< Тарих-тәзкирә 2 34 >
1 Йосия падиша болғанда сәккиз яшта болуп, Йерусалимда оттуз бир жил сәлтәнәт қилди.
2 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, һәр ишта атиси Давутниң йоллирида жүрүп, нә оңға нә солға чәтнәп кәтмиди.
3 Униң сәлтәнитиниң сәккизинчи жили, у техи гидәк чеғидила, атиси Давутниң Худасини изләшкә башлиди; сәлтәнитиниң он иккинчи жилиға кәлгәндә Йәһуда билән Йерусалимдики «жуқури җайлар», ашәраһ мәбудлири, ойма бутлар вә қуйма бутларни йоқитип, зиминни пакизлашқа киришти.
4 Хәлиқ униң көз алдидила «Бааллар»ниң қурбангаһлирини чеқип ташлиди; у қурбангаһларниң үстигә егиз қилип орунлаштурулған «күн түврүклири»ларни кесип ташлиди; у йәнә Ашәраһ мәбудлири, ойма-қуйма бутларни чеқип, униң тописини бу мәбудларға қурбанлиқ сунғанларниң қәбирлиригә чечивәтти.
5 [Бут] каһинлириниң устиханлирини қурбангаһлириниң үстидә көйдүрүвәтти; шундақ қилип, у Йәһуда билән Йерусалимни пакизлиди.
6 У Манассәһ, Әфраим, Шимеон һәтта Нафталиғичә уларниң һәр қайси шәһәрлиридә вә әтрапидики харабиләрдә шундақ қилди;
7 У қурбангаһларни чеқип, ашәраһ мәбудлири вә ойма бутларни кокум-талқан қиливәтти, пүтүн Исраилдики «күн түврүклири»ниң һәммисини кесип ташлап, Йерусалимға қайтти.
8 Униң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили Йәһуда зиминини вә муқәддәсханини пакизлап болғандин кейин, Азалияниң оғли Шафан, шәһәр башлиғи Маасеяһ вә Йоаһазниң оғли тәзкиричи Йоаһни Худаси болған Пәрвәрдигарниң өйини оңлашқа әвәтти.
9 Шуниң билән улар баш каһин Һилқияниң алдиға келип, униңға Пәрвәрдигарниң өйигә беғишлап әкәлгән пулни тапшурди. Бу пулни әслидә дәрвазивән Лавийлар Манассәһ, Әфраим вә Исраилниң қалдисидин, шуниңдәк Йәһуда вә Бинямин зиминидикиләр вә Йерусалимдикиләрдин жиққан еди.
10 Улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған ишларни назарәт қилғучи ишчиларға тапшуруп бәрди. Булар һәм пулни Пәрвәрдигарниң өйини оңшаш вә мустәһкәмләшкә ишлигүчиләргә бәрди;
11 улар болса пулни Йәһуда падишалири харабиләштүргән өй-имарәтләргә лазимлиқ кесип-оюлған ташларни вә түврүк-лимларға яғач сетивалишқа яғаччилар билән тамчиларға тапшуруп бәрди.
12 Бу адәмләр садақәтлик билән ишлиди. Уларни башқуридиған, назарәткә мәсъул Лавий Мәрариниң әвлатлиридин Җаһат билән Обадия, Коһатниң әвлатлиридин Зәкәрия билән Мәшуллам бар еди; бу Лавийларниң һәммиси һәр хил сазларғиму маһир еди;
13 улар йәнә һаммаллар вә һәр хил ишлар үстидики назарәтчиләрни башқуратти; Лавийлардин пүтүкчиләрму, әмәлдарларму, дәрвазивәнләрму бар еди.
14 Улар Пәрвәрдигар өйигә беғишлап әкәлгән пулларни елип чиқидиған чағда, Һилқия каһин Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән бәргән Тәврат қануни китавини тепивалди.
15 Һилқия катип Шафанға: — Мән Пәрвәрдигарниң өйидә Тәврат-қануни китавини тепивалдим, деди. Шуни ейтип, Һилқия китапни Шафанға бәрди.
16 Шафан уни падишаниң йениға апарди вә униңға: «Хизмәткарлири тапшурулған ишларни болса, һәммисини ада қиливатиду.
17 Улар Пәрвәрдигар өйигә [беғишланған] пулларни төкүп, уни назарәтчиләр вә ишчиларниң қолиға тапшуруп бәрди» дәп мәлумат бәрди.
18 Шафан катип йәнә падишаға: — Һилқия каһин йәнә маңа бир орам китап бәрди дәп уни падиша алдида оқуди.
19 Вә шундақ болдики, падиша Тәврат қанунидики сөзләрни аңлап, өз кийимлирини житти.
20 Падиша Һилқия билән Шафанниң оғли Аһикамға, Микаһниң оғли Абдон билән Шафан катипқа вә падишаниң хизмәткари Асаяға буйруп: —
21 Берип мән үчүн вә Исраилда һәм Йәһудада қалдурулған хәлиқ үчүн бу тепилған китапниң сөзлири тоғрисида Пәрвәрдигардин йол сораңлар. Чүнки ата-бовилиримиз бу китапта барлиқ пүтүлгәнләргә әмәл қилмай, Пәрвәрдигарниң сөзини тутмиғанлиғи түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң бизгә төкүлидиған ғәзиви интайин дәһшәтлик болди, деди.
22 Шуниң билән Һилқия вә падиша тайинлиған кишиләр аял пәйғәмбәр Һулдаһниң қешиға барди; Һулдаһ Хасраһниң нәвриси, Токиһатниң оғли кийим-кечәк беги Шаллумниң аяли еди; у өзи Йерусалим шәһириниң иккинчи мәһәллисидә олтиратти. Улар униң билән бу ишлар тоғрилиқ сөзләшти.
23 У уларға мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәрни әвәткән кишигә мундақ дәңлар: —
24 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана Мән Йәһуданиң падишаси алдида оқулған бу китаптики барлиқ ләнәтләрни әмәлгә ашуруп, бу җайға вә бу йәрдә турғучиларға балаю-апәт чүшүримән.
25 Чүнки улар Мени ташлап, башқа илаһларға хушбуй йеқип, қоллириниң һәммә ишлири билән Мениң аччиғимни кәлтүрди. Униң үчүн Мениң қәһрим бу йәргә төкүлиду, өчүрүлмәйду.
26 Лекин силәрни Пәрвәрдигардин йол сориғили әвәткән Йәһуданиң падишасиға болса, мундақ дәңлар: — Сән аңлиған сөзләр тоғрисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
27 Чүнки көңлүң юмшақ болуп, Худаниң мошу җай вә униңда турғучиларни әйипләп ейтқан сөзлирини аңлиғиниңда, Униң алдида өзүңни төвән қилдиң, шуниңдәк өзүңни шундақ төвән қилғиниңда, кийимлириңни житип, Мениң алдимда жиғлиғиниң үчүн, Мәнму дуайиңни аңлидим, дәйду Пәрвәрдигар.
28 Мана, сени ата-бовилириң билән жиғилишқа, өз қәбрәңгә аман-хатирҗәмлик ичидә беришқа несип қилимән; сениң көзлириң Мән бу җай үстигә чүшүридиған барлиқ күлпәтләрни көрмәйду». Улар йенип берип, бу хәвәрни падишаға йәткүзди.
29 Падиша адәм әвәтип, Йәһуда билән Йерусалимниң һәммә ақсақаллирини чақиртип кәлди.
30 Падиша Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти; барлиқ Йәһудадики әр кишиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң һәммиси, каһинлар билән Лавийлар, шундақла барлиқ хәлиқ, әң кичигидин тартип чоңиғичә һәммиси униң билән биллә чиқти. Андин Пәрвәрдигарниң өйидә тепилған әһдә китавиниң һәммә сөзлрини уларға оқуп бәрди.
31 Падиша өз орнида туруп Пәрвәрдигарниң алдида: — Пәрвәрдигарға әгишип пүтүн қәлбим вә пүткүл җеним билән Униң әмирлирини, һөкүм-гувалиқлири вә бәлгүлимилирини тутуп, ушбу китапта пүтүлгән әһдигә әмәл қилимән дәп өзини әһдигә бағлиди.
32 Шуниң билән хәлиқниң һәммисиму әһдә алдида туруп униңға өзини бағлиди. У йәнә Йерусалимда туруватқанларниң һәммисини вә Биняминдики хәлиқниму бу әһдә алдида турғузуп униңға өзини бағлатти. Шуниң билән Йерусалимда туруватқанлар Худаниң, йәни ата-бовилириниң Худасиниң әһдиси бойичә иш қилидиған болди.
33 Йосия Исраилларға қарашлиқ жутлардин барлиқ жиркинчлик нәрсиләрни чиқирип ташлап, Исраилда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худасиниң хизмитигә киридиған қилди. [Йосияниң] барлиқ күнлиридә хәлиқ ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға әгишиштин һеч янмиди.