< Тарих-тәзкирә 2 29 >
1 Һәзәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Абия болуп, Зәкәрияниң қизи еди.
Hezekiya textke chiqqan chéghida yigirme besh yashta idi; u Yérusalémda yigirme toqquz yil seltenet qildi. Uning anisining ismi Abiya bolup, Zekeriyaning qizi idi.
2 [Һәзәкия] атиси Давут барлиқ қилғанлиридәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
[Hezekiya] atisi Dawut barliq qilghanliridek, Perwerdigarning neziride durus bolghanni qildi.
3 У тәхткә чиққан биринчи жилиниң биринчи ейида Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазилирини ачтуруп, йеңибаштин ясатти.
U textke chiqqan birinchi yilining birinchi éyida Perwerdigar öyining derwazilirini achturup, yéngibashtin yasatti.
4 У каһинлар билән Лавийларни [Худаниң өйигә] чақирип келип, [алдинқи] һойлисиниң мәйданиниң шәриқ тәрипигә жиғип,
U kahinlar bilen Lawiylarni [Xudaning öyige] chaqirip kélip, [aldinqi] hoylisining meydanining sherq teripige yighip,
5 уларға: — И Лавийлар, гепимгә қулақ селиңлар; өзүңларни Худаға атап пакизлаңлар вә ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини униңға муқәддәс қилип пакизлаңлар, муқәддәсханидин барлиқ паскина нәрсиләрни чиқирип ташлаңлар.
ulargha: — I Lawiylar, gépimge qulaq sélinglar; özünglarni Xudagha atap pakizlanglar we ata-bowanglarning Xudasi Perwerdigarning öyini uninggha muqeddes qilip pakizlanglar, muqeddesxanidin barliq paskina nersilerni chiqirip tashlanglar.
6 Чүнки бизниң ата-бовилиримиз асийлиқ қилип, Худайимиз Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Униңдин ваз кәчти, Пәрвәрдигарниң туралғусидин йүзини өрүп, Униңға арқини қилди.
Chünki bizning ata-bowilirimiz asiyliq qilip, Xudayimiz Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilip, Uningdin waz kechti, Perwerdigarning turalghusidin yüzini örüp, Uninggha arqini qildi.
7 Улар айванниң ишиклирини етивәткән, чирақларни өчүривәткән, хушбуй яқмиған еди вә муқәддәсханида Исраилниң Худасиға һеч көйдүрмә қурбанлиқларни сунмайдиған болуп кәткән еди;
Ular aywanning ishiklirini étiwetken, chiraghlarni öchüriwetken, xushbuy yaqmighanidi we muqeddesxanida Israilning Xudasigha héch köydürme qurbanliqlarni sunmaydighan bolup ketkenidi;
8 Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң үстигә чүшүп, худди өз көзүңлар билән көрүп турғиниңлардәк, уларни дәһшәткә селип, вәһимә болушқа һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объекткә айландуруп қойди.
Shu sewebtin Perwerdigarning ghezipi Yehuda bilen Yérusalémdikilerning üstige chüshüp, xuddi öz közünglar bilen körüp turghininglardek, ularni dehshetke sélip, wehime bolushqa hem zangliq qilip ush-ush qilinidighan obyéktke aylandurup qoydi.
9 Шу сәвәптин ата-бовилиримиз қилич астида қалди; оғул-қизлиримиз вә хотунлиримизму тутқун қилинди.
Shu sewebtin ata-bowilirimiz qilich astida qaldi; oghul-qizlirimiz we xotunlirimizmu tutqun qilindi.
10 Әнди мән Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң ғәзивиниң биздин яндурулуши үчүн, Униң билән әһдилишиш нийитигә кәлдим.
Emdi men Israilning Xudasi bolghan Perwerdigarning ghezipining bizdin yandurulushi üchün, Uning bilen ehdilishish niyitige keldim.
11 И балилирим, ғапил болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәрни Өз алдида туруп хизмитидә болушқа, Униң хизмәткари болуп хушбуй йеқишқа таллиған, деди.
I balilirim, ghapil bolmanglar; chünki Perwerdigar silerni Öz aldida turup xizmitide bolushqa, Uning xizmetkari bolup xushbuy yéqishqa tallighan, dédi.
12 Шуниң билән Лавийлардин төвәндикиләр орнидин туруп оттуриға чиқти: — Коһатлардин болған Амасайниң оғли Маһат вә Азарияниң оғли Йоел, Мәрарилардин Абдиниң оғли Киш, Йәһалләләлниң оғли Азария, Гәршонлардин Зиммаһниң оғли Йоаһ, Йоаһниң оғли Едән,
Shuning bilen Lawiylardin töwendikiler ornidin turup otturigha chiqti: — Kohatlardin bolghan Amasayning oghli Mahat we Azariyaning oghli Yoél, Merarilardin Abdining oghli Kish, Yehallelelning oghli Azariya, Gershonlardin Zimmahning oghli Yoah, Yoahning oghli Éden,
13 Әлизафанниң әвлатлиридин Шимри билән Җәийәл, Асафниң әвлатлиридин Зәкәрия билән Маттания;
Elizafanning ewladliridin Shimri bilen Jeiyel, Asafning ewladliridin Zekeriya bilen Mattaniya;
14 Һеманниң әвлатлиридин Йәһийәл билән Шимәй, Йәдутунниң әвлатлиридин Шемая билән Уззийәлләр.
Hémanning ewladliridin Yehiyel bilen Shimey, Yedutunning ewladliridin Shémaya bilen Uzziyeller.
15 Улар қериндашлирини жиғип, өзлирини [Худаға] атап паклиди, падишаниң тапшуруғи, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Пәрвәрдигарниң өйини пакизлашқа кирди.
Ular qérindashlirini yighip, özlirini [Xudagha] atap paklidi, padishahning tapshuruqi, Perwerdigarning emri boyiche Perwerdigarning öyini pakizlashqa kirdi.
16 Каһинлар Пәрвәрдигарниң өйиниң ичкирисигә пакизлашқа кирди; улар Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайидин тапқан барлиқ напак-иплас нәрсиләрни Пәрвәрдигар өйиниң һойлисиға тошуп чиқти; андин уларни Лавийлар елип чиқип, [шәһәр сиртидики] Кидрон җилғисиға апирип төкти.
Kahinlar Perwerdigarning öyining ichkirisige pakizlashqa kirdi; ular Perwerdigarning muqeddes jayidin tapqan barliq napak-nijis nersilerni Perwerdigar öyining hoylisigha toshup chiqti; andin ularni Lawiylar élip chiqip, [sheher sirtidiki] Kidron jilghisigha apirip tökti.
17 Улар биринчи айниң биринчи күнидин башлап, өйни қайтидин Худаға атап пакизлашқа киришип, сәккизинчи күни Пәрвәрдигар өйиниң айвиниға чиқти; улар [йәнә] сәккиз күн вақит сәрп қилип Пәрвәрдигар өйини пакизлап, биринчи айниң он алтинчи күнигә кәлгәндә ишни түгәтти.
Ular birinchi ayning birinchi künidin bashlap, öyni qaytidin Xudagha atap pakizlashqa kiriship, sekkizinchi küni Perwerdigar öyining aywinigha chiqti; ular [yene] sekkiz kün waqit serp qilip Perwerdigar öyini pakizlap, birinchi ayning on altinchi künige kelgende ishni tügetti.
18 Андин улар Һәзәкия падишаниң алдиға кирип: — Биз Пәрвәрдигарниң пүткүл өйини, җүмлидин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини вә униңдики барлиқ қача-қуча, әсвапларни, «тәқдим нан» тизилидиған ширәни вә ширә үстидики барлиқ қача-қуча, әсвапларни пакизливәттуқ;
Andin ular Hezekiya padishahning aldigha kirip: — Biz Perwerdigarning pütkül öyini, jümlidin köydürme qurbanliq qurban’gahini we uningdiki barliq qacha-qucha, eswablarni, «teqdim nan» tizilidighan shireni we shire üstidiki barliq qacha-qucha, eswablarni pakizliwettuq;
19 Аһаз падиша тәхттики чеғида асийлиқ қилип ташливәткән барлиқ қача-қуча, әсвапларни тәйярлап тәх қилип, пакизлап қойдуқ; мана, улар һазир Пәрвәрдигарниң қурбангаһи алдиға қоюлди, деди.
Ahaz padishah texttiki chéghida asiyliq qilip tashliwetken barliq qacha-qucha, eswablarni teyyarlap tex qilip, pakizlap qoyduq; mana, ular hazir Perwerdigarning qurban’gahi aldigha qoyuldi, dédi.
20 Һәзәкия падиша әтигәндә таң сәһәр орнидин туруп шәһәрдики әмәлдарларни жиғип Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти.
Hezekiya padishah etigende tang seher ornidin turup sheherdiki emeldarlarni yighip Perwerdigarning öyige chiqti.
21 Улар падишалиқ үчүн, муқәддәсхана вә пүтүн Йәһудалар үчүн гуна қурбанлиғи қилишқа йәттә буқа, йәттә қочқар, йәттә қоза вә йәттә текә елип кәлди; [падиша] Һарун әвлатлири болған каһинларға буларни Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға сунушни буйруди.
Ular padishahliq üchün, muqeddesxana we pütün Yehudalar üchün gunah qurbanliqi qilishqa yette buqa, yette qochqar, yette qoza we yette téke élip keldi; [padishah] Harun ewladliri bolghan kahinlargha bularni Perwerdigarning qurban’gahigha sunushni buyrudi.
22 Улар буқиларни боғузлиди, каһинлар қенини елип, қурбангаһқа сәпти; андин улар қочқарларниму боғузлап, қенини қурбангаһқа сәпти; қозиларниму боғузлап, уларниң қениниму қурбангаһқа сәпти.
Ular buqilarni boghuzlidi, kahinlar qénini élip, qurban’gahqa septi; andin ular qochqarlarnimu boghuzlap, qénini qurban’gahqa septi; qozilarnimu boghuzlap, ularning qéninimu qurban’gahqa septi.
23 Ахирида гуна қурбанлиғи қилинидиған текиләрни падиша вә җамаәт алдиға йетиләп келивиди, [падиша вә җамаәт] қоллирини текиләр үстигә қоюшти.
Axirida gunah qurbanliqi qilinidighan tékilerni padishah we jamaet aldigha yétilep kéliwidi, [padishah we jamaet] qollirini tékiler üstige qoyushti.
24 Каһинлар текиләрни боғузлап, қенини барлиқ Исраилларниң гунайи үчүн кәчүрүм-кафарәт сүпитидә қурбангаһқа сәпти; чүнки падиша: «Көйдүрмә қурбанлиқ вә гуна қурбанлиғи барлиқ Исраиллар үчүн сунулсун» дегән еди.
Kahinlar tékilerni boghuzlap, qénini barliq Israillarning gunahi üchün kechürüm-kafaret süpitide qurban’gahqa septi; chünki padishah: «Köydürme qurbanliq we gunah qurbanliqi barliq Israillar üchün sunulsun» dégenidi.
25 Падиша йәнә Лавийларни Пәрвәрдигар өйидә Давутниң, [Давут] падишаниң алдин көргүчиси гадниң вә Натан пәйғәмбәрниң буйруғинидәк җаңҗаң, тәмбур вә чилтар қатарлиқ сазларни тутуп, сәп болуп турушқа тайинлиди (чүнки әслидә бу әмир Пәрвәрдигардин, өз пәйғәмбәрлириниң вастиси билән тапиланған еди).
Padishah yene Lawiylarni Perwerdigar öyide Dawutning, [Dawut] padishahning aldin körgüchisi gadning we Natan peyghemberning buyrughinidek jangjang, tembur we chiltar qatarliq sazlarni tutup, sep bolup turushqa teyinlidi (chünki eslide bu emr Perwerdigardin, öz peyghemberlirining wastisi bilen tapilan’ghanidi).
26 Шуниң билән Лавийлар Давутниң сазлирини, каһинлар канайларни тутқан һалда турушти.
Shuning bilen Lawiylar Dawutning sazlirini, kahinlar kanaylarni tutqan halda turushti.
27 Һәзәкия көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһ үстигә сунулсун, дәп буйруди. Көйдүрмә қурбанлиқ сунулған һаман, Пәрвәрдигарға аталған нәғмә-нава қилинишқа, канайлар челинишқа вә Исраилниң падишаси Давутниң сазлири тәңкәш қилинишқа башлиди.
Hezekiya köydürme qurbanliq qurban’gah üstige sunulsun, dep buyrudi. Köydürme qurbanliq sunulghan haman, Perwerdigargha atalghan neghme-nawa qilinishqa, kanaylar chélinishqa we Israilning padishahi Dawutning sazliri tengkesh qilinishqa bashlidi.
28 Пүткүл көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүлүп болғичә, пүткүл җамаәт сәҗдигә олтиришти, нәғмә-навачилар нәғмә-нава қилишти, канайчилар канай челип турди.
Pütkül köydürme qurbanliq ötküzülüp bolghuche, pütkül jamaet sejdige olturushti, neghme-nawachilar neghme-nawa qilishti, kanaychilar kanay chélip turdi.
29 Көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүлүп болғанда, падиша вә униң билән һазир болғанларниң һәммиси тизлинип сәҗдә қилишти.
Köydürme qurbanliq ötküzülüp bolghanda, padishah we uning bilen hazir bolghanlarning hemmisi tizlinip sejde qilishti.
30 Һәзәкия падиша вә әмәлдарлар йәнә Лавийларға Давутниң вә алдин көргүчи Асафниң шеирлири билән Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушни буйруди; шуниң билән улар хошал-хурамлиқ билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушуп, баш егип сәҗдә қилишти.
Hezekiya padishah we emeldarlar yene Lawiylargha Dawutning we aldin körgüchi Asafning shéirliri bilen Perwerdigargha Hemdusana oqushni buyrudi; shuning bilen ular xushal-xuramliq bilen Perwerdigargha hemdusana oqushup, bash égip sejde qilishti.
31 Һәзәкия: — Силәр әнди өзүңларни Пәрвәрдигарға муқәддәс болушқа беғишлиған екәнсиләр, алдиға келиңлар, қурбанлиқлар, тәшәккүр қурбанлиқлирини Рәбниң өйигә кәлтүрүп сунуңлар, девиди, җамаәт қурбанлиқлар вә тәшәккүр қурбанлиқлирини кәлтүрүшти; халиғанлар көйдүрмә қурбанлиғини кәлтүрүшти.
Hezekiya: — Siler emdi özünglarni Perwerdigargha muqeddes bolushqa béghishlighanikensiler, aldigha kélinglar, qurbanliqlar, teshekkür qurbanliqlirini Rebning öyige keltürüp sununglar, déwidi, jamaet qurbanliqlar we teshekkür qurbanliqlirini keltürüshti; xalighanlar köydürme qurbanliqini keltürüshti.
32 Җамаәт елип кәлгән көйдүрмә қурбанлиқлар төвәндикичә: — йәтмиш буқа, йүз қочқар, икки йүз қоза; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиққа әкилингән еди.
Jamaet élip kelgen köydürme qurbanliqlar töwendikiche: — yetmish buqa, yüz qochqar, ikki yüz qoza; bularning hemmisi Perwerdigargha atap köydürme qurbanliqqa ekilin’genidi.
33 Булардин башқа Пәрвәрдигарға аталған алтә йүз буқа, үч миң қойму бар еди.
Bulardin bashqa Perwerdigargha atalghan alte yüz buqa, üch ming qoymu bar idi.
34 Каһинлар бәк аз болғачқа, көйдүрмә қурбанлиқ маллириниң терисини союшқа үлгүрәлмәйтти; шуңа Лавий қериндашлири таки маллар союлуп болғичә һәм башқа каһинлар өзлирини [Худаға] атап паклап болғичә ярдәмләшти (чүнки Лавийлар өзлирини [Худаға] атап паклаш ишида каһинларға нисбәтән бәкрәк ихласмән еди).
Kahinlar bek az bolghachqa, köydürme qurbanliq mallirining térisini soyushqa ülgürelmeytti; shunga Lawiy qérindashliri taki mallar soyulup bolghuche hem bashqa kahinlar özlirini [Xudagha] atap paklap bolghuche yardemleshti (chünki Lawiylar özlirini [Xudagha] atap paklash ishida kahinlargha nisbeten bekrek ixlasmen idi).
35 Униң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар наһайити көп еди, шундақла енақлиқ қурбанлиқлириниң мейи вә көйдүрмә қурбанлиқларға қошулған шарап һәдийилириму наһайити көп еди. Шундақ қилип Пәрвәрдигар өйидики ибадәт хизмәтлири йеңибаштин әслигә кәлтүрүлди.
Uning üstige köydürme qurbanliqlar nahayiti köp idi, shundaqla inaqliq qurbanliqlirining méyi we köydürme qurbanliqlargha qoshulghan sharab hediyilirimu nahayiti köp idi. Shundaq qilip Perwerdigar öyidiki ibadet xizmetliri yéngibashtin eslige keltürüldi.
36 Худа Өз хәлқигә бу ишларни орунлаштурғанлиғи үчүн Һәзәкия вә пүткүл хәлиқ толиму хошал болушти; чүнки бу ишлар бәк тезла беҗирилип болған еди.
Xuda Öz xelqige bu ishlarni orunlashturghanliqi üchün Hezekiya we pütkül xelq tolimu xushal bolushti; chünki bu ishlar bek tézla béjirilip bolghanidi.