< Тарих-тәзкирә 2 33 >

1 Манассәһ падиша болғанда он икки яшта болуп, Йерусалимда әллик бәш жил сәлтәнәт қилди.
Manasseh padishah bolghanda on ikki yashta bolup, Yérusalémda ellik besh yil seltenet qildi.
2 У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап чиқиривәткән ят әлликләрниң жиркиничлик адәтлиригә охшаш ишлар билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
U Perwerdigar Israillarning aldidin heydep chiqiriwetken yat elliklerning yirginchlik adetlirige oxshash ishlar bilen Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi.
3 У атиси Һәзәкия чеқип ташлиған «жуқури җайлар»ни қайтидин ясатти; у Баалларға атап қурбангаһларни салдуруп, ашәраһ мәбудларни ясиди; у асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә уларниң қуллуғиға кирди.
U atisi Hezekiya chéqip tashlighan «yuqiri jaylar»ni qaytidin yasatti; u Baallargha atap qurban’gahlarni saldurup, asherah mebudlarni yasidi; u asmandiki nurghunlighan ay-yultuzlargha bash urdi we ularning qulluqigha kirdi.
4 У Пәрвәрдигарниң өйидиму қурбангаһларни ясатти. Шу ибадәтхана тоғрилиқ Пәрвәрдигар: «Йерусалимда Мениң намим мәңгү қалиду» дегән еди.
U Perwerdigarning öyidimu qurban’gahlarni yasatti. Shu ibadetxana toghruluq Perwerdigar: «Yérusalémda Méning namim menggü qalidu» dégenidi.
5 У Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисида «асманниң қошуни»ға қурбангаһларни атап ясатти.
U Perwerdigarning öyining ikki hoylisida «asmanning qoshuni»gha qurban’gahlarni atap yasatti.
6 У Бән-Һинномниң җилғисида өз балилирини оттин өткүзди; җадугәрчилик, палчилиқ вә дәмидичилик ишләтти, өзигә җинкәшләр билән әпсунчиларни бекитти; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә сан-санақсиз рәзилликни қилип Униң ғәзивини қозғиди.
U Ben-Hinnomning jilghisida öz balilirini ottin ötküzdi; jadugerchilik, palchiliq we demidichilik ishletti, özige jinkeshler bilen epsunchilarni békitti; u Perwerdigarning neziride san-sanaqsiz rezillikni qilip Uning ghezipini qozghidi.
7 У ясатқан ойма мәбудни Худаниң өйигә тиклиди. Шу өй тоғрилиқ Пәрвәрдигар Давутқа вә униң оғли Сулайманға: — «Бу өйдә, шундақла Исраилниң һәммә қәбилилириниң зиминлири арисидин Мән таллиған Йерусалимда Өз намимни әбәткичә қалдуримән;
U yasatqan oyma mebudni Xudaning öyige tiklidi. Shu öy toghruluq Perwerdigar Dawutqa we uning oghli Sulayman’gha: — «Bu öyde, shundaqla Israilning hemme qebililirining zéminliri arisidin Men tallighan Yérusalémda Öz namimni ebedgiche qaldurimen;
8 Әгәр Исраил пәқәт Мән Мусаниң вастиси билән уларға тапилиған барлиқ әмирләргә, йәни барлиқ қанун, бәлгүлимиләр вә һөкүмләргә мувапиқ әмәл қилишқа көңүл қойсила, Мән уларниң путлирини ата-бовилириға бекиткән бу зиминдин қайтидин нери қилмаймән» — дегән еди.
Eger Israil peqet Men Musaning wasitisi bilen ulargha tapilighan barliq emrlerge, yeni barliq qanun, belgilimiler we hökümlerge muwapiq emel qilishqa köngül qoysila, Men ularning putlirini ata-bowilirigha békitken bu zémindin qaytidin néri qilmaymen» — dégenidi.
9 Лекин Манассәһ Йәһудаларни вә Йерусалимдикиләрни шундақ аздурдики, улар Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һалак қилған ят әлликләрниң қилғинидинму ашуруп рәзиллик қилатти.
Lékin Manasseh Yehudalarni we Yérusalémdikilerni shundaq azdurdiki, ular Perwerdigar Israillarning aldidin halak qilghan yat elliklerning qilghinidinmu ashurup rezillik qilatti.
10 Пәрвәрдигар Манассәһ вә униң хәлқигә агаһландуруп сөзлигән болсиму, лекин улар қулақ салмиди.
Perwerdigar Manasseh we uning xelqige agahlandurup sözligen bolsimu, lékin ular qulaq salmidi.
11 Шу сәвәптин Пәрвәрдигар Асурийә падишасиниң қошунидики сәрдарларни уларниң үстигә һуҗумға салдурди. Улар Манассәһни илмәк билән елип, мис зәнҗир билән бағлап Бабилға әкәлди.
Shu sewebtin Perwerdigar Asuriye padishahining qoshunidiki serdarlarni ularning üstige hujumgha saldurdi. Ular Manassehni ilmek bilen élip, mis zenjir bilen baghlap Babilgha ekeldi.
12 Манассәһ мошундақ азапқа чүшкәндә Худаси Пәрвәрдигарға ялвуруп, ата-бовилириниң Худаси алдида өзини бәк төвән тутти.
Manasseh mushundaq azabqa chüshkende Xudasi Perwerdigargha yalwurup, ata-bowilirining Xudasi aldida özini bek töwen tutti.
13 У дуа қиливиди, [Пәрвәрдигар] униң дуасиға қулақ селип, тилигини қобул қилип, уни Йерусалимға қайтуруп, падишалиғиға қайтидин егә қилди. Манассәһ шу чағдила Пәрвәрдигарниңла Худа екәнлигини билип йәтти.
U dua qiliwidi, [Perwerdigar] uning duasigha qulaq sélip, tilikini qobul qilip, uni Yérusalémgha qayturup, padishahliqigha qaytidin ige qildi. Manasseh shu chaghdila Perwerdigarningla Xuda ikenlikini bilip yetti.
14 Бу ишлардин кейин Манассәһ «Давут шәһири»ниң сиртиға, җилға оттурисидики Гиһонниң күнпетиш тәрипидин таки Белиқ дәрвазиси ағзиғичә, Офәлни чөридәп сепил ясатти вә уни наһайити егиз қилди; Йәһуданиң һәр қайси қорғанлиқ шәһәрлиридә қошун сәрдарлирини тайинлиди.
Bu ishlardin kéyin Manasseh «Dawut shehiri»ning sirtigha, jilgha otturisidiki Gihonning künpétish teripidin taki Béliq derwazisi aghzighiche, Ofelni chöridep sépil yasatti we uni nahayiti égiz qildi; Yehudaning herqaysi qorghanliq sheherliride qoshun serdarlirini teyinlidi.
15 У йәнә Пәрвәрдигар өйидин ят әлликләрниң мәбудлири билән [өзи қойған] бутни, өзи Пәрвәрдигар өйиниң теғи билән Йерусалимда ясатқузған барлиқ қурбангаһларни еливетип, шәһәр сиртиға ташлатқузивәтти.
U yene Perwerdigar öyidin yat elliklerning mebudliri bilen [özi qoyghan] butni, özi Perwerdigar öyining téghi bilen Yérusalémda yasatquzghan barliq qurban’gahlarni éliwétip, sheher sirtigha tashlatquziwetti.
16 [Манассәһ] Пәрвәрдигар қурбангаһини йеңибаштин тиклитип, қурбангаһқа енақлиқ қурбанлиғи билән тәшәккүр қурбанлиқлирини сунди вә Йәһудаларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң хизмитигә киришни буйруди.
[Manasseh] Perwerdigar qurban’gahini yéngibashtin tiklitip, qurban’gahqa inaqliq qurbanliqi bilen teshekkür qurbanliqlirini sundi we Yehudalargha Israilning Xudasi Perwerdigarning xizmitige kirishni buyrudi.
17 Шундақтиму, хәлиқ қурбанлиқни йәнила «жуқури җайлар»да өткүзәтти; лекин уларниң қурбанлиқлири өзлириниң Худаси Пәрвәрдигарғила сунулатти.
Shundaqtimu, xelq qurbanliqni yenila «yuqiri jaylar»da ötküzetti; lékin ularning qurbanliqliri özlirining Xudasi Perwerdigarghila sunulatti.
18 Манассәһниң қалған ишлири, җүмлидин униң Худасиға қилған дуаси вә алдин көргүчиләрниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намида униңға ейтқан гәплири болса, мана улар «Исраилниң падишалириниң хатирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
Manassehning qalghan ishliri, jümlidin uning Xudasigha qilghan duasi we aldin körgüchilerning Israilning Xudasi Perwerdigarning namida uninggha éytqan gepliri bolsa, mana ular «Israilning padishahlirining xatiriliri» dégen kitabta pütülgendur.
19 Униң дуаси, Худаниң униң тиләклирини қандақ иҗабәт қилғанлиғи, униң өзини төвән қилишидин илгири қилған барлиқ гунайи вә вапасизлиғи, шундақла униң қәйәрдә «жуқури җайлар» салдурғанлиғи, Ашәраһ мәбудлири һәм ойма мәбудларни тиклигәнлиги болса, мана һәммиси «Алдин көргүчиләрниң хатирилиридә» пүтүлгәндур.
Uning duasi, Xudaning uning tileklirini qandaq ijabet qilghanliqi, uning özini töwen qilishidin ilgiri qilghan barliq gunahi we wapasizliqi, shundaqla uning qeyerde «yuqiri jaylar» saldurghanliqi, Asherah mebudliri hem oyma mebudlarni tikligenliki bolsa, mana hemmisi «Aldin körgüchilerning xatiriliride» pütülgendur.
20 Манассәһ ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни өз ордисиға дәпнә қилди; оғли Амон орниға падиша болди.
Manasseh ata-bowiliri arisida uxlidi; kishiler uni öz ordisigha depne qildi; oghli Amon ornigha padishah boldi.
21 Амон тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда икки жил сәлтәнәт қилди.
Amon textke chiqqan chéghida yigirme ikki yashta idi; u Yérusalémda ikki yil seltenet qildi.
22 У атиси Манассәһ қилғинидәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. У атиси Манассәһ ясатқан барлиқ ойма мәбудларға қурбанлиқ сунди вә уларниң қуллуғиға кирди.
U atisi Manasseh qilghinidek Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi. U atisi Manasseh yasatqan barliq oyma mebudlargha qurbanliq sundi we ularning qulluqigha kirdi.
23 У өзини Пәрвәрдигар алдида атиси Манассәһ өзини төвән тутқандәк төвән тутмиди; бу Амонниң болса гуна-қәбиһликлири барғансери ешип барди.
U özini Perwerdigar aldida atisi Manasseh özini töwen tutqandek töwen tutmidi; bu Amonning bolsa gunah-qebihlikliri barghanséri éship bardi.
24 Кейин униң хизмәткарлири уни қәстләп өз ордисида өлтүрүвәтти.
Kéyin uning xizmetkarliri uni qestlep öz ordisida öltürüwetti.
25 Лекин Йәһуда зиминидикиләр Амон падишани қәстлигәнләрниң һәммисини өлтүрди; андин жут хәлқи униң орнида оғли Йосияни падиша қилди.
Lékin Yehuda zéminidikiler Amon padishahni qestligenlerning hemmisini öltürdi; andin yurt xelqi uning ornida oghli Yosiyani padishah qildi.

< Тарих-тәзкирә 2 33 >