< Тарих-тәзкирә 2 31 >

1 Бу ишларниң һәммиси түгигәндин кейин, бу йәрдә һазир болған Исраилларниң һәммиси Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә берип, у йәрләрдики «бут түврүк»ләрни чеқип, Ашәраһ бутлирини кесип ташливәтти; йәнә Йәһуда вә Бинямин зиминда, шундақла Әфраим вә Манассәһ зимининиң һәр қайси йәрлиридики «жуқури җайлар» вә қурбангаһларни, һәммисини бузуп йоқатқичә сөкүп ташлиди. Шуниңдин кейин Исраил хәлқиниң һәр қайсиси өз тәвәлигигә, өз шәһәрлиригә қайтип кетишти.
Bu ishlarning hemmisi tügigendin kéyin, bu yerde hazir bolghan Israillarning hemmisi Yehudaning herqaysi sheherlirige bérip, u yerlerdiki «but tüwrük»lerni chéqip, Asherah butlirini késip tashliwetti; yene Yehuda we Binyamin zéminda, shundaqla Efraim we Manasseh zéminining herqaysi yerliridiki «yuqiri jaylar» we qurban’gahlarni, hemmisini buzup yoqatquche söküp tashlidi. Shuningdin kéyin Israil xelqining herqaysisi öz tewelikige, öz sheherlirige qaytip kétishti.
2 Һәзәкия каһинлар билән Лавийларни нөвәт-гуруппиларға бөлүп, каһинлар билән Лавийларниң һәр қайсисини өзигә хас хизмитигә бекитип, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп, Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида, ишик-дәрвазилири ичидә вәзипә өтәп, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуйдиған қилди.
Hezekiya kahinlar bilen Lawiylarni nöwet-guruppilargha bölüp, kahinlar bilen Lawiylarning herqaysisini özige xas xizmitige békitip, köydürme qurbanliq we inaqliq qurbanliqliri sunup, Perwerdigar öyining hoylilirida, ishik-derwaziliri ichide wezipe ötep, Perwerdigargha teshekkür-medhiye oquydighan qildi.
3 Падиша йәнә өз мелидин бир үлүшни елип көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн ишлитишкә буйруди; булар Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида пүтүлгини бойичә әтигәнлик вә кәчлик көйдүрмә қурбанлиқлар, шабат күни, йеңи ай вә һейт-байрам күнлиридики көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн айрилди.
Padishah yene öz mélidin bir ülüshni élip köydürme qurbanliqlar üchün ishlitishke buyrudi; bular Perwerdigarning Tewrat qanunida pütülgini boyiche etigenlik we kechlik köydürme qurbanliqlar, shabat küni, yéngi ay we héyt-bayram künliridiki köydürme qurbanliqlar üchün ayrildi.
4 Падиша йәнә каһинлар билән Лавийларниң Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунини чиң иҗра қилиши үчүн, тәқдим қилишқа тегишлик үлүшини уларға бериңлар, дәп Йерусалимда турушлуқ хәлиққә буйруди.
Padishah yene kahinlar bilen Lawiylarning Perwerdigarning Tewrat qanunini ching ijra qilishi üchün, teqdim qilishqa tégishlik ülüshini ulargha béringlar, dep Yérusalémda turushluq xelqqe buyrudi.
5 Бу буйруқ чиқирилиши биләнла, Исраиллар һосул-мәһсулатлириниң дәсләпки елинған қисми ашлиқ, йеңи шарап, [зәйтун] мейи вә һәсәлләрни һәмдә етизлиқтин чиққан һәр хил мәһсулатларниң һосуллиридин әкилишти, йәнә һәр хил нәрсилириниң ондин бирини өшригә түркүмләп әкилишти.
Bu buyruq chiqirilishi bilenla, Israillar hosul-mehsulatlirining deslepki élin’ghan qismi ashliq, yéngi sharab, [zeytun] méyi we hesellerni hemde étizliqtin chiqqan herxil mehsulatlarning hosulliridin ekilishti, yene herxil nersilirining ondin birini öshrige türkümlep ekilishti.
6 Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә туруватқан Исраиллар билән Йәһудаларму қой-калилириниң ондин бирини өшригә вә Пәрвәрдигар Худасиға аталған муқәддәс буюмларниң ондин бирини өшригә әкилип, дога-дога догиливәтти.
Yehudaning herqaysi sheherliride turuwatqan Israillar bilen Yehudalarmu qoy-kalilirining ondin birini öshrige we Perwerdigar Xudasigha atalghan muqeddes buyumlarning ondin birini öshrige ekilip, döwe-döwe döwiliwetti.
7 Үчинчи айдин башлап догилинип, йәттинчи айға кәлгәндә тохтиди.
Üchinchi aydin bashlap döwilinip, yettinchi aygha kelgende toxtidi.
8 Һәзәкия әмәлдарлар билән биллә келип, дога-дога болған бу мәһсулатларни көрүп Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуди вә Униң хәлқи болған Исраилларға бәхит-саадәт тилиди.
Hezekiya emeldarlar bilen bille kélip, döwe-döwe bolghan bu mehsulatlarni körüp Perwerdigargha teshekkür-medhiye oqudi we Uning xelqi bolghan Israillargha bext-saadet tilidi.
9 Һәзәкия каһинлар билән Лавийлардин бу дога-дога мәһсулатлар тоғрилиқ соривиди,
Hezekiya kahinlar bilen Lawiylardin bu döwe-döwe mehsulatlar toghruluq soriwidi,
10 Задок җәмәтидин болған баш каһин Азария униңға җавап берип: — Хәлиқ Пәрвәрдигарниң өйигә һәдийә кәлтүргили башлиғандин буян тойғидәк йедуқ, йәнә нурғун ешип қалди. Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқини бәрикәтлигән, шуңа ешип қалғиниму шунчә көп, деди.
Zadok jemetidin bolghan bash kahin Azariya uninggha jawap bérip: — Xelq Perwerdigarning öyige hediye keltürgili bashlighandin buyan toyghudek yéduq, yene nurghun éship qaldi. Chünki Perwerdigar Öz xelqini beriketligen, shunga éship qalghinimu shunche köp, dédi.
11 Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйидә амбарларни тәйярлашни буйрувиди, улар шундақ қилди.
Hezekiya Perwerdigarning öyide ambarlarni teyyarlashni buyruwidi, ular shundaq qildi.
12 Улар сәмимий-садақәтлик билән һәдийәләрни, ондин бир өшрә вә Худаға алаһидә аталған нәрсиләрни амбарларға әкирди. Лавийлардин болған Конония баш амбарчи, иниси Шимәй муавин баш амбарчи болди.
Ular semimiy-sadaqetlik bilen hediyelerni, ondin bir öshre we Xudagha alahide atalghan nersilerni ambarlargha ekirdi. Lawiylardin bolghan Kononiya bash ambarchi, inisi Shimey muawin bash ambarchi boldi.
13 Конония вә иниси Шимәйниң қол астида Йәһийәл, Азария, Нахат, Асаһәл, Йәримот, Йозабад, Әлийәл, Йисмақия, Маһат вә Бенаялар назарәт қилиш хизмитигә мәсъул болди; буларниң һәммисини Һәзәкия падиша билән Худаниң өйиниң башқурғучиси Азарияниң көрсәтмиси билән ишләйтти.
Kononiya we inisi Shimeyning qol astida Yehiyel, Azariya, Naxat, Asahel, Yerimot, Yozabad, Eliyel, Yismaqiya, Mahat we Binayalar nazaret qilish xizmitige mes’ul boldi; bularning hemmisini Hezekiya padishah bilen Xudaning öyining bashqurghuchisi Azariyaning körsetmisi bilen ishleytti.
14 Шәрқий дәрвазиниң дәрвазивини Лавий Йимнаһниң оғли Корә Худаға халис қилинған һәдийә-соғатларға мәсъул еди; у Пәрвәрдигарға сунулған вә «әң муқәддәс» болған нәрсиләрни тәқсим қилатти.
Sherqiy derwazining derwaziwini Lawiy Yimnahning oghli Kore Xudagha xalis qilin’ghan hediye-sowghatlargha mes’ul idi; u Perwerdigargha sunulghan we «eng muqeddes» bolghan nersilerni teqsim qilatti.
15 Едән, Минямин, Йәшуа, Шемая, Амария вә Шеканиялар униң қол астида болуп, улар каһинларниң һәр қайси шәһәрлиридә, чоң-кичиклигигә қаралмай, нөвәт бойичә өз қериндашлириға буларни үләштүрүп беришкә тайинланди;
Éden, Minyamin, Yeshua, Shémaya, Amariya we Shékaniyalar uning qol astida bolup, ular kahinlarning herqaysi sheherliride, chong-kichiklikige qaralmay, nöwet boyiche öz qérindashlirigha bularni üleshtürüp bérishke teyinlendi;
16 Буниңдин башқа, улар нәсәбнамигә тизимланған үч яштин жуқури әркәкләрдин, һәр күни нөвити бойичә Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, жүкләнгән вәзиписини орунлайдиғанларниң һәммисигиму тәқсим қилип берәтти.
Buningdin bashqa, ular nesebnamige tizimlan’ghan üch yashtin yuqiri erkeklerdin, her küni nöwiti boyiche Perwerdigarning öyige kirip, yüklen’gen wezipisini orunlaydighanlarning hemmisigimu teqsim qilip béretti.
17 Улар нәсәби тизимланған җәмәтлири бойичә каһинларғиму һәмдә жигирмә яштин ашқан Лавийларға нөвити вә вәзиписигә қарап тәқсим қилип берәтти;
Ular nesebi tizimlan’ghan jemetliri boyiche kahinlarghimu hemde yigirme yashtin ashqan Lawiylargha nöwiti we wezipisige qarap teqsim qilip béretti;
18 нәсәбнамидә «[Лавий җамаити]» [дәп], пүтүлгинигә қарап буларниң барлиқ кичик балилириға, хотунлири вә оғул-қиз пәрзәнтлиригиму тәқсим қилип берәтти; чүнки улар садақәтлик билән өзлирини Худаға атап паклинип, муқәддәс болушқа беғишлиған еди.
nesebnamide «[Lawiy jamaiti]» [dep], pütülginige qarap bularning barliq kichik balilirigha, xotunliri we oghul-qiz perzentlirigimu teqsim qilip béretti; chünki ular sadaqetlik bilen özlirini Xudagha atap paklinip, muqeddes bolushqa béghishlighanidi.
19 Һәр қайси шәһәрләрниң әтраплирида олтирақлашқан, Һарунниң әвлатлири болған каһинларға болса, һәр бир шәһәрдә мәхсус тизимланған адәм қоюлған еди; улар каһинлар ичидики барлиқ әркәкләргә вә шундақла нәсәбнамидә пүтүлгән барлиқ Лавийларға тегишлик үлүшлирини берәтти.
Herqaysi sheherlerning etraplirida olturaqlashqan, Harunning ewladliri bolghan kahinlargha bolsa, herbir sheherde mexsus tizimlan’ghan adem qoyulghanidi; ular kahinlar ichidiki barliq erkeklerge we shundaqla nesebnamide pütülgen barliq Lawiylargha tégishlik ülüshlirini béretti.
20 Һәзәкия пүтүн Йәһуда зиминида шундақ қилди; у өз Худаси болған Пәрвәрдигар алдида яхши, дурус вә һәқ болғанни қилди.
Hezekiya pütün Yehuda zéminida shundaq qildi; u öz Xudasi bolghan Perwerdigar aldida yaxshi, durus we heq bolghanni qildi.
21 Мәйли Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтләргә аит ишта болсун, мәйли Тәврат қануниға һәм әмирлиригә әмәл қилиш нийитидә Худасини издәштә болсун, у пүтүн қәлби билән қилди вә ронақ тапти.
Meyli Perwerdigarning öyidiki xizmetlerge ait ishta bolsun, meyli Tewrat qanunigha hem emrlirige emel qilish niyitide Xudasini izdeshte bolsun, u pütün qelbi bilen qildi we ronaq tapti.

< Тарих-тәзкирә 2 31 >