< Тарих-тәзкирә 2 3 >
1 Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигар атиси Давутқа аян болған Мория теғида, йәни Йәбусий Орнанниң хаминида, Давут тәйяр қилип қойған йәрдә, Пәрвәрдигарниң өйини селиш ишини башлиди.
Sulayman Yérusalémda Perwerdigar atisi Dawutqa ayan bolghan Moriya téghida, yeni Yebusiy Ornanning xaminida, Dawut teyyar qilip qoyghan yerde, Perwerdigarning öyini sélish ishini bashlidi.
2 Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жили, иккинчи айниң иккинчи күни у қурулушни башлиди.
Sulaymanning seltenitining tötinchi yili, ikkinchi ayning ikkinchi küni u qurulushni bashlidi.
3 Сулайман салған Худаниң өйиниң ули мундақ: — узунлуғи (қедимки заманда қолланған өлчәм бойичә) атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз еди.
Sulayman salghan Xudaning öyining uli mundaq: — uzunluqi (qedimki zamanda qollan’ghan ölchem boyiche) atmish gez, kengliki yigirme gez idi.
4 Өйниң алдидики айванниң узунлуғи жигирмә гәз болуп, өйниң кәңлигигә тоғра келәтти; егизлиги жигирмә гәз еди; у ичини сап алтун билән қаплатти.
Öyning aldidiki aywanning uzunluqi yigirme gez bolup, öyning kenglikige toghra kéletti; égizliki yigirme gez idi; u ichini sap altun bilen qaplatti.
5 У өйниң чоң зелиниң тамлирини арча-қариғай тахтайлири билән қаплатти, андин кейин сап алтун қаплатти вә үстигә хорма дәриғиниң шәкли билән зәнҗир нәқишлирини ойдурди.
U öyning chong zélining tamlirini archa-qarighay taxtayliri bilen qaplatti, andin kéyin sap altun qaplatti we üstige xorma derixining shekli bilen zenjir neqishlirini oydurdi.
6 У өйни аламәт чирайлиқ қилип тамлирини йәнә есил таш-яқутлар билән зиннәтләтти. У ишләткән алтунлар пүтүнләй парвайим алтуни еди.
U öyni alamet chirayliq qilip tamlirini yene ésil tash-yaqutlar bilen zinnetletti. U ishletken altunlar pütünley parwayim altuni idi.
7 У пүтүн өйни, өйниң лимлири, ишик босуға-кешәклири, барлиқ тамлири вә ишиклирини алтун билән қаплиди; у тамға керубларниң нәқишлирини ойдурди.
U pütün öyni, öyning limliri, ishik bosugha-késhekliri, barliq tamliri we ishiklirini altun bilen qaplidi; u tamgha kérublarning neqishlirini oydurdi.
8 Сулайман йәнә әң муқәддәс җайни ясатти; униң узунлуғи жигирмә гәз болуп (өйниң кәңлиги билән тәң еди), кәңлигиму жигирмә гәз еди; у униң ичини пүтүнләй сап алтун билән қаплатти; алтун җәмий болуп алтә йүз талалнт еди.
Sulayman yene eng muqeddes jayni yasatti; uning uzunluqi yigirme gez bolup (öyning kengliki bilen teng idi), kenglikimu yigirme gez idi; u uning ichini pütünley sap altun bilen qaplatti; altun jemiy bolup alte yüz talalnt idi.
9 Алтун миқниң еғирлиғи җәмий әллик шәкәл болди. Балиханилириниң ичиму алтун билән қапланди.
Altun miqning éghirliqi jemiy ellik shekel boldi. Balixanilirining ichimu altun bilen qaplandi.
10 Әң муқәддәс җай ичидә у икки керубниң һәйкилини ясап, уларни пүтүнләй алтун билән қаплиди.
Eng muqeddes jay ichide u ikki kérubning heykilini yasap, ularni pütünley altun bilen qaplidi.
11 Икки керубниң қанитиниң узунлуғи җәмий жигирмә гәз еди; бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз болуп, өйниң темиға тегип туратти; иккинчи тәрәптики қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, иккинчи бир керубниң қанитиға йетәтти.
Ikki kérubning qanitining uzunluqi jemiy yigirme gez idi; bir kérubning bir qanitining uzunluqi besh gez bolup, öyning témigha tégip turatti; ikkinchi tereptiki qanitining uzunluqimu besh gez bolup, ikkinchi bir kérubning qanitigha yétetti.
12 Йәнә бир керубниң қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, уму өй темиға тегип туратти; иккинчи бир қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, алдинқи бир керубниң қанитиға йетәтти.
Yene bir kérubning qanitining uzunluqimu besh gez bolup, umu öy témigha tégip turatti; ikkinchi bir qanitining uzunluqimu besh gez bolup, aldinqi bir kérubning qanitigha yétetti.
13 Бу икки керубниң қанатлири йейилған һалда болуп, узунлуғи җәмий жигирмә гәз келәтти; иккила керуб өрә турғузулған болуп, йүзлири өйниң ичигә қарайтти.
Bu ikki kérubning qanatliri yéyilghan halda bolup, uzunluqi jemiy yigirme gez kéletti; ikkila kérub öre turghuzulghan bolup, yüzliri öyning ichige qaraytti.
14 Сулайман йәнә көк рәңлик, сөсүн рәңлик, тоқ қизил вә ақ рәңлик жип тоқулмилиридин вә нәпис канаптин [өйниң ичидики] пәрдисини ясатти, униң үстигә керубларни кәштә қилип тоқутти.
Sulayman yene kök renglik, sösün renglik, toq qizil we aq renglik yip toqulmiliridin we nepis kanaptin [öyning ichidiki] perdisini yasatti, uning üstige kérublarni keshte qilip toqutti.
15 Өйниң алдиға йәнә егизлиги оттуз бәш гәз келидиған икки түврүк ясап қойдурди; һәр түврүкниң бешиниң егизлиги бәш гәз келәтти.
Öyning aldigha yene égizliki ottuz besh gez kélidighan ikki tüwrük yasap qoydurdi; her tüwrükning béshining égizliki besh gez kéletti.
16 У йәнә (ички каламханидикидәк) марҗансиман зәнҗир яситип, түврүк башлири үстигә орнатти; у йүз данә анар яситип уларни зәнҗирләргә орнатти.
U yene (ichki kalamxanidikidek) marjansiman zenjir yasitip, tüwrük bashliri üstige ornatti; u yüz dane anar yasitip ularni zenjirlerge ornatti.
17 У бу икки түврүкни өйниң алдиға, бирисини оң тәрипидә, бирисини сол тәрипидә турғузди; у оң тәрәптикисини Яқин, сол тәрәптикисини Боаз дәп атиди.
U bu ikki tüwrükni öyning aldigha, birsini ong teripide, birsini sol teripide turghuzdi; u ong tereptikisini Yaqin, sol tereptikisini Boaz dep atidi.