< Тарих-тәзкирә 2 27 >
1 Йотам тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Йәруша болуп, Задокниң қизи еди.
2 У атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди (лекин у Пәрвәрдигарниң муқәддәсханисиға кирмиди). Лекин хәлиқ йәнила бузуқ ишларни қиливәрди.
3 Пәрвәрдигар өйиниң жуқуриқи дәрвазисини ясатқучи Йотам еди; у йәнә Офәлдики сепилдиму нурғун қурулушларни қилди.
4 У Йәһуданиң тағлиқ районида шәһәрләрни бена қилди, орманлиқлардиму қәлъә-қорғанлар вә күзәт мунарлирини ясатти.
5 У Аммонийларниң падишаси билән уруш қилип уларни йәңди; шу жили Аммонийлар униңға үч талант күмүч, миң тонна буғдай, миң тонна арпа олпан бәрди; Аммонийлар иккинчи вә үчинчи жилиму униңға охшаш олпан елип кәлди.
6 Йотам Худаси Пәрвәрдигар алдида йоллирини тоғра қилғини үчүн қудрәт тапти.
7 Йотамниң қалған ишлири, җүмлидин қилған җәңлири вә тутқан йоллириниң һәммиси мана «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур.
8 У тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди.
9 Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди; оғли Аһаз униң орниға падиша болди.