуллири һәм қериндашлири чәкмән тонлирини кийишип, қурбангаһниң шәрқидә туруп чаң, тәмбур вә чилтарлар челишиватқан еди; улар билән биллә канай челиватқан йәнә бир йүз жигирмә каһин бар еди)
他們出聖所的時候,歌唱的利未人亞薩、希幔、耶杜頓,和他們的眾子眾弟兄都穿細麻布衣服,站在壇的東邊,敲鈸、鼓瑟、彈琴,同着他們有一百二十個祭司吹號。
13 вә шундақ болдуки, канайчилар билән нәғмә-навачилар һәммиси бирдәк челип, бир аваз билән Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана ейтиватқанда, йәни канайлар, җаңлар вә һәр хил сазларни челип, жуқури аваз билән «Пәрвәрдигар меһривандур, өзгәрмәс муһәббити әбәдил-әбәтгичидур» дәп Пәрвәрдигарни мәдһийәләватқанда — шу һаман ибадәтхана, йәни Пәрвәрдигарниң өйи бир булут билән толдурулди;
吹號的、歌唱的都一齊發聲,聲合為一,讚美感謝耶和華。吹號、敲鈸,用各種樂器,揚聲讚美耶和華說: 耶和華本為善, 他的慈愛永遠長存! 那時,耶和華的殿有雲充滿,
14 каһинлар әшу булут түпәйлидин вәзипилирини өтүшкә туралмайтти, чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Худаниң өйини толдурған еди.
甚至祭司不能站立供職,因為耶和華的榮光充滿了上帝的殿。