< Тарих-тәзкирә 2 28 >
1 Аһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. У атиси Давутқа охшаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилмай,
Ahaz textke chiqqan chéghida yigirme yashta idi; u Yérusalémda on alte yil seltenet qildi. U atisi Dawutqa oxshash Perwerdigarning neziride durus bolghanni qilmay,
2 Бәлки Исраилниң падишалириниң йолиға кирип маңди; у һәтта Баалларға атап мәбудларни қуйдурди;
Belki Israilning padishahlirining yoligha kirip mangdi; u hetta Baallargha atap mebudlarni quydurdi;
3 Пәрвәрдигар Исраиллар зиминидин һайдап чиқарған әлләрниң жиркинчлик гуналирини дорап, Һинном җилғисида күҗә көйдүрди, өзиниң пәрзәнтлирини оттин өткүзүп көйдүрди;
Perwerdigar Israillar zéminidin heydep chiqarghan ellerning yirginchlik gunahlirini dorap, Hinnom jilghisida küje köydürdi, özining perzentlirini ottin ötküzüp köydürdi;
4 Йәнә «жуқури җайлар»да, дөңләрдә вә һәр қайси көкәргән дәрәқ астида көйдүрмә қурбанлиқ қилди вә күҗә көйдүрди.
Yene «yuqiri jaylar»da, dönglerde we herqaysi kökergen derex astida köydürme qurbanliq qildi we küje köydürdi.
5 Шуңа, униң Худаси Пәрвәрдигар уни Сурийә падишасиниң қолиға тапшурди; Сурийләр уни тар мар кәлтүрүп, Йәһудадин нурғун хәлиқни тутқун қилип Дәмәшққә елип кәтти. Худа йәнә уни Исраил падишасиниң қолиға тапшурди, Исраил падишаси [Йәһудада] чоң қирғинчилиқ елип барди.
Shunga, uning Xudasi Perwerdigar uni Suriye padishahining qoligha tapshurdi; Suriyler uni tarmar keltürüp, Yehudadin nurghun xelqni tutqun qilip Demeshqqe élip ketti. Xuda yene uni Israil padishahining qoligha tapshurdi, Israil padishahi [Yehudada] chong qirghinchiliq élip bardi.
6 Рәмалияниң оғли Пикаһ Йәһудада бир күн ичидә бир йүз жигирмә миң адәмни өлтүрди, уларниң һәммиси әзимәтләр еди; буниң сәвәви, улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкән еди.
Remaliyaning oghli Pikah Yehudada bir kün ichide bir yüz yigirme ming ademni öltürdi, ularning hemmisi ezimetler idi; buning sewebi, ular ata-bowilirining Xudasi Perwerdigardin waz kechkenidi.
7 Зикри исимлиқ бир Әфраимий әзимәт бар еди; у падишаниң оғли Маасияһани, ординиң баш ғоҗидари Азрикам вә падишаниң баш вәзири Әлканаһни қәтл қилди.
Zikri isimlik bir Efraimiy ezimet bar idi; u padishahning oghli Maasiyahani, ordining bash ghojidari Azrikam we padishahning bash weziri Elkanahni qetl qildi.
8 Исраиллар өз қериндашлиридин икки йүз миң аял, оғул-қиз балиларни тутқун қилип елип кәтти; улар йәнә Йәһудадин нурғун уруш ғәниймәтлирини булаң-талаң қилип Самарийәгә әкәтти.
Israillar öz qérindashliridin ikki yüz ming ayal, oghul-qiz balilarni tutqun qilip élip ketti; ular yene Yehudadin nurghun urush gheniymetlirini bulang-talang qilip Samariyege eketti.
9 Лекин у йәрдә Пәрвәрдигарниң Одәд исимлиқ бир пәйғәмбири бар еди; у Самарийәгә қайтип кәлгән қошунниң алдиға чиқип уларға: — Қараңлар, ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигар Йәһудаларни аччиғида силәрниң қолуңларға тапшурди вә силәр пәләккә йәткән қәһри-ғәзәп билән уларни өлтүрдүңлар.
Lékin u yerde Perwerdigarning Oded isimlik bir peyghembiri bar idi; u Samariyege qaytip kelgen qoshunning aldigha chiqip ulargha: — Qaranglar, ata-bowanglarning Xudasi Perwerdigar Yehudalarni achchiqida silerning qolunglargha tapshurdi we siler pelekke yetken qehri-ghezep bilen ularni öltürdünglar.
10 Әнди силәр йәнә Йәһудалар билән Йерусалимлиқларни мәҗбурий өзүңларға қул-дидәк қилмақчи болуватисиләр. Лекин силәр өзүңларму Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида гуна-итаәтсизликләр өткүздуңларғу?
Emdi siler yene Yehudalar bilen Yérusalémliqlarni mejburiy özünglargha qul-didek qilmaqchi boluwatisiler. Lékin siler özünglarmu Xudayinglar Perwerdigar aldida gunah-itaetsizlikler ötküzdunglarghu?
11 Әнди гепимгә қулақ селиңлар! Қериндашлириңлардин тутқун қилип кәлгәнләрни қайтуруветиңлар, чүнки Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви бешиңларға чүшәй дәп қалди, деди.
Emdi gépimge qulaq sélinglar! Qérindashliringlardin tutqun qilip kelgenlerni qayturuwétinglar, chünki Perwerdigarning qattiq ghezipi béshinglargha chüshey dep qaldi, dédi.
12 Шуниң билән Әфраимларниң бир қанчә йолбашчилири, йәни Йоһананниң оғли Азария, Мәшиллимотниң оғли Бәрәкия, Шаллумниң оғли Һәзәкия вә Һадлайниң оғли Амаса қозғилип чиқип җәңдин қайтип кәлгән қошунни тосувелип
Shuning bilen Efraimlarning birqanche yolbashchiliri, yeni Yohananning oghli Azariya, Meshillimotning oghli Berekiya, Shallumning oghli Hezekiya we Hadlayning oghli Amasa qozghilip chiqip jengdin qaytip kelgen qoshunni tosuwélip
13 уларға: — Бу тутқунларни бу йәргә елип кирсәңлар болмайду; бизниң Пәрвәрдигарниң алдида гунайимиз туруп, йәнә техиму көп гуналар вә итаәтсизликләрни айнитмақчимусиләр? Чүнки бизниң итаәтсизлигимиз һелиму интайин еғирдур, Исраилниң бешиға отлуқ қәһр-ғәзәп чүшәй дәп қалди, деди.
ulargha: — Bu tutqunlarni bu yerge élip kirsenglar bolmaydu; bizning Perwerdigarning aldida gunahimiz turup, yene téximu köp gunahlar we itaetsizliklerni aynitmaqchimusiler? Chünki bizning itaetsizlikimiz hélimu intayin éghirdur, Israilning béshigha otluq qehr-ghezep chüshey dep qaldi, dédi.
14 Шуниң билән ләшкәрләр тутқунлар билән уруш ғәниймәтлирини йолбашчилар вә пүткүл җамаәт алдида қалдуруп қойди.
Shuning bilen leshkerler tutqunlar bilen urush gheniymetlirini yolbashchilar we pütkül jamaet aldida qaldurup qoydi.
15 Жуқирида исми тилға елинған кишиләр қозғилип, тутқунларни башлап чиқти, уруш ғәниймәтлири ичидин кийим-кечәк вә аяқларни уларниң арисидики барлиқ ялаңач, ялаң аяқ турғанларға кийгүзүп, һәммисини йемәк-ичмәк билән ғизаландурди, үстибашлирини майлиди, барлиқ аҗизларни ешәкләргә миндүрүп, һәммисини «Хорма дәрәқлири шәһири» дәп атилидиған Йерихоға, өз қериндашлириниң қешиға апирип қойди, андин Самарийәгә қайтти.
Yuqirida ismi tilgha élin’ghan kishiler qozghilip, tutqunlarni bashlap chiqti, urush gheniymetliri ichidin kiyim-kéchek we ayaghlarni ularning arisidiki barliq yalingach, yalang ayagh turghanlargha kiygüzüp, hemmisini yémek-ichmek bilen ghizalandurdi, üstibashlirini maylidi, barliq ajizlarni ésheklerge mindürüp, hemmisini «Xorma derexliri shehiri» dep atilidighan Yérixogha, öz qérindashlirining qéshigha apirip qoydi, andin Samariyege qaytti.
16 Бу чағда Аһаз падиша Асурийәниң падишалириға ярдәм тиләп адәм әвәтти,
Bu chaghda Ahaz padishah Asuriyening padishahlirigha yardem tilep adem ewetti,
17 чүнки Едомийлар йәнә Йәһудаға һуҗум қилип нурғун адәмни тутқун қилип кәткән еди.
chünki Édomiylar yene Yehudagha hujum qilip nurghun ademni tutqun qilip ketkenidi.
18 Филистийләрму Шәфәлаһ түзләңлигидики вә Йәһуданиң җәнубидики шәһәрләргә таҗавуз қилип кирип, Бәйт-Шәмәш, Айҗалон, Гәдәрот, Сокоһ вә Сокоһқа тәвә йеза-қишлақларни, Тимнаһ вә Тимнаһқа тәвә йеза-қишлақларни, Гимзо вә Гимзоға тәвә йеза-қишлақларни ишғал қилип, шу йәрләргә җайлашқан еди.
Filistiylermu Shefelah tüzlenglikidiki we Yehudaning jenubidiki sheherlerge tajawuz qilip kirip, Beyt-Shemesh, Ayjalon, Gederot, Sokoh we Sokohqa tewe yéza-qishlaqlarni, Timnah we Timnahqa tewe yéza-qishlaqlarni, Gimzo we Gimzogha tewe yéza-qishlaqlarni ishghal qilip, shu yerlerge jaylashqanidi.
19 Пәрвәрдигар Йәһуданиң падишаси Аһаз түпәйлидин Йәһудани хорлуққа қалдурди; чүнки Аһаз Йәһудани итаәтсиликкә езиқтурди вә өзи Пәрвәрдигарға еғир асийлиқ қилди.
Perwerdigar Yehudaning padishahi Ahaz tüpeylidin Yehudani xorluqqa qaldurdi; chünki Ahaz Yehudani itaetsilikke éziqturdi we özi Perwerdigargha éghir asiyliq qildi.
20 Асурийәниң падишаси Тиглат-Пилнәсәр дәрвәқә униң йениға кәлди, лекин ярдәм беришниң орниға, униңға көп аваричиликләрни кәлтүрди.
Asuriyening padishahi Tiglat-Pilneser derweqe uning yénigha keldi, lékin yardem bérishning ornigha, uninggha köp awarichiliklerni keltürdi.
21 Чүнки Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидин, падишаниң ордисидин, шундақла әмәлдарларниң өйлиридин көп мал-дунияни чиқирип, Асурийә падишасиға бәргән болсиму, лекин униңға һеч пайдиси болмиди.
Chünki Ahaz Perwerdigarning öyidin, padishahning ordisidin, shundaqla emeldarlarning öyliridin köp mal-dunyani chiqirip, Asuriye padishahigha bergen bolsimu, lékin uninggha héch paydisi bolmidi.
22 Мошундақ интайин мүшкүл пәйттә бу падиша Аһаз Пәрвәрдигар алдида техиму еғир қәбиһликкә чөкүп кәтти.
Mushundaq intayin müshkül peytte bu padishah Ahaz Perwerdigar aldida téximu éghir qebihlikke chöküp ketti.
23 У өзини мәғлуп қилған Дәмәшқниң илаһлириға қурбанлиқ сунди, чүнки у: «Сурийәниң падишалириниң илаһлири уларға ярдәм қилди, шуңа мәнму уларға қурбанлиқ сунуп, уларни маңиму ярдәм беридиған қилимән» деди. Лекин әксичә бу бутлар униң өзини, шундақла барлиқ Исраилларни һалакәткә елип барди.
U özini meghlup qilghan Demeshqning ilahlirigha qurbanliq sundi, chünki u: «Suriyening padishahlirining ilahliri ulargha yardem qildi, shunga menmu ulargha qurbanliq sunup, ularni mangimu yardem béridighan qilimen» dédi. Lékin eksiche bu butlar uning özini, shundaqla barliq Israillarni halaketke élip bardi.
24 Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидики әсвап-буюмларни жиғип елип чиқип, уларни кесип-езип парә-парә қиливәтти; вә Пәрвәрдигарниң өйиниң дәрвазилирини печәтливәтти. Һәм өзи үчүн Йерусалимниң һәр бир доқмушида қурбангаһларни салғузди.
Ahaz Perwerdigarning öyidiki eswab-buyumlarni yighip élip chiqip, ularni késip-ézip pare-pare qiliwetti; we Perwerdigarning öyining derwazilirini péchetliwetti. Hem özi üchün Yérusalémning herbir doqmushida qurban’gahlarni salghuzdi.
25 У йәнә Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә башқа илаһларға хушбуй йеқиш үчүн «жуқури җайлар»ни салғузди, шундақ қилип ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзиви қозғалди.
U yene Yehudaning herqaysi sheherliride bashqa ilahlargha xushbuy yéqish üchün «yuqiri jaylar»ni salghuzdi, shundaq qilip ata-bowilirining Xudasi Perwerdigarning ghezipi qozghaldi.
26 Мана, униң қалған ишлири, җүмлидин барлиқ тутқан йоллири баштин-ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур.
Mana, uning qalghan ishliri, jümlidin barliq tutqan yolliri bashtin-axirighiche «Yehuda we Israil padishahlirining tarixnamisi»da pütülgendur.
27 Аһаз ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни Йерусалим шәһиригә дәпнә қилди, лекин уни Исраил падишалириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди. Оғли Һәзәкия униң орниға падиша болди.
Ahaz ata-bowiliri arisida uxlidi; kishiler uni Yérusalém shehirige depne qildi, lékin uni Israil padishahlirining qebristanliqigha depne qilmidi. Oghli Hezekiya uning ornigha padishah boldi.