< Тарих-тәзкирә 2 32 >
1 Бу барлиқ ишларни вә садақәтлик әмәлләрни беҗиргәндин кейин, Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһудаға таҗавуз қилип, қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип бөсүп кирип, уларни ишғал қилиш үчүн уларни қоршивалди.
Bu barliq ishlarni we sadaqetlik emellerni béjirgendin kéyin, Asuriye padishahi Sennaxérib Yehudagha tajawuz qilip, qorghanliq sheherlirige hujum qilip bösüp kirip, ularni ishghal qilish üchün ularni qorshiwaldi.
2 Һәзәкия Сәннахерибниң кәлгәнлигини көрүп, униң Йерусалимға һуҗум қилиш нийитиниң барлиғини билгәндә,
Hezekiya Sennaxéribning kelgenlikini körüp, uning Yérusalémgha hujum qilish niyitining barliqini bilgende,
3 әмәлдарлири вә батур әзимәтлири билән шәһәр сиртидики булақ-ериқларни тосуветиш тоғрилиқ мәслиһәтләшти; улар уни қоллиди.
emeldarliri we batur ezimetliri bilen sheher sirtidiki bulaq-ériqlarni tosuwétish toghruluq meslihetleshti; ular uni qollidi.
4 Шуниң билән нурғун кишиләр жиғилип: «Немә үчүн Асурийә падишалириға мол су мәнбәсини тепивелишиға қалдуридикәнмиз?» дәп барлиқ булақ көзлирини етивәтти вә у жут оттурисидин еқип өтидиған ериқни тосувәтти.
Shuning bilen nurghun kishiler yighilip: «Néme üchün Asuriye padishahlirigha mol su menbesini tépiwélishigha qalduridikenmiz?» dep barliq bulaq közlirini étiwetti we u yurt otturisidin éqip ötidighan ériqni tosuwetti.
5 Һәзәкия өзини ғәйрәтләндүрүп, бузулуп кәткән сепилларни йеңибаштин оңлатти, үстигә қаравулханиларни салдурди, йәнә бир ташқи сепилму ясатти һәмдә Давут шәһиридики «Милло» қәлъәсини мустәһкәмлиди; у йәнә нурғун қурал-ярақ вә қалқанларни ясатти.
Hezekiya özini gheyretlendürüp, buzulup ketken sépillarni yéngibashtin onglatti, üstige qarawulxanilarni saldurdi, yene bir tashqi sépilmu yasatti hemde Dawut shehiridiki «Millo» qel’esini mustehkemlidi; u yene nurghun qoral-yaragh we qalqanlarni yasatti.
6 У хәлиқниң үстигә сәрдарларни тайинлиди андин уларни шәһәр дәрвазисидики мәйданға, өз алдиға жиғдуруп, уларға илһам-риғбәт берип:
U xelqning üstige serdarlarni teyinlidi andin ularni sheher derwazisidiki meydan’gha, öz aldigha yighdurup, ulargha ilham-righbet bérip:
7 — Ирадәңларни чиң қилип батур болуңлар, Асурийә падишасидин вә униңға әгәшкән зор қошундин қорқмаңлар яки алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки биз билән биргә болғучилар улар билән биргә болғучилардин көптур.
— Iradenglarni ching qilip batur bolunglar, Asuriye padishahidin we uninggha egeshken zor qoshundin qorqmanglar yaki alaqzade bolup ketmenglar; chünki biz bilen birge bolghuchilar ular bilen birge bolghuchilardin köptur.
8 Униң билән биргә болғини наһайити бир инсаний әтлик биләк, халас; лекин биз билән биллә болғучи болса бизгә мәдәткар болуп, биз үчүн җәң қилғучи Худайимиз Пәрвәрдигар бардур! — деди. Хәлиқ Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң сөзлиригә ишинип таянди.
Uning bilen birge bolghini nahayiti bir insaniy etlik bilek, xalas; lékin biz bilen bille bolghuchi bolsa bizge medetkar bolup, biz üchün jeng qilghuchi Xudayimiz Perwerdigar bardur! — dédi. Xelq Yehudaning padishahi Hezekiyaning sözlirige ishinip tayandi.
9 Шуниңдин кейин Асурийә падишаси Сәннахериб пүткүл күч-қошуни билән Лақиш шәһирини муһасиригә алди; шу чағда у хизмәткарлирини Йерусалимға, Йәһуданиң падишаси Һәзәкияға, шундақла Йерусалимда туруватқан барлиқ Йәһудаларға әвәтип, уларға мундақ сөзләрни йәткүзүп: —
Shuningdin kéyin Asuriye padishahi Sennaxérib pütkül küch-qoshuni bilen Laqish shehirini muhasirige aldi; shu chaghda u xizmetkarlirini Yérusalémgha, Yehudaning padishahi Hezekiyagha, shundaqla Yérusalémda turuwatqan barliq Yehudalargha ewetip, ulargha mundaq sözlerni yetküzüp: —
10 «Асурийә падишаси Сәннахериб: «Йерусалим муһасирә ичидә туруқлуқ, силәр зади немигә тайинип униңда техичә туруватисиләр?
«Asuriye padishahi Sennaxérib: «Yérusalém muhasire ichide turuqluq, siler zadi némige tayinip uningda téxiche turuwatisiler?
11 Һәзәкия силәргә: «Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Асурийә падишасиниң чаңгилидин қутулдуриду», дәп ишәндүрүп, силәрни ачлиқ вә уссузлуқтин өлүмгә тапшурмақчи болуватмамду?
Hezekiya silerge: «Perwerdigar Xudayimiz bizni Asuriye padishahining changgilidin qutulduridu», dep ishendürüp, silerni achliq we ussuzluqtin ölümge tapshurmaqchi boluwatmamdu?
12 Шу Һәзәкия Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Андин Йәһудадики вә Йерусалимдикиләргә: — «Силәр бирла қурбангаһ алдида сәҗдә қилисиләр вә шуниң үстигила хушбуй яқисиләр» дәп әмир қилған әмәсмиди?
Shu Hezekiya Perwerdigargha atalghan «yuqiri jaylar»ni hem qurban’gahlarni yoq qiliwettighu? Andin Yehudadiki we Yérusalémdikilerge: — «Siler birla qurban’gah aldida sejde qilisiler we shuning üstigila xushbuy yaqisiler» dep emr qilghan emesmidi?
13 Мениң вә мениң ата-бовилиримниң барлиқ әл хәлиқлиригә немә қилғанлиғини билмәмсиләр? Әл-жутларниң илаһ-бутлири өз зиминини мениң қолумдин қутқузушқа бирәр амал қилалиғанму?
Méning we méning ata-bowilirimning barliq el xelqlirige néme qilghanliqini bilmemsiler? El-yurtlarning ilah-butliri öz zéminini méning qolumdin qutquzushqa birer amal qilalighanmu?
14 Мениң ата-бовилирим үзүл-кесил йоқатқан әшу әл-жутларниң бут-илаһлириниң қайсибири өз хәлқини мениң қолумдин қутқузалиған? Ундақта силәрниң Худайиңлар силәрни мениң қолумдин қутқузаламти?
Méning ata-bowilirim üzül-késil yoqatqan eshu el-yurtlarning but-ilahlirining qaysibiri öz xelqini méning qolumdin qutquzalighan? Undaqta silerning Xudayinglar silerni méning qolumdin qutquzalamti?
15 Силәр әнди Һәзәкияға алданмаңлар, силәрни шундақ қайил қилишиға йол қоймаңлар яки униңға ишинипму олтармаңлар; чүнки мәйли қайси әлниң, қайси падишалиқниң илаһи болсун, һеч қайсиси өз хәлқини мениң қолумдин яки мениң ата-бовилиримниң қолидин һеч қутқузуп чиқалмиди; силәрниң Худайиңлар силәрни мениң чаңгилимдин техиму қутулдурувалалмайду әмәсму? — дәйду» — деди.
Siler emdi Hezekiyagha aldanmanglar, silerni shundaq qayil qilishigha yol qoymanglar yaki uninggha ishinipmu olturmanglar; chünki meyli qaysi elning, qaysi padishahliqning ilahi bolsun, héchqaysisi öz xelqini méning qolumdin yaki méning ata-bowilirimning qolidin héch qutquzup chiqalmidi; silerning Xudayinglar silerni méning changgilimdin téximu qutulduruwalalmaydu emesmu? — deydu» — dédi.
16 [Сәннахерибниң] хизмәткарлири давамлиқ йәнә Пәрвәрдигар Худани вә Униң хизмәткари Һәзәкияни һақарәтләйдиған гәпләрниму қилди.
[Sennaxéribning] xizmetkarliri dawamliq yene Perwerdigar Xudani we Uning xizmetkari Hezekiyani haqaretleydighan geplernimu qildi.
17 Андин Сәннахериб техи хәт йезип, Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни һақарәтләп, заңлиқ қилип: «Худди һәр қайси әл-жутларниң илаһлири өз хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмиғандәк, Һәзәкияниң Худасиму Униң хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмайду» деди.
Andin Sennaxérib téxi xet yézip, Israilning Xudasi bolghan Perwerdigarni haqaretlep, zangliq qilip: «Xuddi herqaysi el-yurtlarning ilahliri öz xelqini méning changgilimdin qutquzalmighandek, Hezekiyaning Xudasimu Uning xelqini méning changgilimdin qutquzalmaydu» dédi.
18 Улар шәһәрни елиш ғәризидә Йерусалим сепилидә туруватқан хәлиқни қорқутуп, патипарақчилиққа чөмдүрүш үчүн Йәһудий тилида үнлүк товлап турди.
Ular sheherni élish gherizide Yérusalém sépilide turuwatqan xelqni qorqutup, patiparaqchiliqqa chömdürüsh üchün Yehudiy tilida ünlük towlap turdi.
19 Улар Йерусалимниң Худасини худди йәр йүзидики ят хәлиқләрниң инсанниң қолида ясалған илаһлириға охшитип сөзлиди.
Ular Yérusalémning Xudasini xuddi yer yüzidiki yat xelqlerning insanning qolida yasalghan ilahlirigha oxshitip sözlidi.
20 Шуниң түпәйлидин Һәзәкия падиша вә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр дуа қилип асманға қарап нида қиливиди,
Shuning tüpeylidin Hezekiya padishah we Amozning oghli Yeshaya peyghember dua qilip asman’gha qarap nida qiliwidi,
21 Пәрвәрдигар бир Пәриштә әвәтти, у Асурийә падишаси қошуниниң ләшкәргаһиға кирип, пүткүл батур җәңчиләрни, әмәлдалар вә сәрдарларни қоймай қиривәтти. Шуниң билән Асурийә падишаси шәрмәндә болуп өз жутиға қайтип кәтти. Өзиниң бутханисиға киргән чеғида өз пуштидин болған оғуллири уни қилич билән чепип өлтүрди.
Perwerdigar bir Perishte ewetti, u Asuriye padishahi qoshunining leshkergahigha kirip, pütkül batur jengchilerni, emeldalar we serdarlarni qoymay qiriwetti. Shuning bilen Asuriye padishahi shermende bolup öz yurtigha qaytip ketti. Özining butxanisigha kirgen chéghida öz pushtidin bolghan oghulliri uni qilich bilen chépip öltürdi.
22 Әнә шу тәриқидә, Пәрвәрдигар Һәзәкияни вә Йерусалим аһалисини Асурийә падишаси Сәннахерибниң вә башқа барлиқ дүшмәнләрниң чаңгилидин қутқузуп қалди вә уларни һәр тәрәптә қоғдиди.
Ene shu teriqide, Perwerdigar Hezekiyani we Yérusalém ahalisini Asuriye padishahi Sennaxéribning we bashqa barliq düshmenlerning changgilidin qutquzup qaldi we ularni her terepte qoghdidi.
23 Нурғун кишиләр һәдийәләрни Пәрвәрдигарға аташ үчүн Йерусалимға әкәлди, шундақла нурғун есил нәрсиләрни әкилип Йәһуда падишаси Һәзәкияға сунди; шуниңдин етиварән Һәзәкия барлиқ әл-жутларниң иззәт-һөрмитигә сазавәр болди.
Nurghun kishiler hediyelerni Perwerdigargha atash üchün Yérusalémgha ekeldi, shundaqla nurghun ésil nersilerni ekilip Yehuda padishahi Hezekiyagha sundi; shuningdin étiwaren Hezekiya barliq el-yurtlarning izzet-hörmitige sazawer boldi.
24 Шу күнләрдә Һәзәкия кесәл болуп сакратқа чүшүп қалди; у Пәрвәрдигарға тилавәт қилди вә Пәрвәрдигар сөз қилип, униңға бир мөҗизилик аламәт көрсәтти.
Shu künlerde Hezekiya késel bolup sakratqa chüshüp qaldi; u Perwerdigargha tilawet qildi we Perwerdigar söz qilip, uninggha bir möjizilik alamet körsetti.
25 Лекин Һәзәкия өзигә көрситилгән илтипатқа мувапиқ тәшәккүр ейтмиди; у көңлидә тәкәббурлишип кәтти. Шуңа Худаниң ғәзиви униңға вә шуниңдәк Йәһуда вә Йерусалимдикиләргә қозғалди.
Lékin Hezekiya özige körsitilgen iltipatqa muwapiq teshekkür éytmidi; u könglide tekebburliship ketti. Shunga Xudaning ghezipi uninggha we shuningdek Yehuda we Yérusalémdikilerge qozghaldi.
26 Лекин Һәзәкия вә Йерусалимдикиләр тәкәббурлиғидин йенип өзлирини төвән тутуп жүргәчкә, Пәрвәрдигарниң ғәзиви Һәзәкияниң күнлиридә уларға чүшмиди.
Lékin Hezekiya we Yérusalémdikiler tekebburliqidin yénip özlirini töwen tutup yürgechke, Perwerdigarning ghezipi Hezekiyaning künliride ulargha chüshmidi.
27 Һәзәкияниң дунияси толиму көп, иззәт-һөрмити қәвәтла жуқури еди; у өзигә алтун, күмүч, гөһәр-яқут, хушбуй дора-дәрмәк, қалқан вә һәр хил қиммәтлик буюмларни сақлайдиған ғәзниләрни салдурди;
Hezekiyaning dunyasi tolimu köp, izzet-hörmiti qewetla yuqiri idi; u özige altun, kümüsh, göher-yaqut, xushbuy dora-dermek, qalqan we herxil qimmetlik buyumlarni saqlaydighan xezinilerni saldurdi;
28 у йәнә ашлиқ, йеңи шарап вә зәйтун мейи сақлайдиған амбарларни, йәнә һәр түрлүк маллар вә падилири үчүн еғил-қотанларни салдурди.
u yene ashliq, yéngi sharab we zeytun méyi saqlaydighan ambarlarni, yene her türlük mallar we padiliri üchün éghil-qotanlarni saldurdi.
29 У өзигә шәһәрләр бена қилдурди вә нурғун қой-калиларға егә болди, чүнки Худа униңға ғайәт көп дәпинә-дуния ата қилған еди.
U özige sheherler bina qildurdi we nurghun qoy-kalilargha ige boldi, chünki Xuda uninggha ghayet köp depine-dunya ata qilghanidi.
30 Һәзәкиядин ибарәт бу киши Гиһон еқининиң жуқури еқимидики суни тосуп, суни топтоғра Давут шәһириниң күнпетиш тәрипигә еқип келидиған қилған еди. Һәзәкия барлиқ қилған әмәллиридә ронақ тапти.
Hezekiyadin ibaret bu kishi Gihon éqinining yuqiri éqimidiki suni tosup, suni toptoghra Dawut shehirining künpétish teripige éqip kélidighan qilghanidi. Hezekiya barliq qilghan emelliride ronaq tapti.
31 Һалбуки, Бабил әмирлириниң әлчилири келип Һәзәкия билән көрүшүп, Йәһуда зиминида йүз бәргән бу мөҗизилик аламәт тоғрилиқ гәп сориған чағда, униң көңлидә немә барлиғини мәлум қилишқа синимақчи, Худа уни ялғуз қалдуруп, униңдин кәтти.
Halbuki, Babil emirlirining elchiliri kélip Hezekiya bilen körüshüp, Yehuda zéminida yüz bergen bu möjizilik alamet toghruluq gep sorighan chaghda, uning könglide néme barliqini melum qilishqa sinimaqchi, Xuda uni yalghuz qaldurup, uningdin ketti.
32 Һәзәкияниң қалған ишлири вә яхши әмәллири болса, мана улар «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да, Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәрниң көргән вәһийлик хатирисидә пүтүлгәндур.
Hezekiyaning qalghan ishliri we yaxshi emelliri bolsa, mana ular «Yehuda we Israil padishahlirining tarixnamisi»da, Amozning oghli Yeshaya peyghemberning körgen wehiylik xatiriside pütülgendur.
33 Һәзәкия ата-бовилири арисида ухлиди; улар уни Давут әвлатлири қәбирстанлиғи егизлигидә дәпнә қилди; у өлгән чағда барлиқ Йәһуда хәлқи билән Йерусалимдикиләр униңға һөрмәт билдүрди. Униң орниға оғли Манассәһ падиша болди.
Hezekiya ata-bowiliri arisida uxlidi; ular uni Dawut ewladliri qebristanliqi égizlikide depne qildi; u ölgen chaghda barliq Yehuda xelqi bilen Yérusalémdikiler uninggha hörmet bildürdi. Uning ornigha oghli Manasseh padishah boldi.