< Тарих-тәзкирә 2 4 >
1 Узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги жигирмә гәз, егизлиги он гәз келидиған бир мис қурбангаһ ясатти.
Uzunluqi yigirme gez, kengliki yigirme gez, égizliki on gez kélidighan bir mis qurban’gah yasatti.
2 У мистин «деңиз» ясатти; униң шәкли дүгиләк болуп, у гирвикидин бу гирвикигичә он гәз келәтти; егизлиги бәш гәз, айланмиси оттуз гәз еди.
U mistin «déngiz» yasatti; uning shekli dügilek bolup, u girwikidin bu girwikigiche on gez kéletti; égizliki besh gez, aylanmisi ottuz gez idi.
3 «Деңиз»ниң сиртқи аста қисми буқиниң шәкли билән чөрүлдүрүп безәлгән болуп, буқилар һәр бир гәзгә ондин, икки қатар қилинип, мис «деңиз» билән тәң қуюп чиқилған еди.
«Déngiz»ning sirtqi asta qismi buqining shekli bilen chörüldürüp bézelgen bolup, buqilar herbir gezge ondin, ikki qatar qilinip, mis «déngiz» bilen teng quyup chiqilghanidi.
4 Мис «деңиз»ни он икки мис буқа көтирип туратти; униң үчи шималға, үчи ғәрипкә, үчи җәнупқа, үчи шәриққә қарап туратти. «деңиз» буқиниң дүмбисигә ятқузулған болуп, буқиларниң қуйруғи ичи тәрәптә еди.
Mis «déngiz»ni on ikki mis buqa kötürüp turatti; uning üchi shimalgha, üchi gherbke, üchi jenubqa, üchi sherqqe qarap turatti. «déngiz» buqining dümbisige yatquzulghan bolup, buqilarning quyruqi ichi terepte idi.
5 Мис деңизниң қелинлиғи бир алқан болуп, чөриси чининиң гирвикидәк нилупәр шәклидә қилинған, униңға үч миң бат су пататти.
Mis déngizning qélinliqi bir alqan bolup, chörisi chinining girwikidek niluper sheklide qilin’ghan, uninggha üch ming bat su patatti.
6 У йәнә он «жуюш деси» яситип, бәшини мис деңизниң оң тәрипигә, бәшини сол тәрипигә қойғузди; көйдүрмә қурбанлиқларға ишлитидиған буюм-әсваплириниң һәммиси шу дасларда жуюлатти; «деңиз» болса каһинларниң жуюнуши үчүн ишлитиләтти.
U yene on «yuyush dési» yasitip, beshini mis déngizning ong teripige, beshini sol teripige qoyghuzdi; köydürme qurbanliqlargha ishlitidighan buyum-eswablirining hemmisi shu daslarda yuyulatti; «déngiz» bolsa kahinlarning yuyunushi üchün ishlitiletti.
7 У йәнә бәлгүләнгән шәкилдә он алтун чирақдан яситип муқәддәс җайниң ичигә орнатти; униң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә қойдурди.
U yene belgilen’gen shekilde on altun chiraghdan yasitip muqeddes jayning ichige ornatti; uning beshini ong terepke, beshini sol terepke qoydurdi.
8 Йәнә он ширә яситип муқәддәс җайниң ичигә қойғузди; униң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә қойғузди. У йәнә йүз данә алтун чинә ясатти.
Yene on shire yasitip muqeddes jayning ichige qoyghuzdi; uning beshini ong terepke, beshini sol terepke qoyghuzdi. U yene yüz dane altun chine yasatti.
9 У йәнә «каһинлар һойлиси», чоң һойла вә чоң һойлиниң дәрвазилирини ясатти вә дәрвазиларниң һәммисини мис билән қаплатти.
U yene «kahinlar hoylisi», chong hoyla we chong hoylining derwazilirini yasatti we derwazilarning hemmisini mis bilen qaplatti.
10 У мис «деңиз»ни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойғузди.
U mis «déngiz»ni ibadetxanining ong teripige, yeni sherqiy jenub teripige qoyghuzdi.
11 Һурам йәнә қазан, күрәк вә қача-қучиларни әткүзди. Һурам шу тәриқидә Сулайман падиша үчүн Худаниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүттүрди,
Huram yene qazan, kürek we qacha-quchilarni etküzdi. Huram shu teriqide Sulayman padishah üchün Xudaning öyining barliq qurulush xizmitini püttürdi,
12 Йәни икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди.
Yeni ikki tüwrük, ikki tüwrükning üstidiki apqursiman ikki bash we bu ikki bashni yépip turidighan ikki torni yasitip püttürdi.
13 Шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти; бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики апқурсиман икки башни йепип туратти.
Shu ikki tor üstige qaychilashturulghan töt yüz anarni yasatti; bir torda ikki qatar anar bolup, tüwrük üstidiki apqursiman ikki bashni yépip turatti.
14 У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни,
U on das tegliki we das teglikige qoyulidighan on «yuyush dési»ni,
15 «мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди.
«mis déngiz» we uning astidiki on ikki mis buqini yasatquzdi.
16 Қазан, күрәк, вилка-илмәкләр, вә мунасивәтлик барлиқ әсвапларни Һурам-Аби Пәрвәрдигарниң өйини дәп Сулайман падишаға пақирайдиған миста яситип бәрди.
Qazan, kürek, wilka-ilmekler, we munasiwetlik barliq eswablarni Huram-Abi Perwerdigarning öyini dep Sulayman padishahqa parqiraydighan mista yasitip berdi.
17 Падиша буларни Иордан түзләңлигидә, Суккот билән Зәрәдатаһ оттурисида, [шу йәрдики] сеғиз лайда қелип ясап, қуйдуруп чиқти.
Padishah bularni Iordan tüzlenglikide, Sukkot bilen Zeredatah otturisida, [shu yerdiki] séghiz layda qélip yasap, quydurup chiqti.
18 Сулайман ясатқузған бу әсвапларниң сани интайин көп еди; кәткән мисниң еғирлиғини өлчәп болмайтти.
Sulayman yasatquzghan bu eswablarning sani intayin köp idi; ketken misning éghirliqini ölchep bolmaytti.
19 Сулайман йәнә Худаниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған ширәләрни
Sulayman yene Xudaning öyi ichidiki barliq eswablarni yasatti — yeni altun xushbuygahni, «teqdim nan» qoyulidighan shirelerni
20 вә сап алтунда қилинған чирақданлар билән чирақлирини ясатқузди; бу чирақлар бәлгүлимә бойичә ички «каламхана» алдида яндуруш үчүн болди.
we sap altunda qilin’ghan chiraghdanlar bilen chiraghlirini yasatquzdi; bu chiraghlar belgilime boyiche ichki «kalamxana» aldida yandurush üchün boldi.
21 У йәнә чирақданниң гүллири, чирақ вә пилик қайчилириниң һәммисини алтундин қилдурди (улар сап алдундин еди).
U yene chiraghdanning gülliri, chiragh we pilik qaychilirining hemmisini altundin qildurdi (ular sap aldundin idi).
22 У йәнә печақлар, тавақлар, пиялә-қача вә күлданларниң һәммисини сап алтундин қилдурди. У өйниң ишиклирини, йәни ичидики әң муқәддәс җайға киридиған ички қатлима ишикләр вә өйниң «муқәддәс җай»иниң ташқириқи ишиклирини алтундин қилдурди.
U yene péchaqlar, tawaqlar, piyale-qacha we küldanlarning hemmisini sap altundin qildurdi. U öyning ishiklirini, yeni ichidiki eng muqeddes jaygha kiridighan ichki qatlima ishikler we öyning «muqeddes jay»ining tashqiriqi ishiklirini altundin qildurdi.