< Тарих-тәзкирә 2 35 >

1 Йосия Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини Йерусалимда өткүзмәкчи болди; биринчи айниң он төртинчи күни улар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни сойди.
Yosiya Perwerdigarni séghinip ötüp kétish héytini Yérusalémda ötküzmekchi boldi; birinchi ayning on tötinchi küni ular ötüp kétish héytigha atalghan qozilarni soydi.
2 Падиша каһинларниң вәзипилирини бәлгүлиди, уларни Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтни қилишқа риғбәтләндүрди.
Padishah kahinlarning wezipilirini belgilidi, ularni Perwerdigarning öyidiki xizmetni qilishqa righbetlendürdi.
3 У йәнә пүткүл Исраил хәлқигә өзлирини Пәрвәрдигарға атап пак-муқәддәс болушқа тәлим бәргүчи Лавийларға: — Силәр муқәддәс әһдә сандуғини Исраил падишаси Давутниң оғли Сулайман салдурған өйгә әкирип орунлаштуруңлар; әнди уни мүрәңләрдә көтирип жүрүш вәзиписи қалмиди. Әнди силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң хизмитидә, шундақла Униң хәлқи Исраилниң хизмитидә болуңлар.
U yene pütkül Israil xelqige özlirini Perwerdigargha atap pak-muqeddes bolushqa telim bergüchi Lawiylargha: — Siler muqeddes ehde sanduqini Israil padishahi Dawutning oghli Sulayman saldurghan öyge ekirip orunlashturunglar; emdi uni mürenglerde kötürüp yürüsh wezipisi qalmidi. Emdi siler Xudayinglar Perwerdigarning xizmitide, shundaqla Uning xelqi Israilning xizmitide bolunglar.
4 Шуниң үчүн җәмитиңлар вә нөвәт-гуруппаңлар бойичә, Исраилниң падишаси Давутниң язғини вә униң оғли Сулайманниң язғиниға асасән, өзүңларни убдан тәйярлаңлар.
Shuning üchün jemitinglar we nöwet-guruppanglar boyiche, Israilning padishahi Dawutning yazghini we uning oghli Sulaymanning yazghinigha asasen, özünglarni obdan teyyarlanglar.
5 Силәр өз ата җәмәтлириңларниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә қериндашлириңлардин ибарәт шу аддий хәлиқ-пухралар җәмәт-җәмәтлиригә вәкил болуп, муқәддәсгаһта турисиләр; һәр бир гуруппида Лавий җәмәтидин бир нәччә адәм болсун.
Siler öz ata jemetliringlarning nöwet-guruppa tertipi boyiche qérindashliringlardin ibaret shu addiy xelq-puqralar jemet-jemetlirige wekil bolup, muqeddesgahta turisiler; herbir guruppida Lawiy jemetidin birnechche adem bolsun.
6 Силәр өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни союсиләр, өзүңларни паклаңлар, [Исраилдики] қериндашлириңлар үчүн, йәни уларниң Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тапилиған сөз-каламиға беқиниши үчүн, һәммә ишни тәйяр қилиңлар, деди.
Siler ötüp kétish héytigha atalghan qozilarni soyusiler, özünglarni paklanglar, [Israildiki] qérindashliringlar üchün, yeni ularning Perwerdigar Musaning wastisi bilen tapilighan söz-kalamigha béqinishi üchün, hemme ishni teyyar qilinglar, dédi.
7 Йосия шу йәрдә һазир болған барлиқ хәлиқ-пухраларниң өтүп кетиш һейтиға атиған қурбанлиғи болсун дәп, җәмий оттуз миң қоза вә оғлақ, вә йәнә үч миң буқа һәдийә қилди; бу малларниң һәммиси падишаниң мелидин чиқирилған еди.
Yosiya shu yerde hazir bolghan barliq xelq-puqralarning ötüp kétish héytigha atighan qurbanliqi bolsun dep, jemiy ottuz ming qoza we oghlaq, we yene üch ming buqa hediye qildi; bu mallarning hemmisi padishahning mélidin chiqirilghanidi.
8 Униң әмәлдарлириму өз ихтиярлиғи билән хәлиққә вә каһинлар билән Лавийларға қурбанлиқ мели «көтәрмә һәдийә» қилди; Пәрвәрдигарниң өйини башқурғучилардин Һилқия, Зәкәрия вә Йәһийәлму икки миң алтә йүз қоза-өшкә билән үч йүз буқини каһинларға өтүп кетиш һейтиға атап қурбанлиқ қилиш үчүн һәдийә қилип тапшурди.
Uning emeldarlirimu öz ixtiyarliqi bilen xelqqe we kahinlar bilen Lawiylargha qurbanliq méli «kötürme hediye» qildi; Perwerdigarning öyini bashqurghuchilardin Hilqiya, Zekeriya we Yehiyelmu ikki ming alte yüz qoza-öchke bilen üch yüz buqini kahinlargha ötüp kétish héytigha atap qurbanliq qilish üchün hediye qilip tapshurdi.
9 Лавийларниң йолбашчилири болған Конания вә униң қериндашлиридин Шемая билән Нәтанәл, шундақла Һашабия, Җәийәл вә Йозабадму бәш миң қоза билән бәш йүз буқини Лавийларниң һейтқа атап қурбанлиқ қилишиға «көтәрмә һәдийә» қилди.
Lawiylarning yolbashchiliri bolghan Konaniya we uning qérindashliridin Shémaya bilen Netanel, shundaqla Hashabiya, Jeiyel we Yozabadmu besh ming qoza bilen besh yüz buqini Lawiylarning héytqa atap qurbanliq qilishigha «kötürme hediye» qildi.
10 Шундақ қилип, өтилидиған вәзипиләр орунлаштуруп болунғандин кейин, падишаниң тапилиғини бойичә, каһинлар өз орнида турди, Лавийларму өзлириниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә турушти.
Shundaq qilip, ötilidighan wezipiler orunlashturup bolun’ghandin kéyin, padishahning tapilighini boyiche, kahinlar öz ornida turdi, Lawiylarmu özlirining nöwet-guruppa tertipi boyiche turushti.
11 Лавийлар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни боғузлиди; каһинлар уларниң қолидин қанни елип қурбангаһқа сәпти вә шуниң билән бир вақитта Лавийлар қурбанлиқ малниң терисини сойди.
Lawiylar ötüp kétish héytigha atalghan qozilarni boghuzlidi; kahinlar ularning qolidin qanni élip qurban’gahqa septi we shuning bilen bir waqitta Lawiylar qurbanliq malning térisini soydi.
12 Көйдүрмә қурбанлиққа сунулидиған малларни болса, улар хәлиқ-пухраларға вәкил болған җәмәтләр бойичә хәлиққә бөлүп берип, уларни Мусаниң китавида йезилғиниға мувапиқ, Пәрвәрдигарға сунушқа тәйярлиди. Сунулидиған буқиларниму шундақ қилди.
Köydürme qurbanliqqa sunulidighan mallarni bolsa, ular xelq-puqralargha wekil bolghan jemetler boyiche xelqqe bölüp bérip, ularni Musaning kitabida yézilghinigha muwapiq, Perwerdigargha sunushqa teyyarlidi. Sunulidighan buqilarnimu shundaq qildi.
13 Андин бәлгүлимә бойичә улар өтүп кетиш һейтиға аталған қоза-өшкиләрни отқа қақлап кавап қилди; башқа қурбанлиқлардин қалған, йәни Худаға аталған қисимларни қазанда, даңқанда яки даста пиширип тездин хәлиқ-пухраларға үләштүрүп бәрди;
Andin belgilime boyiche ular ötüp kétish héytigha atalghan qoza-öchkilerni otqa qaqlap kawap qildi; bashqa qurbanliqlardin qalghan, yeni Xudagha atalghan qisimlarni qazanda, dangqanda yaki dasta pishurup tézdin xelq-puqralargha üleshtürüp berdi;
14 шуниңдин кейин өзлиригә вә каһинларға қурбанлиқлардин тәйярлиди, чүнки каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлири кәч киргичә көйдүрмә қурбанлиқ қилиш вә майларни көйдүрүш билән алдираш болуп кәткән еди; шуңа Лавийлар өзлиригә вә каһинлар болған Һарунниң әвлатлириғиму қурбанлиқлардин [гөш] тәйярлап қоюшти.
shuningdin kéyin özlirige we kahinlargha qurbanliqlardin teyyarlidi, chünki kahinlar, yeni Harunning ewladliri kech kirgüche köydürme qurbanliq qilish we maylarni köydürüsh bilen aldirash bolup ketkenidi; shunga Lawiylar özlirige we kahinlar bolghan Harunning ewladlirighimu qurbanliqlardin [gösh] teyyarlap qoyushti.
15 Нава-нәғмичиләр, йәни Асафниң әвлатлири Давут, Асаф, Һеман вә [Давут] падишаниң алдин көргүчиси Йәдутунниң тапшуруғи бойичә өз орунлирида турушти; дәрвазивәнләр һәр қайсиси өз дәрвазиси алдида турди; уларниң иш орнидин аҗришиниң һаҗити болмиди, чүнки уларниң қериндашлири болған Лавийлар қурбанлиқлардин тәйярлап қоятти.
Nawa-neghmichiler, yeni Asafning ewladliri Dawut, Asaf, Héman we [Dawut] padishahning aldin körgüchisi Yedutunning tapshuruqi boyiche öz orunlirida turushti; derwaziwenler herqaysisi öz derwazisi aldida turdi; ularning ish ornidin ajrishining hajiti bolmidi, chünki ularning qérindashliri bolghan Lawiylar qurbanliqlardin teyyarlap qoyatti.
16 Шундақ қилип, шу бир күн ичидә Йосия падишаниң тапшуруғи бойичә, өтүп кетиш һейти өткүзүлүп, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға көйдүрмә қурбанлиқлар сунулуши билән Пәрвәрдигарға беғишлап өткүзүлгән ибадәт толуқ орунланди.
Shundaq qilip, shu bir kün ichide Yosiya padishahning tapshuruqi boyiche, ötüp kétish héyti ötküzülüp, Perwerdigarning qurban’gahigha köydürme qurbanliqlar sunulushi bilen Perwerdigargha béghishlap ötküzülgen ibadet toluq orunlandi.
17 Шу чағда һазир болған Исраиллар өтүп кетиш һейтини өткүзүп болғандин кейин, йәттә күн петир нан һейтини өткүзди.
Shu chaghda hazir bolghan Israillar ötüp kétish héytini ötküzüp bolghandin kéyin, yette kün pétir nan héytini ötküzdi.
18 Самуил пәйғәмбәрниң заманидин буян Исраилда өтүп кетиш һейти мундақ өткүзүлүп бақмиған еди; Исраил падишалириниң һеч қайсисиму Йосия, каһинлар, Лавийлар вә шу йәрдә һазир болған Йәһудалар билән Исраиллар вә Йерусалимда туруватқанлар өткүзгәндәк мундақ өтүп кетиш һейти өткүзүп бақмиған еди.
Samuil peyghemberning zamanidin buyan Israilda ötüp kétish héyti mundaq ötküzülüp baqmighanidi; Israil padishahlirining héchqaysisimu Yosiya, kahinlar, Lawiylar we shu yerde hazir bolghan Yehudalar bilen Israillar we Yérusalémda turuwatqanlar ötküzgendek mundaq ötüp kétish héyti ötküzüp baqmighanidi.
19 Бу қетимқи өтүп кетиш һейти Йосияниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили өткүзүлди.
Bu qétimqi ötüp kétish héyti Yosiyaning seltenitining on sekkizinchi yili ötküzüldi.
20 Йосия [муқәддәс] өйниң һәммә ишини мошундақ тәртипкә селип болғандин кейин, Мисир падишаси Нәқо Әфрат дәриясиниң бойидики Каркемиш шәһиридә урушқа чиқти, Йосия униң алдини тосқили чиқти.
Yosiya [muqeddes] öyning hemme ishini mushundaq tertipke sélip bolghandin kéyin, Misir padishahi Neqo Efrat deryasining boyidiki Karkémish shehiride urushqa chiqti, Yosiya uning aldini tosqili chiqti.
21 Нәқо Йосияниң алдиға әлчиләрни әвәтип униңға: «И Йәһуда падишаси, өзлириниң мениң билән немә карлири бар? Бүгүн мән сили билән урушқили әмәс, бәлки мениң билән уруш қиливатқан җәмәт билән урушқили чиққанмән; йәнә келип, Худа мени тез һуҗум қил, деди; Худаниң силини һалак қиливәтмәслиги үчүн, Униң ишиға кашила қилмисила, чүнки У мениң билән биллидур» деди.
Neqo Yosiyaning aldigha elchilerni ewetip uninggha: «I Yehuda padishahi, özlirining méning bilen néme karliri bar? Bügün men sili bilen urushqili emes, belki méning bilen urush qiliwatqan jemet bilen urushqili chiqqanmen; yene kélip, Xuda méni téz hujum qil, dédi; Xudaning silini halak qiliwetmesliki üchün, Uning ishigha kashila qilmisila, chünki U méning bilen billidur» dédi.
22 Лекин Йосия униң билән қаршилишиштин янмиди, әксичә өзини ниқаплап униңға җәң қилғили чиқти; у Худаниң Нәқониң вастиси билән ейтқан гепигә қулақ салмай, Мәгиддо түзләңлигигә келип Нәқо билән тутушти.
Lékin Yosiya uning bilen qarshilishishtin yanmidi, eksiche özini niqablap uninggha jeng qilghili chiqti; u Xudaning Neqoning wastisi bilen éytqan gépige qulaq salmay, Megiddo tüzlenglikige kélip Neqo bilen tutushti.
23 Оқячилар Йосия падишаға оқ етип униңға [тәккүзди]; падиша хизмәткарлириға: — Мән еғир яриландим, мени елип кетиңлар, деди.
Oqyachilar Yosiya padishahqa oq étip uninggha [tegküzdi]; padishah xizmetkarlirigha: — Men éghir yarilandim, méni élip kétinglar, dédi.
24 Униң хизмәткарлири уни җәң һарвусидин йөләп чүшүрүп, униң иккинчи җәң һарвусиға ятқузуп Йерусалимға елип меңивиди, у шу йәрдә өлди. У ата-бовилириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилинди; барлиқ Йәһуда вә Йерусалимдикиләр Йосияға тәзийә тутушти.
Uning xizmetkarliri uni jeng harwisidin yölep chüshürüp, uning ikkinchi jeng harwisigha yatquzup Yérusalémgha élip méngiwidi, u shu yerde öldi. U ata-bowilirining qebristanliqigha depne qilindi; barliq Yehuda we Yérusalémdikiler Yosiyagha teziye tutushti.
25 Йәримия [пәйғәмбәр] Йосия үчүн мәрсийә оқуди; нәғмә-навачи әр-аялларниң һәммиси таки бүгүнгичә Йосияни тәрипләп мәрсийә оқуп кәлмәктә; у иш Исраилда бәлгүлимигә айланди. Мана булар «мәрсийәләр» дегән китапқа пүтүлгәндур.
Yerimiya [peyghember] Yosiya üchün mersiye oqudi; neghme-nawachi er-ayallarning hemmisi taki bügün’giche Yosiyani teriplep mersiye oqup kelmekte; u ish Israilda belgilimige aylandi. Mana bular «mersiyeler» dégen kitabqa pütülgendur.
26 Йосияниң қалған ишлири, униң Пәрвәрдигарниң Тәврат китавида йезилғанлириға әгәшкән яхши әмәллири,
Yosiyaning qalghan ishliri, uning Perwerdigarning Tewrat kitabida yézilghanlirigha egeshken yaxshi emelliri,
27 қилғанлири баштин-ахириғичә һәммиси «Йәһуда вә Исраил падишалириниң Тарих-Тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
qilghanliri bashtin-axirighiche hemmisi «Yehuda we Israil padishahlirining Tarix-Tezkiriliri» dégen kitabta pütülgendur.

< Тарих-тәзкирә 2 35 >